283
ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издиниш шәрқий түркистан һөррийәт нәшрияти - 2006 йили

Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

  • Upload
    others

  • View
    11

  • Download
    0

Embed Size (px)

Citation preview

Page 1: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

ғ. о. зулпиқар

Шәрқий Түркистан

Азадлиқ Йолида Издиниш

шәрқий түркистан һөррийәт нәшрияти - 2006 йили

Page 2: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

табғач(хитай)ниң сөзи татлиқ, йипәк рәхтлири юмшақ икән, татлиқ сөз вә юмшақ йипәклири билән алдап, йирақ болған милләтләрни өзигә йеқинлаштуридикән. йеқинлишип орунлашқандин кейин, яман чүшәнчиләрни тарқатқили башлайдикән. яхши, алим кишиләрни вә яхши, батур кишиләрни алға бастурмайдикән. бир киши өзгириш қилса униң хәлқигә, һәтта бөшүктики уруқ ـــــ әвладиғичә рәһим қилмайдикән. татлиқ сөзигә, юмшақ йипәклиригә алдинип көплигән түрк хәлқи өлдуқ.

—миـــ ــлади 732- йиـ ـــлـ и (түрк шаһзадиси колтегинниң қәврәــтешиға орхун йезиқи биـــлـــән оюлған) "кـــолтегин мәңгү теши"дин.

Page 3: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

мундәриҗә кириш сөз орнида 7 китап оқумайдиған уйғурлар 17 биз дәва қилишни биләмдуқ ـ йоқ? 29 пиланни бәк балдурға түзивәтмәйли 64 ”балиларчә аддий ойлаш кесили“ 72 уйғурларниң тәшкилатлиниш формиси 92 ”писхика җәһәттә хам“лиқимиз тоғрисида 102 орта асия уйғурлириниң миллий сапаси 170 орта асия уйғурлирида ”мәшһур шәхсләр“ 192 чәтәлдики уйғурларға мәслиһәт 205 хитайларниң һөкүмранлиқ усули 223 даһиларға мәслиһәт 253 даһиларниң әқәллий шәртлири 287 ”әқиллиқ“ уйғурларға 293 мунапиқларни қандақ тонуш керәк? 306 вәтән ичидики қериндашларға хитап 322 азадлиқ йолидики дәсләпки аяқ излири 340 пайдиланған китаплар 348

Page 4: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

кириш сөз орнида китабимни ”даһи“лар үчүн, ”билимдан“лар үчүн,

”йол башчи“, ”әмир“, ”ледир“ яки ”вәли“лар үчүн пайдилиниш матирияли, һеч болмиса савақ китаби болуп қалар дейишкә җүрәт қилалмаймән. чүнки һис қилдимки, бизниң ”даһи“лиримиз бәкрәк ”улуғ“ болғачмикин башқиларниң даһилиридәк хәқ язған китапларни оқуп йүридиған ”зиди пәст“ләрдин әмәскән. шуңа улар өзи һәпиләшмәкчи боливатқан дүшмәнни, өзи азад қилмақчи боливатқан милләтни чүшиниш үчүн, өткәнләрниң савақлирини нәзиридин өткүзүш, тәтқиқатчиларниң издиниш мевилирини көрүп, сиясионларниң һаяти, тарихтики зор сиясий вақәләрниң мунасивәтлик мәзмунлирини үгинип есигә селивелиш, мәғлуп болғанларниң, ғалипларниң һаят паалийәтлирини тәтқиқ қилиш вә үгиниш қатарлиқ ишлар билән ”улуғвар образ“ини төвәнләтмәйдикән. уларниң ишму - хияли йәнә бир ”риқабәтчи даһи“ниң немә ойлап, немә қиливатқанлиқини, аилиси, шәхсий турмуши, (қатарлиқ ”йип базиридики улуғ аял“лардәк ”чоң ишлар“( билән бәнд болғачқа, китап көримән, азадлиқ йолида издинимән, чоңқур чөкимән, дәп, күндилик коча париңи вә ”диққәт қилишқа тегишлик моһим нуқтилар“ни нәзәрдин сақит қилип, рәисҗумһурлуқни қолдин берип қоюштәк хаталиқни садир қилмаслиққила диққәт қилидикән. демисиму улар ”риқабәтчи даһи“ларниң һәркитигә диққәт қилип турмиса, әгәр у үнүмлүк иш қип кетип, даһилиқ орнини муқимливалса болмайду ـ дә! шуңа диққәттә туруп, вақти ـ вақтида бузуп туруш керәк ـ тә!

мән бу китапни кимләрниң оқуп, кимләрниң оқумайдиғанлиқини ениқ билсәмму, йәнила нәширгә

Page 5: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

тәйярлидим. демәкчи болғиним: китабимни мән билгәнни билидиған, бәлки мәндин көп билидиған, чоңқур ойлайдиған, терән пикир қилидиған адәмләр ”вәтән һәққидә бир қәтрә пайдилиқ бир немә чиқип қаламдикин“ дегән үмид вә издиниш роһи билән оқуйду. улар билидиған ишларни мениң қайта уқтурушумниң уларға анчә мәнпәәти болмайду. әксичә, мән оқуп, билип қелишини үмид қилидиған вә китабим арқилиқ мәлум чүшәнчиләргә игә болуп қелишини, әқәллий саватқа болсиму еришишини истигән кәң авам ― уйғурларниң асасий аһалиси оқумайду. китап оқумайдиған, гезит оқумайдиған, пәқәт ”йип базири“ дики хотунлардәк коча параңлиридинла ”хәвәр“ уқуп, коча параңлиридинла ”билим“ алидиған бундақ аңсиз хәлқни мәнивий җәһәттин йетәкләш, тәрбийиләш, йетилдүрүшниң имкансизлиқини билип турсамму, мөминлик қәрзим, уйғурлуқ бурчум, шәрқий түркистанлиқ болғанлиқ мәҗбурийитим түпәйлидин, бу роһни ғаҗилайдиған, тәнни аҗизлаштуридиған тәпәккүр әмгигини қилмай туралмидим .

бизниң бу ”билимдан“ хәлқимиз туймастин хәндан уруп һаңвақтиларчә яшаватқини билән, бизгә йүзләнгән қисмәтниң хәтиридин теним шүркиниду. лекин, биғәм милләт бу хәтәрни һәқиқий һис қилалмайватиду. бәзилиримиз ”партийәниң парлақ миллий сиясити“дин үмидвар, сараңларчә яшаватқан болсақ, бәзи ”вәли“ләр техиму бимәнә усулда әмәлийәттин чәтнигән, балиларни ахмақ қилғандәк интайин аддий, тейиз, хунүк пикирләр билән хәлқни үстиләп колдурлитип җан бақмақта. хәлқниң зиядә наданлиқи уларниң ”тиҗарити“гә хоп чүшкән болса, һәқ вә пайда ـ зиянни уқтуруп қояй дегүчиләрни би риҗәлики билән зәрдигөш қилмақта.

Page 6: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

ядимға ихтиярсиз һалда чехов ниң ”һәсрәт“ дегән һекайиси кечиду: һекайида дәртмән киракәш бовай кимла учриса өз һалини төкүшкә башлайду. һәрким өз ғеми, өз һали билән болғачқа, униң зариға һечким қулақ салмайду,ахири бичарә бовай еғилда етини силап туруп дәрдини етиға сөзләп бериду. бүгүнки күндә китапхани болмиған бу китап, таңла әтә, уйғур тили йоқалған, уйғурлар сиңишип түгигән заманда музейларда сақлинип қалса, шу заманда ”муда“ болған ”нәсли қуруп кәткән милләтләрни тәтқиқ қилиш җәмийити“ дегәндәк органларниң пайдилиниш матирияли болуп қелишини тәсәввур қилғинимда көзүмгә яш тиқилиду.

) бәлки ”билимдан“ кишилиримиз ”милләт йоқалмайду! шум гәп қилма!“ дәп рәддийә берәр, әмма мәсилә әйни шу дәриҗидә җиддийдур. чүнки биз мәвҗутлиқимизни сақлашниң әқиллий шәртлиридин мәһруммиз. дөләттин ибарәт бу милләтниң қорума теми ― мудапиә һалқиси биздә болмиған икән, йоқулушни тән елиштин башқа йол йоқтур .(

илгири ички зиддийәтләргә зеһин вә вақт зая қилғинимға өкүнүп қалдим. биринчидин, ”ғәйвәт сорунлиридики җөйлүш“ләргә китап арқилиқ рәддийә бериш худди чивинни қилич билән қоғлиғандәк артуқчә һәм биһудә иш болуш билән биргә, әмәлийәттә уларни ”инавәтлик“ қилип қойидикән (чүнки, ундақ ғәйвәтләрниң һечқандақ һаятий күчи болмайду, қисқа муддәттә унтулиду вә һечким: ”тарихта палан ـ палан дегән мәшһур питнихорлиримиз өткәникән “ дәп әсләп олтурмайду, китап болса миңларчә йил яшап қалиду); иккинчидин, уларға бәрибир гәп тәсир қилмайдикән, зеһин исрапчилиқи болидикән; үчинчидин, уларға қаритилған аччиқ гәпләрни дүшмәнләр ”шәрһийләп“ яхши адәмләргә қаритилған қилип көрситип,

Page 7: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

уқушмаслиқ пәйда қилидикән. шуңлашқа асасий зеһнимизни азадлиқ йолида издинишкә қаратсақ техиму тоғра болидикән.

гәрчә парчә ـ пурат мақалилиримниң топлими болған бу китабимни "азадлиқ йолида издиниш" дәп атиған болсамму, буниңда йәнә башқа мәзмунларму бардәк қилиду. мениңчә, булар тәҗрибә ـ савақлар, идийивий тосалғулар, писхик тосалғулар һәққидики мулаһизә вә баянлар болуп, теги ـ тәктидин алғанда йәнила азадлиққа мунасивити бар дәп ойлиғанлиқимдин у хилдики мақалилиримниму бу китапқа киргүздүм.

бәзи сәмимий кишиләр илгирики китабимни "милләтни кесәл чирмап кәтти, қутқузушқа амал йоқ, дегән үмидсизликкә елип баридикән" дәп тәнқид қилғаниди. бу мәлум мәнидин ейтқанда тоғра, әмма үмидсизликни тәрғип қилиш чүшәнчисидә болуш адиллиқ әмәс, чүнки биримиз кесәлни көрсәтсәк, йәнә биримиз дорисини тапармизмикин дәп ойлиғанидим. бәлки техи шуниси барки, дорисини тепишму, кесәлни үзүл ـ кесил тепип чиқишму бир я бирнәччә адәмниң қолидин кәлмәйду. йүзләп, миңлап адәм бу һәқтә баш қатурушлири, ”дора“ тәклип қилишлири керәк. бир кесәлни сақайтмақ үчүн, бармиған дохтур, тивип, һәтта дахан, бахшиларму қалмиғандәк бизму техи ни койларда палақлаймиз!

” қутулуш йоли көрситилмигән“ дегән әйпни йүкләш асан болғини билән, йолни көрситиш у қәдәр асан әмәс. раст, китабимда тоғридин ـ тоғра бундақ бир йол көрситилмигән иди, һәм бундақ бир йолниң болишиму һазирчә анчә әқилғә сиғмайду. әмма, йол пәқәтла йоқму әмәс. униң дөвә ـ дөвә чатқаллардәк сөз җаңгаллирида бәзи ”чиғир йоллар“ көринипму қалиду. кесәлниң көрситилиши ”пәрһиз“ тутулса яхшилиништинму далаләт берәтти, әмма бу тәрипи

Page 8: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

яхши аңлишилмиған. шуңа мәзкүр китабимда ― гәрчә бәк чоң гәп болсиму ― ениқрақ йол көрситиш урунушлиридиму болмақчимән. илгири биз барлиқ тенчлиқ усуллири, аталмиш сиясий йол, салаһийитимиз һазирланмиған һалда чүшәкәватқан ”сөһбәт“ йоллири ― омумән җасарәтсизликни чирайлиқ ниқаплайдиған барлиқ хотунларчә усулларни инкар қилип, қан төкмигичә, җандин кәчмигичә вәтән болмайдиғанлиқини оттуриға қойғанидуқ. бәзи қизғин кишиләр бу қан төкүшниң конкрет усуллири һәққидә язди. буниңға қошулуш билән биргә, бу тәшәббусқа қарши кәлмәйдиған яки путлашмайдиған, өлүмгә җүрити болмиғанларға мувапиқ ушшақ әмәлий һәркәтләр ― көрәш йоллири, миллий барлиқимизни сақлашниң әқәллий йоллири, ”ушшақ“ болсиму, ”әмәлий“лики җәһәттин һәр һалда қуруқ йиғинлардин яхширақ болған йолларни көрситишкә тириштуқ. омумән, һөррийәт арзусида болған хәлқ қандақ роһий һаләттә болиши керәк? қандақ һиссиятта болиши керәк? қандақ идийивий тәйярлиқта болиши керәк? дегәндәк мәзмунлар үстидә билгинимни оттуриға қойдум. бир адәмдә дүшмәнгә қарши кин ـ нәпрәт туйғусила болидикән көрәш имканлири тепилмай қалмайду .

худди шундақ, көрситишкә урунмиш болған бу ”йоллар“ му һәркимниң қоллунуш имканлириға көрә һәр түрлүктур. қалди гәп бизниң қоллунушимизға бағлиқтур. қолиңиздин қайси кәлсә шуни синап көрсиңиз болиду. бәк болмиғанда дилиңизниң чоңқур йеридә хитайни өч көрүш туйғуси болсиму биргә һесап. шундақ болсила бу туйғу сизниң әң назук сөз ـ һәркәтлириңиздә ипадилинип, әвладлириңизда иҗабий тәсир пәйда қилиши, сиз худди писхика җәһәттин пишқан милләтләр мустәмликичиләргә тутидиған тәбиий яқтурмаслиқ позитсийисини болсиму аңсиз

Page 9: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

һалда ипадиләп қелишиңиз мүмкин. әгәр дилиңиздиму бундақ өчмәнлик туйғусиниң орун елишидин, өз балилириңизғиму бундақ бир удумни мирас қалдуруштин қорқсиңиз мунапиқниң нәқ өзи боптимән дәвериң!

китаплиримда миллитимизниң әҗәллик аҗизлиқлирини қезишим, бәзиләр дегәндәк ”үмидсизлик тәрғибати“ әмәс, көздә тутқунум миллий хаслиқимизға ― риял әмәлийитимизгә мас кәлмәйдиған йолларда қаймуқмаслиқ, чоң гәпләр билән өз ـ өзини голлимаслиқ, бәлки өзимизниң әмәлий әһвалиға яриша көрәш йолини тәтқиқ қилип тепиш үчүндур.

китапта йәнә бәзи аччиқ қурларму учрайду. лекин чүшәнгән оқурмән үчүн булар бизниң қисмитимиздинму аччиқ әмәс. бирси мениң тамака чекишимни шундақ аччиқ сөзләр билән тилға алған идики, аһанәт чәккинимдин, иккинчиләп тамака чәккән һалда бу бурадәргә мулақат болуштин уюлуп ташливәткәнидим. мана әмди өзүмгиму, җәмийәткиму пайдилиқ болди. аччиқ гәпләрниң татлиқ нәтиҗиси бу. худди шуниңдәк, тәнқидий ибарилиримниң аччиқи бирәр тәбиити бар, иза тартишни билидиған вәтәндишимизға тәсир қилип, мениң тамака ташлиғинимдәк нәтиҗә рой бәрсә әҗәп әмәс, дәп ойлидим. аччиқ қурлиримни бәзиләр шәхскә қилинған һуҗум дәп қариши мүмкин. бизниң шуғуллиниватқинимиз инқилап! инқилап болған икән у кишиләр хиял қилғандәк һечкимгә тегип кәтмәйдиған, һечкимни рәнҗитмәйдиған, силиқ сипайә нәрсә әмәс. бу һәқтә "үзүндә" ядлайдиған йиллардин хатирәмдә қалған мавзедоңниң инқилап һәққидики бир тәбирини нәқил қилип қояй: "инқилап қилиш миһман чақириш, зияпәт бериш әмәс, рәсим сизиш, кәштә тикишму әмәс, у ундақ мулайим, ундақ

Page 10: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

назакәтлик әмәс; инқилап бир синип йәнә бир синипни ағдуруп ташлайдиған зораванлиқ һәркәт". мениңчә бу тәрип тоғра. шундақ икән, униң кимләрниңдур назук җайлирини ечиштуриветиши тәбиий вә күтүлгән нәтиҗидур. аччиқ дора һаман яра бар җайни ечиштуриду!

йәнә бир иһтималлиқниму һесапқа елип, бу йәрдә азрақ алдин җавап беришни лайиқ таптим. мәмликәттә бирәр яхши китап йезилса кәсптә йүксиләлмигән бирнәччә қитиғур қәләмкәштин башқа һәммә адәм махтайти. әмма чәтәлдә ундақ әмәскән: чапанчи содигәрдин тартип дәллалларғичә; теричиләрдин тартип амити кәлмигән моллиларғичә, һәммиси ”баһалиғили“, қусур тепип ”мениңчә“ дегили туридикән. китаплар һәққидә мулаһизә, муназирә қанат яйдуруш, обзор елан қилиш әлвәттә яхши иш, илмий иш, шундақла оқурмәнләрни китапни техиму яхши чүшинишкә йетәкләйдиған пайдилиқ васитәдур. әмма бу илим мәсилиси болуш сүпити билән илмий саһәниң, илим адәмлириниң ишидур. чәтәлдә болғининиң өзинила һәр ишқа пикир қатнаштуруш, һәммә шәйи һәққидә көз қараш елан қилишниң шаһадәтнамиси һесапливалған бу адәмләр өзини чағлимай гәп йорғилитип, бәзи питниләргә йол ечип беридикән. биз бу йәрдә бу җанапларға қисқичила: ”өзәңни билип, һәмилиңни қил“ дәпла қойимиз, халас!

һәқичан нурғун китапларни оқуп, издинип, керәклик ”әқил“ топлашқа урунидиған уйғур тайинлиқ дәп ойлап, болупму ”даһилар“ ичидә бундақ издиниш роһиға игилириниң тайини йоқлиқини нәзәрдә тутуп, билишкә тегишлик ишларни тарихқа аит китаплардин нәқил елип сәһпә ـ сәһпә көчүрүшкә мәҗбур болдум. әгәр биз көп китап оқуйдиған хәлқ болғинимизда иди, техиму көп мәнпәәт алған болаттуқ. мисали, мевини бағда йегән қандақ, тәхсигә елип келингәнни йегән

Page 11: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қандақ? бири сани чәклик, түри аз; биридә таллаш имканлири кәң болғандәк бир иштур. әмәлийитимиздә йүзләрчә китаплар ичидин ”ширнә“ йиғиштин еринмәйдиғанларниң бәк азлиқини көрүп туруптимиз. тәйяр болса ”һәзим“ қилиш асанрақ болар дәп, ”саман“дин айрилған ”чәш“ни сунушқа, буниң билән һеч болмиса бирлириниң тәпәккүригә илһам бериш, әсли әқиллиқ болсиму ”үчәк“ һалитидә турғанларни ғидиқлаш роли ойнап қалар дегәнни нәзәрдә туттум. бу гәпләрни бу йәрдә әскәртишимдики йәнә бир сәвәп шуки, биләрмәнлиримизниң көпликидин тарихи китаплардин узун ـ узун нәқил елишимни бирхил көчүрмикәшликмикин, өзиниң кәшпияти қиливалдимикин, дәп әнсирәшләрниң алдини елиш үчүндур. билиш керәкки, тарих болуп пүткән һаят картинисидур, уни бир шәхс кәшп қилған әмәс.

1998- йили, дикабир, ташкәнт. 2001 – йили, истанбул.

Page 12: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

китап оқумайдиған уйғурлар аңлашларға көрә бири мәсуд сәбиридин

һәсрәтлинип туруп шундақ сориған икән : ―я аллаһ! мушу милләтму азад боларму? әпәндим,

ейтип беқиңа, сизниңчә қачан, қандақ бир әһвалда азад болар?

―азад болиду, ‐ дәпту, мәсуд әпәнди, ― бу милләтниң диһқиниму етизиға су башлап қоюп, янчуқидин шу күнлүк гезитни елипла оқуйдиған болғанда азад болиду.

бу сөзниң нәқәдәр тоғра, нәқәдәр дәл җайида ейтилғанлиқини аччиқ әмәлийәтләр һис қилдурмақта! әгәр бир милләт азадлиққа интилидикән, у һалда бир мәпкүрә, бир хил сиясий ғайә астида бир байрақ әтрапиға уюшмиқи керәк. лекин бу уюшуш өз ـ өзидин вуҗудқа чиқмайду. бундақ идийивий бирлик дуняниң нәридә, қайси ирқ, қайси милләттә болишидин қәтийнәзәр бирла хил усулда ишқа ашиду. у болсиму ـ тәшвиқаттур! тәшвиқат болса китап, гезит ـ журнал, тәшвиқат варақлири, нутуқ, чақирқлар арқилиқ елип берилиду. нутуқ гәрчә уқушлуқ, җанлиқ, тәсирлик болсиму интайин зор чәклимиликкә игә. йәни нутуқни шу мәйданда болғанлар, натиқниң авази йәткән даиридики адәмләрла аңлиялайду. чәклимигә әң аз учрайдиған, йирақ ـ йирақларға кетәләйдиғини болса язма тәшвиқаттур .

әмди хуласә қи ــــли ــــш тәс әмәс ــــــки, уйғурларниң азадлــــــــــــиқ мәсилисидики наһайити чоң ички тосалғуниң бири, бәлки әң моһими оқуш билән келишәлмәйдиған ғәлитә миҗәзидур. бундақ бир хәлқни тоғра мәпкүрә асасида йетәкләш, мәлум идиални сиңдүрүш мүмкинму? иттипақсизлиқни

Page 13: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

түгитиш, зиддийәтләрни һәл қилиш, тоғра ـ хатани пәрқ етиш, хаталиқларни тәнқид қилиш,... омумән инқилап үчүн зөрүр болған барчә идийивий тәйярлиқ оқуш арқилиқ әмәлгә ашиду. униңсиз худди һазирқи бизниң әһвалимизға охшаш әһвал ‐ һәрким өзи туриватқан тар бир даирини дуня мушу дәп тонуп қелиш, ”һәрким өзи билгәнчә чиллаш“ әһвали келип чиқиду.

мән ахирқи күнләрдә көпүккә айлиниватқан тиришـــчанлиқлиримизға ечиниш һисси ичидә қарап олтуруп бу хил оқуштин бизарлиқ писхикисини қайта ـ қайта тәһлил қилип төвәндики хуласигә кәлдим. уйғурлар асасән үч сәвәптин китап оқумайдикән:

1.” улуғ“лиқи сәвәплик оқумайдикән. 1) өзи бәк ”улуғ“ болғачқа өзи яратмайдиған ”төвән“ адәмләрниң язған бир немисини оқуп йүрүшни ”улуғлуқ“иға мунасип кәлмәйдиған, ашу ”төвән“ муәллипни етирап қилғандәк боп қалидиған иш һесаплап оқумайдикән. 2) улар ”улуғ“ болғанлиқтин, өзини һәр җәһәттә билимгә тошқан дәп ойлайдиған болғачқа, йәнә билим қобул қилғудәк ”бош йәр“ йоқлиқидин, шундақла өзиниң билим алидиған ”талип“ болуп қелиши салаһийитини төвәнлитиветидиған иш болғанлиқтин, билим бәргүчи ”устаз“ һесаплап һечнәрсә оқумайдикән. буни бир ”улуғ“имизниң әмәлий позитсийисидин билдуқ. бу ”даһи“ (”аллаһ бизниң дуасимизни иҗабәт қилип муйәссәр қилип бәргән вәли “ :(

" ــــ җәннәтниң ачқучи" дегән китапни оқуп бақлиму тәқср? ― дегән соалға (даһиянә қияпәт, улуғвар түс билән) шундақ җавап бәргән:

― ... әнди,... ишқилип, өзиниң әһвалиға яриша язған ـ дә,... әпләп ـ сәпләп,... болиду, дейишкә болиду...

Page 14: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

униң ”кәң қосақлиқ“´билән бәргән ”илтипатлиқ“ баһасиға рәһмәт (нийитигә яриша аллаһ мукапатини бәрсун). бу тил чайнашлардин шуни қияс қилиш тәс әмәски, ”вәли“ бу китапни оқумиған. әмма китап оқумайдиған қандақ ”алим“ бу? дегән соал туғулуп қалмаслиқ үчүн, оқуған қияпәттә баһа беришкә тоғра кәлгән. шуниң билән авари мухлислириниң ағзаки ейтип бәргән баһалириға асасән, әнә шундақ ”улуғлуқ“, ”кәң қорсақлиқ“ билән ”муәййәнләштүргән“. рәсмий махтай десә, өзиниң улуғлиқини чүшүрүп, башқиларни көтүрүп қалмай, дәп әнсиригән болса, инкар қилай десә, қитиғурлиқи билинип қелип, ”кәң қорсақ даһи“лиқ образини бузивелишидин әнсирәп, икки ”ташниң арисида“ тазиму қийналған!

” вәли“лардинғу ағринишқа ”һәққимиз йоқ“, чүнки улар ”алаһидә матириялдин ясалған“ болғачқа, уларниң кибри буниңға йолму қоймайду. әмма башқа уқумушлуқлар, ”даһи“лар, йолбашчи, ”ледир“ларму охшашла китап оқушқа ”қейиқ“ икәнликини һис қилиш тәс әмәс. шәрқий түркистанниң азадлиқи һәққидә йезилған нәрсиләрниң азлиқидин тилға алғучиликиму йоқ. шундақ болишиға қаримай, ”шәрқий түркистан азадлиқи үчүн көрәш қиливатқан“ даһиларниң һәммиси дегүдәк ”чолиси тәгмәй“ бундақ китапларни оқуялмиған(һәқиқәтәнму қалтис алдираш адәмләр ـ дә!)! издинип, издәткүзүп, таптуруп әкәлдүрүп оқуш әмәс, бурниниң түвидә турған болсиму! бу я кибирдин, я уларниң вәтән үчүн көрәш қиливатқини, баш қатуриватқини ялған болғини үчүндур!

2 . пуллуқ болғанлиқи үчүн оқумайду. 1) пул тапқан уйғурлар өзлирини әрзийдиған ишлар билән бәнд, алдираш, ”чоң адәм“ һесаплайду. китап оқуп йүрүш уларниң нәзиридә мәктәп балилириниң, қолидин иш

Page 15: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

кәлмәйдиған авариларниң иши, бикарчиларниң ич пушқи үчүн қарт ойниғини, белярд ойниғини билән бир қатардики иш, халас! 2) пуллуқ болғинини бир хил улуғлуқниң ипадиси билгәчкә, ”чакина адәмләрниң қилиқи“ни қилип китап оқуп йүргүси кәлмәйду. ”төгиниң мазар билән иши йоқ“ дегәндәк, уларда аҗайип бир хил көрәңлик барки, һәрқандақ бир уқумушлуқ алдидиму һеч қорунмастин гәп йорғулутудиған, һечкимни көзгә илмәйдиған ”хоҗайинлиқ роһ“қа игә!

3 . саватсизлиқи түпәйли оқумайду. әң көп санлиқни тәшкил қилидиғини мушу тәбиқә. ”китап оқуш“ (яки мәктәптә оқуш) десә, кадирлиқниң тәйярлиқи, дәп чүшиниду. әгәр кадир болмайдиған иш болса ”оқуғанниң пайдиси немә“ дәп қарайду. улар наданлиқи түпәйли оқушниң әһмийитини әң тар чүшәнгән яки задила чүшәнмигән адәмләрдур. шундақ болишиға қаримай, улардин ағринишқа задила һәққимиз йоқ. чүнки улар надан һәм саватсиз. ағринишқа һәққимиз йоқлиқини савади бар туруп, һәтта өзи ”уқумушлуқ“ маркисида болуп туруқлуқ оқумайдиғанларни билгәнсери техиму тонуп йетимиз.

бәлким бизниң китап оқушқа хирлиқимиз өтмүштики билгинләрниң диний китапларни тәрҗимә қилишқа өлгидәк қарши туруп, хәлқни надан қалдурушта хизмәт көрсәткәнликидин күчәйгән болса керәк .

у билимданлар китаплар тәрҗимә қилинип кәтсә, һәммә адәм өзи оқувалса, биздин ким мәсилә сорайду, ким бизни миһманға чақирип зәллә қолтуқлитиду, дәп қорқидикәнмиш. шуниң билән хәлқ пәқәт сөзлигәнни аңлап қоюшқила адәтләнгән. аңлиған нәрсә толуқ әстә қалмайдиған болғачқа қайта көрүш, башқилири билән селиштуруш, тәтқиқ қилиш, мулаһизә қилиш, өз әмәлийитигә тәдбиқ қилиш мүмкин болмай, һаман

Page 16: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

”ағзини камардәк ечип“ олтуриверидиған адәт шәкилләнгән. улар үчүн ”китап дегән йерим өмри оқуш билән өткән адәмләр чүшәнмисә башқилар чүшәнмәйдиған“ сирлиқ нәрсигә айлинип кәткән болуп, уларда билип беқиш, чүшинишкә һәркәт қилип беқиш җүритини қуритивәткән. техиму сәт болғини билгин аталғанларниң хели көп қисмиму пәқәт әрәпчә хәт оқуялайдиған, әмма өзиму һечнемә чүшәнмәйдиған бичарилар болуп, уларму билип ـ билмәй бир немиләрни сөзләп, өзидин сәл ”игиз“ рақлардин аңливалғанлирини каллипай қилип, башқа бир гәпләр, башқа мәзмунлар билән алмаштуривелип сөзләп җенини беқип кәлгәнлики, кишиләрдә: ” паланчи қарим мунчә йил оқупму түзүк билмәйватса...“ дегәндәк җүрәтсизликни күчәйткән. йеңи заман яшлириниң ичидики бир қисим моллилар һәқиқәтни әлгә йәткүзүштә аллаһниң дегинидәк” һәқни йәткүзгини үчүн һәқ алмайдиған“ болғачқа конилириниң ― җиңмома йигәнләрниң җәһлини қатурған. бирақ, һелиму чәтәлгә чиқивалған бир қисим җанбақарлар һәқни йошуруп, әлни алдап, ”һәммә иш тәқ, пәқәт пулла болса вәтәнни азад қилидиған ишни тәйярла қилип қойғантуқ“ дейишмәктә! уларниң вәтән демәйдиғанлиқи, алди билән пәләстинни азад қилидиғанлиқи, америкиға байрақ қадайдиғанлиқини хәлқ унтуп қалмиған болса, бу кейинки гәпкә рәп йимәйватқанлиқини һис қилар, әлвәттә(гәп униңдиму әмәс), буниму демәй турайли, ”бу иш сән қоңалтақларниң дәп йүргинидәк аддийму?“ дегән соални сорисила уларниң мези чувулиду! улар қачанғичә бир қорсиқи үчүн хәлқни алдаркин?! қуран, һәдисләрдин бир қатар оқуветип, арқидин ялғанлар етилса раст дәп алдинип пул беридиғанлар, һеч болмиса көтигә тепип һәйдивәтмәй һиссидашлиқ қилидиғанларниң мәвҗутлиқи дәл хәлқимизниң

Page 17: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

наданлиқи, савади болсиму китап оқуш билән хошиниң йоқлиқиниң ақивитидур. болмиса бу ялғанлар шунчә аддий, балиларчә, сараңларчә көти ечилип туридуки, бундақ гәпләргә пәқәт бизниңкидәк хәлқла ишиниду.

хәлқимиздики бу хил аҗизлиқни илгири задила тәсәввур қилмиған яки бу дәриҗидә еғир дәп ойлимиған икәнмән. нөвәттә бу хәлққә рәҗ уқтуруш иһтияҗи җиддий һалда алдимизға қоюлиши мунасивити билән бу нуқтини тонуп йәткинимдә, мәмликәттики язғучиларниң балиларчә саддилиқ билән хош болуп кетидиған бир иши ядимға йетип, уларға ич ағритиштин ихтиярсиз көзүмгә яш кәлди .

вәтәндә дәһшәтлик қизил терорлуқ һөкүм сүргәчкә чиңрақ нәпәсму алғили болмайду, язғучилар өзлириниң миллий вә сиясий туйғулирини йошурушқа мәҗбур. һечнәрсә демәслик, йәни, хәлқни тәрбийиләштин ибарәт бурчини ада қилмаслиққа виҗдани йол қоймайду. шуңлашқа әсәрлиридә символлуқ йоллар билән әнә шу хаһишлирини ипадиләшкә мәҗбур болиду. әгәр мәлум қаршилиқ роһини ипадиләйдиған җүмлини қатму ـ қат ”пайтимилар“ға орап , япта гәпләр, әгитмә усуллар билән әсиригә қистуривалған болса, бу қилиқидин хурсән болуп, гоя бу милләтниң әң моһим бир ишини һәл қиливәткәндәк, достлириға: ”... мундақ, мундақ дәвалдим дегинә, раса кәлтүрдүм, һардуқум чиқти...“ дейишип кетиду. ваһаләнки, бу ”дәвалған“ гәп наһайити йошурун даритмилаш болғачқа уни пәқәт шу идийини һазирлиған, өзиму шунчилик сәвийигә игә кишиләр чүшиниду. муәллип тәрбийилимәкчи болған кишиләр болса һәм оқумайду, һәм уқмайду. шуниң билән бундақ хуласә келип чиқиду: чүшинидиғанлар бәрибир билиду, уларға дәп беришниң һаҗити йоқ; чүшинип қелиши үмид қилинғанлар ― тәрбийә

Page 18: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

обиктлири ― бәрибир чүшәнмәйду. һәммидин ечинишлиқи ― оқупму бақмайду!

бу бичариликимизни тәҗрибидин өткүзүп, испат қилип бәргини кейинки күнләрдә чәтәлләрдә нәшир қилип тарқитилған бәзи китаплар болди. мәсилән: "җәннәтниң ачқучи" диний вә сиясий китап болиши билән һечқандақ символлуқ васитә, әгитмә усуллар ишлитилмәстин тоғридин ـ тоғра йезилған. шундақ болишиға қаримай хәлқниң ичидики тарқилиш әһвали кишини үмидсизләндүриду. гәрчә мәмликәт ичидиму қайта бесилған болсиму, бизниң мушу дәврдики сиясий иһтияҗимизға селиштурғанда йәнила йетәрлик әмәс! бу әһвал һеч болмиғандиму азадлиққа тәшна бир милләтниң позитсийисигә охшимайду. пухралиримизниң әһвалиғу көңлимизгә аян, ечинишлиқи, ”мөминлик“, ”вәтәнпәрвәрлик“тин гәп сетип йүридиған нурғун кишиләрму ”қиммәтлик вақтлири“ни чиқиралмиған! һәтта ”азадлиқ йолида издиниватқан“, ”көрәш қиливатқан“ларниң бирмунчисиму ”улуғ“лиқи сәвәплик ”өзини чүшүрүп“йүрмигәнлики мәлум! бу ағринишниң сәвәби шуки, вәтәнпәрвәр, әмма ”төвән дәриҗилик пухра“, хусусән өзәмниң позитсийисидин ейтқанда, омумән шәрқий түркистан һәққидә, хитайларниң зулми, сиясий оюнлири һәққидә, хитайларни әйпләйдиған мәзмунларда, хитайларға апәт кәлгәнлики һәққидә, уйғурлар һәққидә мәйли яхши, мәйли яман немәрсики болса қизиқиш нормал әһвал һесаплиниду. һәрқандақ бир китапни, һәтта яман китапниму вақт яр бәрсила оқуп көрүш керәк. чүнки һаятта шундақ аҗайип ишлар барки, йиланниң зәһридә дора ясилиду. мәсилән, мән шундақ мәзмунлардики бир китап, журнал,... бирнәрсиләрдин вақиплансам уни тепип оқумиғичә арам тапалмаймән. һәтта мән чүшәнмәйдиған тилда болсиму тасадипий мөҗизә йүз берип оқуп

Page 19: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

кетидиғандәк варақлап кетимән, луғәтләр ярдимидә бир аз болсиму чүшинишкә уринимән. әгәр бәк моһимлиқини уқуп қалсам, билмисәмму сетивелип сақлап қойимән. буниңдин мәхсидим: балилирим маңа қариғанда көпрәк тил билидиған болуп чиқса кәлгүсидә шулар пайдилинар дегән садда үмиддур. мениңчә бу хил позитсийә сөйгү һәм нәпрәтниң тәхирсиз қистишиниң мәһсули. әгәр өзлирини милләтчи, вәтәнпәрвәр,... болупму шуларниң вәкили дәватқанларда бундақ туйғу, бундақ адәт вә интилиш болмайдикән, уларниң дәватқанлири сахта! улар бу ”марка“ни натоғра мәхсәтләр үчүн пайдилиниш нийитидә есивалған, дәп һөкүм қилиш мүмкин!

дәл шундақ болғинимиз үчүн (оқушқа ”қейиқ“ болғинимиз үчүн) әһвалимиз мана шундақ! мән муһәммәд имин буғра язған "шәрқий түркистан тарихи" намлиқ китапниң һазирқи заман уйғур йезиқи билән нәшир қилинған нусқисидики (баш тәрәпкә тиркәлгән) униң нәшир қилинмиған әсәрлириниң тизимликини көрүп толиму ичим көйди. әпсусландим. бир милләтниң даһиси тәрипидин йезилған әсәрләр йерим әсирдин бери техичә нәшир қилинмиса, униңға әсәр обекти болған хәлқ қизиқмиса, йеңи замандики даһилар бу әсәрләрни оқуп, көрәш тәҗрибилирини йәкүнләш, йеңи издинишләр үчүн тәтқиқат матирияли қилиш хиялида болмиса, шу сәвәптин мәбләх һәл болмай һазирғичә сөрүлүп турса бу милләтни немә дегүлүк? тибәтликләр мәдәнийәт сапаси җәһәттә биздин көп арқида болсиму, уларниң кичик ـ чоң һәммиси далай ламаниң кимликини билиду. әмма уйғурларниң оттураһал саватлиқлиридин сорисиңизму муһәммәд имин буғраниң кимликини билмәйду! бир адәм өмүр бойи бир милләтниң, бир әл хәлқиниң истиқбали үчүн көрәш қилсуну, әмма униң хәлқи уни тонимисун, бу немидин? әлвәттә китап оқумаслиқтин!

Page 20: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бу немини чүшәндүриду? бизниң нәқәдәр яримаслиқимизни чүшәндүриду!

худди намрат йеза базирида кәйгән чапан, кона тамбал, уттаңлиған өтүк, һеҗир тавақ,... дегәндәк нәрсиләргә херидар болғандәк, хәлқ надан, мәдәнийәт сапаси зиядә төвән болғачқа бир учум сараңларниң әқил қобул қилғусиз бимәнә гәплири, лаплири, ялғанчилиқлири баш ـ ахири рәп йемәйдиған, зиддийәткә толған, өзиниң қуйриқини өзи талайдиған һалда болсиму бу надан хәлқ ичидә базар тапмақта! әгәр хәлқимиз оқушқа амрақ болса(уни пәқәт кадир болидиғанларниң иши, дәп қаримайдиған, адәмлик сүпәт үчүнму зөрүр бир шәрт, дәп қарайдиған болса), тәбиийки, ават шәһәрләр, иқтисади гүлләнгән җайларда кона чапан, әски өтүкләргә херидар болмиғандәк, уларниң мези чувулуп турған, җан беқиш иһтияҗи үчүнла ”кәшп“ қилиниватқан ”улуғвар қуруқ гәп“лири базар тапалмиған болатти.

китап оқуш тәс кәлгән болса дәп, китапни үналғу лентисиға оқуп, тәшвиқ ـ тәблиғләрни лентиға елип тарқатқандики әһвалму анчә көңүлдикидәк әмәс. тарқилиш сани көп болсиму аңлаш йетәрлик болмиғанлиқи билинди. мәлумки, ”мода вәтәнпәрвәрлик“ хусусийитимизгә көрә ”қатардин қалмаслиқ“ үчүн лентиларни алған билән, аңлимай ташлап қоюш яки бирла аңлап һечнемини чүшәнмисиму қайта аңлап бақай демәстин ташлап қоюш омумийүзлүк икәнлики мәлум. я китап оқумайдиған, я нутуқ лентилирини аңлимайдиған бундақ бир хәлқни тәрбийиләшниң йәнә қандақ имканлири қалди? әгәр мушу күндә бирси мәсуд сәбиридин сориған соални мәндин сориса, униңға: ”алимлар қачанки идиологийини суюқлуққа айландурушни кәшп қилса, уйғурлар шу чағда азад болиду“ дәп җавап берәридим. ундақ болсиди, биз

Page 21: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

идийә суюқлуқини окул қилип һәрбир шәрқий түркистанлиқниң меңсигә салсақла болатти!

1998- йили, нуябир, ташкәнт.

Page 22: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

Биз дәва қилишни биләмдуқ ـ

йоқ? биз хәлқара сәһнидә дәва қилишниму

қамлаштуралмайдиғандәк қилимиз. бу гәп аңлимаққа ”қулаққа муш урғандәк“ аңлинидиған йеқимсиз гәп. лекин, һәқиқәт һәмишә шеринлик ичидә учримайду. татлиқ нәрсиләрниң һәммисила пайдилиқ боливәрмигәндәк, аччиқ нәрсиләрниң һәммисиму зәһәр әмәс. шипабәхш дориларниң көпүнчиси аччиқ болиду. демәк, һәқиқәтму көп һалларда ”аччиқ“ болиду.

бәлким мениң оқумуш вә уқмишлиримниң азлиқи, билимсизликимниң сәвәбидин калтә пәм һәм һәқни көрмәс болуп қалғинимму қандақ, билмәймән, ишқилип бизниң дәва ишлиримизниң елип берилишида қандақтур ғәлитә ”дашқайнақ“лиқ мәвҗуттәк һис қилимән. қиливатқинимиз дөләт даваси. ваһаләнки дөләтләр ара сиясәт, дипломатийә, шуниңдәк башқа мунасивәтләрдики назуклуқ шу дәриҗидики, мәниси асасән охшап кетидиған бир сөз, әсли ишлитишкә тегишлик сөзниң орниға алмишип қалсиму йол қоюлмайду яки шу ”мәнидаш сөз“ түпәйли мунасивәтләр бузилиду. бу һәқтә тарихтин аз ـــ .тола мисаллар кәлтүрүшни артуқ һесаплимаймизـиккинчи дуня уришида фирансийә мәғлуп болған, уруш дәвридики виши һөкүмити германийигә тәслим болған болуп, пәқәт генерал де гол бир қисим командир ـــ әскәрлири билән әнгилийигә қечип берип, фашизмға қарши көрәшни давам қилдурғаниди. де гол вә тәрәпдарлириниң шу чағдики әһвали бизниң башқа

Page 23: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

әлләрдә туруп ”көрәш қиливатқан“ адәмлиримизгә охшап кетиду. шуңа төвәндә де голниң сөз вә һәркәтлиридин мисаллар кәлтүримиз:

америка, әнгилийә, фирансийә үч тәрәп йиғиниға тәклип қилинған пиливон(фирансийилик)ға америкилиқлар вәкиллик салаһийити бәрмәй, пәқәт мутихәсислик салаһийити билән қатнаштуридиғанлиқини ейтқан (улар фирансийини һөкүмәт сүпитидә өзлиригә баравәр көрмигән). гәрчә бу йиғинға қатнишиш де голниң ”әркин фирансийә“ комитети үчүн наһайити моһим һәл қилғуч әһмийәткә игә болсиму, де гол бу йиғинға қатнашмаслиқни тоғра тапти(салаһийәт аталғуси түпәйлидин.(

америка һөкүмити изчил түрдә ”фирансийә хәлқи өз һөкүмитини сайлап чиқиштин бурун, фирансийә миллий комитетини " әмәлийәттики хәлқ ишлири даирлири" дәп тонуш керәк“ дегән қарашта чиң турди. йәни, де голниң комитетини фирансийиниң вақтлиқ һөкүмити дәп етирап қилмаслиқ мәйданида турған.

ғәлибини тәбрикләватқан бир залда кишиләр де голға: ”генерал, қараң, пүтүн мәмликәттики қаршилиқ көрситиш һәркити комитети вә париж азадлиқ комитети сизниң әтрапиңизға иттипақлашти. биз сизниң бу йәргә йиғилған хәлқ аммиси алдида тәнтәнә билән җумһурийәтниң қурулғанлиқини җакалап беришиңизни сораймиз“ дегәндә, де гол: ”җумһурийәт изчил мәвҗут болуп кәлди,... мән җумһурийәтниң рәиси турсам, немә үчүн йәнә җумһурийәтниң қурулғанлиқини елан қилимән?“ дегән. де гол бу йәрдә җумһурийәт изчил мәвҗут дегинидә ”у мәғлуп болғини йоқ, фирансуз миллий роһида, қаршилиқ көрсәткүчиләрниң қәлбидә мәвҗут иди, мән мана шуларниң вәкилиғу?“ демәкчи болиду. әгәр у иш охшайду дәп, җумһурийәт қурулғанлиқини елан қилса, өткән бир мәзгилдә фирансийиниң мәвҗутлуқтин

Page 24: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қалғанлиқини етирап қилғанлиқ болуп қалатти. (шәрқий түркистан дегән бир дөләт тарихта икки қетим шу нам билән дуняға җакаланған, шу дөләтни әслигә кәлтүрүш бизниң давайимизниң нишани болсиму, бирлири тарихта болуп бақмиған йеңи бир дөләтни қурмақчи болуш билән, дүшмәнниң рәддийиси үчүн ямпашқа чиқип бериду, йәнә бирлири бундақ бир дөләтниң болғанлиқиға, бу дөләтниң һәқиқәтәнму хитайлар тәрипидин бесивелинғанлиқиға таза ишинәлмәйватқандәк хитайлар қойған һақарәтлик исимни тилға елиштин уялмайду.(

де голниң төвәндики иш ـ һәркәтлириниму өзимизниңки билән селиштуруп көрәйли:

де гол әнгилийидә панаһлинип туриветипму, дөләтниң абройи, милләтниң истиқбалиға мунасивәтлик пиринсипал мәсилиләрдә, шундақла вәтән қутқузушта өзигә бәлгилигән пиринсип, истратегийә мәсилилиридә әнгилийә вә америка һөкүмәтлири билән задила мурәссәләшмигән. униң бу хил позитсийиси түпәйли әнгилийиликләрниң рәнҗип қелишидин әнсиригән ишдашлириға шундақ дегән: ”бизниң улуғлиқимиз вә күчимиз фирансийиниң һоқуқ мәсилисидә қилчиму йол қоймаслиқида намаян болиду. биз таки рийин дәрясидики дөләт чегрисиға барғанға қәдәр әнә шундақ мурәссәсизлик роһиға муһтаҗмиз “ .

әмди бизниң бәзи дөләтләрдики тәшкилатлиримизға қарайдиған болсақ, улар шу дөләт ташқи сияситиниң қорчиқи вә иҗрачиси болуп қалған. техиму сәт болғини улар буни моһим һәмдә зөрүрийәт дәп қарайду: ”түркийә җумһурийити дөлитиниң бүйүк бир күч болған хитай хәлқ җумһурийитиниң ашкарә яки йошурун дүшмәнликигә нишан болуп қелиши арзу қилинмаслиқи керәк, әлвәттә...“ бу бизниң чәтәлдики әң ”катта“ адәмлиримиздин бирсиниң сөзи. көрүнүп

Page 25: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

туруптики бизниң дәва һәркәтлиримизниң бешида болғанлар өзи вәкиллик қиливатқан ишниң мәхсәт пиринсипиға әмәс, ”нан бериватқан“ дөләтниң мәнпәәтигә көрә мәйдан тутиду. бундақ бир даваниң истиқбали болиши мүмкинму?

розвелт билән черчил(америка, әнгилийә) 1943 ـ йили январда (вишини фирансийиниң қануний һөкүмити дәп тонуп мунасивәт қиливатқан, де голниң ”әркин фирансийә“ комитетини етирап қилмайватқан америка һөкүмити, зор көпчилик фирансийиликниң де гол тәрәптә икәнлики, де голсиз фирансийә ишлирини бир тәрәп қилиш мүмкин әмәсликини тонуп йәткәндин кейинму) де гол билән грауд ни бирләштүрүшни мәхсәт қилған учришиш орунлаштурған. гәрчә де гол өзиму гирауд билән сөһбәт өткүзүшни көп қетим издинип келиватқан болсиму, бу қетимқи америкилиқларниң ғәрәзлик риясәтчиликидики учришишни рәт қилған. у гираудқа йоллиған телеграммисида шундақ дегән: ”шуниси есиңиздә болсунки, мән һелиһәм сиз билән сөһбәтлишишкә тәйяр, лекин, бу сөһбәт фирансийә земинида, фирансийиликләр арисида өткүзүлиши керәк...“ у башқиларниң қорчиқи болуп қелишни хаһлимиғини үчүнла әнә шундақ қилған.

розвелт өзи қоллайдиған гираудни фирансийә қораллиқ қисимлириниң баш қомандани қилип тәйинләш, ”һәммидин үстүн туридиған сиясий контроллуқ“қа учратмаслиқ (демәкчи болғини, де голниң ”әркин фирансийә“ комитетиниң әмәс, америкиниң биваситә рәһбәрликини қобул қилиши)ни қәтий тәләп қилип, изинхауерға бу һәқтә де гол билән сөзлишишни тапшурған. америкилиқларниң ”... болмиса һәрбий тәминатни тохтутимиз“ дегән тәһдитләр билән бесим ишлитишигә қарита де гол изинхауерға шундақ дәйду: ”... есиңиздә бармикин,

Page 26: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

биринчи дуня уруши мәзгилидә нурғунлиған дөләтләрни қорал ـ ярақ билән тәминләш җәһәттә фирансийиму бүгүнки америкиға охшаш рол ойниған. биз фирансийиликләр әйни вақтта белигийә билән сербийини пүтүнләй қоралландурған, русийә билән румунийини көплигән қорал ـ ярақ, оқ ـ дора билән тәминлигән, ахирида йәнә биз армийәңларни көплигән әшялар билән тәминлидуқ. биринчи дуня уришида силәр америкилиқлар атқан зәмбирәк бизниң зәмбирикимиз, силәр олтурған уруш машинилири бизниң уруш машинилиримиз, айропланму бизниң айропланимиз иди. лекин, биз белигийә, сербийә, русийә вә румунийиләргә, һәтта америкиға паланини қоманданлиққа тәйинләп бериңлар вә мәлум сиясий түзүм орнитип бериңлар, дегән тәләпни қоюп бақтуқму ?...“.

розвелт җаһиллиқ билән де гол тәшкиллигән азадлиқ комитетиниң фирансийә җумһурийитигә вәкиллик қилидиғанлиқини етирап қилмиғанда, де гол: ”... иттипақдаш армийәниң қандақ пикри болишидин қәтийнәзәр, азадлиқ комитетимиз ‹җумһурийәт һөкүмити› дегән намини қоллинивериду“ дегән. әмма бизниң даһилиримиз турупла хитайлар қоюп бәргән һақарәтлик намни тән елип қопса(мениң бу йәрдә уни тилға алғимму кәлмиди), турупла аптономийидин гәп ачиду. вәтинимизниң намини аташтин баш тартқучилар болса: ”паланчикамға дәрт ейтқили барсақ, бизни тонимиди, ‹түркмәнистанму?› деди; покунчикам, биләлмәй, ‹қазақистандики түркистанму?› деди,...“ дегәндәк тилға елиштин адәм номус қилғудәк баһанилар билән, рәсмий дөләт намини аташтин баш тартип, хитайларниң депиға усул ойнимақта яки тоғридин ـ тоғра дүшмәнниң шум пиланини иҗра қилмақта !

Page 27: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бу әсирниң бешида "шәрқий түркистан"ни һеч болмиса тарихчилар, шәрқшунаслар, түрклоглар билидиған заманда хитайлар қоюп бәргән ләнәтлик намни билидиғанлар йоқ иди, һәтта хитайларниңму һөкүмран горуһи ичидики мунасивәтлик кишиләрла биләтти. хитайлар мана шундақ бир аталғуни милләтчиси болсун, демократчиси болсун, коммунисти болсун изчил қоллунуп, бүгүнки күндә дуняға ашундақ тонутти вә етирап қилдурди. һәтта дипломатийидә наһайити чоң бир мәсилә сүпитидә бәзи дөләтләрдин мушу намни аташни, ”шәрқий түркистан“ демәсликни тәләп қиливатиду. мушу тәлипиниң орундилиши бәдилигә шу дөләтләргә нурғун ”ярдәм“ бәрмәктә. мана бу изчиллиқ муқәррәр нәтиҗигә еришип, әмдиликтә бу ләнәтлик намни билидиғанлар яки тән алидиғанлар көпәймәктә. бизниң тутамсизлиқимиз, паланчикамниң райиға, покунчикамниң көңлигә яриша нам өзгәртип туришимиз яки һәрбир көз қараш игиси, һәр горуһ йеңидин исим қоюш җапасиға қалғачқа вәтинимизни өзнами билән тонутуш тосалғуға дуч келип, тарихта бар болған, хели нурғун адәм билидиған намни барғансери хирәләштүрмәктимиз! хитайлар ашундақ бир исимда (мәлум җәһәттин алғанда өзлиригә зиянлиқ болған, йәни мустәмликә мәнисини аңлитидиған бир исимда) чиң туриду, йеңилап исим қоюшни ойлашмайду. биз немишкә йеңилап туримиз? буниңда ”шәйтан“ниң вәсвәсиси барму ـ қандақ ?

бу йәргә мунасивәтлик болғачқа қистуруп өтүп кетәй, җияң земин әрәбистанға нефит ишләпчиқарғучи дөләтләр йиғиниға барғанда ”мәмликитиниң“ нефитликлирини тонуштуруп келип вәтинимизни өзлири қойған нам билән тилға алған, тәрҗиман бу аталғуни ”шәрқий түркистан“ дәп тәрҗимә қилған. җияң әрәпчидин һечнемә билмисиму, сөз арисида

Page 28: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

өзлири өлгидәк қорқудиған ”шәрқий түркистан“ аталғусини тонуп қелип, чидап туралмай, дәрһал рәддийә берип: ”җоңгуда ”түркистан дәйдиған бир йәр йоқ“ дегән. тәрҗиман: ”силәр немә дәп ативалсаңлар өзәңларниң иши, әмма бизниң билидиғинимиз у йәр түркистан“ дәп җавап бәргән. һәтта бу дипломатийидә һеч көрүлмигән тәртипсиз талишиш теливезорда нәх мәйдандин әйнән көрситилгән. әмма, хитайларниң ”тузини йәп қалған“ бәзи ”даһи“лар аталмиш сиясийонлуқ гумписини җари қилип, хитайлар билән қәдәмму ـ қәдәм содилишишни оттуриға қоюп, хәлқниң вәкили салаһийити билән тохтамларға қол қоймақта. ”әйнәк“ намлиқ китапта мана шундақ бәзи ”қара нурлуқ чирақ “ ларниң хәлқимизниң тарихий пурсәтлирини күлгә айландуриветидиғанлиқи тилға елинғаниди. бизниң бирмунчә уқумушлуқларниң ”милләткә көйинип“ исим йәңгүшлиши билән йоқуридики сиясийонларниң изчиллиқиға селиштуруп көрсәкла наданлиқимиз билиниду. әмма бу аддийла көз қараш мәсилиси болиши натайин! йеңидин қойивеливатқан ”уйғуристан“ ― хитайлар базарға селиватқан вә пүтүн дуняға шу бойичә адәтләндүрмәкни қәстләватқан ”... уйғур аптоном райони“ дегән рәзил малниң хәлқара даваларда қоллинишқа мувапиқлаштуруп берилгән вариянти, шуниң йилиман шәкли, халас! бу тәдириҗий көндүрүшниң биринчи қәдими болуп, алди билән ”шәрқий түркистан“ дегән бу ― хитайлар үчүн қорқунучлуқ болған намдин йирақлаштуруш ишқа ашурулса, башқиси бир пәшвағиму яримайдиғанлиқи хитай сиясәт тәтқиқатчилири тәрипидин муқимлаштурулған вә җасуслар васитиси билән базарға чиқирилғандур .

шуни есимиздә тутишимиз керәкки, хитайлар узундин бери бу исимни инкар қилиш йүзисидин

Page 29: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

нурғун адәм күчи, маддий күч ишләтти, һәмишә тәшвиқатлирида: ”шәрқий түркистан сиясий аталғуму әмәс, тарихий аталғуму әмәс, җуғрапийивий аталғуму әмәс!...“ дегән гәпни тәкрарлайду. бизму худди шундақ тонумдуқ? бу һөл хишқа хели нурғун кишилиримиз аңсиз дәссимәктә! техиму әпсуслинарлиқи, техиму мәсхирилики шуки, өзлирини (хиҗил болмастин) мушу милләтниң вәкили дәп тонуйдиған аталмиш рәһбәрләрниң қилчилик сиясий савади, дипломатийә чүшәнчиси болмиғачқа, хитайлар билән һақарәтлик, тәң һоқуқсиз шәртнамиларға қол қоюш билән саватсизлиқини, аңсизлиқини, дөтликини, иззитини билмәйдиған пәскәшликини ипадиләшмәктә: уларда азрақ иззәт туйғуси болидиған болса хитайлар уларға әвәткән хәтләрни ”хата кәп қапту, адресидин қариғанда бизгә кәлгән хәт әмәс“ дәп қайтуривәткән болатти. чүнки уларниң вивискиси: ”шәрқий түркистан миллий қурултийи“, ”шәрқий түркистан...“ дегәндәкләр; хитайлар әвәткән хәтләрниң адресида болса ”шәрқий түркистан“ дегән гәп йоқ, орниға ”уйғур“ яки башқа сөз йәңгүшләнгән болиду. өз өзини қәдирләш туйғуси, иззәт туйғуси өлгән бу адәмләр мана шундақ һақарәтниму қобул қиливериду! орни кәлгәндә бу мәсилә һәққидә башқа селиштурмилани бериш билән биргә тәпсилирақ пикримни оттуриға қоюшни артуқ көрмәймән :

йеқинда қибрис мәсилисигә америка вә явропа бирлики арилишип бу мәсилини үзүл ـ кесил һәл қилмақчи болушқинида икки тәрәпни келиштүрүш үчүн орунлаштурулған америкидики учришишқа гирклар қолидики җәнубий қибрисниң башқани ”һөрмәтлик җумһур башқан...“ дәп тәклип қилинған; түркләр қолидики шималий қибрисниң башқани болса ”һөрмәтлик рауф денкташ...“ дәп аталған. бу икки хил атақта бир тәрәп рәсмий дөләт сүпитидә

Page 30: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

тонуливатқини, йәнә бир тәрәп униңға барабәр тонулмайватқини билинип туриду. шу сәвәптин түркийә вә шималий қибрис қаттиқ нарази болушқан вә бу учришишни рәт қилғаниди. буни бизниң әпәндиләрниң дөләт намини хаһлиғанчә аташла әмәс, бәзилириниң хитай консулханиси, әлчиханисиға вә башқа сорунларға нәзригә барғандәк кетивериши, ”келишимләр“ни қилип, худди ешәк сатқан һөҗҗәткә қол қойғандәк, салаһийәт мәсилисини ойлашмайла қол қоюшлири билән селиштурма қилишқа болиду. бәзиләр ”шәрқий түркистан“ аталғусини ”түркчилик“ яки ”пан түркизм“ билән арилаштуривелип чүшәнгәчкә, түркийиниң вапасизлиқиға қейдаш түпәйли ”шәрқий түркистан“ аталғусидин ваз кечиш позитсийисидә болушмақта. гоя бу түркийә қоюп бәргән исимдәк, бундақ дейиш түркийәпәрәстлик болуп қалидиғандәк! ундақ әмәс. бундақ ойлаш, хитайларниң өзлири хата атап, андин өзлириниң ”чирайлиқ“ ”илғар“ хетини пакт қилип тәшвиқат нәйриңи тоқуғандәк бир иш .

болшивик импирийиси авал ғәрбий түркистанда бир ”түркистан җумһурийити“ қурғаниди. кейин ”бөлүп идарә қилиш“ шум оюни ядиға йетип, түрк қәвмлирини парчилап төрт иттипақдаш җумһурийәт қилип қурди. дуня уларни шу нам билән тониди, шу нам билән иттипақдашлиқтин мустәқиллиққа көчти. йәтмиш йил елип берилған риаксион тәшвиқат түпәйли уларниң каллисидин чиқип кәткән ”түрк“лүкни қайта қачилап (қисқа муддәттә) бир түркистан қилишниңму мүмкинчилики қалмиғаниди. демәк улар аз кәм бир әсирдин бери (мәйли мустәмликә дәвридики фидратсийиси болсун яки мустәқиллиқтин кейин болсун) шу нам билән атилип, шу нам дуня әһлиниң каллисиғиму өзләшти. һечқачан рәсмий һалда бир һакимийәт (мәйли мустәмликә

Page 31: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

һакимийәт болсиму) тәрипидин дуняға җакаланмиған бир намни һечқандақ рәсмий салаһийити, дуня билгидәк тәсир қозғиған сиясий орни болмиған аталмиш партийә ـ горуһ (әмәлийәттә қурғучисидин башқа төрт ַ бәш адими я бар, я йоқ болған ушшақ горуппачақлар)ниң, һечким бир тийингә алмайдиған, сиясий билими нөлгә йеқин болған шәхсләрниң кочидила ”әски тамдин һошур чиққандәк“ көтүрүп чиқишиниң бирәр илмий асаси, тарихий асаси, сиясий асаси бармиду? бу пәқәтла орта асия җумһурийәтлирини доруп: ”һәммисиниң ...истанлири бар, бизниң немишкә болмайдикән“ дәпла қиливалидиған ишму? шәрқий түркистан әҗәба бизниң болмамдикән ?

”шәрқий түркистан“ ― памир игизликидин ибарәт тәбиий чегра иккигә айрип турған түркистанниң шәрқ тәрипини билдүридиған җуғрапийиви нам болуп, болшивик импирийисиниң кәшпияти болған ”... ситан“лар билән һеч охшашлиқи йоқ. һазирғичә илим дуняси тарих, җуғрапийә, түркиологийә пәнлиридә бу територийини ”шәрқий түркистан“ дәп атап келиватиду (мәзкүр китапни ахирқи қетим тәһрирләватқан чеғимда микрософт (Microsoft )ширкити ишлигән 2001 йиллиқ дуня атлиси компютер программисида вәтинимизни шәрқий түркистан, памир игизликиниң ғәрбиниму түркистан дәп атиғанлиқини көрдүм, буни алаһидә әслитишни зөрүр һесаплидим). ундин башқа мушу әсирдә икки қетим мушу нам билән дөләт қурулуп, бу намға сиясий мәна қошти. буниң йәнә талишидиған немиси бар? биз мунқәрз болған дөлитимизни ― физик җәһәттә мәвҗут, роһимизда мәвҗут болған, тарихий җәһәттә ― сиясәт тарихи, сиясәтчиләрниң хатирисидә изнаси болған дөлитимизни сиясий җәһәттин әслигә кәлтүрмәкчиму? яки хитайлар дәватқандәк, хитай җумһурийити

Page 32: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

тәвәсидин йеңидин бөлүнүп чиқмақчиму? буни ениқ айривалмиқимиз лазим. дөләтни әслигә кәлтүримиз дәйдикәнмиз, униң әсли нами билән дәва қилишимиз бир әқәллий шәрт! дава һәркәтлиридә дөләт намини ундақ яки мундақ аташниң карайити йоқ, дәп қариғучиларниң әқәллий сиясий савади барлиқиму шүбһиликтур! һеч болмиғандиму дөләт әслигә кәлгичә уни бурунқи нами билән аташ әқәллий уқум әмәсму? андин дөләт қурулушини җакалаш алдида хәлқ вәкиллири(парламент яки алий кеңәш) музакирә қилиш арқилиқ өзгәртсиму, әсли пети қалдурсиму болиду. әмма илгири җакаланған бир дөләт намини һечким тәрипидин етирапқа еришәлмәй кочида колдурлап йүргән адәмләрниң өзгәртиши, башқичә қоллунуши күлкилик болупла қалмай, хитайлар үчүн бир тәшвиқат козери болуп ”ямпашқа чиқиш“тур. тәбиийки, хитайлар: ”қараңлар, бөлгүнчиләр риаллиқта болмиған нәрсини дава қиливатмамду? ким тарихта бундақ бирнемә болғинини аңлап баққан? буниси баш ـ учи йоқ талашлиридинму билинип турмамду?“ дейиши чоқум .

бәлким бу икки коммунист импирийиси наһайити бурунла, ички зиддийәт уруқи болуп қалсун үчүн җасуслири арқилиқ ”қара нурлуқ чирақ“ типидә қуруп қойған бузғунчи йәрасти тәшкилатларниң бүгүнки давами, ашкарилиниши; даваниң маһийитини бурмилаш, чинлиқ дәриҗисини төвәнлитиш, пүчәкләштүрүп күлкигә қалдуруш үчүн алдин ташланған қармақ болиши мүмкин. бу хил қараштикиләрниң һәммисини хитайға ишләйдиғанлар демәкчи әмәсмиз, әмма, арилиридики бирмунчиларниң билмәстинла (”қилиқ охшайду“ дәп) қиливатқанлиқи, өзини мәлум ”көз қараш игиси“ көрситиш һәвиси биләнла аддий каллиси айлинип қалған болиши, йәнә миллий писхикимиздики шәхсий зиддийәтни әң

Page 33: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

йоқури қойивелиш аҗизлиқимиз түпәйли, өткәндә ”етизлиқта су талишип урушуп қалған“ яки базарда ”йәр талишип урушуп қалған“ әмитахунниң ”шәрқий түркистанчи“ боливалғиниғила қейдап, униңға охшап қалмаслиқ үчүнла шундақ бир туюқ йолни талливалған болишиму мүмкин. мәйли

немила болмисун аңсиз йосунда хитайниң пайдисиға ишләватқанлиқини, арилиридики хитай агентлири бундақ бир ачимақ қарашниң мәвҗут болуп туришини дәстәкләватқанлиқини җәзмләштүрмәй туралмаймиз! хитайларниң ички қисмидики бир ـ биригә дүшмән болған сиясий горуһлар ― мәйли милләтчи, мәйли коммунист, мәйли консирватип, радикал яки динчиси болсун, немә болишидин қәтийнәзәр, худди пүтүшивалғандәк вәтинимиз мәсилисидә сәзгүр, пикри бирдәк. һәммиси”...әзәлдин...“ дегән ялғанни охшашла тәкрарлайду. чүнки, мәйли қайси горуһ тәхткә чиқип дөләт сорисун, һәммисигә миллий тәрәққият үчүн керәклик хам әшяниң кани болған бу бай мустәмликә керәк болғини үчүн, қуруқ гәпниң кәйнигә кирип, һәтта езип кетипму башқичә гәп қилип салмайду .

һәтта коммунистлар һакимийәткә чиқиш һарписида гоминдаң билән һәмкарлишиватқан, гоминдаң ичидә туруп уларға нәсиһәт қилиш, ялвуруп ичини ағритиш арқилиқ мухтарият (мустәқиллиққа йеқин мухтарият!?)қа еришимиз дәп тиришчанлиқ көрситип йүргән даһилиримиз, гоминдаң мәркизий һөкүмитигә вәтинимизниң намини өзгәртиш тәклипи қойған болуп, тәклипниң мәзмуни шундақ иди: ”һазирқи атилиши бойичә болғанда рошән мустәмликә мәнасини аңлитип, өзүңларға җавап бериш тәс мәсилә туғдуридикән, шуңа намни өзгәртип ‹чин түркистан› дәп атисақ, бу хитай тәвәсидики түркләр яшайдиған йәр, дегән мәнани бериду ـ дә, һәммә баш ағриқи һәл

Page 34: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

болиду...“. бу тәклип музакиригә қоюлған, әмма бу мәсилидә бир сантиметерму йол қоюшқа болмайдиғанлиқи қарарлаштурулуп, даһилиримизниң тиришчанлиқлири суға чилашқан. уларниң конкрет пикирлиридә шундақ мәзмунлар бар: бу һәр һалда сәл хатарақ қоюлған болсиму, немила болмисун бу земинни ишғал қилип, ашундақ бир намни қойғичә әҗдатлиримиз нәччә он миң қурбанлар бәргән, әҗдатлиримизниң қанлири бәдилигә кәлгән намни өзгәртсәк уларниң роһиға қандақ йүз келәләймиз?... (әмма биз әҗдатлиримизниң қанлири вә җанлири бәдилигә кәлгән намни өзгәртиштин һеч хиҗил болмаймиз!)әмма бизниң аталмиш сиясийонлиримиз әслигә кәлтүрмәкчи боливатқан дөләтниң немиликиниму билмәйдиғандәк, шуниңдиму өзигә хас ”қараш“ болиши керәктәк, ”шәхсий“ ”тәрәп“ тамғисини бесип, ”һиссият“ арилаштуриду. бу немә дегән дөтлүк ! ?

әмди иһтималлиқи болған иккинчи бир хил қараш болидиған болса ―йәни әгәр хитай җумһурийити тәвәсидин йеңи бир нам билән бөлүнүп чиқмақчи, дегүчиләр болса ― рошән көрүнүп турудуки, бу мунапиқлиқ, хаинлиқ! (бәлки хитайниң тапшуруқи бойичә) хитай мәнпәәти үчүн тәшвиқат ”козери“, рәддийә дәстики қазандуруш үчүн ойниливатқан оюндин ибарәт болиду, халас !

бу мәсилини худди адәм издәш еланиға охшитишқа болиду. сүпүргахун йүтүп кәтсә (яки уни қара қоллар тутуп кәткән болса) уни чоқум шу нам билән издәш, шу нам билән сақчиға мәлум қилиш керәк. у исимни өзимизчә яратмай, ”салиһҗан“ дәп издисәк бимәнилик болғандәк бир иш! исми яримиған болса бурунқи исми бойичә издилип адәм тепилғандин кейин җамаәт алдида: ”әйюһәннас, аңлимидим демәңлар, аммәхас!

Page 35: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бу сүпүргахунниң исми бүгүндин етиварән салиһҗан болди!“ дәп җакарлисақ болиду !

қәстән вә асассиз һалда бундақ бир ихтилапни көтүрүп ”инқилапчи“ қияпәттә оттуриға чиқиштики һәқиқий муддиа немиду? һәқиқәтәнму ”милләткә бәкрақ көйиниш“ мәхсәт қилинғанмиду? яки давамизниң хәлқара сәһнидики салаһийитигә ”балилиқ“ түс, бәлки сараңларчә қияпәт берип, җиддийлик дәриҗисини, тарихсәл чинлиқини аҗизлаштурмақчиму? йоққа чиқармақчиму? әң төвән тиражда тарқитилидиған, сүпити төвән гезитләрдә һели ундақ атиса, һели бундақ атайду. һәтта бир мақалиниң өзидила икки хил аташ билән чәләңгүш қилип, давани ”сараңлаштуруш“ роли ойнайду. мушунчилик бир әқәллий иштиму гәпниң бир йәрдин чиқмаслиқи бизниң дава қилишта балилиқ һаләттә әмәс, бовақлиқ һаләттә икәнликимизни чүшәндүрмәмду. бирақ, бовақму чоң болатти, билмигән нәрсиләрни тәдириҗи үгинәтти, бизниң сараңлардәк тепивалған бир гәпкә мәһкәм йепишивелип, каҗлиқ қилишлиримиздин қариғанда, биз бовақ болуш биләнла қалмай, йәнә би нормал(мәҗруһ) бовақ охшаймиз! бу икки хил ”көз қараш“ өзлиричә худди ”гоминдаң ـ гоңсәндаң һәмкарлиқи“ тәқлитидә ”бирләшкән“ликидин сөз етишиду ـ ю, қарисиңиз икки аталғу йәнила биллә сөрүлүп йүргән! қалтис бирлишишкәндә, бу !

қисқиси, вәтәнниң һәқиқий хоҗайинлири болған 30 милйон хәлқ у яқта қелип, вәтәндин қечип чиқивалған азғинә адәмниң худди: ”сәвзидин хәвәр йоқ, гүрүч дәм йәпту“ дегәндәк дөләткә нам йәңгүшләшкә немә һәққи? немә салаһийити?! немә һоқуқи бар!!? авал сән ночи болсаң дөләтни әслигә кәлтүр, бир күнлүк болсиму мустәқиллиқ җакарла,андин хаһлиған исимни қойивал! һәтта мунасивәтсиз бир атни қойивалсаңму

Page 36: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

мәйли, чүнки, "төрдә олтурған һесап әмәс, зәллә алған һесап" дегәндәк, исминиң немә болишидин қәтий нәзәр, унда хәлқ һөр яшисила болди! әмма һазир сән ундақ салаһийәткә игә болғиниң йоқ!

дөләт нами мәсилиси тилға елиниватқан мушу қурларда кетиветип йәнә бир қалтис иш ядимға кәчти. ”йолдики ниҗасәт“ни ”тәпкәч өтүп кәткәндәк“ бу рәсвалиқни тилға елип өтүшкә тоғра кәлди: бәзи биләрмән әпәндиләр 1933 ـ йили қурулған "шәрқий түркистан ислам җумһурийити"ни тилға елишқа тоғра кәлгән әһвалда, бу болуп болған тарихий пактни ”тәһрирләп“ "шәрқий түркистан истиқлал җумһурийити" дәп атишидиғанлиқи диққитимни қозғиди. уларға хотун ـ қизлириниң ялиңач йүришини чәкләйдиған ”ислам“ яқмиғачқила бундақ ”ислаһат“ни қиливатамдиғанду? яки техиму мурәккәп сәвәпләр, шум мәхсәтләр бармиду? хатиридин хатирә туғулуп, йәнә бир һекайә хиялимға кәчти(бу раст болған вақәму, қандақ, ишәнч қилалмаймән. әмма немила болмисун мениң ишимға ярайдиған болғачқа, болған ـ болмиғининиң карайити йоқ. бу әпәндиләргә образлиқ җавап бериш үчүн бу һекайини сөзлишимгә тоғра кәлди :(

ـ 50 йилларниң ахирида хитайлар бизни латин елиббәсигә көчүридиған болуп, лайиһә түзүп чиқишқа уйғур, хитай арилаш бир горуппа тәйин қилинған икән. улар бир лайиһә ишләп чиқип сәйпиддингә апирип көрсәткән икән, сәйпиддин: ”ибраһим турдиға көрсәттиңларму?“ дәп сорапту. бу заманда ибраһим турди түрмидә икән. шундақ болсиму бу саһәдә нопузлуқ болғачқа ибраһим турдиға көрсәтмәй болмиса керәк, сәйпиддин уларни ибраһим турдиға көрситип пикир елишқа буйрупту. бу йезиқ лайиһисини ишлигән горуппа алтәйлән болуп, бир хитай, бәш уйғуркән. улар елипбә лайиһисини елип

Page 37: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

түрмигә берипту. ибраһим турдиниң камериға кирип кәлгәндә у тәтүр қаривапту. кәлгән бәш уйғур келиш мәхсәтлири, ибраһим турдиниң нопузи, билими түпәйли униңдин пикир алмай һалқип өткили болмайдиғанлиқи, шу сәвәптин кәлгәнлики, малал көрмәй лайиһәгә бир көз йүгәртип қиммәтлик пикрини бериши... тоғрисида арқиму ـ арқа бир саәтчә ширин гәп қилғандин кейин ибраһим турди гәвдисини қаратмай, бешинила у тәрәпкә буриған икән, улар лайиһәни униң көзигә әп кәлтүрүп тутуп берипту. ибраһим турди қолиниму узатмастин шу пети көздин кәчүрүпту. қариса бу лайиһәдә ”ж“ һәрпи көрүнмәпту. көрмәй қалдимму дегәндәк қайта қариса йәнә йоқ. әслидә бу әқиллиқләр ”ж“ һәрпи көп ишлимәйдикән, дәп уни қалдуривәткән икән. буниңға аччиқи кәлгән ибраһим турди, бәш уйғурға һичнемә демәстин, арқидирақ турған бир хитайға қарап:

― ” ж“ һәрпи женнималикима? ― дәпту ـ дә, бешини бурап, өзиниң ишиға киришип кетипту. бу ”қиммәтлик пикир“ билән һушини тапқан горуппа дәрһал чиқип, йеңи елипбәгә ”ж“ни қошқан икән. ”ислам“ни яқтурмаслиқ түпәйли өтмүш тарих бәтлиридинму ”тәһрирләп“ чиқармақчи болғанларға пәқәт ибраһим турдиниң услуби бойичә:

― ” ислам“ женнималикима? ― деййишкила тоғра келиду!

демәк, бир дөләтниң давасини қилғучилар сөздә, һәркәттә дөләтлик салаһийәтни сақлашқа қаттиқ диққәт қилиши вә пиринсипчан болиши, изчил болиши шәрт .

худди кәтмәнниң сепини қириш билән қоралниң запчаслирини қириш охшимиғандәк, назуклуқ дәриҗиси мәвҗут. мәсилән: кәтмән сепини қириш җәрянида бир сантиметер артуқ шилинип кәтсиму карайити йоқ; әмма қоралниң запчаслирини қирғанда

Page 38: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бир микромиллиметер артуқ кәм болуп қалса ـ мувәппиқийәтсиз болиду. худди шундақ, йоқурида тилға алғинимиз вә мисал қилғинимиздәк, сиясида, дипломатийидә бир пеилниң дәриҗә катигорийисиниң тоғра ишлитилмәслики(охшаш пеилниң ениқ дәриҗиси орниға мәҗһул дәриҗиси яки мәҗбурий дәриҗиси ишлитилип қелиши) түпәйли мунасивәтләр, сөһбәтләр бузилиду. әмма бизниң биләрмәнләрни көрүң, өзлириниң немә қиливатқинини билишәмду? униңдин қандақ үнүм һасил болишини мөлчәрлийәләмду? техиму ениқи, улар өтмүштә шәрқий түркистан дегән бир дөләтниң болғанлиқиға чин дилидин ишинәмду? бизниң хитайлар дегәндәк "әзәлдин" мустәмликә әмәс, бәлки әзәлдин мустәқил яшап кәлгәнликимизгә, техи коммунистлар вәтинимизгә киргән чағдиму үч йилдин бәш йилғичә чиқип кетиш һәққидә тохтамлар имзалашқа мәҗбур болған дәриҗидә "айримлиқ" һалити болғанлиқиға қәтий ишинәмду?

түркийидики шәрқий түркистан дава һәркәтлиридә шундақ бир ғәлитилик мәвҗут: намайиш, йиғилиш өткүзгән шәрқий түркистанлиқлар қанчә данә көк байрақ(шәрқий түркистанниң дөләт байриқи) көтүрсә, шунчә данә түркийә байриқиниму биллә көтүриду. бу көк вә қизил байрақтин тәркип тапқан бир қошун болиду. немә үчүн? биз бирақла икки дөләтниң давасини қиливатимизму? яки хәлқара мизанларда дава қилғучилар өзлири турушлуқ дөләтләрниң байриқиниму биллә көтүрүши керәк, дегән пиринсип барму? бу тәрипи маңа намәлум. әгәр шундақ пиринсип болса һәм буниңдин баш тартип болмиса бу қилиқ һәрһалда чүшинишлик, адәткә уйғун болиду. әмма ундақ мәҗбурийәт йүкләнмигән әһвалда ― шәрқий түркистан даваси қиливатқанларниң түркийә дөләт байриқини көтүривелиши бимәниликтин

Page 39: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

һамақәтликкә өтүп кәткәнлик, техиму хәтәрликрақи, давани туюқ йолға ― зиддийәткә башлап қойғанлиқ боламду ـــ йоқ? мәсилән: әнгилийидә яки фирансийидә болғандиму шу дөләтләрниң дөләт байриқини биллә көтүрүш керәкму? әмма башқа мәмликәтләрдә болған һәркәтләрниң сүрәтлик хәвәрлиридин қариғанда түркийәдикидәк әһвал йоқтәк қилиду. әгәр бундақ қилиш хәлқарада дава қилишниң қаидә ـ тәртиплиридин болмиған тәқдирдә бу пәқәт түркийәликләрни хош қилиш, ”йегән нанниң һәққи ـ һөрмити“ үчүн қилинған хошамәт болған болиду. у һалда қил сиғмайдиған бимәнилик болиду! әмма техиму диққәт қилишқа тегишлик йери шуки, бу у қәдәр аддий һалда адәткә айландурулған иш болмастин, уста сиясәтчиләр тәрипидин ”бир чалмида икки пахтәк соқуш“, ”ат айлиханға, йол сариханға“ қилип нәп елиш үчүн устулуқ билән пиланланған оюн болуш иһтималидур. йәни, шуниңға диққәт қилип көрәйли: түркийәликләр бизгә байриқини көтүргүзүп қоюпла, хитайларниң вә башқа күзәткүчиләрниң нәзиридә бу дәваниң арқа терики түркийәдәк туйғу пәйда қилип, дипломатийидә бирмунчә илгириләшләргә йол ачти. әмма башқа дөләтләр, ейтайлуқ, түрк дүшмини болған дөләтләр курдистан давасини әмәлий қоллап, һәтта абдулла өҗаланниң шәхсий һесабиға милярдлап пул қоюп берип, түркийидә 30 миң адәмниң һаяти бәдилигә шунчилик үнүм қазанди, я қазанмиди. мәсилән: пәләстинликләр ливан, сүрийә земинлирини таянч база қилип һәркәт қилидиған, бу дөләтләрму әмәлий қоллаш мәйданида болишиға қаримай, пәләстинликләрниң нә ливан байриқи, нә сүрийә байриқи көтүривалғинини аңлап бақмидуқ. демәкки, бизниң дава һәркәтлиримиздики бу өзгичилик тәбиий һалда ”түркийә ярдәм қиливатиду...“ дегән туйғуни пәйда қилиш үчүн

Page 40: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

болмай немә? бундақ туйғуниң пәйда болиши бәдилигә түркийини хитай билән ”содилишиш“ тәшәббускарлиқ һоқуқиға игә қилмамду? улар әмәлийәттә һечқандақ маддий ярдәм бәрмәйла ”йолвасниң сүрити билән бөрини қорқутқандәк“ үнүмгә еришмәкчиму қандақ? тәшвиқат рәсимлири, изнаклар, бәлгиләр,... ниң һәммисидә көк байрақниң қизил байрақ билән ашқ ـ мәшуқтәк кириштүрүлүп туриши һәрқандақ кишини ихтиярсиз һалда гуманға кәлтүриду. бу даваниң арқисида түркийә бардәк гуманни пәйда қилип, дипломатийидә түркийини актип (шәрт қойғучи) һалға кәлтүрүштин башқа уйғурға һеч пайдиси йоқ! (кейинки күнләрдә мәйданға чиққан түрк ـ хитай келишимлири бу қарашлиримизни испатлайду.(!

бундин башқа давамизниң мустәқиллиқ арзумиздин әмәс, ташқий қутратқулуқтин келип чиқиватқанлиқи тоғрисида карнийи йиртилғудәк валақшийдиған хитайларғиму ”алтунға бәргүсиз“ ”яхши дәлил“ тепип беримиз. хитайларниң адәттә тәшвиқатта көп тәкрарлайдиған бундақ бир җүмлә сөзи бар: ”миллий бөлгүнчиләр вәтинимизниң бирқисмини бөливелип, чәтәл әксийәтчи күчлириниң беқиндисиға айландурмақчи, мустәмликисигә айландурмақчи, үч чоң тағниң бесимидин азад болған хәлқни қайтидин җаһангирларниң қуллуқиға ташлап бәрмәкчи,...“ әгәр бирси бу сөзләргә пакт тәләп қилса хитайлар һелиқидәк көрүнүшләрниң сүритини көрситипла қойса (алаһидә изаһат бәрмисиму) соал сориғучи иккилинип қелиши җәзмән. бу қаришимни рәт қилғучиларниң немә дейишини тәсәввур қилмақ тәс әмәс. бу мәсилини башқичә чүшәндүргүчиләр болса ”түрклүк“ нуқтисидин чүшәндүрмәкчи болар. әмма бу пайдисиз һалдики давамизни техиму туюқ йолға муптила қилиши мүмкин. ”түркчилик“ яки

Page 41: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

”туранчилиқ“ вәяки ”пан түркизим“ ― пүтүн дуня түрклирини бир байрақ астиға җәм қилиш, тил, йезиқ, територийини бирликкә кәлтүрүш ― худди коммунистларниң коммунизимидәк бир ғайә; бәлки коммунизимға қариғанда техиму отупийәлик болишиму мүмкин. шуңа биз дава яки көрәшлиримизни хас мустәқиллиқ һәркити сүпитидә ― һечқандақ башқа идийә, башқа қошумчә мәхсәтләрни арилаштурмай елип барсақ, бу бир қәдәм мәнзилгә йәткәндин кейин башқилирини ойлишип бақсақ һәм асан, һәм әқилға мувапиқ, һәм әһвалимизға мас келидиғанрақ болатти. әпсуски, биз һели пүтүн дуня мусулманлириниң ғемини йәймиз, һели пүтүн дуня түрклириниң ғеми билән бәнд. бу худди игиз тик ярниң қап белидә дәрәх йилтизлириға есилип қалған, үстигә ямишип чиқиш интайин ғува, пәскә серилип чүшмәкчи болса пачақ ـ пачақ болидиған бир вәзийәттики адәмниң пәстикиләр вә йоқуридикиләрниң ғемини қилип, ”һәммиңларни өзәм қутқузимән“ дегинидәк бимәнә һәм күлкиликму ـ қандақ? бундақ нийәтни тоғра вә алиҗанап дегәндиму, у алди билән өзини қутқузуп, пут қойғидәк йәргә игә болмиқи керәк әмәсму ?

йәнә бир вақәни әсләп өтсәк бу ғәлитилик бәлким яхширақ һис қилинар: 1997 - йили фивралда әнқәрәдики хитай әлчиханиси алдида наразилиқ билдүриватқан шәрқий түркистанлиқлар ичидики түркийәдә йәрлишип қалған конилар туюқсизла һаяҗан билән ”истиқлал марши“ ни оқуп кетишти! һәйран қалдим. һәм номусум кәлди. қиливатқиниң немә дава ـ ю, оқуватқиниң немә? әгәр мунқәрз болған дөлитимизниң дөләт шеири оқулған болсиди, аҗайип тоғра, тәсирлик һәм мас болатти. әпсус, уни һечқайсимиз билмәймиз! әгәр түркчә азадлиқ, һөрлүк, зулум, хорлуқ... темилиридики башқа һәрқандақ бир

Page 42: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

маршни оқусақму боливерәтти. лекин, дөләт шеири дөләткә вәкиллик қилиду, дөләтниң символлуқ садаси! шуңа бир дөләтниң давасини қиливетип йәнә бир дөләтниң дөләт шеирини оқуш ـ дөтлүк, пәқәт уйғурларниңла қолидин келидиған алаһидә тәқлиттики дөтлүк, халас! диһқанчисиға қил сиғмас дәриҗидә толуқ тәсвирләш үчүн сәт болсиму шундақ дейишкә мәҗбурмәнки, бу худди хотунни ортақлашқили болмиғандәкла болмиғур бир иш! мән шу чағда: ”немә, биз давайимизниму оңи ـ сепидә қилалмайдиған охшимамдуқ?! қиливатқан ишимизниң оң ـ дүминиму билмәмдуқ, немә? тазиму әти ـ мәти йоқ хәқкәнмиз“ дәп ойлиған идим.

әгәр дөләт шеири һәққидә башқа қараш болмиса, демәк, байрақ үчүнму әйни шу пикир әқилға мувапиқ. чүнки байрақму, дөләт шеириму дөләткә вәкиллик қилиду, дөләтниң символи. башқа бир дөләт үчүн символ болған нәрсә йәнә бир дөләткиму вәкиллик қилалмайду яки бундақ қоллунуш хата! бу хаманлиқта қошнилар бир арини ортақ ишлитип турғанға охшимайду!

түркийигә мунасивәтлик гәп боливатқан бу пурсәттә йәнә бир күлкилик ишниму қошуп қойғум келиватиду: 1997 - йиллиридики қайнам ـ ташқинлиқ намайишлардин биридә, шәрқий түркистанлиқлар йәнә хитай консулханиси алдиға берип намайиш қилмақчи болуп қапту. кимниң тәшкиллигәнлики маңа қараңғу, әйтавур һөкүмәт рухсәт қилмиғини үчүн сақчилар әтрапни қоршивалған икән. сақчиларниң һәйвәтлик мудапиә ”теми“, гезит вә теливезийә мухбирлири әмәлийәттә намайишқа техиму җанлиқ түс, җәңгивар қияпәт берәттики, дәхлиси йоқ иди. униң үстигә һәмишә шундақ болатти. сақчиларниң беши шәрқий түркистанлиқларға чин көңлидин көйинип: ”силәр бизни йолимизни тости, дәп рәнҗип

Page 43: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

йүрмәңлар, биз буйруқ иҗра қилғучи болғинимиз үчүн шуниңға мәҗбурмиз. әгәр силәр бизни уруп йиқитиветип өтүп кәтсәңлар биз силәрдин задила ағринмаймиз, чүнки силәрниң давайиңларға бизму һиссидашлиқ қилимиз. бирақ, силәрниң бешиңлар ким? бүгүнки күн тәртиптә қилмақчи болған наразилиқ темаңлар немә? мухбирларға аңлитидиған асасий мәзмунларни йезип тәйярливалғанму, қандақ? мухбирларға җавап беришкә мәсул қилинған адимиңлар қайси, ... мушундақ тәртипләр бойичә болса өзәңларға техиму яхши. бизниң қәлбимиз силәр билән биллә...“ дегәндәк сөзләрни қилди. әтраптин тәртипсиз варқирашлар чечилип туратти. бу варқирашлар ичидә аламанниң: ”алаһ бир! аллаһ бир!...“ дегини омумий шавқун болуп көтүрүләтти. мухбирлар алдиға девәйлишип турған аламандин: ”бүгүнки асасий күнтәртибиңлар немә? биз билән сөзлишидиған адимиңлар қайси?...“ дәп сорап бу тәртипсиз чувалишип турған топтин задила җавап алалмиғанни аз дәп бирәр адәм уларға җавап бәргүчиниму көрситип қояй демәйти. уларниң тәлмүрүп сориған соаллириға омумий шавқун җавап берәтти: ”аллаһ бир! аллаһ бир!...“ мухбирлар үмидсизләнгән һалда: ”биз силәрниң давайиңларни техиму яңритип берәйли дәватсақ немандақ рәҗ уқмайсиләр? бүгүнки асасий наразилиқ темаңлар немә? хитай консулиға берилидиған наразилиқ нотаңлар йоқму?...“ әтраптин пәқәт бирла сада тәкрарлинатти: ”аллаһ бир! аллаһ бир! ...“ мухбирлардин бири һәйранлиқ һәм мәсхирә арилаш: ”силәрниң бүгүнки асий мәхсидиңлар аллаһниң бирликини уқтуруп қоюшмиди? бизгә уқтуруп қоймақчиму? хитийиңларғиму? бизгә десәңлар, биз аллаһниң бирликини билимиз, һәм бу мәсилини талишиватқинимиз йоқ, хитайлириңларға десәңлар

Page 44: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

улар бәрибир уқмайду...“ деди. сақчи бешиниңму раса аччиқи кәлди. у: ”бу қандақ шәрқий түркистан даваси?!...“ дәп аламанни һәйдәшкә башлиди. бизниңкиләр болса ”арпа нени осурғаққа баһанә болди“ дегәндәк, бу достанә мудапиә тосиқини баһанә қилип, ”сақчилар тосивалди, өткәзмиди,...“ дейишип, әң ахирқи қетим тәртипсиз һалда хирилдап: ”аллаһ бир! аллаһ бир!...“ дәп чуқурап қойди ـ дә, өз көңлини бәзләп кәйнигә янди!

түркийигә мунасивәтлик гәпләрни бирйәрдила түгәтмәк үчүн йәнә биргәпни бу йәргә қистуриветәй: түркийидә шундақ бир күлкилик ишқа дуч келимиз, шәрқий түркистан фонди қатарлиқ орунлардин бирәр вәкил бирәр йиғилишта сөзлисә ”хитайлар ақ қилди,... хитайлар көк қилди,... диний етиқад әркинликимизни чәклиди,... балилиримизға диний билимләрни үгитиш имканлири йоқ, мәсҗидләрни тақиди,...“ дәп формулилашқан дәрт төкүшни тәкрарлайду. хош, ундақ болса түркийидә бу әркинликиңиз чәкләнмәйду, қанчилик ибадәт қиливатисиз? бопту, буниму демәй турайли, чүнки буниму сизниң шәхсий әркинликиңиз дәйли, сәһнидә өзиңизниң истикини әмәс, хәлқниң истикини ипадилигән болуң, әмисә немишкә мәдристә ятқан оқуғучилар намаз оқуса яман көрүсиләр? немишкә ”динчилар бесип кәтти...“ дәп қахшайсиләр? силәрму охшашла чәкләш позитсийиси тутиватисиләрғу? бу һалда хитайлар раса силәрниң дитиңлардики ишни қилған, силәр хитайларға рәхмәт ейтишқа тоғра келидиған әһвал оттуриға чиқмамду ?

демәк, бу даһиларму охшашла динни өлгидәк яман көриду. чүнки, ”бу қалақлиқ, бу хурапат, ғәрпниң көңлигә яқмайдиған бу етиқад“ уларниң бүйүк сияситигә путлишармиш! дегәнлири билән қилғини қариму ַ қарши болушиму тәсир күчи болмиған дава демәктур! диний тәрбийәни, йеңидин коммунист

Page 45: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

мустәмликисидин қутулған қазақистан вә моңғулийә қазақлири үчүн миллий тәркип, миллий кимликниң бир унсури сүпитидә һесаплиған түркийә қазақлири әһмәд йәсәви вәқфи вә башқа йәрләрдә йүзләрчә оқуғучини диний тәрбийәгә игә қиливатқан; һәтта диний тәрғибатни ”иртиҗа“ дәп сәт атайдиған түркийә һөкүмитиму бу қарашни тоғра тонуп йол қойғандин башқа, қазақистан тәвәсигә диний адәмләрни әвәтип, уларниң хиристянлишиш йоли билән миллийликтин чәтнәп кетишиниң алдини елишқа уруниватқан мушу заманда, түркийәдики ”шәрқий түркистан вәқфи“ худди коммунистлардәкла кин вә өчмәнлик билән вәқф ичидә диний нутуқларниң болишиға, у йәрдә ятидиған оқуғучиларниң намаз оқушиға қарши турмақта! йиғин ـ қурултайларда ”...хитайлар шәрқий түркистан хәлқиниң диний һөррийитини чәклиди...“ дәп қахшашлири сүний вә рәсмийәт үчүн икәнлики, әмәлийәттики хитайларға охшаш мәйданидин билинип туриду. бу түр позитсийә ― хәлқниң муһәббәт вә нәпритини әйни шу сәвийидә мениңсимәй туруп, рәсмийәт йүзисидин ”хәлқ вәкиллики“ чүмпәрдисигә орунивелиш ― алдамчилиқ болуш биләнла қалмай, бундақ адәмләр бешиға минивалған ”дәва“дин бирәр иҗабий нәтиҗә күтмәк бәғәрәзликтур!

ғәрпликләргә ярап қелиш үчүн диндин ваз кечишниң һаҗити йоқ. ғәрпликләр бизниң мусулманлиқимиздин қорқуп кетип ярдәмдин ваз кечәрмикин дегән қараш бимәнидур. ғәрпликләр бизниң тутамсизлиқимиз түпәйли ― бирдәм динимиздин кечиш, бирдәм дөләт нами йәңгүшләшлиримиз түпәйли ― ярдәм беришкә лайиқ көрмәслики мүмкин.

бир моһим ишқа анчә моһим болмиған йәнә бир ишни арилаштуривелиш яки нөвәттики күнтәртиптә болған бир ишқа йәнә бир ишни четивелиш, ашу

Page 46: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

моһим ишниң моһимлиқ түсини бузуш ролини ойнайду. бир рәсмий ишқа мунасивәтсиз яки иккиләмчи бир ишни четивелиш, авалқисиниң җиддийлик сүпитини төвәнлитиветиду. бир қолда кәтмән, бир қолда болқа тутуп бирла вақтта һәм өстәң чапқили, һәм зәргәрлик қилғили болмайду. бир ишни пүттүрәлмәй һәләк боливатқанда йоғанчилиқ вә я ахмиқанилиқ билән башқа бир ишни, техиму йоғунрақ бир ишни өз үстимизгә еливелиш худди тәмсилимиздә ейтилған: ”өзәм патмиған камарға, ғәлвир бағлай қоңамға“ дегәндәк бимәнилик вә наданлиқтур! 70 ـ йилларда хитайлар қозғиған ”лин биявни, коңзини тәнқид қилиш“ долқунида ”төрт кишилик горуһ“ ”арқа ишиктин меңиш“ни қошуп тәнқид қилишни тәшәббус қилған икән, ”төрт кишилик горуһ“ йоқутулуп, тәнқид қилинишқа башлиғанда уларниң җинайи матирияллири арисида уларниң бир түрлүк еғир җинайити сүпитидә мушу тәшәббус тилға елинғанлиқини көрүп һәйран болғанидим. лин бияв, коңзини тәнқид қилишқа ”арқа ишктин меңиш“ни қошуп тәнқид қилса немиси хата болғийди? дәп ойлиғанидим. кейин чүшәндимки, авалқиси коммунистларниң нәзиридә дост ـ дүшмән арисидики зиддийәт болуп, чоң иш, моһим иш икән; кейинкиси (арқа ишктин меңиш) болса хәлқ ичидики зиддийәт, адәттики кичик ишлар икән. бу иккисини арилаштуривалғанда авалқисиниң җиддийликини төвәнлитиветидикән! демәк, биздики сиясий сәзгүрлүк интайин гөдәклик һалитидә икәнлики аян болмақта.

йәнә бир ”диний зат“ қериндишимиз бир үналғу лентиси ишлигән икән(әслидә у бунчилик иқтидарға игә бирси болмисиму, пәқәт ”насирахун лентиға сөзләп тарқитиватса мән немишкә қилмайдикәнмән“ дегән селиштурма һәсәт түпәйлидинла ишләп чиқилған бирак мәһсулат), униң мәзмунидики

Page 47: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бимәнилик китапта тилға елип олтурушқа әрзимигәндин ташқири, нөвәттә елип бериватқан муһакимимизгә мунасивәтсиз болғанлиқи үчүн, мәзмуни һәққидә тохталмаймиз. лентиниң ”нәшрият“ аламәтлири һәққидә тохтулимиз. буни түркийәчә даваниң әрәпчә вариянти дейишкә болиду. бу лентиға чапланған ”нәшрият“ аламитидә лентидики нутуқ нами әрәпчә йезилған, көпәйтиш бәлгиси шәкиллик кириштүрүлгән икки данә қиличниң кесишкән йеригә бир данә ақ байрақ (ай юлтузлуқ байрақ) қадалған, бундин башқа нәшрият нами, бәлгә изналардин әрәп алаһидилики билинип туриду. көпчиликкә мәлум, һелиқи кесиштүрүлгән икки қилич сәуди әрәбистанниң дөләт бәлгисидики бир аламәт болуп, униң оттурисида биртал хурма дәрихи бар. бизниң қериндишимиз болса әнә шу хурма дәрихини шәрқий түркистанниң дөләт байриқи дәп пәрәз қилишқа болидиған һелиқи ай юлтузлуқ байраққа йәңгүшлигән. ”ислаһ қилип пайдилинилған“ болсиму, йәнила әсли алаһидилики әйнән сақлинип қалған. буниңдин көривелиш тәс әмәски, бу бичарә бурадиримиздә рошән ”әрәп қулчилиқи“ билинип туриду. лентиға сөзләнгән ”җөйлүшләр“ниң уйғур тилида болғинидин қариғанда бу ”тәшвиқат“ниң обекти уйғурлар икәнликидә гәп йоқ. ундақта немишкә хетини уйғурчә язмай, әрәпчә язиду? немишкә әрәбистанниңкигә тәқлид қилинған бир бәлгини қоюш зөрүрийити туғулди? тәбиийки, у тәқсир әрәпләр билән барди ـ кәлди қилип яшаватқан яки әрәпләр муһитида биллә яшаватқан болса керәк. мана шуниң биләнла дава үстидиму ”көңлини елиш“ койи (яхшичақлиқ) пәйда болған. тәқсир диний зат болишиға қаримай, динни аллаһниң әмәс, әрәпләрниң дини, дәп чүшәнгәнмикин? яки әрәпләр аллаһқа техиму йеқин, уларға йеқинчилиқ қилиш, аллаһқа йеқинчилиқ қилишниң бирхил ипадиси, дәп

Page 48: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

чүшәндимикин? әмма рәсулиллаһ (с ә в) ниң һәдислиридә инсанларниң баравәрлики һәққидә ”инсанлар бир тағақниң чишлириға охшайду, әрәпниң әҗәмдин тәқвалиқтин башқа пәрқи йоқ“ дәп тәлим берилмәктидур. қандақтур бәндигә қилинған қулчилиқ вә хушамәт аллаһқа қилинған тәқвадарлиқ һесабиға кирмәйду!

қисқиси бизниң бу тәқлиттики қилиқлиримиз худди "гүлайим" дин нахша башлап, "гүзәл ташқорған" билән ахирини чүшүргәндәк һаңвақтилиқтур.

бошнақларниң босна ـ һәрсәк мустәқиллиқ һәркити җәрянидики паҗиәләр, вәйранчилиқлар, қан вә яшлири, шундақла көрәшлири ипадиләнгән бир синалғу лентисини көрүп қалдим. буниң билән бизниң намайиш, йиғилиш һәркәтлиримиз рошән бир селиштурма болуп көз алдимда гәвдиләнди. бу бир намайиш көринишидин туғулған тәсәввур иди: уларниң аяллири (мусулманчә искәттә) һәрбири бирдин шуар йезилған плакат, лозункиларни көтүргән һалда һәм тәртиплик, һәм қайғулуқ, һәқиқәтәнму вәтини мунқәрз болған, нурғун бигунаһ қериндашлири өливатқан мусибәттики адәмләргә охшап, ич- ичидин өртәнгән, йиға ـ матәм билән чирайи тутулған һалда гоя өлүм узутуп кетиватқан һазидарлар сепидәк салмақ қәдәм ташлап меңипту. пүтүн турқи, пеил хулқидин қайғу төкүлүп туриду. қалаймиған ваң ـ чуң, аллиқандақ ”алтә өчкә, йәттә текә“ дегәндәк бирдәм алдиға, бирдәм арқиға шапашлап туридиған, пат ـ пат тәртипкә чақирип варқирап қойидиған ”рәһбәр“, ”тәртип һәйәтлири“му йоқ. биздә болса намайишқа чиққан омумий адәмниң йеримидин көпрәки аллиқандақ вәзипиләр билән алдираш, ишқилип өзлирини адәттики ”намайишчи аммә“дин пәрқлиқ көрситишкә тиришқучилар болиду. ундин башқа кәйпият җәһәттә худди "җәннәтниң ачқучи"да

Page 49: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

тәсвирләнгәндәк, ”ачисиниң тойи боливатқан“ сияқта һиҗайған хошал чирайлар, бағ сәйлисигә чиққан җайда рәсимгә чүшивелиш яки син алғуға елиниш үчүн өзини обданрақ тоғрилиғандәк бир хил кәйпият, омумән, өзлиригә һәқиқий мунасивити болмиған бир ишқа алван тәриқисидә қатнишип қалғандәк һаләт билиниду.

мана шуниңға охшаш бир талай ишлар бизниң давани қамлаштуруп қилалмайдиғанлиқимизни испатлап турмақта. бу муәййән йетәкчи идийә (нәзәрийивий асас), муәййән дава тәртиби, дава пиринсипи, узақ мәзгиллик вә басқучлуқ һәркәт программиси, план, истратегийәниң йоқлиқидин, техиму мәсхирилики, бундақ бир немиләргә иһтияҗ болишиниму тонуп йәтмигнликимизниң нәтиҗисидур.

йәнә шуниму әскәртмәк керәкки, йерим әсирлик нәтиҗисиз дәва һәркәтлиримиздә "улуғвар" ишларни қилғанлиқи билән пәхирлинидиған тәшкилатлар имканийти яр беридиған турупму тәшвиқат васитилиридин пайдилинип хәлққә сиясий сават, тарих савади, истихбарат савади берип бақмиди, әксичә өз ـ өзини "риклам" қилиш типидики йиғинлар, уйғурниң қийналғанлиқини йәнә шу уйғурға ейтип бериштәк бимәнә ишлар билән вақт зая қилғачқа йерим әсирдә һеч болмиса хәлқни аз ـ тола сиясий саватқа игә қилишму болмиди!

1998- йили, дикабир, ташкәнт. 2001 – йили, истанбул.

Page 50: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

Пиланни Бәк Балдурға

Түзивәтмәйли бир қәдәр мукәммәл болған пилан болса, бу пилан

узақ бир дәвр ичидә давамлиқ иҗра қилинидиған, һәтта әвладму ـ әвлад давамлаштурулуп иҗра қилинидиған болса биз һәмишә ишни нөлдин башлавәрмәйтуқ. арзу қилғинимиздәк бир қәдәр мукәммәл, шундақла әмәлий қоллунуш қиммити болған пилан һәққидә гәп кетиватқанда бәлким бәзиләр: ”биз һазирқи ‹чувуқ чойла›дәк терилип турған әһвалимизда бундақ пиландин қандақму сөз ачқили болар?“ дейиши чоқум. тоғра, омумий милләт биртуташ етирап қилған пиланниң болиши(яки барлиқ тәшкилатлар ортақ қошулған пиланниң болиши) тәсәввурдин наһайити йирақ, ечинишлиқи шуки, һәрбир тәшкилатниңму әрзигүдәк пиланиниң ― бир дәвр өткәндиму асасий қисми йәнила қиммитини йоқатмайдиған пилани болмаслиқи!

қәдимқи заман дөләтлири тәдбирлик бир падишаһниң сәвәбидинла қудрәт тепип, кеңәймичилик қилип, җаһанни астин ـ үстүн қиливәткәндәк қилғини билән, ашу падишаһниң өлиши биләнла шу қәдәр қудрәтлик дөләтниң ”писсидә“ йели чиқип заваллиққа йүзләнгинидәк, бизниң һазирқи әһвалимизму әнә шундақ. мәлум йолбашчи чиқип, бир мәһәл хели иш әпләштүргәндәк тәсир бериду (йеңилиқта қамлашқандәк көрүниду), кейин я у өзи йетишәлмәй, ишлар чечилаңғулишиип, бара ـ бара издин чиқиду, я у бирәрсигә қейдап ишни ташливетиштин яки ”нәсридин әпәндимчә“ ”мана йиқил!“ дәп тәтүригә

Page 51: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

айландуриветиши нәтиҗисидә ”писсидә“ йели чиқип түгәйду. буларниң һәммиси немидин ?

қәдимқи дөләтләр падишаһниңла ағзиға қарап қалған, язма һалда түзүп чиқилип, бир горуһ дөләт хадимлири тәрипидин қошулуп тән елинған, һәммә ортақ етирап қилидиған вә иҗра қилидиған қанун ـ түзүм, пилан ـ программа, истратегийә болмиғанлиқи, пәқәтла бир падишаниң әқли билән, шуниң дегини дегән, шуниң сөзи қанун болуп меңилғанлиқи үчүн, униң өлиши биләнла һечким униң орнини басалмиған. чүнки униң көңлигә пүккәнлири өзи билән дәпн қилинип кәткәнлики, һечким уни билмигәнлики үчүн кейинкиләр тәбиий һалда гаңгирап қелип, һәрким өзиниңкини базарға селиш, һакимийәт талишиш,... мана шундақ қилип заваллиққа йүзлинишкә елип барған. худди шуниңдәк, бүгүнки бизниң ишлиримизму ”еғи билән беғи“ниң тайини йоқ, ”диһқанчисиға“ иш қилиштин башқа нәрсә әмәс! әтрәт башлиқи диһқанларни башқурушта һечқандақ пилан ـ программа, нәзәрийә ـ пәзәрийә дегәнләргә һаҗәт һес қилмайду, әмәсму!

бәлким бу гепимгә бәзи ”аҗайип программилар, һәйвәтлик хитап, чақриқлар“ни көрситип туруп: ”буларни көзүң көрмидиму? бу нәзәрийивий асас болмай немә?“ дәйдиғанлар чиқар. тоғра, 21 ـ әсиргә келип қалғандиму әйнән ”диһқанчә“ болуш бәкму ялиңач, бәкму сәт. әмма бу ”сүний заманивилиқ“, иптидаий аң формиси үстигә сүний һалда теңип қоюлған һазирқи заман модиси, халас! бу худди қәдимқи замандин қалған ”асарә ـ әтиқә“ ― кона бинаға һазирқи заман мәмурий оргининиң вивискисини есип қойғандәк бир иш! бу бир хил аңлиқ тонушниң мәһсули болмастин, дорамчилиқ түридики иш болғачқа, бу пилан ـ программилар иҗра қилиш үчүн әмәс, өзини қалтис көрситиш үчүн йезилғачқа,

Page 52: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

елан қилинған йеридила қалиду. униңдин кейин һечким уни әскә алмайду. һәркитини шу бойичә өлчәп, дәңсәп, мувапиқ кәлмисә түзитип туруштин сөз ечиш әсла мүмкин әмәс. һәтта башламчиларниң өзиму(өзи түзгән программиға) башламчилиқ билән хилаплиқ қилиш, хиянәт қилиш, писәнт қилмай, өзи билгәнчә (қәдимқи падишаһлардәк) иш қилиш адәттики ишқа айлинип қалиду.

қорайниң оти гүр қилип йенип, наһайити қисқа бир муддәт асман ـ пәләк ялқун чиқириду ـ ю, ”шиппидә“ өчүп қалиду. қарайсизки, униң орнида нә чоғ, нә иссиқлиқ қалмай, бир дөвә қапқара күл қалиду. бизниң ишлиримизму ашундақла, бирдәмлик, ”тәпти йоқ “!

буниң сәвәби пәқәтла рия! бу һәрикәтләр вәтән, хәлққә болған һәқиқий муһәббәтни, аллаһ ризалиқини, дүшмәнгә болған нәпрәтни мәнбә қилмастин, шөһрәтпәрәстлик, мән ـ мәнлик, мәнпәәтпәрәстлик қатарлиқ пәс шәхсийәтчилик земинида барлиққа кәлгәчкә, ишқа қарита өңмәс халис нийәт йоқ! шуңа пиланму тар көңүлгә яриша тар вә бир тәрәплимә түзилиду. техиму қамлашмиғини, бу пиланму техи җра қилиш үчүн әмәс, ”пилан ـ программилирини хели қамлаштуруп йезипту, шуниңдин қариғанда мушу адәм иш әпләштүрәләйдиған охшайду“ дәйдиған тәсиратни пәйда қилип, адәм йиғивелиш, пул топлаш үчүн болғачқа, бир топ адәмни олаштуривалсила, бу көзи кичик ”даһи“ ға пүтүн җаһан өзигә бойсунғандәк туюлуп кетиду - дә, ”шаһиншаһ“ боливалиду. мениң дегиним қанун, дегәндәк аламәт қилиқлиридин билинип туриду. қаидә ـ пиринсипларни башламчилиқ билән бузиду. өзини бу пиринсиплардин үстүн қойиду. чүнки уни өзәм барлиққа кәлтүргәнмән, дәп ойлиса керәк!

нийәтниң халис болмаслиқи шуниңға елип баридуки, ”даһи“лар иш башлаш, өзи йетәкчилик

Page 53: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қилиш, өзи ғәлибигә апириш, тәхткә өзи олтурушни хиял қилип, шуниңға яриша пилан түзиду. шуниң үчүнму бу пилан қисқа муддәт ичидә ахирқи нишанға йетидиған мәзмунда түзүшни тәқәзза қилиду. ундақ болмиғанда ”йәрни чапсам мән чапсам, мәтқунахун кадир болди“ дегәндәк болуп қалиду ـ дә! алдинқилар орун таллаш, кейинкиләр йол пиланлаш, униң арқисидикиләр йолни селиш,... униңму кәйнидикиләр мәнзилгә йетиш тоғрисида ойлиғимизму кәлмәйду. ”җапа чекип баявандин йол ачсам, төрдә өзәм олтуралмайдиған иш болса, ундақ йолни читливетимән!“ дегән шум нийәт һәрбир ”иш башлиғучи“да дәсләпки минуттин башлапла шәкиллиниклик болиду. мана шундақ қилип ишимиз ақмайду. чүнки бир әвлад аяқлири билән чиғир йол чиқарса, кейинки әвлад бу издин пайдилинип бирқәдәр түз һарва йоли ясиса, униңдин кейинкиләр техиму мукәммәлләштүрүп, йолға таш ятқузуп, силиқлап чиқса, униң кәйнидикиләр бу йолда мәнзилгә қарап чапса вақт бәк көп кетидиған болғачқа, баштикиләрниң өмри яр бәрмәйду, өзи йетәлмигән мәнзилгә башқиларниң йетишини ойлиғанда һәркимниң һәсәтлири лавулдап йенип кетиду ـ дә, мән йетәлмигән мәнзилгә башқиларму йетәлмисун, дегән паскина нийәт туғулмай қалмайду яки болмиса көзимизниң кичикликидин йирақни көрәлмәй, бу иш хиялий чүштәк, узақ һәм тәсәввурдин һалқиған туйилиду ـ дә, ундақ ”асмандики ғазниң шорписиға нан чилаш“тәк ”ахмақлиқ“ни қилғумиз кәлмәй, ”әтики қуйруқтин, бүгүнки өпкә яхши“ дәпла чүпрәндилик билән ойлаймиз.

бундақ ”зеди пәст“лик билән бу милләтни қутқузуш мүмкин әмәс! узақ муддәтлик пиланға нисбәтән тәхрсизлик қилғинимиз билән, қисмитимиз худди: ”алдириған нәдә? алдиримиғанниң кәйнидә“

Page 54: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

дегәндәк боливатиду. мәсилән 50 ـ йилларниң бешида бирси ”мукәммәлрақ қилип 50 йиллиқ бир пилан түзүп чиқайли“ дәп тәклип бәргән болса, тәбиийки нурғун биләрмәнләр қарши чиқип: ”немә дәватисәнуй! әллик йилғичә немә қилисән, бир нәччә йилға қалмай байриқимиз тәңритағлириниң үстидә җәвлан қилғуси!“ дегән болғийди. мана һазир әллик йил өтти. немә болди? инқилап тәрәққиятимиз йәнә шу изда, әмма %2лик нисбәттики дүшмән көпийип бизни азсанлиқ орунға чүшүрүп қоймақта! әгәр биз йәнила рияллиқни тонимай, тул хотунларниң җаһан тутишидәк, бурнимизниң учинила көрүп иш қилидиған болсақ, пиланимизму балиларниң ”өй тутуп ойниши“дәк боливеридиған болса, мәңгү ”асмандики ғазниң шорписиға нан чилап қеливеримиз “!

ишни узаққа созулидикән дәп үмидсизлиниш куфри билән барабәр. чүнки аллаһ: ” пәқәт кафир қәвмла аллаһниң рәһмитидин үмидсизлиниду“ дегән. үмидсизләнмәслик билән узаққа созулидиған көрәшниң мунасивитини тоғра бир тәрәп қилиш лазим. әмәлгә ашмайдиған он йиллиқ пиландин онни түзгәндин, әмәлгә ашидиған йүз йиллиқ пилан яхширақ. буниңдин һечким гуман қилмайду. пәқәт ”көчәт тиккәнләр“ мивисини көрәлмәйду. мана шуниңға қарита қорсақни кәң туталисақла болғини. биз көрмисәк балилиримиз көрсә, биз төрдә олтурмисақ, босуғида хизмәт қилсақ; министир яки җумһуррәис болмисақ, азад вәтәнниң диһқини болсақ мәйли әмәсму?

биз өзимизгә көчәт қоюшни вәзипә қилип бәлгиләйли. кейинкиләр бу көчәтләрни пәрвиш қилип өстүрсун. униңдин кейинкиләр болса буниң яғичида мәнзил йолидики һаңларға көврүк салсун, ... биз авал кәспләр бойичә мутихәсислиримизгә игә болишимиз керәк. әмма бу мутихәсисләр һазирқи омумий пәнләр

Page 55: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

билән чәкләнсә ”маңса- маңса қирдин ашалмайдиған“ бир сәвийә сақлиниду. инқилап ишлириға биваситә алақидар билим саһәлиридә йетишкән адәмлиримиз болиши керәк. бизниң аччиқ әмәлийитимиз, мәғлубийәттин терә ـ пирән болған қисмитимизниң аччиқ савақлири шуни тонуттики (әмма бәзи ”даһи“лар техичә тонуп йәткини йоқ), биздә әқлий намратлиқ наһайити еғир !

шуңа, йүз танкимиз болғинидин бир нәпәр танка енжинеримиз болғини әвзәл; йүзмиң әскиримиз болғинидин, шунчилик әскәрни тәшкиллийәләйдиған, йетәклийәләйдиған бир қоманданниң болғини артуқ. чүнки бир топ надан хәлқ билән һеч ишни башқа елип чиққили болмайду. әмма шундақ бир ”зиддийәтлик“ мәсилиму барки, ”даһи“ һәр заман оқуған мутихәсисләр арисидин чиқиши натайин, әмәлий көрәш ичидә өсүп йетилиши, аддий хәлқ арисидин чиқишиму мүмкин. бу шуни сәмимизгә салидуки, мутихәсислиримиз йетишкәндә андин иш башлаймиз, дәп дүшмәнгә тенч тәрәққият, мустәһкәмлиниш пурсити яритип җим олтуруш мунапиқлиқтур. вәтән мустәмликидә, зулум һәран бешимизда боливатқан икән, һәран қаршилиқ һәркити тохтимаслиқи, һәрқандақ усул билән дүшмәнгә қуллуқни тән алмайдиғанлиқимизни уқтуруп туришимиз керәк. демәк, адәм тәйярлаш билән үзлүксиз тиркишишни зиддийәтләштүрүп қоюш бир хил сатқинлиқтур!

шуңа, пиланни әтигә, йил ахириға,... түзидиған ахмақлиқни ташлап, узақни көзләйли, шу нишан үчүн һәммимиз өз ”көчитимиз“ни тикәйли.

1998- дикабир, ташкәнт, 2000 – йил, истанбул.

Page 56: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

”Балиларчә аддий ойлаш

кесили“ ”балиларчә аддий ойлаш кесили“ ―

”мүмкинчилики йоқ“ дәп үмидсизлинишкә охшашла хата вә зиянлиқ.

”балиларчә аддий ойлаш“ тоғрисида тохталғинимизда ”вәли“ларниң ”өзидин ешинип“ пүтүн дуняни азад қилип, ”ислам нуриға пүркәйдиған“ қарашлири үстидә тохталмаймиз. чүнки уларниң у хилдики қарашлирини ”балиларчә“ дегәндин көрә, ”сараңларчә“ дегән техиму мувапиқ. ”сараңға сот йоқ“ дегән тәмсил бойичә, уларға гәп кәтмәйду. шуңа, сараңларниң қарашлириға рәсмий иш сүпитидә муамилә қилиш, уларниң инавитини өстүрүп қоюш роли ойнайду. униң үстигә уларниң нийәтлири қандақтур ”азад қилиш“ әмәс, ”нан тепип йейиш“ икәнлики бизгә рошән. шуңа бу һәқтә сөзләп олтурушқа орун йоқ. төвәндә пәқәт ”уқумушлуқ“ һесапланған ”даһи“ларниң ”балиларчә ойлиши“ һәққидә тохтулимиз .

илгири ”кона формидики даһи“лар бирәр парчә гезит чиқириш, намайиш қилиш, тиллаш билән иш пүтиду, дәп қариған болса, һазирқи ”йеңи формидики даһи“лар милтиқ етишни билидиған бирнәччә адәм биләнла бу ишниң ахириға чиққили болиду, дәп қарайдиған "аддий ойлаш кесили"гә гириптар болуп қелишқан. шуни тонуп йәтмигәнки, бу ишниң қийинлиқи, зорлиқи, мурәккәплики җәһәттин ейтқанда шундақ йол башчилар колликтипиға муһтаҗмизки, биз пәқәт уларға хизмәтчи әскәр(адютант) болушқила

Page 57: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

яраймиз яки шуниңғиму яримаймиз! улар болса сиясий, дипломатийә, ахбарат, анти җасуслуқ (разведка), һәрбий,... қатарлиқ саһәләр бойичә онлап мутихәсис керәк болидиғанлиқини тонуп йәтмәй, әтрәт башлиқи зәйкәш пиланлиғандәк, таниниң бир бешини тутушуп беридиған бирдиһқан, тана бойлап чанақ уридиған бир диһқан болсила иш пүтидиғандәк аддий муамилә қилишиду.

вәтән үчүн, мустәқиллиқ үчүн ― омумән, земин үчүн, һакимийәт үчүн болидиған көрәшниң қандақ һаләттә, қандақ түстә, қандақ көләмдә болидиғанлиқи, берилидиған қурбанниң дәриҗиси, миқдари, һазирлашқа тегишлик күч: болупму әқлий күч, малийә күчи; мәлум мәнпәәтни бериветишниң асан әмәслики, мәлум мәнпәәтни қолға кәлтүрүшниңму охшашла қийинлиқи, өзимиздә болушқа тегиш аңлиқлиқ, чечәнлик, тактика, һийлә ـ пәнт қандақ болиду? буларни өзимиз билгән йеқин өтмүштики уруш тарихидин мисаллар елип көрситип беришкә тиришимиз. өзимизниң қилип йүргән балиларчә қилиқлиримиз билән селиштуруп көрүп, кәлгүсидики һәркәтлиримиздә өзимизни тутивалған һалда салмақрақ ойлинип иш қилишқа пайдиси тегәр, дәп ойлаймиз. гәрчә заман вә макан, тарихий сәһнидики пирсунажларниң алаһидиликлиригә көрә нурғун тәрәпләрдә сан, сүпәт охшимаслиқи мәвҗут болидиғанлиқини мустәсна қилмисақму, һәрһалда бизниң қилип йүргән ишлиримиздәк у қәдәр аддийму болмайдиғанлиқи һәқиқәттур.

гитлер дуня уриши қозғаштин авалқи район характерлиқ һәрбий һәркәтлирини ― авистрийә, чех ـ силовакийә, полша,... қатарлиқ җайларни ишғал қилиш һәркитини ― чирайлиқ сөзләр, тенчлиқ шуари, дипломатийә нәйрәңлири билән ниқаплиғаниди. гәрчә у учиға чиққан уруш тәлвиси болсиму, чех ـ

Page 58: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

силовакийигә баһанә ـ сәвәпсизла истратегийилик һуҗум қилиш тәклипини рәт қилған. чүнки у дуня җамаәт пикриниң қаршилиқини қозғаштин, диққәт чекиштин әндишидә болған.

мустапа камал гиркларға қарши омумий һуҗумға өтидиған күн вә вақтни мәхпий тутуш, дүшмәнниң һәрқандақ гуман вә пәрәзлиригә орун қалдурмаслиқ үчүн, азәрбәйҗан әлчиханисидин шу күни мустапа камални зияпәткә тәклип қилғанлиқи тоғрисида хәвәр тарқитишни илтимас қилған. буниң билән, дүшмәнниң хиялида ”баш қомандани миһмандарчилиқта болған түрк қошунлири һуҗумға өтмәйдиғу“ дегән бихудлуқни пәйда қилған.

ـ 1943 йили 30 ـ апрел (иттипақдаш армийә шималий африқидин италийигә һуҗум қилиш һарписида) испанийиниң җәнубий қисмидики деңиз саһилидин бир әнгилийиликниң җәсиди тепилиду. җәсәтниң йенидин икки парчә хәт тепилиду. хәтниң бири, мовнтбантенниң оттура деңиз филотиниң қомандани, деңиз армийә маршали адревканенханға язған хети болуп, бу хәттә әнгилийә билән америкиниң бирлишип уруш қилиш мәсилиси тилға елинған; йәнә бир хәт әнгилийә қуруқлуқ армийисиниң муавин шитап башлиқи генерал ачбардниң иттипақдаш армийиниң муавин баш қомандани александирға язған хети болуп, бу хәттә иттипақдаш армийиниң ситсилийә арили билән гертсийәгә һуҗум қилидиғанлиқи ашкариланған. немислар бу хәтни раст дәп ишинип, сарденийә арилидики әскирий күчиниң зор бир қисмини ситсилийә арили билән гертсийигә йөткәп кәткән. бу ”йолвасни тағдин айриветиш һилиси“ иди. йоқарқи мисалда дүшмәнни аздуридиған сахта ахбарат ”җәсәт“ васитиси билән ”йәткүзүлгән“. германийә ахбарат системисиниң гуманини қозғимаслиқ, һилигә техиму чинлиқ туйғуси пәйда

Page 59: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қилиш үчүн, бу һилини ишләп чиққан әнгилийә тәдбир оргини мундақ орунлаштуруш қилған: улар өпкә яллуғи билән өлгән, мәйдисигә су йиғилип қалған 30 нәччә яшлиқ бир әрниң җәсидини тапти. бу җәсәткә йәнә ”бирләшмә уруш қилиш қоманданлиқ шитабиниң шитап командери, падишаһ деңиз армийиси капитани вилям мартин, 09560 ـ номурлуқ “ дәп исим қойди. тәдбир оргини мартинниң банка онкол талунини ясап чиқти. йәнә лавер банкисидин сөз ـ ибарилири наһайити сипайә йезилған пул сүйләш хетини тепип келип башқа һөҗҗәтләр билән биллә селип қойди. буларға йәнә бонд кочисидики хәлқара унчә ـ мәрвайит содигири филипистин тойлуқ үзики алғанлиқ талуни қошуп қоюлди. униң болғуси хотуниниң барлиқини испатлаш үчүн, тәдбир оргинидики бир аял катип йәнә икки парчә ”сөйгү мәктуби“ тәйярлиди. булардин башқа йәнә мартинниң дадиси билән аилә адвукатиниң хәтлири ясап чиқилди. хәтләрниң һәммисигә инчикиләп числа йезилди һәм һәрбир башқа хәтләрдә тилға елинған ишлар испатлап көрситилди. мартинниң йенидики һөҗҗәттин иттипақдаш армийиниң растинла гертсийигә һуҗум қилишқа тәйярлиниватқанлиқи чиқип туратти. әмма бу сарденийә билән италийигә қилинидиған һуҗумни ниқаплаш үчүн иди. буниң ичидә әң моһими ясап чиқилған әнгилийә баш шитабиниң муавин баш шитап башлиқи генерал ачбардниң ”хоски“ пиланиниң иҗра қилинишиға мәсул болған изинхаверниң муавини генерал харолд александирға язған хәт иди. бу хәт бу тоқулма һикайини испатлайдиған хәт вә һөҗҗәтләр билән биллә мартинниң сомкисиға селип қоюлғаниди. җәсәтниң испанийә деңиз тәвәликидин тепилиши техиму гумансиз вәзийәт яратқан. әгәр дүшмән ишғалийитидики районларға ташлап қоюлған ― дүшмән ахбарат хадимлири асанла қолға кәлтүргән

Page 60: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

болса, җәзмәнки у қәдәр ишәнчлик туюлмас иди. дүшмәнни техиму ишәндүрүш, бу һилини башқа бир нуқтидин испат қилиш үчүн әнгилийә тәдбир оргини йәнә башқа алдамчилиқларни ойнап чиқти. ситсилийә арилидики асаслиқ шәһәр каляниң әтрапидики деңиз қирғиқиға ”деңиз сүйи йәнә бир җәсәтни әкилип қойди“. өлгүчиниң учисида әнгилийә һуҗумчилар әтридиниң формиси бар болуп, йенидин байқалған һөҗҗәтләрдин униң ситсилийә арили деңиз яқисини развед қиливатқан кичик бир қошунниң әзаси икәнлики мәлум болди. бу җәсәт су асти параходиниң йәнә бир қетим орундиған орунлаштуриши болуп, майор мартинниң хетидә мәлум болған ”ситсилийигә болған тәһдит“ни күчәйтиш үчүн қолланған һәркәт иди. шуниң билән бир вақтта әнгилийә тәдбир оргини йәнә башқа шәкилләрни қоллинип вә башқа йоллар арқилиқ немисларни еришилгән ахбаратниң ”тамамән ишәнчлик“ икәнликигә ишәндүрди .

икки җәсәт тепилған җайниң арилиқи миңлап километер икәнликини қәйт қилишимиз алаһидә зөрүр. бу һилидики инчикилик шу йәрдики: банка һесап талуни, қәрз сүйләш хети, ”сөйгү хети“, болупму бу хәтниң аял кишиниң хети намида болғини үчүн һеч бхудлуқ қилинмастин аял катипларға яздурилиши(чүнки пучуркашунаслиқта қолязмидин әр яки аял киши язғанлиқи тонувелиниду) қатарлиқлардур.

нормандийидә қуруқлуққа чиқиш һарписида ― апрел вә май айлирида ― ”қаймуқтурғучи қошун һилиси“ ишлитилгән. иттипақдаш армийә тәрәп бир ялған филот пәйда қилип, көпләп телеграмма тарқитип, ”иттипақдаш армийиниң қоманданлиқ шитаби кентта икән“, дегән туйғуни пәйда қилди һәмдә америка генерали георги баттонни кочида сәйлә қилдуруп, германийә ахбаратчилирини баттон

Page 61: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

иттипақдаш қошунниң баш қоманданикән, дегән ойға кәлтүрүп қойди. һуҗум башлиништин илгири әнгилийә айропланлири көпләп қәләй қәғәз парчилирини чачти. нәтиҗидә германийә армийиси деңиз яқисидики радарлардин қарап, бир филот дейптин шәрққә қарап меңип, калайға келиватиду, дәп қалди. буниң билән нормандийидә қуруқлуққа чиқишни ниқаплап, калайдин қуруқлуққа чиқиштәк хата мөлчәр пәйда қилинған. қуруқлуққа чиқиш һәркити башланғанда, әң авал санталоисқа ташланған сәккиз нәпәр парашутчи әскәрни парашутчилар қисминиң алдинқи қошуникән, дәп һис қилдуруш үчүн, уларниң кәйнидинла 200чә ялған парашутчи ташланди. немис әскәрлири кейинчә ”қончақлар“ дәп атиған бу ялған парашутчилар айропландин айрилған, парашутлири ечилғандин кейин йиңнә қуйруқлуқ бомбилар йәргә чүшүп партлашқа башлиди. айропландин ташланған нәччә он миң ялған милтиқ вә пилимутларму партлашқа башлиди. шуниң билән бир вақтта, дәсләп чүшкән парашутчиларму яңратқуни тәйярлап алдин үналғуға елип раслап қоюлған оқ ـ бомба авази, минамют авази, җәңчиләрниң тиллашлири, командирларниң буйруқлири арилишип кәткән чоң бир җәң мәнзирисини ипадиләйдиған авазни таза яңритишқа башлиди (ваһаләнки, нормандийидә қуруқлуққа чиққучи қошун ”алтә ток ـ ток“ әмәс, 13миңдин артуқ һәрхил типтики айроплан, 6000 дин артуқ уруш параходи, тиранспорт параходи вә һәр хил типтики қуруқлуққа чиқиш параходлири, икки милйон 870 миңдин артуқ командир ـ әскәр вә арқа сәп лавазимат хадимлиридин тәркип тапқан иди(!

йоқарқи мисалда диққәт қилишқа тегишлик нуқтилар шулар: биринчи, баш қомандан вә баш қоманданлиқ шитапниң орни һәққидә хата туйғу пәйда қилиш. иттипақдаш армийә һуҗум алдида

Page 62: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

топлиниватқан әнгилийә билән дүшмән ишғалийитидики фирансийини гәрчә деңиз боғузи айрип турсиму, худди дүшмәнләр қошна өйниң дәризисидин қарап турғандәк, генерал баттонни сәйлә қилдурғанлиқини немә дәп чүшиниш керәк? шуниси әқәллий саватки, гәрчә кимлики ениқ болмисиму, әмма һәммила йәрдә германийә җасуслириниң пайлап йүриши тәбии. адәттә биз җасусларниң кимликини билмәймиз, әмма у һәмишә бизни көрүп, күзитип туриду. чүнки, җасус йошурун һәркәттә, биз болсақ ашкарә һәркәттә; у қараңғуда, биз йоруқта турғандәк бир иш. иккинчи, қуруқлуққа чиқиш орни һәққидә дүшмәнни хата һөкүмгә кәлтүрүш. бәлгиләнгән қуруқлуққа чиқиш орни нормандийә болсиму, дүшмәнгә калай йерим арилини қуруқлуққа чиқиш орни дегән қиясқа кәлтүргән. буниң үчүн қоллинилған васитилар: айропландин чечилған метал япрақчилар, дүшмән буни радардин көрүп, нурғун параход калай тәрәпкә келиватиду, дәп ойлап қалған; ялған парашутчилар; үналғуға елинған ялған җәң мәйданидики садалар; үчинчи, қуруқлуққа чиқиш вақти һәққидә нурғун сахта ахбарат тарқитилған. йоқарқи күч 40 ـ йиллардики германийигә қарши сәпәрвәр қилинған күч икәнликини, аридин йерим әсирдин көпрәк вақт өткәнликини, бүгүнки дуняниң күч тәңпуңлиқи, тәрәққияти, мәйданға кәлгән илғар техника, шундақла дүшмәнниң сани вә бизниң билим сапасимиз... қатарлиқ мәсилиләрни фантазийигә берилмәстин әмәлий һәм конкрет ойлимай лап атқанларни җәзмән башқа ғәризи бар шум нийәтләр демәй амал йоқ !

йоқарқидәк пәнт ишлитиш мәсилисигә кәлсәк, у пәқәт ғәрпликләргила хас болған, бизгә һарам қилинған иш әмәс, чүнки һәдистә: ”уруш ― һиләдур“("бухари") дейилгән.

Page 63: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

әмма бизниң ”һечнемә көрмигән сәһралиқ“ ”даһи“лар нә истратегийини билсә, нә тактикини; нә һәрбий илимни! һәтта әқәллий әскәрлик тәлимиму көрмигән туруқлуқ етиватқан лаплири адәмни ойға салмамду? селиштуруп ойлап көрәйли, иттипақдаш армийә һазирлиған шунчә күчкә қаримай, һәммә ишни мәхпий тутиду, дүшмәнни қаймуқтуридиған һилә ишлитиду; әмма бизниң ”ледир“ ”әмир“ дегәнлиримиз әһвалиға бақмай, һәммә ишни давраң селип, уқтурмиған адими қалмайду. буниңдин шу нәрсә ениқ билинидуки, мәхсәт иш қилиш әмәс, попаң чиқирип адәм алдаш вә пул йиғиш !

бизниң ”саватлиқ ледир“лиримизму уруш тарихини чағлиқ билсә керәк. мәхпий шифирни тәрҗимә қилиш иккинчи дуня уриши мәзгилидә енгилизлар тәрипидин әмәлгә ашурулған болуп, әнгилийиликләр немисларниң нурғун мәхпий телеграммилирини тәрҗимә қилип биливелип, уруш һәркитидә пайдиланғачқа, немисларни зиянға учратқан болса, америкилиқлар тенч океан уришида мәхпий телеграммини тәрҗимә қилиш арқилиқ японларниң мидвай арилиға һуҗум қилиш пиланини биливелип, шуниңға яриша тәйярлинип турғачқа, японларни қаттиқ мәғлубийәткә учратқан. бу уруш тенч океан уришиниң бурулуш нуқтиси болуп қалған. йәнә гивадалканал арили уриши вә япон деңиз армийисиниң талантлиқ қоманданиниң сәпәргә чиқидиғанлиқи тоғрисидики учурларму мәхпий шифирни тәрҗимә қилиш арқилиқ қолға кәлтүрүлгән иди. йәнә мәсилән: нормандийидә қуруқлуққа чиқиш һарписида әнгилийидин явропа қуруқлуқидики йәр асти қаршилиқ көрситиш тәшкилатлириға аңлатқан ”һәркәт шуари“ шундақ иди:

”киркәк қурут сүт әмгүчи һайван!... тимсаһ уссап кәтти!... дохтур барлиқ кесәлләрни дәпнә қилиду ...

Page 64: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

фирораниң қизил бойни бар ... сөйүмлүкүм, сиз билән авенонда икки қетим көрүшсәм дәймән... як милбониға муһтаҗ!... әмди дәрәхни ирғитип нәшпут тәрсиңиз болиду!... пепинанда шохла пишти, үзсәк болиду! фирансийиниң җәнубида сөгәтгүли бәк чирайлиқ ечилипту ...!“.

бу техи симсиз телеграф билән тарқитилған учур. бизниң әпәндиләр симлиқ телифунда шу қәдәр ялиңач сөзлишидуки, бизгә дүшмәнниң у қәдәр һушяр болишиниңму һаҗити йоқ. мәмликәт ичигә қилинған телифунлардики ”нутуқлар“, асассиз лаплар(йеқин арида бир иш болуп қалса шу ишниң игиси боливелишни талишиш риқабити түпәйли меңиси қизип кәткән тәрәпләр иһтият уқумини әқлидин нери қиливетип, ”шәрәпни талишиш“ бойичә ”бир мәйдан мусабиқә“ қанат яйдуруп, дәбдәбилик қуруқ гәпләрни очуқ ашкарә чалвақаш түпәйли) нурғун пидакарларниң дүшмән қолиға чүшишигә замин болған (бизниң бу қилмишлиримиз иккинчи дуня уришидин аз кәм атмиш йил өткән бүгүнки күндики сәвийәмиз болуп, атмиш йил бир инсанни бовай яки момайға айландуридиған узун қәрнә болсиму, әмма биз бовақ петимизчә қеливериптуқ.(!

иккинчи тәрәптин, қиливатқан ”хизмәт“ни чоң көрситип, хәлқни тәсирләндүрүп, көпрақ пулни өзи тәрәпкә қаритивелиш, улар үчүн қилмақчи болған иштинму, вәтәндә дүшмәнниң төмүр тирниқи астида көрәш қиливатқан йүзлигән муҗаһидниң һаятидинму моһим болғачқа, давраңни әнә шундақ йоған қилишқа тоғра кәлгән. һәммидин чатақ йери, хәлқ зиядә надан болғачқа бундақ ”һәммә дәсмисини тәхсигә еливелип көтүрүп йүридиған“лардин гуман қилиш орниға, ундақларға техиму асан ишинип кетишидур! хәлқ сәл - пәл аңлиқ болсиди, бу қәдәр давраң билән қандақ иш

Page 65: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қилғили болиду? буларниң нийити башқа охшимамду? дегән соални болсиму көңлидин кәчүрәтти!

бизниң әпәндиләр сиясини, дөләт күчини, болупму дәриҗидин ташқири дөләтләрниң хәлқара тәсирини немә дәп ойлайдиғанду? қанчилик чүшинидиғанду? бу тарихий әһвални мулаһизә қилип көрәйли:

иккинчи дуня уриши һарписида мустәқил чех ـ силовакийә дөлити ”миюнхен сулһи шәртнамиси“ биләнла германийигә сетиветилгән. мунтизим армийигә, өзигә яриша һәрбий санаәткә игә мәдәнийәтлик явропа миллити германийиниң һәрбий тәһликиси вә сиясий бесими биләнла мунқәрз болған (”терә тарақлитилған“ болсиму әмәлий күч ишлитилмигән). ғәрп капитализими өзлириниң тенчлиқи үчүн бу дөләтни әнә шундақ ”йәң содиси“ қилип сетивәткән. һәтта өзара ярдәмлишиш, таҗавузчилиққа ортақ қарши туруш һәққидики келишимләргиму әмәл қилмиған. шундақ асан, урушсиз ишғал қилинған чех ـ силовакийә шу қәдәр аҗизмидикин дегән ойда болуп қалғучиларниң диққитигә шу санларни һавалә қилимиз: чех ـ силовакийә истила қилиниш һарписида бир милйон кишини һәрбий мәҗбурийәт өтәшкә сәпәрвәр қилған; немислар бу дөләтни ишғал қилған чағда қолға чүшүргән нәрсиләр: 9 милярд 500 милйон марк алтун тәңгә; бир милйондин артуқ милтиқ; 43 миңдин көпрәк пилимут; 1500 дин көпрәк айроплан; 2100дин артуқ топ; 500 дин көпрәк зент топ; 3 милйондин көпрәк топ оқи; бир милярд данә оқ; 400 дин артуқ танка. мана булар 60 йилниң алдидики кичиккинә бир дөләтниң күчи.

бу мисалдин муддиа шуки, әйни чағда әнгилийә, фирансийә, совет иттипақи, венгирийә, ромунийә, полша қатарлиқ дөләтләр чех ـ силовакийиниң таҗавузға учришиға сүкүт қилған. сәвәби, өзлириниң

Page 66: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

тенчлиқи, уруш отиниң өз пешигә тутишип қелишидин сақлиниш. һәтта бәзилири пурсәттин пайдилинип бөлүшүвелиш позитсийисидә болған. мана бу ”һәрким өз ғемидә, таз қиз әр ғемидә“ болидиғанлиқини, мәнпәәт алдида һәқ ـ адаләт дегәнләр билән һечкимниң иши болмайдиғанлиқини чүшәндүриду. ундин башқа хәлқарада тәсири бар, күчлүк дөләтләр алдида аҗиз дөләтләрниң қончақ болуп қалидиғанлиқини, униң сүр һәйвиси түпәйлидинму бәзи дөләтләрниң униңғаـــ ”халис ялақчи“лиқ қилидиғанлиқини, әп кәлсила сетиветидиғанлиқини испатлайду. чех ـ силовакийә йоқурида зикри қилинған сандики малийә күчи, һәрбий әслиһәси, бир милйон әскири туруп, буни урушуп өзини қоғдашқа йетәрлик дәп қаримай, биһудә қан төкмәслик үчүн урушсиз тәслим болған .

ваһаләнки, ”һечнемә көрмигән көзи кичик ялаңтөш“ дегәндәк, бизниң ”ешәк қулиқи тутмиған“ ”даһи“лар қолида төмүрниң суниқи йоқ, әң төвән чәктә малийә күчи, адәм күчи, техника күчи йоқ болишиға қаримай, техиму моһими, адәмлириниң сапаси хиҗил боларлиқ дәриҗидә болишиға қаримай, немә шерин чүшләрни көрүп йүргинини қандақ чүшиниш керәк? қәһриманлиқ дәпму? яки қарамлиқ дәпму? тәлвиликму? билимсизликму? мунапиқлиқму?

бу гәпләрдин бәзиләр тәслимчиликни тәшәббус қилди дәп қалпақ кәйдүриши мүмкин. йоқурида биз үмидсизликниң куфриға барабәрлики һәққидә айәт нәқил кәлтүргәнидуқ, демәк, үмидсизлик, тәслимчилик бизниң тәрғибат нишанимиз әмәс. биздә ”ун алмай дутар алғандәк“ дегән тәмсил бар, бу интайин муһтаҗ әһвалдики бирсиниң наһайити аз болған пулиға турмушниң(һаятниң) зөрүрийити болған унни сетивалмай дутар сетивалса ахмақлиқ болидиғанлиқини образлиқ ипадиләштә қоллунилиду. аллаһниң ярдими билән аз санлиқлар көп санлиқлар

Page 67: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

үстидин ғәлибә қилидиғанлиқи қуранда дейилгән аллаһниң вәдиси, бу һәқтә совет ― афғанистан, рус ― чечән,... урушлирини мисал қилиш мүмкин(бу тоғрулуқ "җәннәтниң ачқучи" намлиқ китапта кәңрақ тохталған, шу китапқа қаралсун), гәп шу йәрдики, ашу ”азғинә пул“ға немә елиш керәкликини билиш керәк! қандақ хәҗләшни билиш керәк! һәрқандақ қийин мәсилә, чегиш мәсилиниң бир йешилиш йоли болиду, йешилмәйдиған мәсилә йоқ. буни һәрким қобул қилалайдиған риҗә. гәп әнә шу йешилиш йолини тоғра тепиш мәсилисидур. бу йол тепилмиса я бәк күч кетиду яки задила йешилмәйду. биз өзимизниң әһвалиға бап келидиған көрәш шәклини тоғра таллиялмисақ һәммә тиришчанлиқимиз бир тийин болиду. пил наһайити күчлүк һайван, тоғридин ــ тоғра елишишқа инсанлар яримайду. әмма инсанлар бәрибир пилни бойсундуридуғу? чүнки шундақ күчлүк пилниң чашқандин қорқидиған аҗизлиқи бар. худди шуниңдәк, бизниң хитай таҗавузчилириға қарши турушта таллиған йолимиз, усулимиз тоғра болмиса зағра тилимизда дейилидиған гепимиздәк ”сәй болмаймиз “.

бәзи ”вәли“лар хәлқни алдаш яки дүшмәнниң орунлаштуриши бойичә ишни бузуш үчүн әқилға сиғмайдиған лапларни атиду. әгәр бирәр киши бу лапларниң ишқа ешиш иһтималлиқидин гуман қилип: ”тәқсир, шундақ чоң иш биз хәқниң қолидин келәрму?“ дәп шүбһисини ашкарилиса, улар дәрһал техиму һәйвәтлик гәпләр билән һәйвә қилиду: ”аллаһ бизгә ярдәм қилиду, аллаһниң ярдими билән қилғили болмайдиған иш боламду?!“ дәп варқирайду. ”лаптин гүман қилиш“ пикрини наһайити устилиқ билән толғап апирип, ”аллаһниң ярдими вә қудритидин гуман қилиш“ мәсилисигә айландуруп қоюп адәм қорқутиду. шуниң билән бизниң надан хәлқимиз

Page 68: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қорқуп кетип: ”болиду, тәхсир, һәммә ишни қип кәткили болиду. аллаһ ярдәм қилса пүтмәйдиған иш боламдиған!“ дейишкә мәҗбур болиду.

аллаһ қандақ адәмләргә, қандақ әһвалда, қандақ шәртләр астида ярдәм бериду? буни әқил ишлитип чүшәнмәк лазим. абдулла әззәм "дуня күнтәртибидә ― җиһад" намлиқ китабида афғанистан җиһади үстидә тохтулуп шу қурларни язған: ”афғанистанда бир милйон шеһит бәргән чеғимизда техи аллаһниң ярдими йетип кәлмигән иди... “. демәк, улар шу һалда техи аллаһниң синақлиридин өтүп болалмиған. бу әһвалға бизниң әһвалимизни селиштурғидәкму салаһийәткә йәткинимиз йоқ.

һәр қетимлиқ мәғлубийәттин кейин роһи чүшкән хәлқ бәргән ярдимигә ечинип, инқилапчиларни әйпләп, питнә ـ пасат җаһанни қаплап кетиду. немишкә әйплимисун? немишкә ағринмисун? хәқниң тәстә тапқан пулини елип уларға һечнемә берәлмисә немишкә аччиқи кәлмисун? немишкә нәприти қозғалмисун? ”даһи“лар, ”вәли“лар у қәдәр аддий ойлаватқан йәрдә, хәлқ қандақ ойлиши керәк иди, әмисә? тәбиийки, улар мушу бәргән бирнәччәмиң доллар пулимиз билән ишимиз пүтиду, дәп ойлиса ойлавериду. чүнки бу қәдәр бүйүк ишқа тартинмастин ”рәһбәрлик“ қилмақчи боливатқан җанаплар бу ишниң хам чотини у қәдәр төвән һесаплап қойиватса, тарих, савақ дегәнләрни ойлимиса, ишниң қиммитини һесап қилип көрмисә яки шуниңға охшап кетидиған ишлар билән селиштуруп бақмиса !

түркийәдин бөлүнүп курдистан дөлити қурмақчи болған абдулла өҗаланниң һәркитини түркийиниң чеградашлириниң һәммиси дегүдәк қоллап, пул, қорал әслиһә, мәслиһәтчи,... һәммини ярдәм бәргән. һәттаــ абдулла өҗаланни шәхсий истиқбали вә аилисидин хатириҗәм қилиш үчүн униң шәхсий һесабиға

Page 69: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

милярдлап доллар қоюп бәргән; униң чәтәлдә туруп мәмликәт ичидики адәмлиригә қилинидиған сөз- буйруқлири сүний һәмра канали арқилиқ йәткүзүлгән болуп, бу каналниң йиллиқ иҗариси 50 милйон марк болған. бундин башқа чәтәлдин киргүзиливатқан машина ـ машина қоралниң һәптә арилиқида сәккиз ـ он машинидин тутулуп турушлири, ... қатарлиқларни һесапқа алидиған болсақ, әқлимизгә қандақ ой кечидикин? иш бешидикилиримизниң унчивала көзи кичик болған әһвалда тәбиийки, надан хәлқимизниң бәш миң доллар бәргини һесап алғиси келип туралмайду! гепи түгимәйду! улар бу ишниң мурәккәплик, қийинлиқ дәриҗисини нәдин билсун? ”қилалмайдиған болсаң, көтүңни қисишсаң болмидиму?“ дейишни билиду шу !

вай, бичарә шори қурғур инқилапчиларәй, шуңлашқиму тарихтики инқилапчилиримиз инқилап мәғлубийәт билән аяқлашқандин кейинла йоваш пухра, һечнемигә қизиқмайдиған бичарә болуп қалаттикән ـ дә !

биз һәр қетимлиқ инқилапниң мәғлубийитидин бир савақни қобул қилған болсақму, һазирғичә сиясини хели чүшинип қалған болаттуқ. мәсилән: бир қетим он миң адәмниң қурбан болиши үстигә мәғлуп болған болсақ, иккинчи қетим охшаш иш қилған әһвалда тоққуз йерим миң адәмниң қурбан болиши билән мәғлуп болсақ, бу бир илгириләш һесаплиниду. буниңдики артуқчилиқ нәдә? дегән соални қоюп, сәвәпни тепип чиқишқа, шундақла алдинқи қетимдики 500 адәмниң көп чиқим болишидики сәвәпниму тепип чиқишқа тоғра келиду. мана шуниң билән тәҗрибиз артип, үчинчи қетим тоққуз миң қурбан бәдилигә шунчилик иш қилалармиз... әпсуски, биз изчил түрдә охшаш хаталиқни садир қилип келиватимиз. һечнемини мәнситмәйдиған чала көрәңлик билән

Page 70: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

кетиверип, худди мәст адәм дәрәхкә үсүвелип, ”көзүңгә қарап маңсаң болмамду, ағинә!“ дегәндәк, зәрбиниң қаяқтин кәлгинини, оңимиздин кәлдиму, солимиздин кәлдиму? қандақсигә мәғлуп болғинимизниму туялмай қалимиз. пәқәт көргинимиз: йиганә ялғуз қалғинимиз, терә ـ перән болуп тарқап кәткинимиз, әтрапни җимлиқ басқан, һелиқи бир мәһәл һөкүм сүргән дәбдәбә ـ әсәсәләрдин, кишини һаяҗанға салидиған қайнам ـ ташқинлиққа чөмгән вәзийәттин әсәр қалмиған, хәлқниң роһи чүшкән, худди әтиязниң изғирин соғ шамили қир ـ қатлар түвидә, еңизлар арисида, пахмақ җигдә түвлиридә күздин қеп қалған ғазану ـ чаварларни сүпүрүп маңғинидәк бир мәнзирә болиду. биз болсақ шу һалдиму аман тапалмастин, ашу бир тутам пахалдәк йиганә вә бичарә һалитимизниму сақлап қалалмай, учуртулуп, бир ـ бирләп йоқ қилиниш вәзийитигә дучар болимиз .

шу чағда пәқәт әң билимлик һесапланғанлиримиз нәзәрийә җәһәттин шуни муәййәнләштүримиз: ”буларниң һәммиси хитайларниң қилған иши, хитайлар җасусларни аримизға қистуруп киргүзүп, мана шундақ калла соқуштуруп түгәтти!“. бу пәқәт нәзәрийә җәһәттикила тонуш, халас. йәнә келип, интайин аз сандики уқумушлуқларниң тониши болуп, биринчидин, наһайити көп сандикиләр бу хитайниң ойниған оюни икәнликини билгидәк һалда әмәс; һәтта билдүрәй десиңиз ишәнгидәк һалдиму әмәс; чүнки униңчә ”ишни бузған әмәт!“ униң йениға барсиңиз, униңчә ”ишни бузған сәмәт!“ шундақ болмай әмисә! уларниң һечбири арилирида бирму хитайни көрмигән турса, бу гәпкә қандақму ишәнсун?! иккинчидин, бу терә ـ перән болуш кәлтүрүп чиқарған аччиқ, ғәзәп ـ нәпрәт түпәйли, мәйли нәзәрийә җәһәттин чүшәнгәнләр болсун, чүшәнмигән җаһиллар болсун,

Page 71: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

һәммәйләндә өз ара адавәт ортақ дүшмәнгә болған нәпрәтни бесип чүшидиған һаләткә йетиду. буниң билән, уларда дүшмәнгә қарши көрәш йолидики издиниш чортла тохтап, өзара өч елиш ― пүтүн ой ـ хиялини игиливалиду.

һә, катта хоҗамлар, асан чағлап хәлқниң тәқдири билән ойнушуп, ”даһи“ боливалған җанаплар, әмди чекәңларни тутуп ойлап көрүңлар! сиясәт дегән қандақ болидикән? асан ишмикән? һечқандақ қошунға, зорлуқ күчкә дуч кәлмәстин, бирму дүшмәнниң биваситә садасини аңлимастин, қарисини көрмәстин йолуққан бу қисмәттин немини чүшәндиңлар? бәзи ”вәли“ларниң ”дана“лиқи, ”батурлиқи“ түпәйлидин җаһанниң һәммә йерини ”яғач қазан“ қиливетип, пут қойғидәк земин қоймастин, мана әмди бирмунчә инсан дуняниң һәр йеридә җинайәтчидәк қечип йүрүш қисмитигә қалди. савақ елиш, савақлардин әқил тепишни билмисәк һайвандинму бәттәр дөтликимиздур! чүнки ешәкму алдинқи қетим пути тиқилип кәткән әски көврүктин тирәҗәп өткили унимайду яки наһайити авайлап аяқ басиду!

1998- йили, дикабир, ташкәнт, 2001-йили истанбул.

уйғурларниң тәшкилатлиниш формиси мәдәний милләтләрдә, һәтта бәзи қалақ, иптидаий

милләтләрдиму қолидин иш келидиғанларни бешида көтүрүш, қолидин иш кәлмәйдиғанлар яки анчә иш кәлмәйдиғанлар ”йолда тоғрисида йетивелип“ ”мениң меңишимға бойсунисән“ , дәп тәтүр туривалмай, әксичә маңалайдиғанларға йолни бошитип бериш роһи болидикән.

Page 72: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

хитай - ветнам уришида шундақ бир вәқә болғанкәнмиш: ветнамниң тағ йоллири тар һәм хәтәрлик болидикән, тағ бағрини кесип елинған бу йолларниң бир тәрипи тик тағ, бир тәрипи көз йәткүсиз чоңқур һаң болидикән. машинилар бир ـــ ـбирләп қатарлишип меңишқа тоғра келидикән, яндап өтүшәлмәйдикән. хитай таҗавузчи армийиси машина, танка, биронивик, пиядә... болуп увисиға қурутниң өликини тошиватқан қимитқа лардәк сәп тартип шундақ йоллардин биридә кетиватқанда машинисидин бири бузулуп қапту. униң арқисидики нәччә он миң әскәр, машина, танка, биронивик,... өтәлмәй тосулуп қапту. йошурунуш имкани болмиған әскәрләрни ветнам айропланлири һәдәп бомбилап, оққа тутуп, рәсвайизим қипту. бу қирғинчилиққа көзини парқиритип қарап турмақтин башқа чарә йоқ икән... командирлар йолйоруқ сорап корпус шитабиға, корпус болса армийә шитабиға, армийә шитаби дөләт мудапиә министирлиқиға, министирлиқ һәрбий ишлар комитетиға, ... зәнҗирсиман доклад қилғаникән. җавапни күтүп әнә шундақ ”йолдин өткән чашқандәк“ у - урға қелип, шундиму буйруқ кәлмиди, дәп турғинида бир әллик беши(визвод командири) җүрәтлик һалда оттуриға чиқип, қол астидики бир танкистқа һелиқи бузулған машинини иттирип һаңға чүшүриветишкә буйрупту. қалғанлар, чоңрақ командирлар, генераллар ”һәйя! һәйя! җи... җи... җига,... бу қандақ дегән өз бешимчилиқ! дөләт мүлкини шундақ қилса боламду, җига...“ дәп болғучила машина һаңға ғулапту! йолниң ечилишиғила йоқуриниң йолйоруқиму йетип кәпту: ”машинидин ваз кечип, дәрһал йол ечилсун!“ шуниң билән һелиқи әллик беши хизмәт көрсәткән һесапта болупту...

Page 73: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

һаятта нурғун ишлар әнә шу ветнамниң тағ йолиға охшап кәтсә керәк. иш бешиға бирәр яримас зоң олтуривалғанла болса, тамам! у алдидики орунни бәргиси кәлмәй, я өзи ”иттикрәк маңмай“, вақт зая қилидиған иш мәвҗут. бирақ, биздә һелиқидәк әллик бешилардин йоқмикин яки кәммикин, бундақ родипайларни һаңға ғулитип ташлашқа җүрәтликләр челиқмайду. ”мән башта йолға чиқтимму, тамам! һечким мениң алдимға өтүп кәткүчи болмисун!“ мана бу бизниң тәшкилатлиниш формимиз.

башқа милләтләрниң тәшкилатлинишида (мәйли қурғучи яки қатнашқучи болсун) сиясий нишан биринчи орунда туриду. өзиниң башта болишини шәрт қилмайду. мәсилән: натситлар партийисини гитлер қурған әмәс. әсли "германийә ишчилар партийиси" болған бу партийиниң қурғучиси м. һаррер(M. Harre) дегән бирсиди. у мәлум дәврдә өзидики иқтидарниң йетишмәйватқанлиқини, натиқлиқ таланти йоқлиқини һис қилип, гитлерға өтүнгән. анчә оқумиған гитлерниң натиқлиқ талантини нәзәрдә тутуп, уни йөләштүрүп, бу партийигә баш қилса болидиғанлиқини тонуп йетишкән вә униң башқа йетишсизликини башқилар ярдәмлишип толуқлиған: гитлердин 21яш чоң болған дитриһ екарт шаир һәм дираматорг болуп, гитлерниң сәвийисини өстүрүшигә ярдәм қилған. натсизимниң асасий нәзәрийичиси болған пәйласоп фломберг пәлсәпивий асаслар җәһәттин йетишсизликлирини толдурған. гитлер " көрәшлирим" намлиқ китапни ағзаки ейтип бәргән, родолф һес йезип чиққан!... демәк, уларниң нийитидә сиясий нишанниң ишқа ешиши моһим болғачқа, ким башта болса әң мувапиқ болиду? әң истиқбаллиқ болиду? дегәнни өлчәм қилишқан. гитлерниң башта болиши униң натиқлиқи түпәйли партийигә һаятий күч беғишлайдиғанлиқиға көзи йәткәчкә униңға бәйәт қилишқан.

Page 74: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

әмма, биз сиясий нишанниң ишқа ешишини кейинки орунға, өзимизниң башта болишини алдинқи орунға қойғачқа, баштила тәшкилат тәркиви мушу паскина муддиаға мувапиқ тәрздә түзилиду: өзимизниң мәңгү башта болишини тәмин етиш үчүн мүмкин қәдәр өзимиздин ”төвән“ адәмләрни әтрапимизға топлаймиз. ”тәң димәтлик“ яки өзимиздин үстүнләрдин қачимиз. әгәр бу ”үстүн“ адәмләр сиясий нишанға садиқ, ”төр талашмайдиған“, ”аддий әскәр“ болушни хаһлайдиғанлиқини билдүрүп турсиму ишинәлмәй, ундақларни йеқин кәлтүрмәсликкә тиришимиз.

нәтиҗидә, ихтисаслиқлардин шум нийәтлик билән қечилғачқа бу тәшкилат бир топ пүчәк адәмләрниң ― тәртипсиз вә ғәйвәткә патқан адәмләрниң ― җамаәси болуп қалиду. ваһаләнки, алдимиздики сиясий нишан наһайити узақ, ғайәт мүшкүл, мурәккәп, шундақла зор бир түркүм ихтисаслиқ адәмләрниң ортақ тиришчанлиқиға муһтаҗ, йәни әқиллиқ адәмләр колликтипиниң бирликтә тиришишини тәқәзза қилидиған иш болғачқа, һелиқи пәст нийәт, тар нәзәр билән топланған пүчәк адәмләр билән һеч иш вуҗутқа чиқмайду! бизниң ”тәхт“ни чүшигән шерин хиялимизму, сиясий нишанму йоққа чиқиду - дә, ”итниң өликидәк сөрүлүп“, ”палани вә униң пустани тәшкилати вәтән үчүн көрәш қиливатиду“ дегән ат үчүнла мәвҗут болуп туридиған ”мәҗлисваз“ тәшкилаттин бирси көпийип, һаятлиқ қиянлирида бир тал қуруқ гияһтәк әләңләп, чүшәкигәндәк заман - заманда ечилип қалидиған муддиаси на ениқ һәм һечқандақ әмәлий үнүм қазиниш иһтимали болмиған йиғин, қурултайлар үчүн бир вәкил авуйду, халас! бир ”даһи“лиқ орунни сақлап өмри өтиду, вәссалам!

техиму ечинишлиқи шуки, өзигә риқабәтчи болуш иһтимали болғанларни йеқин кәлтүрмәйла қалмай,

Page 75: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

әгәр бирәрсиниң уқушмаслиқтин ”тор“дин өтүп кәткәнлики сезилип қалса, униң ”даһилиқ орун“ға хирис қилиш хәвпиниң алдини елиш үчүн һәрхил җинайи қалпақлар, өтмүштики ”сийгәклик“ яки ”чичқақлиқ“и тоғрисидики кәмчиликләрдин йиргинишлик һекайилар тоқуп, һәтта җинайи бөһтанларни чаплап абройсизландурушқа, шундақ қилип қошундин чәтлитишкә, һеч болмиғандиму нопузи өсүп кетишиниң алдини елишқа уриниду. бөһтан чаплашқа йәнә шуниң үчүнму иһтияҗ барки, бу риқабәтчиниң иқтидари байқалғандин кейин бәзиләр униң моһим ишлардин чәттә қалдурилишиға қарита гуманда болиши, ”даһи“ниң пәзилити һәққидики тәсиратиға шәк чүшүши мүмкин. шуңа уларда бундақ байқаш вә соаллиқ истиһзаһ пәйда болғучила кишиләрни униңға гуман һәм мәнситмәслик билән қарайдиған қиливетиш зөрүр болиду! бундақта у пәқәт ”даһи“ниң кәң қорсақлиқи түпәйлидинла сақлинип қалған, болмиса нәвах түкүрүлүп кетидиғандәк бир вәзийәткә чүшүп қалиду...

мана бундақ риякаранә нийәт, шөһрәтпәрәстликтин дадисиғиму рәһим қилмайдиған дәриҗидики бинормал писхика түпәйлидин тәнқидий пикирләр бу даһиларниң шәнигә еғир келиду. чүнки у баштинла өзиниң сәвийисини өлчәм қилип адәм топлиғачқа, һечким мениңчилик билмәйду, дегән қарашқа қәтий ишиниду! төрт адәмни топла - топлимайла өзини шәрқий түркистанниң тәхтидә олтурған җумһуррәис һис қилидиған болғачқа, пухраларниң өзигә тәнқидий пикир бериши, пиланлириға түзитиш бериши, омумән ”хоп“ дейиштин башқа гәп қистуриши униңға еғир келиду - дә, уни дүшмән көриду. бу пикирләр сиясий нишан үчүн қанчилик пайдилиқ болишидин қәтийнәзәр, сән дегәнликиң үчүнла қәтий қилинмайду! мана әмди асасий дүшмән есидин көтүрүлүп кетип,

Page 76: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

мана шу ”дүшмәнләр“ биләнла һәпилишишкә башлайду! бундақ ”алиҗанап пәзиләт“ болса дүшмәнләр үчүн нурғун мәбләх селипму вуҗудқа чиқириши қийин болған бузғунчилиқ, тәприқә териш, өзара җидәлгә сеп қоюп тамаша көрүш, өзи йеқин кәлмәй турупла терә - пирән қиливетиш пиланлири үчүн мол пайдилиниш қиммитигә игә. уларниң мушундақ ”пәзилити“, пәқәт әнә шундақ ”пәзиләт“ла дүшмәнни нурғун миқдардики адәм күчи вә малийә күчини теҗәш имканлириға игә қилмақта! ”дөләт башлиқи“лиқ туйғуға бәк балдур әсир болуп қалғачқа, ”хош - хош“қа амрақ, хошамәт тамахори болуп қалған. шуңиму һә десила ”хош“ дәп туридиған ”қара түрк“ләр уларниң раса дитидикидәк адәмләрдур. әксичә, ”хош“ демәй, һә десила ”өзиниң қарашлири“ни билдүрүп, пайда - зияндин тола агаһ берип турғучилар уларни бизар қилиду.

һәйранмән, билимликләрдин худди оттин һүркигән ява чочқидәк қечиш арқисида бундақ мүшкүл вәзипиниң һөддисидин қандақ чиқмақчикина?! әтрапиға олаштуривалған бир нәччә саватсиз билән бу ишниң һөддисидин чиқмақчимиду? бу хилдики адәмләрниң қолидин келидиған бу я зәйкәш чепиш,... я қотан қуруғдаш болмиса!... һеч чүшинип болмайду. уларниң қандақ вә қанчилик иш қилишини, сиясий нишанни ишқа ашурушни мәхсәт қилмиғанлиқини мана шуниңдинму көривелиш мүмкин.

иқтисадий асас тикләш, бир түркүм иқтисас игилирини тәйярлаш хиялиға кәлмәйду (чүнки уларниң сәвийиси ешип кәтсә ”тизгин сөрәп қачидиған“ болуп қалса немә қилғулуқ? әгәр иқтисадий асас тиклидим дәп җапа чекип пул топлап қойса яки бирәр ”сағлиқ яки инәк“ қилип уттурлуқ һаҗәткә ”сеғип ичидиған“ муәссәсә қилип қойса, кейин тәйярға башқиси игә болуп қалса қандақ

Page 77: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

болиду?). мана шундақ, худди тул хотунниң җаһан тутишидәк, бу до қайси туққиним бир немә берәркин дәп тамада күн өткүзидиған, бир қетим тапқиниға һесип йәп, ”бу до пул тапсам пачақ йемисәм“ дәп чиш биләп, уттурлуқ өткәндәк, тапалмиса ”чишиниң кирини шорап“ өткәнгә охшаш, бир қетим пул йиғип қурултай, йәнә азрақ пул тапса гезит чиқириш билән “йәни, һәрбир ушшақ иш үчүн айрим ”дасқан ечишــــــ билән күни өтиду. гәрчә вәтән үчүн дәп һәйвәтлик аталсиму, коммунистларниң түгимәс һашасидәк, һә десила пул йиғиш хели - хели ”вәтәнпәрвәр“гиму тетимай қалиду. кишиниң әқли йәтмәйдуки, бу қәдәр зор бир иш, бу қәдәр мүшкүл бир нишан ашундақ ”дасқан ечиш“ни иқтисадий мәнбәә қилса, униң үстигә өз еғириниму шу пул үстигә қойивалидиған бир топ сәһра - қишлақтин йиғилған адәмләр ”таянч күч“ қилинса бу милләтни қандақму қутқузивалғили болар?

бир арида орта асияда қанат яйған тәшвиқатлар, һаяҗанлиқ нутуқлар түпәйли хәлқ үмидлинип, гоя әтила азадлиқ теңи етип, қисмити йеңилинидиғандәк туюлуп кәткәниди. һәтта, худди нәсриддин әпәнди ләтипилиридә ”әтә қиямәт болармиш“ дәп кийим - кечәклирини көйдүривәткәндәк, хәлқ әнә шундақ әхмиқанилиққа ― ”кийим - кечәклирини көйдүриветишкә“ үндәлгән иди. һелиму яхши, хәлқ ”даһи“ларға қариғанда сәл еси җайидирақ икән, шуңа улар ”кийим - кечикини көйдүриветиш“ тәклипигә қарита салмақ болди. болмиса қанчилик адәм бу бир дәмлик һаяҗан түпәйли өмүрлүк вәйранчилиққа қалаттикин?(әмма аз бир қисим кишиләр бундақ әхмәқлиқни қилиштин сақлиналмиди, әлвәттә.(

ойлинип бақайли, шундақ кәң көләмлик сәпәрвәрлик қандақсигә шунчә асан, шунчә шәписиз һалда ــــــ дүшмәнниң қарисиниму көрмәй туруп терә- перән болуп, ”нөлдин төвәнгә“ чүшүп кәтти?

Page 78: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

һечқандақ қорал күчи ишләтмәй, бирәр әскәр яки сақчи ишләтмәй бу мәғлубийәт қандақ рояпқа чиқирилди? мана бу сиясиниң ғәлибиси ـــ ”ــــ сиясий шаһмат“ниң маһирлиқ билән ойнулишиниң нәтиҗиси! биз қуруқ по атқан билән дүшмән бу ишни ойниғандәкла пүттүрүп қойди. бу развидка, җасуслуқ (истихбарат) вә тактикиниң ғәлибиси! биз худди на уста тоқуған чойлидәк чувулуп кәттуқ. буниңдин биз қандақ әқил тапимиз? йәнә аләмшумул лапларни етип, җаһанға патмай давраң селип, ”һәйдигиниң алтә өчкә, ’һуйт ــــ һуйт‘уң аләмни алди“ дегәндәк йүримизму? ”аттин чүшсиму үзәңгидин чүшмәпту“ дегәндәк, лапни етивәрмәй, бу рәһимсиз риаллиқни етирап қилиш, мәғлубийәтниң сәвәплирини әстайидил ойлиниш, интайин гөдәк икәнликимизни етирап қилип, ”игиз мунбәр“дин чүшүп, қизғин вә тиришқақ ”оқуғучи“ болуп үгинишкә, наданлиқни йеңишкә, балилиқни ташлашқа бәл бағлаш кейинки қетимму охшашла мәғлуп болмаслиққа асас яритиш болуп қалиду. әксичә, ” ишлар рәткә чүшүп кәтти, яхши йүрүшүп кетиватиду“ дәп лап етиш, мәғлубийәтни етирап қилмаслиқ, маһийәттә хаталиқни етирап қилмаслиқтур! хәлқни алдаштур! бу адәмләр һәққидә немиму дәридуқ? пәқәт конилардин қалған бир тәмсил шуларға тоғра келиду: ”пақа дәймиш: ’мениң мушу қоңамла болса хели хели көлниң сүйини сеситимән‘“. мана шундақ, бу адәмләр оттурида болидикән, бизниң азадлиқ ишлиримизға мәңгү путликашаң болуп туришида гәп йоқ!

тәшкилатлиниш мәсилисидә миллий писхикимиздиму пайдисиз амиллар болғачқа, уюшуш күчимиз йетәрлик әмәс. миллитимиз һәрқандақ бир хил идиологийигә үзүл - кесил садиқ әмәс! биздики қизғинлиқ, бирлик,... һаман вақтлиқ болуп, мәңгүдин сөз ачмайли, узақрақму садиқ қалалмайду. шуңа

Page 79: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

уйғурларниң тәшкилатлиниши идиологийидин башқа бир хил физик (миханик) бириктүргүчини тәқәзза қилиду. бу худди битон ичидики полат чивиқтәк тутуп туруш ролини ойниши керәк. униңсиз һәрқандақ идиологийә (һәтта дин) асасида барлиққа кәлгән тәшкилатму дәсләпки зәрбә биләнла йемирилип кетиду. бу нуқтидин ейтқанда бундақ ”чувуқ чойла“ тәшкилатлар билән чиқимни көпәйткәнгә қариғанда йәккә қаршилиқ һәрикәтлири әмәлийитимизгә техиму мувапиқ келиду.

1998- йили, дикабир, ташкәнт. 2001 –йили, истанбул.

Page 80: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

”Писхика Җәһәттә Хам“Лиқимиз Тоғрисида

дүшмәнгә болған мурәссәсиз қаршилиқ роһи, өңмәс

нәпрәт, һөррийәткә болған интилишниң роһимизниң әң чоңқур қатламлиридин орун алмиғанлиқи ― писхика җәһәттики хамлиқимиз‐ мәғлубийитимиздә типик ички сәвәпләрниң бири болуп кәлмәктә! бу һәқтә көплигән әсәрләрдә тохтулуп өтүлди. мәсилән: "җәннәтниң ачқучи", "әйнәк" қатарлиқ китапларда айрим бап вә мақалилар мушу темиға беғишланған. бу йәрдә биз әнә шу хамлиқимизниң адәттә турмуш вә иҗтимаи паалийәтләр җәрянида қандақ ипадилинидиғанлиқини, йәни, ”хам“лиқимизниң конкирет ипадилирини көрситип өтимиз.

биринчи мисал: чәтәлликләр бизниң кишилиримиздин, һәтта өзини хели уқумушлуқ һесаплайдиған ”милләтчи“, ”вәтәнпәрвәр“ кишилиримиздин шәрқий түркистан һәққидә: һаят тәрзи, кирим әһвали, хәлқ турмуши, сиясий орни,... һәққидә сориса, бизниң адәмләр махтинип, лап арилаштуруп, йоқни бар, кичикни чоң қилип җавап беридикән. игиз биналар, ситролуқ йоллар, өтүшмә көврүкләр, есил таксилар, алий миһманханилар,... һәққидә зоқ - шоқи билән сөзләп кетидикән.

бу махташларни аңлиған чәтәлликләр сизни ”тазиму гөшбаш немикән!“ дәп ойлап сөһбәткә мунасип көрмәй гәп қилмисиғу шу мәғрурлиқиңиз билән йүрүверәрсиз, әгәр сизни осал қилишни хаһлап қалса шундақ соалларни сориса қандақ қилисиз:

Page 81: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

― һә, демәк, хитайларниң ”чегра районни гүлләндүрүш“ дегини, силәргә ғәмхорлуқ қиливатқини, миллий сиясәтниң кәңлики раст икән - дә !?

― ундақта немишкә бирмунчә уйғур тәшкилатлири чәтәлләрдә наразилиқ һәркәтлири елип бариду? демәк улар вапаға җапа қилидиған мутиһәмләр икән - дә !?

― вәтиниңларда боливатқан бәзи тоқунушлар хитай һөкүмити тәсвирлигәндәк һәқиқәтәнму интайин аз сандики бир учум бузуқ адәмләрниң бузғунчилиқ һәркити, оғри, булаңчи, қатил җинайәтчиләрниң җәмийәт аманлиқини бузидиған җинайи һәркәтлири икән- дә ?!

― шараитиңларниң у қәдәр яхшилиқини дәватқиниңиздин қариғанда, сиз коммунист хитайлар дегәндәк, уларниң ”парлақ сиясити“дин рази вә бөлүнүп кетишни хаһлимайдиған охшайсиз ַ дә !?

мана шундақ. мән бир бурадиримниң чәтәлликкә асассиз махтанғиниға шаһит болғанидим. шу чағда мән униң сөзиниң белигә тепип:

― бизниң у йәрдики күнимиз һайвандин бәттәр. йәйдиғинимизни чәтәлликләрниң итлириму йимәйдиғанлиқини көрүп һәйран қеливатимиз. өй дәп яшаватқан нәрсимиз бу йәрдики қотанлардинму начаррақ икән. буниму чәтәлгә чиққандин кейин билдуқ. биз учрайдиған муамилигә чәтәлдә җинайәтчиләрму учримайдикән, шундақ болсиму улар техи наразилиқ билдүрүп туридикән. әмма биздә ғиң қилидиған имкан йоқ!!... ― дәп сөзләпла кәттим. кейин мән бурадиримдин: ”у сениң немә дегиниң?“ дәп соридим. уму мәндин шундақ сориди. муддиалиримизни өзара ортақлаштуқ. у:

― сән дегәндәк, у қәдәр төвән чүшүрүп дәп кәтсәк, чәтәллик гуйлар бизни һечнемә көрмигән бир

Page 82: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

немиләркән дәп көзигә илмәй қалмисун, дәймән - дә, ― деди у.

―игиз биналар сениң чоң дадаңниң дачисимиди? өтүшмә көврүкләрниң саңа немә пайдиси? чирайлиқ таксиларда сән олтураламсән? алий миһманханилардақанчә қетим йетип бақтиң? пулуң болсиму саңа ятақ берәмду, техи!... ― дәп соридим мән. андин бу ишниң пайда - зиян тәрипи һәққидики қаришимни шәрһийлидим вә ― әксичә, дәл ашундақ махтисаң улар сени көзгә илмәслики, дөт, калва бир немиләр икән дәп қелиши мүмкин. чүнки, у һалда сән кимгә вәкиллик қиливатқиниңни билмигән, кимгә мәдһийә оқуватқиниңни билмигән болисән әмәсму, ― дедим .

тәбиийки, сиз хитай һөкүмранлиқи астидики шәрқий түркистан җәмийитини, қуллуқтики хәлқниң һалини махтап бәрсиңиз йоқарқидәк соалларни туғдурисиз. аллаһ яратқан тәбиий нәрсилиримизни ― гүзәл тағ - дәрялиримиз, тәбиий байлиқлиримизни махтаң, һәтта ашуруп махтаң. әмма хитайлар барлиққа кәлтүргән иҗтимаий муһитни ― шәһәрләрниң тәрәққияти, хәлқ турмуши, сиясий иқтисадий түзүм, иҗтимаий тәрәққият, сиясий һоқуқ,... қатарлиқларниң махтиғудәк йери йоқ! сиз махтиған нәрсиләрдин шәрқий түркистанлиқлар қанчилик нәсивидар? сизниң сөзлириңиз шәрқий түркистанлиқларниң %95ини тәшкил қилидиған асасий амминиң әһвалиға тоғра келәмду? көпчиликкә вәкиллик қилаламду? асасий аһалиниң һали қандақ? сиз ”ямбуда ишик тақайдиған бай“ болисңизму, дуняниң әң илғар сәвийисидики мәдәний киши болсиңизму лекин, башқилар сизниң әһвалиңизни әмәс, милләтниң әһвалини сориғанда өз әһвалиңизни өлчәм қилип җавап бәрмәстин, әнә шу йил бойи ялаңаяқ йүридиған омумий аһалиниң типик әһвалини асас қилип җавап берәлисиңиз, андин һәр

Page 83: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қачан дүшмәнгә қарши нәпрәт, өчмәнлик билән туридиған пишқан писхикини намаян қилған болисиз. бизниң дуняға аңлиталмайватқан, һөр дуняниң диққитини тарталмайватқан дәрдимиз дәл шу әмәсму? немишкә уни учриған адәмгә, қанчилик пурсәт болса шунчилик елан қилип турмаймиз? әҗәба миллий дәрдимизни пәқәт рәсмий сорунлардила (йиғинларда, намайишларда, мәтбуатлардила) дәп қоюп, адәттики чағларда униңға рәп кәлмәйдиған гәпләрни қилип йүримизму? мана бу писхика җәһәттики хамлиқимизниң бир мисали.

иккинчи мисал, миллийликни қоғдаш сәзгүрликимиз йоқ. инсан өзиниң әң қиммәтлик нәрсилирини қоғдашқа қарита туғма сәзгүрлүккә, туғма иқтидарға игә. мәсилән: көзимизгә зиян қилиш иһтимали болған бирәр нәрсә көзимизгә қарши келиватқан болса нәччә йүздә бир сиконт вақт ичидила қапақлиримиз йепилип үлгүриду. зәрбә бәргүчиниң сүрити һәрқанчә тез болсиму қапақниң йепилишидин алдин йетип келәлмәйду. әксичә әһвал кәмдин - кәм болиду. худди шуниңдәк, инсан мәнәвийити, инсан қәдирийити бабидиму әнә шундақ қиммәтлик нәрсиләр барки, уларни қоғдаш туйғуси милләтләрниң нәслини сақлап қелиш иқтидариға көрә сәзгүрлүк дәриҗиси һәрхил болиду. йәни, бәзи милләтләрдә күчлүк, бәзи милләтләрдә аҗиз болиду. бәзи милләтләр өз миллитиниң мәнивийитини тәшкил қилғучи моһим аламәтләрдин болған әнә шу нәрсиләр зәрәргә учриғудәк болса улардики тәбиий қаршилиқ күчи тәбиийла һәркәткә келип, мудапиәдә туриду.

биз бу йәрдә тилни мисалға елип тәһлил йүргүзсәк чүшинишлик болар. тил ― бир милләт алаһидиликини көрситидиған биринчи моһим бәлгә. шундақла әң ашкарә чақнап туридиған бәлгә. мустәмликигә учриған милләтләрниң һәммиси тил таҗавузчилиқиға

Page 84: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

учрайду. чүнки тилни йоқутуш ассимилатсийә көришиниң биринчи нишани. истилачи милләт мәһкум милләткә һәрхил йоллар билән өзиниң тилини таңиду. уларниң миллий тилини бузушқа вә тәдириҗий унтулдуриветишкә уриниду. биз әнә шу һуҗумға дуч кәлмәктимиз. лекин хитайлар ”һарвида тошқан алидиған“ алаһидиликигә көрә бу хил таҗавузчилиқни өтмүштики немислар яки башқа кона мустәмликичиләр мустәмликә районлирида йолға қойғандәк мәҗбурий йосунда, тез пурсәттә ишқа ашурушқа урунмастин, интайин аста, бир хил ”тәбиий йоқулуш“ йолиға йетәкләш арқилиқ, туйдурмастин елип бармақта һәм буни наһайити узун бир мәзгил ичидә ишқа ашурушни нишан қилмақта. улар мәҗбурий вә қисқа муддәттә ишқа ашуруш усулиниң бүгүнки күндә ақмайдиғанлиқини, буниң билән қаршилиқ келип чиқидиғанлиқини, һеч болмиғандиму һушярлиқни қозғап қойидиғанлиқини билиду, шуңа улар әнә шундақ һарамзадә усулни қолланмақта.

бизниң бу таҗавузға инкасимиз қандақ боливатиду? тәбиийки, наһайити пассип боливатиду. хәлқимиз бирмунчә уйғурчә сөз - аталғуларни қисқа мәзгил ичидила хитайчиға йәңгүшливалди һәм буни өзлириму туймиди. мәсилән: мән он - он икки яш өпчөрисидики вахтимда ”күдә“ дәп атилидиған бир хил отяш бариди. әмма һазир отяш сатидиған диһқанниң алдиға берип ”күдә бериң“ десиңиз, ”немә у, күдә дегиниң?“ дәп сорайду. мана шундақ қисқа муддәт ичидила биз пәқәт отяш түридикиләрдинла ”отяш, күдә, кәрәпшә, кәрәм, йәссивиләк, тәрхәмәк, педигән, муч(қизил муч, көкмуч)...“ дегәндәк сөзләрни ”сәй, җусәй, чиңсәй, лаңқа(хитайчә ’лийәнхуа‘дин келип чиққан), бәсәй, хаңга, чәйзә, лаза,...“ларға алмаштуривалдуқ. бу пәқәт бирнәччә мисал, халас. бундақ сөзләр наһайити нурғун .

Page 85: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

йеңи шәйиләрниң нами хитайчә аталса буни чүшинишкә болатти, униңға һазирчә амал йоқ, дәп баһанә қилғили болатти. әмма өтмүштин уйғурчиси болған сөзләрни хитайчиға алмаштуривелишимиз, бизниң һәқиқәтәнму ”айламбаш“ (”чәнту“)- лиқимизни испатлимақта. булардин башқа айрим наһийә, шәһәрләрниң хәлқи ичидә техиму нурғун сөзләр хитайчилишип кәткинини әләм ичидә көрмәктимиз. һәммидинму мәсхирилики, бундақ хитайчә сөзләрни ишлитиватқан җайларниң йеза - сәһра болиши, у йәрләрдә хитайлар билән арилишип яшаш әһвали йоқ туруқлуқ нәдиндур бу мәрәзни юқтуривалғинидур. мәсилән: қағилиқ, поскам, бүгүр, корла,... қатарлиқ җайларда ашханини ”иштаң“(шитаң), лоңгини ”шу җиңза“ (қол яғлиқ),... дәйдиған бир мунчә шалғутлуқ бар. биздә бу ишларға қарита һечқандақ тәбиий қаршилиқ туйғуси йоқ болупла қалмай, һәтта бирәрсигә мәлум сөз үчүн түзитиш берип, ”уйғурчисини дегин, буниң уйғурчиси бундақ...“ десиңиз, пәқәт шәхсий осаллиқини тән елиштин қечипла, ”охшаш, уқушқандикин болдиғу“ дәп өзиниңкини йорғулитиду. уқушушла мәхсәт болса, миллий тилимизни пүтүнләй ташливәткән тәқдирдиму гача болуп қалмаймиз, ассимилатсийә қилғучи тил билән мәхсидимизни уқушуверимиз!

чәтәлдә мән миллий мустәқиллиқ үчүн көрәш қиливатқанларниң мәтбуат, интернет сәһпилиридинму әнә шундақ әбҗәш тил ишлитидиған ”сәвийә“ни көрүп, ләссидә болуп қалдим. бизниң инқилапчилиримизниң, милләтчилиримизниң, уқумушлуқлиримизниң, һөр дунядики һали бу болса саватсиз отяшчи диһқандин ағринишқа немә һәддим? дегәнләр көңлүмдин кәчти.

орта асияда рус тилиниң таҗавузчилиқи техиму еғир болған болуп, әгәр шу һаләт йәнә йерим әсир

Page 86: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

давамлашқан болса, икки тәрәптики уйғурлар тамамән икки хил тил шәкилләндүрәркән. әмди миллий тилниң саплиқини қоғдаш, икки тәрәп аталғуларни бирликкә кәлтүрүш йолида хизмәт ишлисә арилиқта шәкилләнгән пәрқ түгитилсә яхши болатти. әмма, рус тилидин киргән сөзләрни алаһидә урғу билән ейтиш, иптихарланған һалда ейтиш, уни мәдәнийәтниң, уқумушлуқ болғининиң бәлгиси һесаплайдиған әхмиқанилиқ бәк еғир болғачқа, бундақ чақириқниң қулаққа кирмәсликигиму көзүм йетип туриду. аталғулар мәсилисидики әқәллий пиринсип, қәйәрниң шивисидә миллий түс қоюқ, ишлитидиғанларниң нопуси көп дегәнни өлчәм қилиштур. лекин, адәттә вәтинимиздиму, мәдәнийәт саһәлиридики хизмәт қолайлиқидин пайдилинип, миллий мәнпәәтни әмәс, юртвазлиқни асас қилип, өлчәмлик уйғур әдәбий тили нормилири бекитилидиған, сөз ַ аталғулар қелиплаштурилидиған әһвал еғир. мәсилән: шәрқий түркистанниң шималида русчә вә башқа шалғут қоллунилидиған бирмунчә аталғулар җәнупта уйғурчә атилидиған болсиму, лекин, әдәбий тилимизда русчиси қелиплаштурулған: пәмидур, сиркай, термос, баклашка, соска,...кәби аталғулар җәнупта пакизә уйғур тилида дейилиду: шохла, пиялә, чайдан, судан, емизгә,... бир район ичидә көриливатқан бу мисалдин қариғанда, орта асия уйғурлирини 30 милйон хәлқ ишлитиватқан тилни мәркәз қилип сөз - аталғулиримизни бирликкә кәлтүрәйли, қелиплаштурайли, десиңиз, тәбиийки қулиқиға яқмайду. буларниң һәммиси тәбиий ассимилатсийигә қаршилиқ күчимизниң йоқлиқи, миллий туйғулиримизниң өлүкликидиндур!

мустәмликичи һакимийәтниң бузғунчилиқини демәй турайли, бир милләтниң һөр дөлити болмиса, униң тилини һакимийәтниң мунасивәтлик илмий

Page 87: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

органлири мәлум қанунийәт асасида қелиплаштуруп, қоғдап турмиса уни дүшмән бир яқта қелип, өзлириму набут қилип ташлайдикән. тил нормилири, имла, ипадиләш адитигә даир қаидә - қанунларни контрол қилиш, мәҗбурий васитилар билән йолға қоюш яки чәкләш хизмәтлирини тутидиған орган һакимийәт һимайисидә болиши керәк, һакимийәт дәстики билән ишлиши керәк. ундақ болмайдикән, һәрбир билимдан өзи билгәнчә ишлитип, аталғу қобул қилип, өзи арилашқан тиллардин тәсир елип тилни оңғул - доңғул қилип ташлайду. мәсилән: бизниң хитайчә тәрҗиманлар өзигә еғир кәлгән, қаршилиқини билмигән сөзләрни хитайчә пети қалдуруп, бир хитайчә сөзни ”һәссә қошидиған“, хитайниң ипадиләш адити, җүмлә қелипини уйғурчиға сөрәп кирип қалаймиқанчилиқ терийдиған ишлар көп учрайду. бирнемә дәй десиңиз уни хитайниң ассимилатсийә сиясити қоллап турғачқа, милләтчи қалпиқи кейип қелиштин қорқисиз; әрәпчә оқуғанлар болса әрәпчә елментлар билән тилимизни толдурушқа башлайду, у өзигә ”ислам“ни һимат қилғачқа униңғиму гәп қилғанниң тили көйиду; орта асияда болса рус формиси! һәтта пүтүн сүрүк хәвәрләрдинму һечнемә чүшәнгили болмайдиған, игә ― хәвири тәтүр түзүлгән җүмлиләр! һеч һимати, йөләнчүки болмиған бу бичарә милләтниң тилини өзимизла ”ит талиғандәк“ қиливетишкә ярайдикәнмиз!

техиму хәтәрлик йәнә бир мәсилә юртимиздики йәр намлириниң хитайчилаштурилишидур. хитайлар бу гөһәр земинға мәңгү хоҗайин болуш, униң ”әзәлдин“ өзлиригә тәвә икәнликини раст қилиш үчүн пүтүн сәпләр бойичә һуҗум һалитидә турмақта. җүмлидин йәр намлири җәһәттиму сиясий ғәрәзлири әкс әтмәктә. һазир йеңи бәрпа қилинған шәһәр - йезиларғу гәп йоқ ”өзиниң“! әслидин уйғурчә нами болған шәһәр-

Page 88: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

йезиларниң намиму устилиқ билән хитайчилаштурулмақта. бизниң миллий туйғулиримиз аҗиз, тәбиий қоғдиниш роһимиз болмиғачқа наһайити чапсанла хитайчиси омумлишип, әсли нами унтулмақта. үрүмчи шәһридики мәһәллә, доқмушларниң намлиридин уйғурлар пәқәт ”нурвағ“ дегәннила билиду. ”дөң көврүк“ дегән нам бәдиий тилда ишлитилсиму, хәлқ ”әрдочо“ дегәнгә көнүп кәткәчкә уйғурчисини десиңиз чүшинидиғанлар аз. бир йили ”үрүмчи кәчлик гезити“гә үрүмчи тәвәсидики йәр намлириниң әслиси билән хитайчилаштурулғини селиштурма қилип бесилғаниди. шуниңға қариса адәмниң йүрики ечишиду. йүзлигән исимдин һазир пәқәткинә бир йерими қалған! бундин башқа ”тоқсу“, ”қарашәһәр“, ”хотунсумбул“,... қатарлиқ пүтүсүрүк шәһәрләрниң нами хитайчә аталмақта. арида ”тоқсу“ наһийисиниң уйғурчә нами әслигә кәлтүрүлгән (пәқәт уйғурлар үчүн әслигә кәлтүрүлди, хитайлар өзлири қоювалған хитайчә намини ишлитиду) болсиму, нурғун уйғурлар билмәйду. ”немә? тохсунма?“ дәп, турпан -тохсун ойманлиқидики тохсун билән арилаштуривалиду. ахири амалсиз хитайлар қойған намини дәп уқтурушқа мәҗбур болисиз. шу һалдиму техи уйғурчә намини уқмиғиниға у хиҗаләт чәкмәстин, сизни әйпләп: ”мундақ демәмсән, балдуррақ. мүҗимәл қилмай“ дәйдиған йери өтүп кетиду! бундин башқа бәзи наһийиләрниң йезилири коммуналаштурушта берилгән рәт номери бойичә атилип, ата - бовилири дәп кәлгән нами ташлинип кәтмәктә! мәсилән: мунчинҗи гоңшә, унчинҗи дадүй,... дегәндәкләр. йәнә бәзи йезиларға хитай коммунистлириниң сиясий аталғулири хитайчә яки тәрҗимә шәклидә нам қилип қоюлған болуп, уларму наһайити асанла өзлишип кәткән: ”хоңчи гоңшә, (яки қизилбайрақ мәйдан),

Page 89: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

хоҗән гоңшә, йүеҗин гоңшә,... мана мушундақ мәрәз сөзләрни һечбир йиркәнмәстин қобул қилмақтимиз, наһайити қисқа вақт ичидила уйғурчисини унтуп, хитайчисини демисә болмайдиған һалға кәлмәктимиз! йәр намлири һәққидики пикримиз орта асия үчүнму охшаш қиммәткә игә.

шу йәргә кәлгәндә оркистердики дап үнидәк бир қистурмини қошуп қойғум келиватиду: хитайларниң ассимилатсийә сияситигә қарши турушниму өз ичигә алған ”мустәқилчи“ тәшкилатлар гезитлиридә хитайларниң вәтинимиздә йоқ қилиш пиланлириниң дәсләпки мәһсулатлири сүпитидә барлиққа кәлтүргән хитайчә йәр намлирини тән алғандәк ”хитайчә нусқиси“ни ишләткәнликини тилға елип өткәнидуқ, бу уларниң мәдәнийәт сапасини билдүрәмдиғанду? яки йошурун аңниң инкасимиду?

үчинчи мисал: миллий вә мустәмликчиләрниң байрамлири. хитай истиласидин кейин пәйда болған байрамларни пүтүн вуҗудимиз билән байрамдәк һис қилишимиз миллий чеграларға қанчилик диққәт қилидиғанлиқимизни испатлайдиған, писхика җәһәттики хамлиқимизниң йәнә бир дәлилидур. чаған ― хитайларниң миллий байрими болуп, хитайлар уни барлиқ мәһкум милләтләргиму миллий байрам сүпитидә етирап қилдурушқа тиришмақта. бу сиясидики ”җоңгу туприқидики барчә милләтләр йән - хуаңниң әвладлири, һәммиси җоңхуа миллити“ дегән мутиһәмләрчә сәпсәтини дәлилләш үчүн керәклик иҗтимаий һаләт яритиду. гәрчә биз ағзаки, бу хитайниң байрими десәкму, көңлимиздә шәкилсиз бир байрам шадлиқи кезиду. чүнки, бу күнлири дәм елиш берилиду, иштин азад болуштәк мәнпәәтдарлиқ бизни мәст қилип, бу байрамни тән елишқа елип бариду. ишчи - хизмәтчиләр үчүн техиму шундақ. улар иштин азад болуштин ташқири байрамлиқ боюмларға, пулға

Page 90: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

еришиду. мана бу езиқтурғучи йәмчүк бизгә йетип ашиду. бу илтипатларниң көзлигиниму дәл әнә шу писхик үнүмдур .

биринчи өктәбир мәһкум милләтләр үчүн бир матәм күни болушқа тегиш болсиму, буму йоқарқидәк мәнпәәтдарлиқ васитилири арқилиқ инсанлар роһида байрам сүпитидә тән алдурулмақта. әмма буни тәбиий һис қилидиған уйғурдин нәччиси барду? һеч қурунмастин бизму уни ”дөләт байрими“ дәп атисақ, у һалда бу хитай сиясий тактикисиниң ғәлибиси болуп қалиду. ”дөләт байрими“ сүпитидә 12 - нуябир ни билидиғанлар йоқ дейәрлик. уни көңлидә болсиму сақлайдиған, өзиниң өйидә балилири билән болсиму мәхпий хатириләйдиған роһ өчкән. 22 - март норуз байримини миллий байримимиз тизимликидин техи йеқиндила шиң шисәй чиқирип ташлиған иди. әмма бизниң тәбиий қоғдиниш роһимиз болмиғанлиқи үчүн наһайити чапсанла уни унтуп кәттуқ. һазир гәрчә бу байрам тилға елиниватқан, колликтип хатирилиниватқан болсиму, лекин вуҗудимизниң чоңқур қатламлирида уни байрам һесаплайдиған тәбиий туйғу өчүп болғанлиқини етирап қилишимиз керәк. байрамлар һәққидики қарашлиримизму орта асия үчүн ортақ болуп, бу йәрдики байрам тәлвилики техиму еғир дәриҗидә икәнликини ечиниш илкидә көрүп туриватимиз. мустәқиллиқтин кейинму мустәмликә дәври таңған байрамларни байрам билиш өтүп кәткән бимәнилик, әлвәттә!

төртинчи мисал, шәрқий түркистанни һәқиқәтәнму дөләт иди, хитайлар бесивалған, дәйдиған тонушниң йетәрлик әмәслики .

биз шәрқий түркистан давасини қиливатимиз дегинимиз билән, шәрқий түркистанниң дөләт икәнликигә болған ишәнчимиз у қәдәр мустәһкәм, тәврәнмәс дәриҗидә әмәс! йәни йошурун аңғичә

Page 91: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

чөкмигән. вәтинимизни бир өлкә һалида көрүш аңсизлиқимизға сиңип кәткәчкә шу түпәйли кетип - кетип ихтиярсиз сөз - һәркәтлиримиздә шундақ мәнани чандуруш мәвҗут. мәсилән: бир дөләткә қанунсиз киргән адәм чоң - кичик, әр - аял дәп айрип олтурулмайду, һәммиси җинайәтчи һесаплиниду! у һалда хитайларниң көчмән аһалисиму җинайәтчи һесаплиниши әқәллий уқум болуп қалиду. бу гәпни бәзиләр ”пүтүн бир милләтни дүшмән қиливелиш“ дәп әйиплишиду. биз бир милләтни дүшмән қиливалмаймиз, пәқәт шу милләтниң вәтинимизгә таҗавуз қилип киргәнлири, ненимизни тартип еливелип барғанлири дүшмән. әгәр улар қайтип кетишни хаһлиса дүшмәнлик тизимидин өчүрүлиду. вәтинимизни мустәмликә дәп тонуш аз сандики аңлиқ адәмләрниң аң қатлимидики тонуш болуп, уму техи миллий чеграни сақлаш тәбиий (туғма) иқтидариниң мәһсули әмәс. техиму көп сандики кәң хәлқ аммисида болса бундақ туйғудин сөз ечишму мүмкин әмәс! хәлқниң бу дәриҗидә аңсиз қелиши толиму қорқунучлуқ һадисә болуш билән биргә бүгүнки дәврдә биз үчүн һазирлап қоюлған сүний иҗтимаий тәртип ичидә илғарлиққа йетәкләш имканлиримизниң болмаслиқи техиму ечинишлиқ вә һалакәтликтур .

орта асияда өзлирини ”бирнемә - бир неминиң намзати,... бир немә - бир неминиң кандидати“ ативалғанларму адәттики әһвалда шәрқий түркистанни ”хитай“ дәп сәт атайду. наһайити аз учрайдиған сиясий әсәрләрдә шәрқий түркистан (яки мәтуларчә: уйғуристан) дәп атиғанни мустәсна қилғанда уларниң көнгән тили бойичә омумән ”хитай“! дуняда һәрқандақ бир иптидаий милләтму, явайи милләтму өзиниң вәтинини басқунчиниң нами билән атайдиған пәсликни қилмайду, бу аңдин әмәс туғма қаршилиқ роһидин туғулидиған нәтиҗидур. бу җәһәттә

Page 92: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

дәһшәтлик зулумниң ичидә, әң әқәллий тәрбийә имканлиридинму мәһрум һалда чидиғусиз бесим, қизил терорлуқ астида яшиған болишиға қаримай шәрқий түркистанниң өзидики уйғурлар аңлиқрақ икәнликини ечиниш ичидә тонуп йәтмәктимиз. бу болса, илгири чәтәлләрдә аҗайип улуғ шәхслиримиз, даһилиримиз, алимлиримиз бар дәп хам хиялда болуп келиватқан хәлқ үчүн пәвқуладдә еғир һадисә! орта асияда техи мундақму бир әһвал барикән: әсли шу йәрлик уйғурлар кейинки заманларда шәрқий түркистандин көчүп чиққанларни яратмай ”хитайлиқлар“ дәйдикән.

сода - алақә раваҗланған кейики йилларда шәрқий түркистандин келип - кетидиған тиҗарәтчи, зиярәтчиләр көпәйди. бу мунасивәт бәзи чүшәнчиләргә йол ачти. бу җәрянда ”писхика җәһәттики хамлиқимиз“ниң йәнә бир мисалиға дуч кәлдуқ. вәтәндин чиққанлар йәрликләрниң қисқа муддәтлик ”ассимилатсийиси“гә учрап, өзлирини ”хитайлиқ“, вәтинимизни болса ”хитай“ дәйдиған кесәлни юқтуривалди. буму уларниң миллий чегра мәсилисигә тамамән сәзгүрлики йоқлиқини, һаят сәһнисидә қамғақтәк шамалға усул ойнап, қуруттәк мидирлап яшисила болидиғанлиқини, йәп, чичишни билгәнликниң өзила адимийлик, шуниң өзила яшиғанлиқ дәп һесаплайдиғанлиқини, миллий кимлик дегән хиялиға кирип чиқмайдиғанлиқини чүшәндүриду. әгәр биз хам болмиған болсақ идуқ, ”хоҗам көрмәстә алийивалай“ дегәндәк, тилға елиш чәкләнгән вәтинимизниң мубарәк исмини хитай һөкүмранлиқидин ташқири җайларда болсиму дәвалаттуқ. бәк қорққан тәқдирдә ― хитай җасуслири чеқип қойиду, дәп әнсиригәнләр ”вәтән“ дәпла атиса боливерәтти. ”палани көрүнмәйдиғу?“ дәп сорисиңиз, ”хитайға кәтти“ дәп җавап берилсә йүрикиңиз ечишип

Page 93: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

кетидикән. өзиниң вәтинини дүшмининиң нами билән атайдиған бундақ бир милләт йәр йүзидә йәнә тепилмиса керәк! чәтәлдә бу хәлқни ким мәҗбур қиливатиду? мана бу аң қатламлирида шундақ бир туйғуниң, тәбиий қаршилиқ роһиниң йоқлиқидур.

кордларниң мәйли йеза, мәйли шәһәрдикиси болсун биз билән әһваллашса ”шәрқий түркистанлиқ“ дегәнни билмәс боливалиду. әң йеқинчилиқ мунасивити ичидә турғанлиридиму ”көңлимиз үчүн“ болса һәм буни етирап қилиш позитсийисидә болмайду. улар: ”чиндинму?“ дәп сорайду. ”яқ, шәрқий түркистандин“ десиңиз, һә, дәйду - ю, йәнә һеч билмәс қияпәт билән: ”силәрниң чинда...“ дәп параң қилиду. улар бирәр қурултийида ”шәрқий түркистан мәсилисигә қандақ позитсийә тутуш“ тоғрисида қарар алған болиши натайин! улар ”чин“ни дост һесаплиғанлиқи үчүн достиниң көңлигә яқмайдиған бу аталғуни уларниңму тилға алғуси кәлмәйду. бу қандақ роһ? әмма бизниң нурғун уқумушлуқ адәмлиримиз, һәтта инқилапчи сияқидики кишилиримиз чәтәлләрдиму вәтинимизни хитайлар қоюп бәргән нәпрәтлик нам билән аташтин хиҗил болмайду. әгәр уларниң пүтүн роһийитини игиләп турған һөррийәт арзуси болидиған болса хитайдин узақ муһитта болсиму дейишни арзу қилип, дейәлмәйдиған вәтән намини ативалмасмиди?

чәтәлгә чиққандин кейинму хитай қойивалған намни аташ ― йошурун аңниң бирхил иқрари болиши керәк. инсан йошурун еңи көңүлниң әң йошурун қетида ”тәбиийлик“ вә ”туғма“лиқни сақлаш һәм уни муәййән бир заманда аңниң буйруқисизла ”өз бешимчилиқ билән“ ашкарилаш хусусийитигә игә.

түркийидә бир миһманханиға тонушумни издәп берип бир хитай билән параңлишип олтурған уйғур йигитни көрдүм. униңға салам қилғум кәлмиди. әмма униң зоруқуп қилған салимини илик алдим. у йигит

Page 94: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

хитайға тәрҗиманлиқ қилип униң үчүн хизмәт қиливатқиниға қарап уларни шерикмикин дәп ойлидим. һеч болмиса улар кона тонушлардин болиши җәзмән.

әмма мәлум болдики, у хитайниң әмәс, мениң тонушумниң тониши икән. у дарилфунун пүттүргән йигит икән. вәтән милләт үчүн өлүшкә разилиқ бәргән муҗаһидлардин икәнликиниму уқтум. әнә шу йигит бир түркниң ”нәликсән?“ дегән соалиға ”җоңгулуқмән“ дәп җавап бәрди. мән бу ”җоңгулуқ“қа нәпрәт билән қарап қойдум. у алий мәктәп пүттүргән икән; демәк, саватсиз диһқан әмәс! вәтәнпәрвәр, муҗаһидму болғаникән; демәк, сиясий мәйданиму мүҗимәл әмәс! бирақ буларниң һәммиси туғма (йошурун аңдики) иш болмай, аң қоманданлиқидики (мәҗбурий) туйғу болғачқа пайда - зиян мәсилисигә дуч кәлгәндә йошурун аңда немә болса шу ипадилинип қалған: ”һазир вәтәнпәрвәрлик қилимән дәп олтурушниң вахти әмәстәк туриду, буни вахтинчә қоюп турмисақ болмиғудәк,...“ . туғма болмиған һисият әнә шундақ. аң қоманданлиқидики һәрқандақ инкас әнә шундақ заманға бақидиған, пайда - зиянни өлчәп иш тутидиған болиду; йәни ”мәҗбурий“ түси болиду(аң тәрипидин буйрулған). йошурун аң болса қәлбниң чоңқурлирида немә болса шуни ихтиярсиз йосунда (аңниң буйруқисиз) мәйданға чиқиридиған болиду. демәк, йигит һечқандақ иш һәққи берилмисиму тәрҗиманлиқ қилиш, һеч зөрүрийити болмисиму өзиниң хитайчә билидиғанлиқини намаян қилиш вә сөзлишиш, шу хитай уни өстүрүп қойидиған болмисиму хошамәтгуйлуқ билән өзини ”җоңгулуқ“ дейиш арқилиқ пишмиған миллий роһни, зәип миллий һисиятни, сағлам болмиған аңни ипадилиди, халас !

Page 95: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

адил һошурға аиродромда тәнтәнә қиливатқан көрүнүш чүшүрүлгән бир сүрәтни журналниң муқависида көрүп қалдим. униңда бир уйғур хитайчә хәт йезилған тахтини игиз көтүргән болуп, у хәттә немиләр йезилғини билән һесаплишип олтурмиған. хәттә: ”җинис рикордини бузуп, хуашияларниң қәһриманлиқ роһини намаян қилиш“ дегәнләр йезилған икән, бу хитайниң фиңҗийе наһийилик партком вә һөкүмәт намидин бәргән нәрсикән. буниңда диққәт қилишқа тегишлик нуқтилар шулар: адил һошур хуашияларниң әвлади әмәс, һонларниң, оғузларниң әвлади! униң җинис дуня рикордини бузиши оғузларниң вә һонларниң қәһриманлиқ роһини намаян қилиду. бу гәпни илға қилмайла көтүрүп йүрүш хуашия әвладимән дәп етирап қилиш болиду. тәбиийки униңға тоғридин - тоғра: ”сән һарамдин болған сән“ десә пичақ көтүрүп қопиду, әмма гәпни айландуруп шу мәзмунни ипадиләйдиған, мәна җәһәттә шу гәпкә әйнән охшаш ”хуашия әвлади“ дегәндин шәрәп һес қилиду! яки буниң һеч пәрқигә диққәт қилинмайду!

бәшинчи мисал:”қониқуни байвәччи“ликимиз. өзбекистанда мән бир таксичи билән әһваллишип қалдим. у мәндин ”хитай“ниң әһвали қандақ? яхши яшисаңлар керәк? дәп сориди. мән авал униң ”хитай“ дегән сөзигә түзитиш бәрдим:

― хитайда уйғурлар йоқ дейәрлик, әгәр уйғурларниң әһвалини демәкчи болсиңиз, шәрқий түркистандикиләрни сорисиңиз болиду. худди өзбекистан русийә әмәс болғандәк, шәрқий түркистанму хитай әмәс. худди илгири өзбекистан рус мустәмликисидә болғинидәк, шәрқий түркистанму хитай мустәмликисидә. силәрни аллаһ өзи қутқазди, бизму мустәқил болимиз, иншааллаһ! ― дедим. андин әһвалимиз һәққидә биринчи мисалда оттуриға қойған

Page 96: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

тонушум бойичә уйғур асасий аһалисиниң әһвалини өлчәм қилған асаста сөзләп бәрдим. интайин ечинишлиқ, мудһиш бир картинини көрситишкә тириштим. әнә шу чағда у мени осал әһвалға чүшүрүп шундақ деди:

― яқ, силәр ундақ азап чәккән бир хәлққә һеч охшимайсиләр. зөрүрийәтсиз әһвалдики мәрт - мәрдан, сехийликиңлар, мәсилән: бир тойда уйғурларниң усулчилар бешидин бағлам - бағлам пул, һәтта доллар өригәнликини, һә десила пулни бузуп - чачқанлиқини көргиним есимдә; адәмләргә қопал, әдәпсиз, хоҗайинларчә муамилә қилишиңлар; һә дегәндә бир - бириңларни вә башқиларни рәнҗитидиған миҗәзиңлар; нә қанун, нә әхлақ, әнәнә чегралирини писәнтиңларға алмайдиған характериңлар; өзәңлар бу йәрләрдә һеч һамий - һиматсиз, аран - аран туриватқиниңларға қаримай, йәрликләр билән асанла җидәлгә киришишиңлар; гәп билән тамамән пүткүзгили болидиған ишларғиму тақәт кәлтүрәлмәстин ағзиңларни бузуп, қопаллишип кетишиңлар; худди әтрапта силәрдин башқа киши йоқтәк, вараң - чуруң қилип, йоқури авазда гәп қилишиңлар силәрни мустәмликә әл дәп һисидашлиқ қозғилишиға тосқун болиду. ”тәпкәктә туяқ болмас, үскәктә мүңгүз“ дегәндәк, һелиму яхши мустәмликә йүгинидә икәнсиләр, әгәр әркин болуп қалсаңлар силәрниң дәстиңлардин инсанлар немә қиларидикин? шу сәвәпләргә көрә мән сизниң дегәнлириңизгә анчә ишинип кәтмәймән. сиз шәхсән өзиңизниң охшимиған мәйданиңиз түпәйли, вәзийәтни яман, әһвални ечинишлиқ сүрәтләватқан болсиңиз керәк. ундақ болмиғанда, мунасивәтсиз сорунда, алақиси йоқ адәмләр алдида мән - мәнлик қилип бузивәткән пулни сақлап қоюп, вәтинигә қайтқанда һелиқи сиз дегән

Page 97: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

ачларға бәрсә яки миллий әркинлик үчүн теҗәп қойса, ианә қилса болаттиғу ?!

мән осалчилиқтин қутулуш үчүн амалсиз шундақ дедим:

― һәр милләтниң мунәввәр адәмлири болиду, чүпрәндилири болиду, бир бағ ичидә һәм гүлшән болиду, һәм бир булуңда әхлити болиду. буниму худди шундақ чүшәнсиңиз болиду. чүнки, ”ешәк өлүватса көти ғиҗәк тартипту“ дегәндәк, милләт йоқулушқа йүз тутиватса ундақ нашаян қилиқларда болуп, өзини милләтниң омумий тәқдири билән мунасивәтсиздәк чағлиған бир немиләрни адәм десәк, адәмлик шәртлири бәк төвәнләп кәткән болмамду, тәқсир?

алтинчи мисал. хитай малайлири, ғалча, мунапиқлар билән чәк - чеграмиз мәсилисидики мүҗмәлликимиз. аңлишимизчә, тибәтликләр бирәр тибәтликниң хитайлар үчүн ишләйдиған җасус икәнликини билипла қалса, у артуқ яшалмайдикән. шу күнләрдә һөррийәтлири үчүн көрәш қиливатқан милләтләрниң һәрқандиқида мунапиқлар, җасусларға күн йоқ. ички җәһәттә паскиничилиқниң тазилинип туриши милләтниң җәңгиварлиқини ашуриду, дүшмән сирлардин азрақ вақиплиниду, ғәлибә қилиш пурсити көпийиду. бундин башқа хәлқ мәнивий җәһәттин тәрбийилинип, шундақ чүшәнчигә келидуки, мунапиқлиқ билән баяшад яшиғинимдин диваничилиқ қилай! ундақ яшиғандин ачлиқтин өлгиним әвзәл ...

әмма биз буни қилалмидуқ! әң асан көрәш шәкли болған нәпрәтлинишни мунасивәттә ипадиләшму қолимиздин кәлмиди!! узун заман тохтам судәк һаятқа үгәнгән, җушқун һаятий күчини йүттүргән милләттин бирдинла буни күткилиму болмиса керәк! бирақ, мунапиқларға йүрәктә нәпрәт болидиған болса, йүрәктики бу күчлүк туйғу сиртқа тепиш үчүн һаман

Page 98: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

өзигә йол издәйду. өлтүрүштин қорқуш биләнла нәпрәтниң упқунлири тинчип қалмайду! яридар қилиштин қорқуш түпәйлидинму йол түгиди, тәқдиргә тән берәй демәйду. әгәр растинла йүрәктә мәвҗут икән, у бизниң ташқий ипадилиримиздин һаман билинип туриду. әң имкансиз болғинимизда униңға тәтүр қаришимиз мүмкин, салам қилмаслиқимиз, тонимасқа селишимиз, иҗтимаий алақиларда болмаслиқимиз мүмкин. бу түпәйли биз җавапкарлиққа тартилмаймиз. әгәр азрақ имканийәт тапалисақ бешини йерип қечишимиз, техиму кәң имканларға еришкән һаман мәйданимизни ашкарилап, уни өлтүришимиз мүмкин! (бу һәқтә ”җәннәтниң ачқучи“ дегән китапта қисқичә көрсәтмә берилгән вә униң мөминлик мәҗбурийити икәнлики диний нуқтидин дәлилләнгәниди, бәзи җайларда бу хил көрәш йоли синапму көрүлгән .(

лекин бизниң вуҗудимизда дүшмәнгә болған нәпрәт һиссиму сахта яки пишқан һалда әмәс, шуңа биз ”әти - мәти йоқ“ бир һалда һәммиси билән достанә өтүверимиз! биз бәк ”адимигәрчик“и бар милләт болғачқа мана шундақ мунапиқлар, ялақчиларни билип турсақму ”йүзигә келәлмәй“ мунасивәт қилип йүрүверимиз. баһанимиз: ”пакитимиз болмиғандикин...“ дегәндин ибарәт болиду .

бу тетиқсиз баһанә вә бизниң бу хил ”йүзигә келәлмәслик“имиз тазиму қамлашмиған бир ишни есимгә салди: хели узақ заманлар илгири бир аялниң зина қилип тутулуп қелиш вақәси йүз берип, бу һәқтики ғулғула үстидә болуп қалдим. тутулуп қалғучи әр - аял савақдаш икәндуқ. уяқтирақта аяллар топи ғулғула қилишатти. бир аялниң тутулуп қалғучи аялға һисидашлиқ қилиш мәйдани ипадиләнгән сөзлири қулиқимға кирип қалди: ”...савақдаш икән, атайин ләвзи қилғандикин, йүзигә келәлмигән гәп - тә,

Page 99: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бичарә...“ дәйти у. һелиқи зина қилғучи аял ”савақдишиниң йүзигә келәлмәй“ берип салғандәк, бизму тонуш - билишчилктә, юртдашчилиқта ”йүзигә келәлмәй“ мунапиқлар, дүшмән ялақчилири... билән барди - кәлди қилип туримиз, иззәт - һөрмәт қилишип яхши өтимиз...

бу темида новегийә филими "базар башлиқи"ни көпчиликниң сәмигә селишни артуқ көрмәймән. филимда бир кичик базарни немислар бесивалғанда бу йәрдики аһалә немислар билән сөзлишиштин, бир йәрдә биллә туруштин өзини қачуриду. шундақ бир тәсирлик көриниш бар: немисларниң бирнәччә офитсери бир қавақханиға кирип келиду. қавақханида олтурған норвегийиликләр худди мәслиһәтлишивалғандәк, бирси команда бәргәндәк тәңла орнидин туруп, қавақханидин чиқип кәтмәкчи болиду. шу чағда немис офитсери буниң бир хил қаршилиқ икәнликини чүшинип һақарәт һис қилиду. лекин, буни җинайәт дейишкә һечқандақ асасму тепилмайдиған болғачқа, амалсиз: ”немис офитсерлири киргәндин кеин он бәш минут ичидә сорундин айрилишқа болмайду!“ дәп пәтива чиқириду. орнидин туривалған норвегийиликләр мәҗбурий һалда орунлириға олтурған болсиму, һечким немислар билән үлпәт болуш хиялида болмастин, пүтүн еси - яди саәттила болиду. саити барлар беликигә, йоқлири там саитигә қарап олтуриду. он бәш минут толиши биләнла йәнә һәммәйлән тәң орунлиридин туруп сорунни немисларға ташлап чиқип кетиду. буниси авалқи чиқип кәтмәкчи болған чағдики кәйпияттинму яманрақ туйғу бериду. шу чағдики чидиғусиз кәйпият әгәр таҗавузчи әскәрләр ичидә сәл - пәл тәбиити бар бирәрси болғанда таҗавузчилиқниң, бирсиниң вәтинигә өткүзүп қойғини бардәк бесип кирип игиливелишниң қайси дәриҗидә нәпрәтлик

Page 100: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

икәнликини рошән һалда көрүвалалайдиған шәкилдә ениқ ипадиләнгән иди .

шуниңға охшап кетидиған йәнә бир мисалниму уливетәй. буму бир кинода тәсвирләнгән вақә. бу өткән әсирниң ахирлирида болған вақә болса керәк. авистирийә ـــــــــ венгирийә импирийисиниң бир шаһзадисиму, ханишиму, әйтавур падишаһниң әң йеқини ― ишқилип бир һөкүмран ― әйни чағда бу импирийигә қарам болған италийиниң даңлиқ су шәһри вентисийигә зиярәт қилиш үчүн келиду. шәһәргә һөкүмранниң келидиғанлиқидин алдин хәвәр берилгәниди. һөкүмран деңиздики чеғидила бу мәшһур шәһәрни қачан көрәрмән дәп һаяҗанда олтуралмай, һә дәп искәтини тоғрулап, дағдуғулуқ қарши елишларни, су кочилириниң икки яқисидики биналарниң дәризә ַ балкунлиридин тәшналиқ билән қарайдиған шәһәр аһалисини, уларниң өз хоҗисини көргән чағдики һаяҗан түпәйли сөйинип варқирашлирини хиял икранидин өткүзәтти. хәйрийәт, ахири су шахапчилиридин ибарәт болған шәһәр ”кочилири“ғиму йетип келишиду. әмма шәһәрдә адәм яшайдиғандәк әмәс иди. һәммә деризиләр һим йепилған, балкунлардиму адәм қариси йоқ. гоя өлүк шәһәр иди. һөкүмран бу һалдин һәйран болуп, акабир-әшрәплиридин сорайду: әҗәба булар мениң келишимдин хәвр тапмиған болса? сухәнчиләр хәвәр қилинғанлиқини ейтиду. кемә палубисида саласунни тутуп өрә турған һөкүмранға бу һал бәкму еғир келиду. у ойлимиғанки, италиянлар уни өзлириниң рәһбири, вәкили һесаплимайду. гәрчә униңда буларни немә қилса қиливетәләйдиған күч болсиму, лекин италянлар нәзиридә у пәқәт истилачиларниң һөкүмдари, оғриниң чоңи халас! шуңа улар вәтинини бесивалған дөләтниң бу һоқуқдариға әнә шундақ муамилидә болған. мана бу писхика җәһәттә пишқан

Page 101: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

хәлқниң адәттики ипадиси болуп, һечким тәшәббус қилмиған, дәвәт қилмиған, тәшкиллимигән, буйруқ бәрмигән әһвал астида миллий қаршилиқ, миллий чеграни сақлаш туйғусиниң тәбиий ипадилинишидур. (буни бизниң вәтинимизгә хитайниң чоңлири кәлсә қарши елишқа чиқишимиз ― һакимийәт тәрипидин тәшкилләнгән болсиму ― һәтта йеқинрақ туралиған, қолини тутуп көришәлигәнлиримизниң өзлирини қалтис чоң илтипатқа еришкәндәк һесаплашлири билән селиштуруп беқишқа болиду.(

йәнә бир мисал: виладимир сахаров ниң коммунист түзимигә нәпрәтлинишигә сәвәп болған ишларниң бири шундақ бир кәчмиши иди: у оқуш пүттүрүп(җасуслуқ мәктипини) дадиси ”мукапат“ үчүн бәргән пул билән истонийәгә тәтил ойниғили барғанда миллий нәпрәтниң һуҗумиға учриған. у таллин да бирнәччә қетим йол сориған, һәр қетимда истонийәликләр тәтүр йөнүлүшни көрситип қойған; дуканларда башқа херидар болған әһвалда дукандар уни көрмәскә салған; бир лютчик уни бир миһманханиниң саз тәңкәш қилинидиған ристораниға туғулған күн олтуришиға тәклип қилғаниди, кәлгәнләрниң рус икәнликини билгән сазәндиләр танса музикисини шу йәрдила тохтутуп, германийиниң миллий марши ― "германийә һәммидин үстүн"ни челишқа башлиған; тамақ йәватқанларниң көпчилики русларға һақарәт қилиш үчүн орунлиридин туруп маршни тәң оқушуп бәргән; бир дуканда бир херидарниң еливатқан белиқ тутуш сайманлирини көрүп, уму сетивалмақчи болған, 60 яшлардики нимҗан дуканчи: ”булар сетилмайду, көрситишкә қоюлған“ дегән. сахаров: ”һазир бирсигә саттиңизғу?“ дегән. бовай йәнә җаһиллиқ билән гепини тәкрарлиған. сахаров үмидсизлик билән: ”маңа немә адавитиңиз бариди? хаһишиңиз немә?“ дәп сориған.

Page 102: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бовай: ”истиким, чекинип кәтмикиңиз, бизни өз һалимизға қоюң“ дәп җавап бәргән. сахаров мана шундақ ишлар түпәйли өзиниң таҗавузчи миллитидин йиркинип, америкиға хизмәт қилған. дуруст, хитайлар бунчилик ишларға иза тартип кәткүдәк анчивала непиз әмәс, йәнила ”һәр милләт хәлқиниң қаттиқ наразилиқини қозғиди...“ дәп гәп йорғулитивериду, шундақ болсиму, биз миллий қаршилиқ һисятимизни һәр бир чоң - кичик ишларда ипадиләп туралмаймиз .

вәтән ичидикиләр мунапиқларға, дүшмән ғалчилириға, қорчақ әмәлдарларға бундақ үнсиз қаршилиқниму қилалмайдиған болсиму, уларни йәнә кәчүрүп турайли. чүнки көзи кичик хитайлар бундақ қилғучиларни дәрһал бир немә қилмиған билән, көңлигә пүкүп қойиши мүмкинлики бичарә хәлқимизни қорқутқан болиши тәбии. чәтәлләрдиму бундақ әти ـ мәти йоқлиқимизни немә дәп пәдәзлисәк болар ?

хитай консулханисидин келәлмәйдиған ялақчилар, ”виза алалайдиған, консулда тониши бар“ дәллаллар, той ـ төкүнлирини хитай дипломатлирини төригә олтурғузмастин қилалмайдиған ялақчилар,... омумән, хәлқ өзи мунапиқ, җасус дәп гуман қилидиған адәмләр биләнму охшашла арилишип йүрүверишиду! өзлири гуман қилиду ـ ю, йәнә өзлири чәк - чегра аҗратмайду. буниңда хитай һөкүмитиниң бесими йоқ. пәқәт миһмандарчилиққа чақирилиштики бир тавақ юнда вә йәнә шуниңға охшаш әрзимигән мәнпәәтләрдин мәһрум қалмаслиқ үчүнла, улар билән сүний яки сәмимий бир йосунда мунасивәт қиливериду. мунапиқ, ялақчилар... һарам - һалал демәй пул тепивәргәчкә, тиҗарәт имканлириға хитай асанлиқ яритип бәргәчкә һаллиқ сәвийәдә турмуш кәчүридиғанлиқи, капиталистик иқтисадий риқабәт, җаһанниң қаттиқчилиқи,... бу адәмлиримиздә пули барларға

Page 103: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қарита бир хил аңсиз қулчилиқни шәкилләндүрүп қойғачқа улардин миһрини үзәлмәйдиғанлиқиниму муәййәнләштүрмәк лазим. пәқәт чиңиға чиқса өз ـ өзини бәзләш үчүн ”шундақ дәйдикән, әмма пакит болмиғандикин...“ дәп қойиду. шуни әстин чиқармаслиқ керәкки, униң раст мунапиқ яки әмәсликидин қәтийнәзәр, шундақ тонулған икән, уни йетим қалдуруш охшашла иҗтимаий үнүм бериду. йәни, у мунапиқ сүпитидә йитим қалдурулған, түкүрүлгән икән, кишиләргә, болупму әвладларға ”мунапиқлиқ әҗәп яман ишкән, әҗәп сәт ишкән“ дегән чүшәнчини беривериду!

ениқ болмиған ”дүшмән нишанлири“ға қарита ”пакит йоқ“ дәп баһанә тапқан бу хәлққә шундақ бир мисалниму беримиз: түркийидики ”шәрқий түркистан вәқфи“ фуҗийәнлик бир хитайға ”шәрқий түркистанлиқ“ дәп гуваһлиқ хети йезип бәргән икән, бу хитай бир йил түрк тили тәйярлиқ синипида оқупту. ”шәрқий түркистанлиқ“ салаһийити билән пулсиз оқуған бу хитайни һәтта мәктәп мәмурийитиму гуман қилмай шундақ муамилә қипту. ”бир еғиз түркчә билмигән бу қандақ шәрқий түркистанлиқ?“ дейиш уларниң әқлигә кәлмәпту. техиму ечинишлиқи шуки, оқуш пүттүрүш мурасими ахирида орунлаштурулған көңүл ечиш сорунида бу хитайға ”шәрқий түркистанлиқ оқуғучилар вәкили бизгә түркистан нахшилиридин бирни орунлап бериду“ дәп сәһнигә чиқиш салаһийити берилгән икән, бу хитай чиқип қап - қара хитайчә нахша оқушни башлапту. шәрқий түркистанлиқ оқуғучилар илгири уни көргән болсиму уни ”шәрқий түркистанлиқ“ салаһийити билән оқуватқанлиқини билмигән, дәйли, әмма шу сорунда шундақ бир шәрмәндилик көз алдида рой бериватса улар қуруқтин ـ қуруқ аччиқлинип қойған, әмма һечким орнидин туруп бу хитайни сәһнидин

Page 104: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

тартип чүшүрүшни хиялиға кәлтүрмигән! шундақ қилған болсиди, әхмәқ мәктәп мәмурийити вә униңға хәт йезип бәргүчи орун рәсва болған болатти!

йәттинчи мисал. чәтәлләрдә шундақ бир әһвалға диққәт қилдим: хитайлар нәгила барса бирәр хитай ширкити яки башқа муәссәсәләр қурса у йәрдә җәзмән хитайниң миллий алаһидиликини намаян қилидиған аламәтләр болидикән. мәсилән: пакистанда, түркийидә, орта асия җумһурийәтлиридә хитайлар ачқан ристуранлар, ашханилар вә башқа тиҗарәт карханилири бар. уларниң һәммисидә чоң қилип йезилған хитайчә вивиска бар. шу мәмликәтләрдә херидарларниң ичидә қанчилик хитай болиши мүмкин? пәқәт кәсир санлар билән ипадилинидиған пирсәнттә хитайлар бардур. ундақта бу хитайчә вивискиларни есишта херидарниң оқуп билиши көзләнмигән дейиш мүмкин. у һалда хитайларсиз муһитта хитайчә вивиска есиш немини мәхсәт қилиду? тәбиийки, бу өз - өзини намаян қилиш, милләтни тонутушни мәхсәт қилиду. бәлким шу ашхана ачқан хитайда бу мәхсәт аңлиқ һалда шәкиллинип, пиланлиқ иҗра қилинған болиши натайин. бу шу милләттики тәбиий туйғуниң мәһсули. бундин башқа хитайлар чәтәлләрдә қурулуш селишқа тоғра кәлсиму әнәнивий миллий услупта салиду. бу арқилиқму миллий роһни намаян қилиду. әмма биз бундақ муәссәсәләргә уйғурчә вивиска есишни һеч хиялимизға кәлтүрмәймиз. вивискини тиҗарәт иһтияҗини чиқиш қилип язимиз. шуңа қайси җайда болсақ, шу җайниң йезиқида болиду. һәрқандақ нәрсигә, изимиз чүшкән һәрбир җайға, қолимиздин чиққан һәрбир мәһсулатқа миллий тамғимизни бесишни билмәсликимиз, һәтта бу һәқтә хиялимизғиму кәлтүрмәсликимиз бизниң йәнә бир хамлиқимиздур.

Page 105: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

йоқарқи мисал түпәйли шундақ бир мәсилә оттуриға чиқиду. бу ― уйғур йезиқи мәсилиси. һазирғичә икки коммунист импирийси мәдәнийитимизгә дәмму ـ дәм чекиниш елип келиш үчүн бизгә көп қетим йезиқ өзгәртиш һуҗуми қилди. гәрчә бүгүнки күндә йезиқимиз ахирқи һесапта турақлишип, ахирқи ислаһатлардин кейин ипадиләш күчи, дәллики җәһәттә тәрәққий қилип муқимлишип қалғандәк қилсиму, чеграниң икки тәрипидики хәлқимиз икки хил йезиқ қоллиниш техичә давам қиливатиду. гәрчә орта асияда таллаш әркинлики болсиму бу җәһәттә ислаһатқа көчүш хияллири болмиса керәк. бәлким йезиқ мәсилисидиму йоқурида аталғу мәсилисидә сақланғандәк ”мән мәркәз“ идийиси мәвҗут болса керәк. гәрчә оттуз милйон аһалә әрәп елипбәси асасида яритилған уйғур йезиқи ишлитидиған, талишишқа орунму йоқ һалда мушуси уйғур йезиқи һесаплинидиған болсиму, бу һәм миллий туйғуларниң зәиплики сәвәплик бир еғиздин етирап қилинмайдиғандәк туриду. бу сөзүмни шуниңға асасән дәватимәнки, мән ”йеңи һаят“ гезитигә бир китап бастуруш иши билән барғанидим. улардин бири ”уйғурчиму?“ дәп сориди. мән ”һә, уйғурчә“ дәп җавап бәрдим. кейин аргинални көрүп: ”әрәпчә демәйсизму, биз бу йәрдә әрәпчини қилалмаймиз“ деди. мән дәсләптә чүшәнмәстин әрәпчә әмәс, уйғурчә, дәп талишивериптимән. кейин мәлум болдики, у ғоҗамниң чүшәнчисидә славян елипбәсигә асасән түзүлгән, орта асияда қоллинилидиғини ”уйғурчә“, оттуз милйон аһалә ишлитиватқан, дуняму уйғур йезиқи дәп тонуйдиған бу йезиқ ”әрәпчә“ икән!

бу гәпниң мәсхирилик йери шу йәрдики, буни дәватқан завуттики ишчи, колхоздики диһқан әмәс, шу милләткә вәкиллик қилидиған бир гезиттә ишләватқан зияли икәнлики! буниңдин һис қилиш тәс әмәски,

Page 106: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

”йеңи һаят“(яки ”уйғур авази“) уйғур миллий роһиниң күчлүк тәлипидин мәйданға кәлгән әмәс, бәлки, дөләтниң миллий мунасивәтләрни тәңшәш үчүн ”тәң етивар бериш“ сияситиниң мәһсули икәнлики, шуниң үчүнму у йәрдә миллий роһи урғуп турған адәмләр әмәс, маашни шу йәрдин еливатқачқила шу йәрдә ишләйдиған адәмләр барлиқи ениқ! шуңлашқиму бу гезиттин миллий мәнпәәтләрни қоғдаш, миллий роһни урғутуш, миллий сапани йоқури көтүрүш йолида пайдилиниш үними интайин төвән. муштириларға илһам бериш, ”гезитимизниң җанкөйәрлири...“ дәп башлинидиған муштири топлаш мәсилилирини чөридигән мәзмунлар үчүн берилидиған орунниң көплики адәмни һәйран қалдуриду. гезитниң намини мустәсна қилғанда уни гоя башқа бир гезит үчүн муштири топлаш мәхсидидә тарқитилған елан вәрәқисимикин дегүдәк дәриҗидә .

бу мунасивәт билән гәп ечилип қалған икән, айрим бир мисал елип олтурмайла улап йезиветишни тоғра тапқан бир иш ― орта асиядики гезит вә радио, теливизийәләрдики уйғурчә аңлитишлар тоғрисида. гезитләр тоғрисида көп тохталмисақму болиду. гезитләрниң тарқилиш сани аз, чәклимиликкә игә. пәқәт радио - теливизийә программилири һәққидә бирнәччә еғиз гәп қилайли.

дәл мушу темимизда дәватқан ”хам“лиқимиз түпәйли бир саәт, йерим саәтлик уйғурчә аңлитиш вахтидин үнүмлүк пайдилинишни билмәймиз. биздәк дуняда кәм учрайдиған бәхтсиз милләт үчүн бу қисқа вақтлиқ аңлитишму асан еришкили болмайдиған мөҗизә характерлиқ катта иш (гәрчә шу йәрдики нопус нисбити, қануний һоқуқ нуқтисидин бу техи йетәрлик болмисиму). бу аңлитишни уюштуриватқан тәһриратта чоқум бир ”уқумушлуқ уйғур“ бар(чүнки саватсиз адәм бу ишниң һөддисидин чиқалмайду).

Page 107: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

лекин ашу қисқиғина вақттин пайдилинип милләткә әң иһтияҗлиқ болған нәрсиләр аңлитилмайду. ”ун алмай дутар алғандәк“ тепивалған нәрсимиз нахша - усул! гоя биз дәрт - һәсритимиз йоқ, найнақлап йүрүштин башқа ишимиз йоқ бәхтияр милләттәк, әнә шу вақтни биһудә исрап қиливетимиз. мана шу чағда орта асия тәвәсидә илгири биз аңлиған вә бар дәп һис қилидиған ”мәшһур язғучилар“, ”алимлар“,... нәгә кәткәнду? әҗәба һәммиси тәңла қерип пенсийигә чиқип кәткән болса? дегиң келиду(әгәр пенсийигә чиқип кәткән болсиму, һөкүмәт хизмитидин чиқариди, әлниң хизмитидин пенсийигә чиқиш йоққу? болупму бундақ чүшәнгән адәмләргә! яки миллий дәваниму мааш бәрсә, һөкүмәт үчүн қилип беридиған болғиймиди?). яқ, улар бар. әмма һаят сәһнисиниң бир булиңида өзиниң җан һәләкчиликидә типирлап йүргән болиши мүмкин. шундақла, болшивикларниң миллий чеграни йоқ қилиш урунушлириниң мивиси сүпитидә уларниң еңидики миллий туйғу өлгән яки ғәлитә бир хил натоғра һалға, бинормал шәкилгә келип қалған. техиму мәсхирилики, бирмунчиларда ”интирнатсионализимчи“ дегән зәһәрлик мәпкүрә тамғиси чоңқур бесилған болғачқа улар бу коммунизим туманида һечнемини аңқиралмай гаңгирап йүрүшмәктә! миллийликкә тәвә темида сөзләш қаттиқ тәқип қилинған мустәмликә дәвридә қорқуп кәткән бу кишиләр, қорқуштин бешини тиқивалған үчәкләрдин баш көтүрүп қарап бақмиғачқа азадлиқ теңи атқанлиқини, әмди мәнивий җәһәттә хели көп имканлар яритилғанлиқини көрмәй, маддий җәһәттики вақтлиқ чекинишниң һәсрити биләнла қалған. ”йиландин қорқуп кәткән ағамчидинму қорқупту“ дегәндәк, һазирғичә әнә шу қорқуштин һошиға келәлмәй, миллий темиларни тилға елишқа җүрити болмайватқандәк қилиду. уларниң сүкүтини

Page 108: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

буниңдин башқа немә дәп чүшәндүрүш мүмкин? гезит вә радиодин ибарәт тәшвиқат машинисиниң ғайәт зор күчи икки миң йил миллий хорлуқта яшиған йәһудийларни дуня сәһнисигә елип чиқти. улар дәсләптила гезит, радио саһәсини игилигән. байлири гезит чиқиришни тиҗарәт сүпитидә қиливатқандәк қилсиму, миллий көтүрүлүш үчүнму ишлигән. бу дегәнлик гезитләрни баштин - ахир миллий шуар билән толдуриветиш дегәнлик әмәс, йәһудийларму өзлири чиқарған гезитләрдә өзинила елан қилмиған. демәкчи болғинимиз, тәйяр гезит, радио, теливизийидин болсиму үнүмлүк пайдилинайли, дегәндин ибарәт. мушу тәйяр орунлар болмиған тәқдирдиму бундақ муәссәсәләрни қуруш арзусида болишимиз турған гәп идиғу? немишкә тәйярдин яхши пайдиланмаймиз? бишкәктин тарқитилидиған уйғурчә аңлитиш һәққидә хәлқниң инкаси интайин яхши. әгәр башқа радио, теливизийиләрму ашунчилик хизмәт қилса әһвалимизда йүксилиш болмай қалмайти. бу йәрдә мәтбуатниң күчи һәққидә гитлерниң бир сөзини қистуруп қоюшни артуқ һесаплимаймән: "ахбарат ― бирқанчә күн ичидә у қәдәр әһмийәтсиз, һәтта күлкилик бир вәқәни қисқа бир муддәттә наһайити моһим бир дөләт мәсилиси һалиға кәлтүрүп, әслидә наһайити моһим болған бир мәсилини җамаәтниң диққитидин қачуруп, унуттуруш күчигә игидур . "

мәмликәттин чиққан әң йеңи хәвәрләргә көрә азадлиқ теңиға тәшна болған хәлқ гөш йәйдиған нәпсидин кечип бирдин кичик радио еливелип "әркин асия" радиосини аңлайдикән, уйқусидин, арамидин, әң моһим ишидинму кечидикән. миңларчә әпсуски, бу радио ашу бичарә хәлқ күткән нәрсини бериватамду? гоя йеқинда америка арилишип ишимизни пүттүрүп қойидиғандәк туйғу беридиған гезит хәвәрлири, тәкрарлиқ, йоған қуруқ гәпләр! бүгүнки күндә

Page 109: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

хитайлар гүмрүкләрниң чиңлиқи түпәйли башқа һәрқандақ түрдики тәшвиқат боюмлирини киргүзүш имкани йоқ, интернәтму хитай сақчи идарисиниң сүзгүчидин өтидиған болғачқа бүгүн пәқәт, вә пәқәт ашу радиола хәлққә мәнивий озуқ бериш шараитиға игиди, хитайлар немидин мәһрум қилған болса шуни бериши керәкиди. әпсус, миңларчә әпсус, әркин дунядин яңраватқан бу аваздинму хәлқ түзүкрәк нәп алалмайватиду. сиясий мулаһизиләр, саватлар, диний тәрғибатлар,... қисқиси, хитайлар имкан бәрмигән һәммә нәрсә бу радио арқилиқ қилиниши керәкиди. һазирғичә хәлқниң езгү үмидлири суға чилишип кәлмәктә!

сәккизинчи мисал. ”һечнемә көрмигән қәләндәр“ дегәндәк, бәкму көзимиз кичик .

анчики ишларни қалтис билип, худимизни билмәй қалимиз. һазирғичә елип бериливатқан паалийәтләрниң һәммиси ”тул хотунларчә җаһан тутуш“ формисида болуп, һөррийәт үчүн вуҗудқа кәлтүрүлгән ишәнчлик иқтисадий мәнбә йоқ. иқтисадий капалити болмиған һәрқандақ ишта изчиллиқ болмайду, әлвәттә. кордларниң, пәләстинликләрниң, башқа барлиқ һөррийәт даваси қиливатқан хәлқләрниң омумға тәәллуқ ширкәтлири, карханилири, явропа банкилирида нурғун мәблихи бар икән. әмма биз бәлвағқа бир зағрини түгүпла овға чиққандәк ғәлитә аддий муамилидә болуп келиватимиз. буниң у қәдәр мурәккәп вә узаққа созулидиған иш икәнликини тонимай кәлдуқ. әгәр буни тониған болсақ, башқа ишни қоюп мушу асаснила яритайли дәп тутуш қилған болсақ коммунистлар кәлгәндин берики йерим әсирдин бериму бирмунчә иқтисадий муәссәсәләрни вуҗудқа кәлтүргили болатти.

Page 110: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

кордлар вә пәләстинликләрниң ширкәтлири орта асия җумһурийәтлиридин тартип һәммила йәрдә болсиму, лекин у бәк билинмәйду. худди бир шәхсниң өзигә пул тепиватқан тиҗарәт орнидәк диққәтму чәкмәйду. уларниң иқтисадий сәпкә айрилған адәмлири җиммидила пул тапиду. мәбләх топлайду. әмма биз һәммә ишни ”поқи - булмиқи арилаш“ дегәндәк арилаштуривалимиз, әмма һечқайсиси әпләшмәйду. қилған ишниң тайини йоқ, давриңимиз аләмни бир елип, өзимизниң путиға өзимиз кишән салимиз. мәйли дуняниң қәйиридә қилмайли, бизниң азадлиқ һәркитимизниң характери йәр асти паалийити икәнликини, чәтәлдә болғинимизғила өзимизни бихәтәр һесаплап, дүшмәнниң қоли йәтмәйду, дәп ”шахлап кетип“, һәммини ”пәтнуста көтүрүп“ йүрсәк җаһанниң һәммә йери ”яғач қазан“ болуп кетидиғанлиқини һәқиқий тонимайватимиз.

тоққузинчи мисал. алдинқи мисалда көрүлгән муқим иқтисадий мәнбә бәрпа қилиш мәсилиси бизниң йәнә бир түрлүк хамлиқимизға берип тақилиду. йәни, мәлум адәмләр иқтисадий сәпкә айрилип, омум үчүн байлиқ яритиш ишиға қоюлса, наһайити қисқа муддәттә ”пулниң шәйтини“ у ишниң бешида турғанларни аздуриветип, у өзиниң шәрқий түркистан үчүн пул тепиш вәзиписидә икәнликини унтуп, өзини карханиси бар байдәк чағлап, тапшурилидиған пулни ианидәк яки сәдиқидәк һис қилидиған, еғир келидиған болуп қелишиму көзгә көрүнүп туриду яки техиму хәтәрлик һалда айнип һәммини өзиниң қиливелишиму мүмкин. биздә омумий миллий мәнпәәткә болған садақәт шу қәдәр аҗиз.

йеқин өтмүштә шундақ рәсва бир иш болған икән: 1949 ― 50 - йилларда болса керәк, коммунистлар истиласи түпәйли үмидсизликкә патқан шәрқий

Page 111: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

түркистан партийилири вә вәтәнпәрвәр кишиләр чәтәлгә бир вәкил әвәтип хәлқарада шәрқий түркистанниң дәрдини аңлитиш паалийити қилдуруш, бәзи дөләтләрниң қоллишини қолға кәлтүрүш,... ни мәслиһәт қилишипту. иқтисадий әһвал начар, омумға тәвә бир тийинму болмиғачқа һәр саһә вәтәнпәрвәрләр икки нени болса бирини оттуриға ташлап дегүдәк бир миқдар пул ғәмләп бирәйләнни бу ишқа мәсул қилип чәтәлгә маңдурупту. орта асия тәрәптиму коммунистлар болғачқа, бу вәкил тибәт арқилиқ һиндистанға, андин у йәрдин башқа җайларға бармақчи болуп меңипту. тибәттә мәлум тосалғулар түпәйли маңалмай, бир мәзгил туруп қапту. интайин асан совуйдиған миллий писхикимизниң ”хасийити“ билән бу вәкил ашу бир мәзгил ичидила совуп, ”ақмайдиған бир иш охшайду“ дегән вәсвәсигә чүшүпту, әсли бу вәсвәсә өйләнгиси кәлгинидин туғулған болиши керәк. анчә өтмәйла бир тибәт қизға өйлинип, шу йәрдә маканлишип қапту. һазирму шу йәрдә һаят барлиқи һекайә қилиниду. кейинки чағларда көргәнләрниң ейтишичә тибәтлик аяли униң уйғурчә сөзлишигә, уйғурлар билән алақә қилишиға йол қоймайдикән. у пүтүнләй тибәтлишип кетиптимиш! мана бу вәтәнниң, милләтниң үмидини елип йолға чиққан бир вәтәнпәрвәримизниң қизғинлиқиниң өмри! "әгләккә чиқип әргә тегиш"ниң дәл өзи!

әлчи мәсилиси тилға елиниши билән, бу әлчимизгә селиштурма болидиған бир әлчи ― кинода көргән бир әлчи ядимға йәтти. корийәниң "улуғ әлчи" дегән бу филимини бундин йигирмә йилчә муқәддәм көргәнидим: филимда һекайә қилиниватқан вақәләр боливатқан вақт корийәниң дәл бизгә охшап кетидиған қисмәттики дәври болуп, японлар корийини мустәмликә қиливалған, уларниң дат - пәрядини

Page 112: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

сиртқи дуняға аңлатмайватқан, хәлқарада болса японийиниң күчи, һәйвиси түпәйли һечким корийиниң тәрипини алмайдиған, гепиниму қилмайдиған, омумән, бу земин дуня җамаәтчилики тәрипидин унтулуп кетәйла дәп қалған хәтәрлик дәвр иди. шу чағда корийә вәтәнпәрвәрлири интайин қийин шараит, еғир дәриҗидики намратлиқ ичидә болсиму, хәлқараға бир вәкил чиқирип, паалийәт елип бармақчи болиду. японлар буниң шәписини сезип, уларниң авазини ташқи дуняға аңлитиштин тосуш үчүн дәһшәтлик тинтиш елип бариду. әлчи мәмликәттин айрилмай турупла наһайити зор тосалғуға, қийинчилиққа дуч келиду. лекин, қәһриман хәлқ уни өй - өйдә йошуруп, өйдин - өйгә, мәһәллидин - мәһәллигә узитип, һәтта әлчини қоғдаш үчүн онлап, йүзләп киши өлүп, ахир чегра бойиға йәткүзилиду. чегридин өтүп кетишму бәси мүшкүл болиду вә наһайити қиммәткә тохтайду. ахир у чәтәлгә чиқип кетиду. у чәтәлләрдә ач - ялиңачлиқта, йоқсизлиқ ичидә җан талишип йүрүпму вәтән давасини қилиду. хәлқара йиғинлар боливатқан җайларға миң өлүп, миң тирилип йетип бариду. йиғинларға киргүзүлмәйду. йиғин сиртида туруп илтимас суниду. йимәй - ичмәй сақлиған пуллирини пара берип, тәсири бар шәхсләрни индәккә кәлтүрүп, йиғинға қатнишиш салаһийитиға еришиш үчүн тиришиду. бәзи йиғинларға қатнишиш салаһийитини қолға кәлтүриду. әмма японларниң йиғин әһлигә бесим ишлитиши билән, йәнә салаһийити елип ташлиниду. сирттин қатнашқучи болуп, пәқәт өзи сөзләйдиған чағдила йиғин мәйданиға киргүзүлүп, башқа вақтта чиқириветилиду. йиғиндин - йиғинға сөрүлүп, нәгә бериш керәк болса еринмәй берип, кимнила көрсә әһвал тонуштуруп, һиссидашлиқ қозғашқа тиришип,... әң ахирқи қетимлиқ йиғинда у йиғин соруниға рухсәтсиз үсүп дегүдәк кирип, корийә

Page 113: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

хәлқиниң мустәмликини тән алмайдиған, һөрлүккә тәшна болған, шундақла мустәқил дөләт болуш салаһийитигә игә милләт икәнликини испатлаш үчүн әң ахирқи чарә сүпитидә йиғин мәйданиниң оттурисида, дөләт әрбаплириниң көз алдида хәнҗәр билән қарнини йеривалиду! мана бу пишқан миллий писхика. мана бу тәбиий һөрлүккә тәлпүнүш роһий һалити. дәл шундақ роһ болғини үчүн ”бәндиниң тиришчанлиқиға яриша нәсивә бардур“ дегән айәтниң роһи бойичә улар һөрлүк немитигә наил болғандур!

бу улуғ әлчини чәтәлгә йолға селишниң қийинчилиқи, қурбан беришләрни бизниң миллитимиз һәргиз көтүрәлмәйти. ”киммиш у? һәрқанчә бизгә алтун чичип бәрсиму,...“ дәймиз - дә, униң тутулуп қелишиға сәвәп болимиз! инқилапчилиримиздин ағриниш, улар һәққидә болмиғур гәпләрни тоқуш адәттики иш. ”бичарилар бала - вақисидин айрилип, қолидин келишичә тиришти, әмма немә амал, иш бүйүк, хәлқ надан болғачқа әпләшмиди...“ дейиш һечкимниң ядиға кәлмәйду. әгәр бизниң инқилапчилиримиз аллаһниң ризалиқини көзләп чиқмайдиғанла болса ― бу милләтниң ”ризалиқи“, ”рәһмәт, һәшқаллиси“ни қазинишни нийәт қилидиған болса бу хәқниң бириҗәликидин бир күнниң ичидә он қетим ваз кәчкән болатти!

әмди худди шуниңға охшап кетидиған башқа бир мәсилини төвәндики мисалда охшитиш, селиштуруш арқилиқ көрүп өтимиз:

онинчи мисал. йеқинда түркийини паракәндә қиливатқан кордларниң даһиси абдуллаһ өҗаланниң италийәдин панаһлиқ тиләш вақәси болуп өтти. түркийиликләр италийигә бесим ишлитиш үчүн, италийә маллирини көйдүрди. түрк аяллири путлиридики аяқлирини отқа етиветип, ялаңаяқ намайиш қилди. улар көйдүриватқан боюмлар дөләткә

Page 114: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

тәәллуқ әмәс, шәхсләр өзиниң пулиға алған мал. бай содигәрләр италийә билән болидиған содилирини тохтидиғанлиқини җакарлиди,... мана бу пишқан миллий писхикиниң инкаси! биздә омумий нишан үчүн шәхсийитидин, әмәлий, нәқ мәнпәәттин кечидиған ашундақ роһ барму ?

аддий пухралиримизғу надан, турмуш сәвийәмизниң төвәнлики сәвәплик ачкөз, рәзги, буниңға амал йоқ. улар бир тал төшүк пайпиқиниму селип ташлимаслиқи мүмкин. улардин ағринишқа техи әттигән. бизниң бәзи ”даһи“лар, һәтта аллаһни ағзидин чүшүрмәйдиған ”алим“, ”вәли“ларниң бу җәһәттики пәскәшликини немә дегүлүк? ашу ”алим“, ”вәли“лар шәхсий мүлкидин бир қуруш хәҗлимәк түгүл, хәлқ инқилап үчүн атап бәргән пулларни алди билән ”иш бешидики“ һәр бирәйлән үчүн он миң доллардин шәхсий мәбләх қилип айрип, тиҗарәткә селип қоюш, ”яхши күнниң ямини болуп қалса...“ дегәнни йирақни көрәрлик билән күнтәртипкә қоюшқан. техиму йиркинишлики, ”вәли“лар үчүн шопурлуқ қилип йүргән бир һәмтавақниң қимарда уттуривәткән он миң доллар қәрзиниму омумниң пулидин көтүриветишниму тәклип қилишқан! әмма бу тәклип рәт қилинған! ким тәрипидин дәң? ”вәли“лар коча - кочиларда ғәйвәтхор хотунлардәк ғәйвитини қилип, ”нийитиниң яманлиқидин аллаһ һөкүмәтниң қоли арқилиқ җазалиди“ дәп бөһтан артип йүргән кишиләр тәрипидин рәт қилинған! аву ”яхши нийәтликләрниң яхши нийәт билән қилған ― инқилапниң мәблихидин қимарниң қәрзини көтүриветиш қатарлиқ мәслиһәтлири“ маву ”яман нийәтликләр“ тәрипидин рәт қилинған! әмди йоқарқи селиштурмиға кәлсәк, түркийидә намайишларға чиқидиған уйғурларниң азлиқидин адәмниң номуси келиду. гәрчә бу намайишлар хитайларниң биртал

Page 115: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

түкини тәвритәлмисиму, бу ”тамчә суда қояшниң әкси көриниду“ дегәндәк бизниң қанчиликликимизни көрситип бериду. ”бикарға поло беридикән“ десә баридиған уйғурларниң онда бири вәтән даваси паалийәтлиригә қатнишиду. уларниң ичидики бәзиләр ашкарә һалда: ”намайишқа чиқсақ хитайлар рәсимимизни тартивалса кейин бизгә виза бәрмәйду“ дейишиду. бу йәрдә хитайдин әкилип сатидиған рәзги чапан - чара содисиға тәсир йетиши көздә тутилиду.

он биринчи мисал. миҗәз - характеримиздики иттиклик, өзара адавәткә болған ”ихлас“ вә ”җанпидалиқимиз“ тоғрисида ”әйнәк“ дегән китапта қисмән тохтулуп өтүлгән. буниң дүшмәнгә пайдиси шуки, дүшмән сепимизни парчилап иккигила бөливәтсә, тамам, қалған ишни ― әң ахирқи бир адәмгичә пак ַ пакизә тазилайдиған ишни өзимиз қиливеримиз. охшаш болмиған қараштикиләргә болған нәпрәт вә өчмәнликимиз хитайға болған нәпрәттин нәччә чәндан ешип кәткәчкә хитай билән һәпилишидиған иш вә хиял тамамән каллимиздин көтүрүлүп кетиду. омумий миллий мәнпәәт яки миллий нәпрәттин шәхсий мәнпәәт яки шәхсий нәпрәтни үстүн қоюштин ибарәт аҗизлиқимиз йоқури қатлам билим адәмлиримизгичә берип йетиду: абдуреһим өткүр турғун алмасниң ”уйғурлар“ини тәнқид қилиш долқунида теливизийидә сөз қилип: ”шәрқий түркистан дәйдиған бир неминиң әзәлдин болуп бақмиған“лиқини испат қилишқа тиришқаниди, буниң сәвәбиму шәхсий мунасивәттики келишәлмәсликтин болуп, һәргизму абдуреһим өткүрниң тарихий һәқиқәтни билмәсликидин әмәс иди, әлвәттә!

он иккинчи мисал. писхика җәһәттин пишиш ― миллий туйғу ойғақлиқи ― мәдәнийәткә бағлиқ болишиму натайиндәк туриду (мәсилән: тибәт вә

Page 116: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

башқа явайи милләтләрни нәзәрдә тутқанда шундақ. һәтта хитайниң миллий хаслиқни сақлашқа тиришиш роһиму мәдәнийәттин көрә явайилиқниң тәркиплиридин болған бекинмичиликтин туғулғанлиқини һис қилиш тәс әмәс). бизниң буни мәдәнийәт амиллиридин ташқири (милләт һаят мусаписидики алаһидә қисмәтләргә, шу қисмәтләрни уюштурғучи яки пәйда қилғучи тарихий муһит вә қандақтур әң қәдимий, туғма дегүдәк һалға кәлгән турмуш усули, яшаш шараитлири бәлгилигән болса керәк) дейишимиздә көздә тутқинимиз, бизниң бирмунчә уқумушлуқлиримиздиму, чәтәлләрдә оқуған ”сәрхил“ адәмлиримиздиму көп һалларда бундақ хамлиқ мәвҗут. мәсилән: алий мәлуматлиқ болған (чәтәлләрдә яки вәтәнниң өзидә), шу түпәйли җәмийәттә мәлум иззәт - һөрмәткә, муқим вә ишәнчлик турмуш йоли, кирим мәнбәсигә игә болғанлар шу күнигә шүкри қилиш билән, өзини омумий миллий тәқдиргә алақисиз һис қилиду. ”кәлкүн кәлсә кәлмәмду, бәрибир, мениң өйүм дөңдә“ дегән формида ойлайду. әнә шу оқуған илмий саһәси бойичә милләткә немә қилип берәләймән? қандақ пайда кәлтүрәләймән? дәп ойлайдиған вә йочуқла болса ”бир лоқма нәп“ йәткүзүш ғайиси йоқ. бу уқумушлуқларниң бәзиси әзәлдин ”сиясиға қизиқмайдиған (миллий тәқдирни сиясий дәп чүшинивалған)“ җаһансазлар; бәзиси дәсләптә ”еғиз вәтәнпәрвәри“ болуп йүргән, кейин өзиниң иши йүрүшкәндин кейин мәвҗут түзүмдин ― һакимийәттин рази болуп қелиш билән ”өзәңни бил, өзгини қой, көтүңни қис, йолуңға маң“ни шуар қилғанлардин ибарәт икки түргә бөлиниду. орта асияда болса бундақ уқумушлуқлар һәтта ким болуп яшаш мәсилисигә задила қизиқмайдиғандәк қилиду. йәни, улар үчүн уйғур болуп яшаш яки башқа

Page 117: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

милләткә сиңишип кәткән һалда яшашниң пәрқи йоқ, пәқәт обдан яшайдиғанла болса болди! моһими турмуш параванлиқи!

америка башқани килинтон ерланд нәслидин икәнмиш, униң қанчинчи бовиси ерландийидин көчүп кәлгән икән. бүгүнки күндә у өзини ерланд демисиму, ашу ”юмғақсүтниң уриқидәк“ қандашлиқ сәвәплик, нәслигә ян бесиш хаһишини ипадиләпту. кейинки чағларда әнгилийиликләрниң бешини ағритқан шималий ерландийә миллий һәркәтлирини килинтон сәвәплик америкиниң астириттин йәл берип қойғанлиқи, дегән миш - мишлар уқулди.

турғут өзалда корд қени болғини сәвәплик кордларға һисидашлиқ қилғанлиқи һәммигә аян; килинтон билән сайлам риқабитигә чүшкән бобни әрмән нәсиллик дегән гәп тарқиғанда түркийиликләрниң раса беши қатқаниди. әгәр у сайлинип қалса әрмән - түрк мунасивити җиддийлишип кетәтти. һолландийидә әрмән нәсиллик бир киши ”түркийидә қәтлиам қилинған әрмәнләр“ үчүн бир хатирә абидиси тикләш үчүн йәрлик һакимийәттин рухсәт алған. бу иш түркийә һөкүмитини раһәтсиз қилди. бу бир талай дашқайнақ мисаллардин муддиа шуки, әгәр уйғурлар қандишидин демәйли, нәқ уйғурниң өзидинла бири әнә шундақ бир дөләттә һакимийәткә чиқип қалса немә қилар? тәтқиқатлиримиз шуни испатлимақтики, килинтондәк нәччә әвлад өтүп кәткән, тил өрф - адәтлирини йоқатқан, өзиниму у милләт әзаси демәйдиған болған әһвалда әмәс, өзи нәқ уйғур пети ― анисиму, дадисиму уйғур туруп, башқа милләт арисида оқуған, башқа милләт арисида өскән болса, сиясий сәһнигә чиққанда һәргизму миллитигә кичиккинә болсиму ян бесиш хиялида болмайду. әксичә, башқилар мәндин шу бапта гуманлинип қалмисун дәп әнсирәп, өз

Page 118: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

миллитини шулуш, езиштә техиму үзүл ـ кесил мәйдан тутиду! һәтта өзини уйғур дейиштин номуси келидиған бир хил роһи һаләт һөкүмран болуп қалиду. башқа милләтләрдә вәтинидин йирақ бир йәрләрдә бир вәтәндиши учришип қалса худди бир туққини учришип қалғандәк сөйинип йүгрәп берип есилишиду, гепи түгимәй кетиду; әмма уйғурлар мүмкинқәдәр өзини қачуриду, ”чатиқи йетәрмикин“ дәп өзини уйғур әмәстәк көрситиду. бу худди мәсчид алдиға ташлап қоюлған һарамдин болған балиниң кейин чоң болғанда бай болуп, ата ـ анисиниң кимликини билмигинидәк бир иш!

он үчинчи мисал. пули барларни, байларни һөрмәтләш вә улардин һейиқиш ― пүтүн инсанларға ортақ иштәк қилсиму, бизниңки йәнә пәрқлиқ .

ғәрпликләрниң байларни һөрмәт қилиши бизниңкигә охшимайду. ғәрп ақсөңәклири қәдимдин тартип балилирини интайин қаттиқ қоллуқ билән тәрбийиләшни өзлириниң ақсөңәклик сүпитигә мунасивәтлик иш дәп қарап кәлгән. шуңа улар балилириға бир нәччә хил чәтәл тили, тарих, әдәбият, һәрбий илим: қиличвазлиқ, ат миниш, су үзүш... гичә үгитиду. һәтта, өзини тутуш, кишиләр билән муамилә қилиш, сөз сәнити, әдәп, йосун... дегәнләргичә системилиқ тәрбийә алиду. дөләт вә милләтниң бешиға хәтәр кәлгәндиму улар алдида җәңгә тәйяр болиду. бу хил қәһриманлиқни ақсөңәкләрниң кәм болса болмайдиған бир хил пәзилити, дәп тонуйду. ақсөңәк йигитлиридин қорқунчақлар чиқип қалса буни пүтүн йоқури қатлам бирдәк ләнәтләйду, мәсхиридин уларниң әвладиму баш көтүрәлмәй қалиду. шуңа, кона заманларда йоқури қатлам ичидики тәгишип қелишларда икки адәмниң шаһитлиқида етишиш(дуил) йоли билән мәрт - мәрданлиқни ипадиләшкән. демәк, улар (ноқул пули болғанлиқи

Page 119: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

үчүнла әмәс) һәр җәһәттә авам хәлқтин үстүн туриду. шу сәвәптин улар һөрмәткә лайиқ болған, уларниң җәмийитидә шундақ адәт шәкилләнгән. биздики әһвал ундақ әмәс. немишкидур байлиримиз асасән саватсиз яки чала сават. буниғу уларниң келип чиқишиға, у чағларда у қәдәр бай болмиғачқа оқуялмиған, дегәндәк сәвәпләргә бағлап чүшәндүрәрмиз, әмма байларниң балилиридинму оқуйдиғанлар бәк аз. буниң сәвәплирини тәһлил қилсақ мундақ хуласиләргә еришимиз: ата - аниси оқумиған болғачқа балилириниң тәрбийилинишигә у қәдәр әстайидил муамилә қилип кәтмигән; у өзи оқумай турупму бай болалиғанлиқи үчүн, оқумисиму яшиғили болиду, оқумайму бай болғили болиду, дәп қарайду; омумән оқуш десә һөкүмәтниң бир йеридә хизмәт қилиш үчүн тәйярлиниш дәп тонуйдиған қараш түпәйли, хизмәт қилмисиму яшалайдиған болғандикин, оқуп йүрүшни артуқ һесаплайду; бай болғини үчүн балисиму алаһидирәк миҗәздә йетилиду, кичикидила пәйда болған бундақ чоңчилиқ балиниң оқушиға тәсир йәткүзиду, оқутқучи һейиқип чиңрақ гәп қилалмиғачқа оқуш сүпити чиң тутулмайду; кичикидила бәдхәҗликкә үгинип кетип, әркә ַ найнақ болуп қалғачқа һечнемини көзигә илмәйду. бундақ әһвалда оқуялиши натайин. һакавур характер кичик пеиллиқни тәләп қилидиған билим елиш ишиға тәбиий тосалғу болуп қалиду. ”гача болсиму пули бар сөзлисун“ дегән тәмсилниң биздә барлиққа келиши әнә шуниң үчүндур. мана шундақ қилип аммиға вәкиллик қилидиған нурғун орунларға байларни олтурғузуп қоюш, бу саватсиз җанапниң шарапити билән хәлққә зиян болушму қисмитимиздә тәкрарлинип туридиған бир һалдур. бүгүнки күндә чәтәлләрдә пули болғини үчүнла мушундақ адәмләр дөләт вә милләтниң тәқдиригә мунасивәтлик

Page 120: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

тәшкилатларда ”мәнсәп“кә қоюлмақта! яки, уларниң ”актипчанлиқи“ни қозғитиш арқилиқ униңдин бир немигә еришиш тамаси бу бичарә хәлқни мана шундақ бимәниликкә мәҗбурлимақта!

он төртинчи мисал. һәр бир уйғурниң өз ”программиси“, өз ”хаслиқ“и, өз ”мизан“и болиши .

һәр бир уйғур гоя шәрқий түркистанни өзила азад қилидиғандәк ғурурлинип туриду. ваһаләнки, вәтән дегән гәп билән, йоған қуруқ ”пилан“лар билән әмәс, пидакарлиқ билән азад болиду. мән түркийидә вә башқа әлләрдә бәзи яш балиларға учришип, уларниң параңлириға диққәт қилип қалдим. гәрчә уларниң зор көпчилики сиясийға мунасивәтсиз сәвәпләр билән чәтәлгә чиққан, чәтәлгә чиққандин кейин андин миллий туйғуларниң немиликини билгән болишиға қаримай, вәтәнни азад қилиш тоғрисида ”бир йүрүш пиланларға игә“ икәнлики мени қизиқтурди. демәк, һәр бир авари уйғурму өзигә хас ”пилан“, ”програм“ларға игә болғачқа һечким бирсигә бойсунған һалда әгишип меңишни хаһлимайдиған характер шәкилләнгәнмикин? яки шундақ характер болғачқила шундақ ”пикир хаслиқи“ пәйда болғанмикин, биләлмидим. һәр һалда шу яш балилар ― оқуғучилар, һәтта савади йетәрлик болмиған елип - сатарлар, ишсиз балиҗанларму пикирдә ”хаслиқ“қа игә икән. һәр бирси: ундақ қилса болиду, бундақ қилса болиду,... дәп қақшап өз сәпсәтисини йорғулутуп туридикән. мән ким? қанчилик адәммән? қолумдин немә ишлар келиду? немиләр қилалаймән?... дегәнләрни һеч ойлап көрмәйдикән. һәрким өзигә шундақ соал қойса вә қолидин немә кәлсә шунила қилса, ошуқиға өзини уруп арини мурәккәпләштүрмисә, бәлким ишлар бир аз рәтлик болармидикин! һәркимниң ”өз қариши“ болиши мунапиқларниң аримизда бәхүдүк қелиши үчүн йочуқ

Page 121: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

ечип бериду. мәсилән: ”гүзәллик қариши хаслиққа игә“ дегәндәк шәхсләргә беқишта һәммимиз өзимизниң шәхсий һисиятимиз, мунасивитимизниң қандақлиқи бойичә баһа беримиз. бәзиләргә яхши билингән адәм йәнә бәзиләргә яқмайду. бир җамаә мунапиқ дәп тонуватқан бири йәнә биримизгә мәлум йери йеқип қалғанлиқи, юртдишимиз болғанлиқи яки көз қаришимизға қошулидиған мәйдан тутқини үчүн обдан адәм болуп көрүниду. бу җәһәттә бизниң баһалаш мизанимиз бәк тутамсиз болуп, шу кишиниң биз билән болған шәхсий мунасивити униң мунапиқ, җасуслиқи яки инқилапчилиқини бәлгилишимизгә өлчәм болуп қалиду. (әслидә бесим ишлитип яки ашкарә тәшвиқат арқилиқ рәсва қилип, аридин йоқ қилиш имкани бар болған) чәтәлләрдиму мунапиқлар, гуманлиқ адәмләр хатириҗәм яшавериду. һәммә адәм гуманлинидиған бу адәм, униң юртдашлириға обдан көрүнгәчкә улар тәрипидин қоғдулуду. чүнки тәкитләп өткинимиздәк, юртвазлиқ туйғулиримиз миллий һисиятни бесип чүшкән. бир мисал: дипломат паспортлуқ бирси алмутида қаңқип, андин венгирийәгә берип, андин түркийә әнқәрәдә туруп, кейн истанбулға кәлгән. униң барлиқ иш - һәркити шу қәдәр гуманлиқ болсиму, бу йәрдики каттиларниң ғулҗидики җәмәтидин салам елип кәлгәчкә бу йәрдики бу нопузлуқ ”чоң“лар уни ”шәрқий түркистан вәқфи“ ичидики оқуғучилар ятақлириға җайлаштуруп қойған.

америка мәркизий ахбарат идариси(CIA) тәрипидин түзүп чиқилған к г б ниң ички әһваллири паш қилинған ”шәһваний җасуслуқ“ дегән китапта мәлум қилинишичә америкида америка қошма шитатлири үчүн алтун медал қазинип бәргән мәшһур спортчилар, йәнә шуниңдәк моһим төһпиләрни қошқан җәмийәтниң чолпанлири ичидиму к г б җасуслири

Page 122: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

байқалған. бир дөләткә милйонлап пул, шан - шәрәп, һөрмәт, нопуз қазинип берип, йәнә бир дөләтниң тапшуриқини орундап, униң үчүн ахбарат беридиған ишларниң барлиқини бизниң хәлқ һеч тәсәввур қилмайду. бизниңкиләр он тийинлиқ нәптин тәсирлинип кетип, ”яқ, у ундақ адәм әмәс, у дегән ни - ни ишларни қилған... “ дәп чапан япиду. җасусларни қарши тәрәпкә ишәнчлик қилиш үчүн немиләр қилинғанлиқи тоғрисида ”әйнәк“ тә азрақ тохталған, бирақ, китап оқумай қулақ моллиси болуп кәткән хәлққә буниң һеч пайдиси болмиди!

он бәшинчи мисал. қизғинлиқимиз мәзгил характерлиқ вә риякаранә.

бир мунапиққа, хаинға, җасусқа, омумән бир дүшмәнгә бир топ колликтип мәлум алаһидә шараит астида ортақ қарши туриши, нәпрәт билдүриши, попуза қилип күч көрситиши, һәтта өлтүриветидиғандәк әлпазда болиши мүмкин. мушу қизғинлиқ апиридә болған заман өтүп кәтсә, байиқи қизғинлиқ тамамән совуған, һәтта пүтүнләй өчкән болиду. бу чағда һелиқи ”дүшмән“ ашкарә һалда йүрсиму, бир яки бирнәччәйләнгә халида учрап қалсиму униңға һуҗум қилишқа истәклик болмақ түгүл бирнәччә еғиз тиллап қоюшқиму яримайду. гоя бу ишлар алликимләрниңла вәзиписидәк, йәни, инқилапқа тәшвиқ - нәрғип қилип йүргән бирнәччәйләнниң шәхсий ишидәк муамилә қилишиду. буниңда икки нуқта бар: бири, бизниң ғәзәп - нәпритимиз мәзгил характеригә икәнлики; иккинчиси, колликтип һалда җари болған ғәзәпниң шәхсийләр һалитидә мәвҗутлуқтин қелиши. алдинқиси һәммә милләткә ортақ болса керәк. әмма кейинкиси бизгила хас болиши мүмкин. колликтип һалда җари болған қизғинлиқ вә ғәзәпниң сәвәплири һәргизму қан - қенимиздин орун алған нәпрәт түпәйли әмәс, бәлки

Page 123: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бир -биримизниң ”сүри“ түпәйли, ”риякаранә“ шәкилдә (йәни, вәтән сөймәйдикән, дүшмәнгә нәприти йоқкән, дәп қалмисун үчүнла) намаян болишидур. демәк, алдинқи язмишлиримизда оттуриға қойғинимиздәк, биздики вәтән, милләт сөйгүси, дүшмәнгә болған нәпрәт аң қатлимимиздикила инкас болуп, ”аңсизлиқ“имизға сиңгән әмәстур. бу хил тез совуш мәҗәзимизни һәмишә көрүлүп туридиған мәғлубийәтлик нәтиҗә техиму совутуп ташлайду. мәғлубийәттин кейин наһайити көп адәмләр дәсләпки чағларда өзлири қизғинлиқ көрсәткән инқилапчиларни тонимаслиққа селиш, нәпрәтлик көз билән қараш, арқисидин яман гепини қилиш қатарлиқ сәлбий инкасларда болиду. гоя мәғлубийәткә шуларла сәвәпчидәк. хәлқ бу ишниң бир бүйүк инқилап икәнликини, униң узаққа созулидиғанлиқини, қийинлиқини, сансиз қетим мәғлуп болидиғанлиқимизни чүшәнмигәчкә, ”қамлаштуралмиған немисигә...“ дегән һисиятта болиду. әмма уларму нәзәрийә җәһәттә дүшмәнниң күчлүкликини, бизниң һечнемимиз йоқлиқини, ғәлибиниң асан қолға кәлмәйдиғанлиқини етирап қилиду ـ ю, йәнә шундақ туруп, ”гач ـ гучла ишни пүттүрәлмиди...“ дегән мәнидә ағриниш кәйпиятидин халий болалмайду. буму милләтниң хамлиқи, сәврсизлики, узун мәзгиллик, һәтта әвладму ـ әвлад давамлаштурилидиған инқилапларға роһий тәйярлиқниң йоқлиқини билдүриду.

қизғинлиқимиз яки ғәзәп ـ нәпритимизниң мәзгил характерлиқ болиши йәнә шуниңдин мәлумки, авам хәлқтин ағринмайла турайли, инқилапчилиримиздиму худди қарт ойниған балилар қарт ахирлашқанда яки зериккәндә тописини қеқипла қопуп кәткәндәк, нә хуласә, нә тәҗрибә ـ савақ, нә һесап ـ китап хиялиға кәлмәстин тарқап кетидиған қилиқ барикән. худди

Page 124: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бундин кейин иккинчиләп бундақ ишни қилмайдиғандәк, бунисини ”езип қилип салған“дәк позитсийидә болиду. тарихитики инқилаплиримиздиму қатнашқучилар худди балилар оюндин тарқиғандәк тарқап кетип, мәсулийәтсизлик билән йүргәчкә, тарихтин хатирә, әслимә йезилмайду. кейинкиләргә ибрәт дәрслики қалдурулмайду: қәһриманларни әстә тутуш, хиянәткарларни, мунапиқларни ― уларниң кейики заманлардики әвладиғичә ләнәтләш ― удуми мирас қилип қалдурулмиғачқа һәр қетимқи инқилапта хиянәткарлар бималал һалда инқилапни сетип йәйду, хиҗиллиқ чәкмәйду. чүнки биз нәпрәтни билмәйдиған, дүшмән қаришимиз мүҗимәл хәлқ болғинимиз үчүн уларни хиҗил қилип олтурмаймиз.

тәҗрибә ـ савақ һәққидә тохталған икәнмиз, йәнә бир алаһидиликимизниму бу йәрдә қәйт қилип өтәй: омумән, ”әмәлийәтниң синиқи“, ”тәҗрибә ـ савақ“... дегәнләр топланған тәқдирдиму униңға писәнт қилип кәтмәймиз. турмуш, һаят қиянлири, даванлири, зиддийәтлири биваситә бешимизға келиши, өз бурнимизни қанитиши керәк. башқа бириниң савақлири билән чатиқимиз йоқ. бу бизниң һәр биримиз, һәр әвладимизниң һаман ишни нөлдин башлишиға сәвәп боливатқан амилдур. чүнки һечқайсимиз ”у йәрдин дадимиз меңип беқиптикән, пути тиқилип кәткән икәнмиш, биз әмди башқа бир йәрдин меңип синап көрәйли“ демәй, билимданлиқ қилип, ”уларниң епи йоқиди, биз бунчилик йәрдин өтүп кетимиз“ демәкчи болғандәк, хатани тәкрарлаш билән худди алдинқилардәкла палакәткә қалидикәнмиз. өзимизниң бурни қанап тәҗрибә ـ саваққа игә болғичә һаятниң мәнзили завалға йеқинлап қалғачқа өзимиз йәнә бир йолни синап беқишқа үлгүрәлмәй,... һәсрәт билән кетидикәнмиз.

Page 125: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бирси билән биллә яшаш, биллә ишләш җәрянида униң яхши адәм әмәсликини (яки мунапиқлиқини) һис қилған, бу һәқтә нурғун әқлий хуласиләр чиқарған болсақ, буларни башқа сәбдашларға сөзләп уларни агаһландурсақ, әң сәмимий достлиримизму (пәқәт шу ямандин яки мунапиқтин шәхсийити биваситә зиян көрмигән болсила) сөзимизгә ишәнмәйдикән. һәтта мәсхирилик позитсийә билән: ”һәммә адәмни яманға чиқиривәтмәйли, сәл кәң қорсақрақ болайли“ дәп ”кәң қорсақ, алиҗанап“лиқни ипадиләйду; ваһаләнки, униң шәхсийити һелиқи адәм тәрипидин зиян көргән һаман бу ”кәң қорсақ“ қериндишимиз дәрһал өзгүрүп: ”у пәқәтла начар адәмла әмәс, нәқ җасускән әмәсму...“ дәп бир қәдәм узаққа сәкрәп чүшиду. бу хусусийитимизгә көрә бизниң ”тәҗрибә ـ савақ йәкүнлишимиз“ниңму һечнемигә пайдиси йоқлиқи билиниду .

он алтинчи мисал. адәт бойичә бизму азадлиқимизниң үмидини йетишкән бир горуһ адәмлиримизниң болишиға, бәхтсизликлиримизни болса шундақ бир горуһ адәмлиримизниң болмаслиқиға бағлаймиз. мениңчә буниңдиму йәнә мәсилә бар:

йетишидиған адәмлиримизниң көпи хитай мәктәплиридә йетишидиған, аз бир қисми чәтәлләрдә йетишидиған, һеч бири уйғур мәктәплиридә (бундақ мәктәпләр өзимиздә йоқ) яки тәрәпсиз мәйданда туруп уйғурларни йетиштүрүш муддиаси билән йәрбийиләп беридиған дөләтниң мәктәплиридә йетишмәйдиған болғачқа, хитай мәктәплири вә чәтәлдә ”йетишкән“ләргиму үмид бағлап кетишкә болмайдикән! чүнки, бу йетишкәнләр нәдә йетишкинигә қарап шу йәрлик болуп көрүнүшкә тиришидиған, миллий кимликидин тениш койида йүридиған болғачқа уларда милләтни қутқузивелиш

Page 126: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

һәққидики һисият болмайдикән. илгири худди шу ой ـ пилан билән муһәммәд имин буғра бир түркүм яшларни чәтәлгә оқушқа чиқарған икән, шулар қени? улар немиләр қилди? ундин кейинкиләрчу? оқуш пүттүргәндин кейин әвәтилгәндики муддиаға уйғун бирәр иш қилдиму? яки пәқәт өзиниң җенини беқиш биләнла болуп, қорсақ койида йүрүп аләмдин өтүштиму? буларниң һәммиси мәйданда, артуқ изаһатқа орун йоқ! чәтәлдә ”тәрбийиләнгән“ уйғур балилири наһайити қисқа муддәттә шундақ ”катта“ һалға келидуки, уларниң ”каттилиқ“и алди билән уйғур тилини унтушта ипадилиниду. күлкилики шуки, чәтәлдә олтурақлишип қалған яки туруп қалған бәзи уйғурлар тезла уйғурчини унтуп, ”чәтәллик җанап“қа айланғини билән, хитайчини унутмайду (мәсилән: түркийидә бәзиләр йеңи чиққан уйғурларларға түрк ләһҗисидә сөзләп туривалған, иптихар билән: ”уйгурҗаи унутмишиз“ дегән. әмма учриған бир хитайға хитайчә сөзләп кәткән! нә хитай униңдин гәп сориған болса, нә униң хитайға иһтияҗи чүшкән болса)! хитайда хизмәт қилғанлар яки вәтәнниң өзидә болсиму, хитайлар көпрәк җайларда яшайдиғанлар чәтәлгә чиққан уйғурлардәк тезла уйғурчини унтуп, һәтта хитайчини қамлаштуралмай, күлкилик бир шәкилдә сөзләйдиған болушиғиму қаримастин хитайчә сөзләйдиған боливелишиду! уйғур тилини унутқан бу билимданларниң уйғурларға қандақ хизмәт қилишиға әқлим йәтмәйду. чүнки, хизмәт қилишқа үндәйдиған ички күч, отлуқ туйғуларниң йерими тилни сақлашқа риғбәт берәләйду, дәп қараймән.

бир йәһудийни он икки йешида бухараға әвәтишкән икән. у шу йәрдә ислам динида йетишип, шу йәрдә йоқури диний вәзипә өтәпту. мусулманларни ичидин набут қилиш үчүн наһайити үнүмлүк хизмәтләрни беҗирипту... әмма һәммимизниң

Page 127: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

шуниңға көзимиз йетидуки, уйғурниң 22 яшлиқ, 32 яшлиқ, һәтта 42 яшлиқ балисини бир йәргә әвәтсә шу йәрниң әһлидин болуп кетип, вәзиписини унтуйду, қәстән қилмайду вә өзидики шу вәзипидин номус қилидиған болиду. дүшмән билән арилишип, тилини үгинип, һәтта өзиниң кимликини дүшминигә унтулдуруп, ахирида дүшмәнгә чоң бир зәрәр уруш билән тамамлаш ― бизгә мувапиқ кәлмәйдиғандәк қилиду. бу йәһудийларға тоғра келидикән: өзи турушлуқ дөләтниң тилида иҗад қилған, әвладму ـ әвлад яшиған, әмма йәһудийликини йоқатмиған... (бу қурларни йезиватқинимда бизниң ”алим“лиримиздин бириниң енгилизчә үгиниватқан биригә ”капир болмақчиму?...“ дәп тәнбиһ бәргини, һәтта көпчиликкә уни мунапиқлиқ аламити бар дәп тәсвирләп бәргини есимгә келип, әләм вә аччиқ юттум! бу милләтниң һали мана шунчилик!). тил үгиниш билән өз тилини сақлашниң мунасивитини тоғра бир тәрәп қилалмай, я тил үгәндуқ дәп миллий тилимиздин ваз кечимиз; я тил үгинишни һелиқидәк тәтүр чүшинип, сараңлиқ қилимиз !

гәнди әнгилийә мелиға қарши турушни чақириқ қилип, өзи башламчилиқ билән боз тоқуп кийгән икән. бизниң буниңға имканимизму йоқ һәм хитайға бизниң херидарлиқимиз чоң тәсир көрситәлмәйду. биз хитайларниң тил таҗавузиға қарши ойғақ болуп, имкан бар хитай тили ишләтмисәкму ”гәндичә қаршилиқ“қа охшап кетәтти. әмма бир ишқа һәйранмән, чәтәлләрдә өзара хитайчә сөзлишишкә зөрүрийәт немә? мәҗбурийәт немә? мән түркийидә ― шәрқий түркистан фонди җайлашқан мәдрис һойлисида бирнәччә оқуғучиниң хитайчә сөзлишиватқанлиқини аңлап қалдим, бәлким улар буниң билән өзлирини уқумушлуқ көрсәтмәкчиду!

Page 128: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

әмма бу зағра тилимизда даим дейилидиған ”мазлиқ“тур!

он йәттинчи мисал. мәхпийәт еңимиз төвән, өзимизни көрситиш һерисмәнлики җанға тақилидиған сирлиримизниму йошуралмас қилип қойған .

мениң бир достум сәпәрдин қайтип келип маңа гоя муқәддәс бир сирдин учур бериватқандәк қияпәттә шундақ шивирлиғини есимдә: ”мән кетиватқичә төрт ـ бәш талип бала билән сәпәрдаш болуп қалдим. улар бариндики ишқа четишлиқи бар балилар икән, шуңа һәр йәрдә уларни ахтуруп тутқун қиливатқачқа шималға қарап қечиветиптикән. һәр қайси шәһәрләргә тарқап кетиветипту. шуңа улар лүкчәкләрдәк кейинивапту, чачлириму һәрәң ـ сәрәң. қарисаң турқидин лүкчәклик чиқип туриду. шундақ устилиқ билән өзлирини ниқаплапту. униң үстигә талиплиқи һәққидә кишиләрни гуманға салмаслиқ үчүн ботулкиға қачиливалған суни худди һарақ яки пива ичиватқанға тәқлид қилип ичип маңди. сөз ـ һәрикәтлириниму мәстләргә охшитип, шундақ қамлаштурдики,... сөйинип кетисән. йол тосуп тәкшүриватқан сақчиларниң хиялиға кәлмиди, тайинлиқ. аптовуздикиләрниң көпчилики уйғур болғачқа һәммәйлән уларға һисидашлиқ қилишти. улар шә ـ шәдә бирдин чүшүп қалди ...“

шуниңға диққәт қилиш керәкки, улар өзини ниқаплап кетиватқанлар икәну, әмма уларниң кимликини сәпәрдашлири асасән билипту. һәтта уларниң ичиватқини һарақ әмәс, су икәнликиниму көпчилик билипту вә уларниң устилиқиға апирин ейтишипту. буниңда мундақ икки нуқта бар: бири, хамлиқимиз түпәйли инқилапчи яшлар өзлириниң устилиқи билән сәпәрдашлирини тәсирләндүрүшкә қизиқип кетип, мәхпийәт пиринсипини әслиридин чиқирип қойған, буниңда мән ـ мәнлик билинип

Page 129: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

туриду; иккинчиси, һәвәс қилғучиларму уйғур болғачқа ”һәвәс“ қилған, һечкимниң хиялиға: ”вай әхмәқләр, мана шундақ билиндүргили турушсаң, қачанғичә аман қелишисән? бу һалиңлардин қариғанда қолуңлардин чоң иш келиши натайин!“ дейиш кәлмигән.

он сәккизинчи мисал. һәрқандақ иш, һәрқандақ сөзгә ”миллий“ көз билән қараш, шундақ өлчәш, шундақ баһалаш, шундақ мәна беришни билмәймиз.

бу түпәйли нурғун пайдилинишқа тегишлик йочуқлар һис қилинмайду; дүшмәнниң җинайити һесаплинидиған нурғун қилмишлар нәзәрдин сақит болуп қалиду; азадлиқ ишлиримиз үчүн тәшвиқатта пайдилинидиған нурғун пакитлар унтулиду. биз пәқәт гәптин ـ гәп чиқип темиға тоғра келип қалғанда ”өзимизниң бош адәм әмәслики“ни испатлаш үчүнла шу мәвзуда параң етип қойғинимиз билән, немә дүшмән җинайитигә даир пакит болиду? немә милләт үчүн керәклик мәнпәәтлик нәрсә,... дегән шәкилдә һушяр, сәзгүр һаләттә әмәсмиз. мәсилән: кона инқилапчиларниң нурғунини хитайлар қаттиқ қийин ـ қистақлар билән өлтүривәткәндин кейин бала ـ чақилиридин ”дадам өз әҗили билән өлди, башқа дава .дәстуримиз йоқ...“ дегән мәзмунларда тилхәт алғанــ әпсуски, улар һөҗҗәт бәргән, әмма җәсәтни сүрәткә тартивелиш, шаһитлар гуваһлиқидин өткүзүш яки башқа усуллар арқилиқ җинайи пактни сақлап қоюш ядиға йәтмигән. боснада, косовуда өлтүрүлгәнләр сани вә ечинишлиқи җәһәттә биздикидин көп төвән болсиму, улар ойғанған, пишқан милләт болғачқа бундақ пакитларни топлашқа, дуняға аңлитишқа сәл қаримиғанлиқтин уларниң паалийитини алаһидә җанлиқ көрсәтти. бу җәһәттики әпсуслуқ кәйпиятиға йәнә бир қетим ирақ түрклириниң көргәзмисини көргәндә кәлдим. көргәзмигә нурғун фото сүрәт

Page 130: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қоюлған болуп, өлтүрлгәнләрниң қандақ вәһшиянә усулда өлтүрүлгәнликини җанлиқ ипадиләйти. биз бу ишқа у қәдәр әһмийәтсиз қариғинимиз билән, хитайлар өзи йиқилип чүшүп бешини йеривалған хитайларниму, һәтта өзлири қийнап өлтүргән уйғурларниму сүрәткә тартивелип, хәлқара җамаәт пикрини алдаш үчүн тәшвиқатта ”дәлил“ сүпитидә пайдилинип, ”уйғур терористлири мана шундақ вәһшиликни қилди“ дәп бизни сәт көрсәтмәктә. миңларчә әпсуски, бизниң чәтәлләрдики тәшкилатлиримиз бундақ төһмәт характеридики тәшвиқатларға җавап беришкиму ”чоли тәгмәй“ йүрүшмәктә! болмиса уларниң шуари ”тенчлиқ йоли билән һәл қилиш“! ундақ болғандикин тәшвиқатни болсиму түзүкрәк қилса болатти. улар пәқәт ялған хәвәрләр билән уйғурларни алдашни тәшвиқат дәп қариса керәк. уйғурниң ишини уйғурға дәп беришниң әһмийәтсизлики тоғрисида көп тохталдуқ, әгәр чәтәлләрдә иш қилиниду, дейилсә пәқәт башқа милләтләрни хитайниң ялған вә төһмәт характерлиқ тәшвиқатиға ишинип кетиштин тосуп қелиштин ибарәт қарши тәшвиқатнила қилишқа болиду. шундақла бу чәтәлләрдә қилинидиған ”инқилап“ниң әң моһим бир мәзмуни иди .

он тоққузинчи мисал. ”пада баққанда дост идуқ, яңақ чаққанда айрилдуқ“ дегәндәк, сәл ـ пәл орнимиз яхшилансила милләтниң қисмитини унтуймиз .

яхши тамақ алдиға кәлгәндә әң яхши көридиған кишилири ― ата ـ аниси, балилири ядиға йәткәндәк, шәрәп сәһнисигә чиққанда дуняниң диққәт ـ нәзиридин чәттә қеливатқан миллитини ядиға елип, милләт һәққидә икки еғиз гәп қилиш бизниң намдарларниң ядиға йәтмәйду. мәсилән: дилбәр юнус дегән бир нахшичимиз болған. финладийидә өткүзүлгән бир қетимлиқ йоқури авазлиқ,

Page 131: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

долқунсиман нахша фестивалида дунявий шөһрәт қазанған. әмма униңда һеч миллий туйғу болмиғачқа бу шан ـ шәрипигә һерис җамаәт алдида милләт, вәтән һәққидә икки еғиз гәп қилишқа яримиған! әксичә хитай билән той қилип, милләткә аһанәт кәлтүргән! кейинки чағларда шивитсийигә йәрләшкән бу хотунни шәрқий түркистанлиқлар бир йиғилишқа чақирған икән, келип бир ـ икки нахша оқуп бериптимиш, әмма бирнәччә еғиз гәп қилиш тәкливигә қарита ғәлитә бир хил чөчүш, әндикиш арилаш кәйпиятта: ”яқ! яқ! мени ундақ ишқа зорлимаңлар! ундақ йиғинлириңларғиму чақирмаңлар! сиясий билән ишим йоқ!...“ дегәндәк гәпләрни қилипп, дәрһал йиғин мәйданидин айрилипту! он миң километирлап йирақтики хитайдин қорқуватамдиғанду? устази хитай болғачқа униң йүз ـ хатирисини қиливатамдиғанду? униң йүрикидә қандақ бир туйғу һөкүмранду ? ...

йәнә бир су үзүш чимпйонимиз болғинидин сөз етишиду. у кейин түркийә пухраси болғанмиш. әмма ундақ бир инсанниң мәвҗудлиқини өзидин башқа қанчә уйғур билидикин таң!? у шу чимпйонлуқини бирнәччә заман сақлиса, әлвәттә кәсптә давам әтсә, шан ـ шәрипидин пайдилинип, шу сәһнидә бир еғиз гәп қилип қойса, даһилиримизниң йиллап ачқан қурултайлиридин тәсири күчлүкрәк болатти! әмма бу қериндишимиз барлиқ башқа қериндашлардәк тиҗарәт дәвеливатқан ”чапанчилиқ“имизға чүшивалғаникәнмиш! башқа милләтләр бирәр кәсптә унчилик йүксилип қалса пешини һәргиз қоюп бәрмәйду, әмма биз көтүрмикәшлик тиҗарити билән саяқ йүрүшкә техиму һерис болғинимиздин бирәр сепи бар, етиму бар кәспкә қизиқмаймиз! кашки қиливатқинимиз һәқиқәтәнму бүгүнки дуняда тиҗарәт дейишкә болғидәк түзүк тиҗарәт болса !

Page 132: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бәк бағлиниши болмисиму гәпкә гәп кәлгәндә қошуп қойсам зейини болмас, һәммигә охшаш имканийәт беридиған түркийидә қазақларниң ширкәтлири, фабрикилири, әң болмиғанда өзлиригә тәвә биналири барикән(һәтта қирғизлар кейинки заманда кәлгән болсиму чоң ـ чоң ширкәтләрни қуруп, пүтүн мәмликәт миқясида сетилидиған мәһсулатларни ишләпчиқириветипту). дөләт мәмурлири, билим адәмлири, мутихәсисләр барикән. йүгрәп йүрүп ”тиҗарәт“ қилидиған чапанчилар асасән йоқкән. мана буларни ойлиғанда пучулунуп түгишип кетисән! немә қилиш керәк? һәр бир уқумушлуқ уйғур, шәрқий түркистанлиқмән дәйдиған уйғур салмақ ойлимиқи лазим!

бу җәһәттә биз өзимизни башқа милләтләр билән селиштуруп көрүп беқиш үчүн бир нәччә мисал кәлтүрәйли :

русийәдин йәһудийларниң көчишигә тосалғу пәйда қилиш үчүн совет һөкүмити 10 ـــ миң доллар 13ــــтәрбийиләш һәққи тапшурушни шәрт қилип, йәһудийларниң исраилийәгә көчишигә путлашқанда демократик дөләтләрдики намдар йәһудийлар шу дөләт һөкүмәтлиригә бесим ишлитип, совет иттипақини әйиплитип, бу бәлгилимини қалдурғузған. бизниң һазир чәтәлләрдә оқуватқан, оқуп болғанлардин кәлгүсидә шундақ намдарлар болған тәқдирдә шәрқий түркистан вә хәлқи тоғрисида бирәр иш я тәләптә болишиға ишинишкә боларму?

йәнә полша алими марийә кийори ханимниң нами чиққан вақтта асарәттики вәтинини унутмай, өзи байқиған радийактиплиқ елментқа миллитиниң намини беришиниму әслитип өтүшкә болиду(бу һәқтә тәпсилирәк йәнә тохтулимиз.(

йигирминчи мисал. бизниң хәлқимиз мустәмликичи һөкүмәтниң һәқиқий дүшмән икәнликини, униң һәммә

Page 133: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

оргини биз үчүн адаләтчи әмәсликини, һәммә хадими охшашла җаллат икәнликини рәсмий тонуғини йоқ .

хели уқумушлуқ адәмлиримизму ”бешиға күн чүшсә“ һөкүмәткә дәрдини ейтиш мәйданида. һәмишә наразилиқ билән котулдап туридиғанларму йәнә һөкүмәткә һал ейтиш позитсийисидә. буниңдин улар балақазаниң мәнбәси һөкүмәт әмәс, қандақтур башқа бири, һөкүмәт болса оттурида халис, дәп тонуйдиғанлиқини, еңида бундақ тонумисиму, аңсизлиқида шундақ адәтлинип қалғанлиқини һис қилиш тәс әмәс. бу һөкүмәтниң таҗавузчиларниң һөкүмити икәнлики, таҗавузчиларниң мәнпәәтини қоғдашни асас қилидиғанлиқини чүшинишниң йетәрлик болмаслиқидин һәтта хитайлар билән болған маҗралардиму буни һөкүмәткә әрз қилидиған, гоя у адаләтлик, у халис, һәр икки тәрәпкә ян басмайдиғандәк балиларчә қарашниң барлиқини һәр доқмушта челиқтуруп туримиз! һечқандақ бир асарәттики хәлқ бизниң хәлқимиздәк дүшмән һакимийәтни давалириниң қазиси, дәрдини тиңшайдиған ”чоңи“ һесаплимиса керәк.

мениң савақдашлиримдин бири бир күни кочида учришип қелип, дәрт ейтип кәтти, хитайлардинму шикайәт қилди, һөкүмәтниң өзигә ишәнмәй гуман билән қарайдиғанлиқидин датлап, өзини ”инқилавий идийидики“ киши қилип көрситишкә тиришти, әмма шундақ бир сәтчилик арқидин заһир болдики, униң ағринишлиридики конкирет мисаллардин бири шундақ икән: ”мени миллий һисияти күчлүк дәп арқамдин гепимни қипту, шундақ қилип бәшинчи қетим партийигә кириш мәсиләм һәл болмай, рәт қилинди“! бу нәқәдәр сәтчилик ـ һә!? у шунчә узақ ағринишлиридин кейин әслидә өзиниң компартийигә әзаболуш арзуси йәрдә қеливатқанлиқиға пучулунуп кетиватқинини билдүрүш билән мениң һә ـ һу дәп

Page 134: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

һисидашлиқ қиливатқан қизғинлиқимниң белигә тәпти! бәкму һәйран қалдим. әсли униң пүтүн өмриниң әң улуғ ғайиси коммунистик партийигә шәрәп билән әза болмақ икән! бу хели уқумушлуқ бирсиниң әһвали!

әмди оқумишлирим ичидә дитимға йеқип қалған бирнәччә сөзни әһвалимизға вә биздәкләрниң әһвалиға тоғра килидиған һесаплап хуласә орнида шу йәргә тиркәш билән бу узун һәм чувалчақ мақаләмни ахирлаштурмақни истәймән:

аллаһ қурани кәримдә ениқ қилип: ”бәндиниң тиришчанлиқиға яриша нәсивә бардур“ дәп көрсәткән. бу йәрдә ”капир бәндә“ яки ”мусулман бәндә“ дәп айрилмиған. демәк, бу көрсәтмә инсанларниң һәммисигә ортақтур. ғәрпликләрниң тиришчанлиқлириниң нәтиҗиси бүгүнки параван һаят болған. мусулманларниң, хусусән бизниң узақ кәлгүси үчүн көчәт тикиш, кәлгүси әвладлар үчүн җапа чекиш роһимизниң йоқлиқиниң нәтиҗиси һәм бүгүнки қисмитимиздур.

” бир милләттә, маһийәтлик болмиған пайда ـــ зиян үстидә һесап - китап қилип йүрмәйдиған, һәрқандақ шәхсниң иҗадийитини етирап қилидиған вәзийәт, дәмаллиққа қобул қилалмайдиған ғәлитә қарашларниң кокулисиға есиливалмайдиған һәмдә мушундақ қарашлар түпәйли бәзи - бәзидә келип чиқидиған тәтүрлүкләрни алдирап җазалимайдиған, милләт рәһбәрлири талантлиқ адәмлирини көпләп йетиштүридиған вә моһим мәдәнийәт әрбаплирини чин қериндашлиқ билән қоғдайдиған роһниң болиши шу милләт яки шу милләт әзалиридики йеңилиқــــــ яритиш қудритини зор дәриҗидә җари қилдуруш, иҗадий қудрәтни техиму зор дәриҗидә урғутуп йол ечип меңиштин ибарәт чоң идийивий азадлиқниң алдинқи шәрти. бу җәһәттә ойғиниш - ойғанмаслиқ

Page 135: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

билән башқиларниң унчивала кари болмайду. ойғанмайму бир мәһәл бала - қазаға йолуқмай өткили болиду. әмма, ойғанмаслиқ милләткә болған мәсулийәтчанлиқ туйғусиниң бимарлиқи болуп, иҗадкарлиқи йоқ бундақ хәлқ мәнәвий җәһәттики гадайлиқи түпәйли өзиниң түрлүк чимәнлири вә байлиқлирини йоқутуп қоюп, өзидә дуняниң көзигә гүлчимән көрситидиған қудрәтниң йоқлиқидин башқиларниң чимәнлиригә қол узитип, һәр бир тал гүл үзгәндә абройини бир дәриҗә йоқутуп хорлиниду. һә десила өзини бундақ хорлап йүридиған мәҗруһ хәлқтин башқа милләтләрму зерикиду. шу милләт әзалириму зәрдигөш болуп, роһи чүшкүнлүккә учрайду“ мусулманларниң, хусусән уйғурларниң қурбан бериш роһи, әтә үчүн һул селиш роһи, күз үчүн екин екиш роһи болмиғанлиқи, дәрһал һозурлиниш, һелила пайда - зиянни айриш хусусийитигә көрә мана әмди һә дәп ғәрпни тиллайдиғанларму ”ғәрпниң гүлчимән“лиригә диваниларчә қол созудиған, һәтта юртлириға яки башқа шәрқ дөләтлиригә патмиғанлирида ғәрпкә кетип җан қайғусидин һәқиқий түрдә қутулиду. һәқиқий түрдә мәпкүрисини ашкарә җакалаш имканлириға еришиду вә бу түпәйли җазаланмайдиған муһитқа еришиду. буларни ойлиғанда номус қилмай туралмайсән! сансизлиған ”немә үчүн?“ләр каллаңдин кәчмәй қалмайду. әмма җавабиму аддий вә ениқ: ”чөҗиниң шумлиқидин тохуниң әмчики йоқ “ !

1998- йили дикабир, ташкәнт. 2001- йили, истанбул.

Page 136: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

Орта Асия Уйғурлириниң

Миллий Сапаси болшивик импирийисиниң йерим әсирдин көпрәк

һөкүмранлиқ қилиши нәтиҗисидә, коммунистларниң дүшмәнлики, бузғунчилиқи инсанларниң еңида өз ипадисини тапқан. бу асасән икки нуқтида гәвдилик болған: бири, миллий чеграни йоқутуп, омумий ”совет адими“ яритиш йолидики урунушлар мәлум үнүмләргә еришкән ـــ ـــ орта асиядики хәлқләрдә миллий туйғу өлгән, ғувалашқан яки мәзмуни бурмиланған; иккинчиси, атизим тәрбийиси нәтиҗисидә диний етиқад издин чиққан.

бу икки хил амил инсанларни инсанға охшитип турушта интайин моһим амиллар болуп, униңсиз, инсанлар ”үскәк уй“дәк кетиверидиған, миһри ـ шәпқәт, қериндашлиқ уқумлирини анчә тән елип кәтмәйдиған, әхлақ чегралири ечиветилгән ғәлитә һаләткә келип қалиду.

миллий чегра бузулған яки дәз кәткән һалдики аңниң нәтиҗиси шу болғанки, бу хәлқләр мустәмликә дәврини һәсрәт билән сеғинидиған, миллий хорлуқ һис қилишниң әксичә шу дәврдә истилачи һакимийәткә қилған хизмәтлиридин пәхирлинидиған, техи алдинқи бир әвладни дәһшәтлик қирғин қилип, бу земинни қанға бойиған җаллатларни шунчә чапсанла қериндаш, һәтта қутқазғучи ниҗаткар һесаплаш, шундақла шу дүшмәнләр қилған нәйрәңваз тәшвиқатлардин беши айлинип кетип, достни дүшмән,

Page 137: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

һеч болмиғандиму ”яман хәлқ“ һесаплаш әнә шу сәвәпләрдиндур.

” түрк“ сөзи тарихқа тәәллуқ асарә ـ әтиқиғә айлинип қалған, бу пәқәт тәтқиқатчилар үчүн сөз темиси һесаплинидиған, пухраға алақиси йоқ һалға кәлтүрүлгән .

импирийиниң парчилиниши билән миллий дөләтләрниң барлиққа келишидин кейин мустәқиллиқ алған хәлқләрдә миллий туйғу ойғинишқа башлиди (әмма бу тәбиий ойғиниш әмәс, соғуқ су сепип ойғитиветилгән адәмниң әндикип, оң ـ солини аңқиралмай қалғинидәк, бешиға келип қалған риаллиқниң зоридин болғачқа раваҗи нормалсиз, нишани наениқ, талланған йолму тарихий миллий әнәниләрдин көрә, мустәмликидин мирас қалған әндизә ичидә). һакимийәтниң тәшкиллиши вә йетәклиши арқилиқ елип берилидиған яки шундақ қилиш керәк болған бундақ ойғиниш долқунидин дөлити йоқ милләтләр нәсивидар болалмай, атисиз йитимдәк, йәнила қаймуққан һалда омумий ”совет адими“ туйғусидин толуқ чиқалмай йүрмәктә.

миллий һисидашлиқ риштисидин шәкиллинидиған миһриванлиқ, достанилик, ”өз“лүк туйғусиниң өчиши, ғувалиқи, диний чәклимидин ”азад болуш“ инсанларни қандақ бузиду? һәммә җинайи иш қанун алдида, шаһитлар алдида қилинмайду. җинайәт һаман хилвәттә ишлиниду; әхлақсизлиқму хилвәттә ишлиниду. у һалда бу җинайи қилмиш, әхлақий бузуқчилиқларни қанун чәклийәлмәйду. қанун пәқәт билинип қалған җинайәтләрни, паш қилинғанлирини җазаға тартиду. қанунниң җаза вәһимиси бир түркүм адәмләрниң җинайәт өткүзүш истәклиригә чәкләш роли ойниялисиму, җинайәтниң мәхпий ишлиниш алаһидиликигә көрә йәнә нурғун адәмләрдә ”көрмәй қалар, бәлким“ дегән җинайи үмид уни һәран нашаян

Page 138: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

шумлуқларни қилишқа үндәп туриду. ундақ икән (қанунниң җаза вәһимиси инсанларни җинайәттин толуқ чәклийәлмәйдикән), инсанни инсанийәтсиз қилиқлардин, җинайәттин чәкләп туридиған, һәрқачан инсандин айрилмайдиған, әң халий җайдиму һәмраһ болидиған бир хил ички чәклиминиң болишини тәқәзза қилиду. дәл шу чәклимә ― етиқадниң чәклимисидур! аллаһниң әң мәхпий сирларниму, әң йошурун шәйиләрниму көрүп туридиғанлиқи қорқунчисидур! миллий туйғу, миллий әнәнә вә миллий адәт қарашлириниң чәклимисидур! демәк, инсанда мушу ички чәклигүчи амиллар болмиса инсан немә болиду? буни тәсәввур қилиш унчә қийин болмиса керәк.

сталин ”марксизм вә тилшунаслиқ мәсилилири“ намлиқ китабида милләтни тәшкил қилғучи моһим амиллар қатарида територийә бирликиниму саниған вә буниңға мисал қилип, әнгилийидики енгилизлар билән америкидики енгилизлар гәрчә бир мәнбәдин болсиму, територийиниң айримлиқи түпәйли тәдириҗи һалда башқа ـ башқа милләт болуп шәкилләнмәктә, дегәниди. марксзимчилар мана шундақ теормилирини раст қилиш үчүн йерим әсир көрәш қилиш нәтиҗисидә икки коммунист импирийисигә тәвә болуп қалған милләтләрниң арисида әнә шундақ бир һаң шәкилләндүргәнликини сезивелиш тәс әмәс. хитайлар болса бүгүнки күндиму орта асия җумһурийәтлиридики милләтләрниң бир қисми өз мустәмликисидики шәрқий түркистанда барлиқини инкар қилиш позитсийисидә болмақта! мәсилән: улар қирғизистандики қирғизларни ”җирҗиси “ , шәрқий түркистандикиләрни ”киркизи “ дәп атайду. хитайчә хәт билән йезилишидиму пәрқлиқ хәтләр ишлитилиду; йәнә татаристан татарлирини ”дада “, шәрқий түркистандики татарларни ”татаер “ дәп атайду,

Page 139: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

буниң һәм хитайчә йезилиши пәрқлиқ. бу басқунчи тәбиәтлик хитайларниң бир шумлуқ үчүн алдин ташланған ”йип учи“ икәнликидә гәп йоқ. иҗтимаи пәнләр акадимийисидики милләтләр вә миллий мунасивәтләрни тәтқиқ қилип, хас сиясйонларни пайдилиниш матирияли билән тәминләйдиған тәтқиқатчи хитайлар орта асияда болған сиясий, җуғрапийивий өзгиришләрдин кейин, бу һаләт бизгә қандақ сәлбий тәсир бериши мүмкин? дегән тема үстидики издинишлириниң хуласиси сүпитидә сиясийонларға ”биздә қирғиз йоқ, қазақ, өзбик, татар дегәнләр йоқ! дәп кәскин тениш керәк“ дегән мәслиһәтни бәргән. улар үчүн өзлириниң әзәлдин адәт болуп келиватқан өзиниң хети (хитайчә хәт мәниси)ни пакит қилиш кипайә. йәни, ”биздә җирҗис йоқ, биздикиси киркиз,... десила болиду. чүнки улар анчә асан қизирип кетидиған милләт әмәс.

әсли гепимизгә кәлсәк, орта асияда әнә шундақ ғәрәзлик йүргүзүлгән коммунист сияситиниң ечинишлиқ мәнзирисини көрүп туруптимиз. миллий туйғу земинидила болидиған ”өзлүк“ туйғусиниң өчүши билән бир хил әхлақсизлиққа мәнсуп болған сәмимийәтсизлик, бир милләт туруп бир ـ биригә гуман, дүшмәнлик һисиятида қараш, ”бир түкини болсиму юливелиш“, ”һәр амаллар билән шуливелиш“тәк ғәлитә мунасивәтни барлиққа кәлтүргән .

қилчилик шәхсий иш, әрзимигән шәхсий мәнпәәт үчүн пүтүн милләтниң миллий мәнпәәтини сетиш үчүн қандақ роһи тәйярлиқ болиши керәк? тәбиийки, өзини бу милләт билән алақисиздәк һисиятниң түрткиси керәк! бу болса миллий туйғулар бузулған, миллий муһәббәт өчкән әһвалдила болиду.

бишкәктә вәтәндин чиққан вәтәнпәрвәрләрниң қолға елиниши бу йәрдики бәзи адәмләрниң дилида

Page 140: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

һисидашлиқ қозғимайла қалмай, әксичә, ”атамниң өлгини анамға ярашти, тәлпикини итлар талашти“ дегәндәк, бир хил тиҗарәт йоли, пул тепиш пурсити болуп қалди. улар башқа һисидашлиқ қилғучи вәтәнпәрвәрләрниң қолға елинғучиларға болған муһәббитидин пайдилинип, ”мунчә пул бәрсәңлар мән қутқузуп чиқимән“ дегәндәк рәзил усул вә башқа мунасивәт қолайлиқлиридин пайдилинип ”тиҗарәт“ қилишти.

бу хил нормалсиз мунасивәт турмушимизниң һәммә саһәлиридә учрап туриду. мәсилән: той қилиш, хизмәт, тиҗарәт шерикчилики, сатқучи ـ алғучи мунасивәтлири ,...

той қилиш мәсилиси тилға елинғанда миллий чеграниң елип ташланғанлиқини рошән көривалғили болидиған нурғун мисалларға дуч келимиз. шәрқий түркистандиму хитайлар билән яки башқа милләтләр билән той қилидиғанлар бар, лекин пәрқ шу йәрдики, у йәрдә той қилғучи әнә шу дашқайнақ муһитниң тәсиригә учрап һисияти бузулғанлиқи түпәйли барлиққа кәлгән бу той ата ـ ана болғучиларниң қаршилиқи, наразилиқи, қарғиши, қатнашмаслиқини кәлтүрүп чиқириду, уруқ ـ туққанлар, һәтта бу вәқәни уққан һәрқандақ бир киши бирәр еғиз ләнәтләйдиған гәп қилмай қалмайду. әмма орта асияда болса бу тәбии вә нормал иштәк қарши елиниду.

биз бир уйғур зиялисини мәлум кәсп бойичә ярдәмгә тәклип қилдуқ (әлвәттә иш һәққи алди билән бекитилди), у бизгә өз кәспидин дәрс берәтти. буни немә үчүн үгиниватқанлиқимиз, немигә ишлитидиғанлиқимизни у қиясән биләтти. кейин иш һәққи мәсилисидә сүркилиш чиқип, болди қилидиған, башқа адәм яллайдиған болуп қалдуқ. әсли уму уйғур, униң үстигә қара диһқан әмәс, зияли уйғур болғандикин бизни чүшинәр, өзиниңму бир кишилик

Page 141: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бурчи һесабида яхширақ ярдәм қилар дәп ойлиған икәнмиз. башқа милләттин бирни тәклип қилған болсақ әнә шу иш һәққиниң йеримиға хошаллиқ билән мақул болған болатти. әмма у рази болмайла қалмай, йәнә бир һәссә көпәйтип беришимизни тәләп қилди. шуңа болди қилишқа мәҗбур болғанидуқ. бу қәдирлик уйғур зиялиси шу инсапсизлиқи биләнла қалмай, техи бизгә попуза қилип: ”һәммимиз уйғуркәнмиз дегәнни билиңлар, силәрниң немә қиливатқиниңларни билмәйду демәңлар, һә,... һәммини билимән“ дәп тәһдит салди. у билидиған шу өйдинму кетишкә тоғра кәлди. демәк бир зиялидики миллий туйғу әнә шунчилик боливатқанлиқи кишини үмидсизләндүриду. чүнки униң үчүн иш һәққи тепиш, көпрәк пул тепип аилини қамдаш техиму әмәлийрақ туюлатти. уяқтики шәрқий түркистансизму күни өтүверәтти! мушу нуқтида шуни кәскин һөкүм қилиш мүмкинки, шәрқий түркистанда бир зияли, әң пассип, сиясиға задила қизиқмайдиған, тазиму җаһансаз, һәтта бир аз хитайлишип кәткәндәк туюлидиған болсиму ”милләт үчүн“ дегән темида ”сетип йейиш“ позитсийисидә болмайду, бәлки, күчиниң йетишичә һәссә қошуш позитсийисидә болиду, нәпсини йиғип, пәйлигә һай бериду. һәтта йошурун һалда хитайға ишләйдиғанлири болған тәқдирдиму ашкарә һалда попуза қилидиған бундақ рәзил сөзни ағзидин чиқиришқа петинмайду!

йәнә орта асия җумһурийәтлириниң биридә ”вәтәнпәрвәр“ тәшкилатларниң бир ”даһиси“ бариди. әйни вақттила шәрқий түркистанлиқ тиҗарәтчиләр бу адәмниң кишилигини өлчәп билгән вә униң һәққидә ”ашундақ адәмләрниң қолиға қалған даваниң нәтиҗиси немә болар?“ дәп үмидсизлинишкән иди. демисиму бу бичарә ”даһи“ бу орнидин ― сайлиғучиларниң сәби үмидидин шәхсийити йолида

Page 142: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

үнүмлүк пайдилинип, тиҗарәт ишлирида қалқан қилған иди. кәминә һәм бу җанабниң истанбулда ечилған аталмиш хәлқара симпозийонда сөзлигән ”мәшһур нутқи“ни аңлаш ”бәхтигә“ мушәррәп болған идим. бу җанбақар ”аптономийә“ терминини ишләткән, вәтән намини аташни рава көрмигән иди. шу чағда бу һәқтә пухралар арисида көп ғулғула болған. мениң шу қетимқи вә башқа күзитишлиримниң хуласиси сүпитидә оттуриға қойған пикрим мундақ иди: бу әслидин бир пүчәк адәм, униң хиялида қандақтур вәтән азадлиқи мәсилиси мәвҗут әмәс, у пәқәт бош орунни толдуруш үчүнла мәвҗут. шуңа униң еңида ”аптономийиси немә?“, фидратсийиси немә?... рошән бир уқумму йоқ. у худди чөгилитип қоюп бәргән адәмдәк гаңгирап, бир топ қой арисидики өчкидәк, өзи қиливатқан иш вә бу йолдики адәмләргиму һеч юқмастин колдурлап йүргән җанбақардин башқа нәрсә әмәс. униң хияли бу иштин бирәр пайда үндүрүш, товар орнида пайдилиниш яки бир заманларда тоғра келип қалса алмаштуруш васитиси қилиш үчүнла сүний һалда өзини шу җамаәтниң җүмлисидин қилип көрситип йүргәнла шәхс, дегәнидим. тәқдир униң ”тәхт“тин чүшкән күнлиридә йәнә учраштурди, тонушмайтим, нерида туруп гәп ـ сөзи вә башқа ипадилирини күзитип, униң вуҗудидин инқилапчиға, сиясий адәмгә хас елментларни тепишқа урундум. униң вуҗудидин бир заманлар бу мәмликәттики қериндашлиримизға вәкил болуп, вәтәнпәрвәрликтин гәп етип йүргән, ”башламчи“ға уйғун зәрричилик аламәт тапалмидим. худди илгири қилған һөкмимдәк у бурун пәқәт пайдилиниш ғәризи билән бу ролни артистларчә ойниған, вуҗудида бундақ роһ тәбиий мәвҗут болмиған һалда қилинған бу артистлиқ ”пәрдә йепилип, сәһнидин чүшкән“ һаманла, ролдики хулқ,

Page 143: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

характердин әсәрму, изнаму қалмиған! тәқдир гоя мени осал қилмаслиқ үчүн әтәй орунлаштурғандәк йәнә бир иш бу ”романтик күй“ниң колминатсийә нуқтиси болуп қалди:

бу ”даһи“ ”ишсиз“ қалған күнлиридә өзиниң бурунқи ”һөрмәткә лайиқ, милләтниң вәкили“ болуп, пайда елип йүргән күнлирини чүшәп, йәнә шундақ бир ”төр“ни арман қилип йүрсә керәк, өзини вәтәндин чиққан вәтәнпәрвәрләргә йеқин тутушқа тиришип, биллә хизмәт қилиш арзусини билдүрүп, һәтта өзиниң ”бош адәм әмәсликини билдүрүп қоюш“ үчүн икки йил авал истанбулда сөзлигән мәшһур нутқиниң көпәйтилгән нусқисини берип йүргәниди (у өз хиялида бу нутқини тарихий әһмийәтлик дәп тониғачқа яки уни миң бир җапада аран қураштуруп чиққачқа ташливетишкә қиймастин икки йилдин кейингичиму сақлап йүргән). рәт қилишқа учриғандин кейин бу ”вәтәнпәрвәр“ниң раса җудуни тутуп, һәқиқий дүшмәнни көргәндәк болуп кәтсә керәк (чүнки у илгири дүшмәнниң кимликиниму һәқиқий түрдә билмәйти, дәп ойлаймән). ”хәп!“ дәп йүргән күнләрдә бу вәтәнпәрвәрләр униң ямпишиға келип қалди! у дәрһал балилири инқилапқа арилишип қалған мәлум адәмләргә әрз қилиш тоғрисида йол көрсәтти. һәтта нәгә әрз қилиш, қандақ әрз қилишниң йоллириниму ”даһиянә даналиқ“ билән көрситип бәрди. шуниң билән вәтән дәп аилисидин, бала ـ чақа, ата ـ анисидин айрилип, сәрсану ـ сәргәрдан болуп йүриватқан от йүрәкләрни түрмигә қамитиветип дәрдини алди! техи түнүгүнла милләтни азад қилмақчи болуп йүргән бир даһиниң бүгүнки қилмиши бу! бәлким у әзәлдинла һелиқи орган үчүн ишләйдиған агент болишиму мүмкин!

уларниң қолға елиниши билән бу мәмликәттики нурғун адәмләр үчүн йеңи ”тиҗарәт“ йоли чиқип,

Page 144: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

һәрким буниңдин пайдилинип бай боливелишқа алдираш мәнзириси барлиққа кәлди! башқа милләтләрниңғу бизниң өлә ـ тирилишимиз билән кари йоқ, пайда алсила болғини, буниси чүшинишлик. бу йәрдә баянимизға ярайдиғанлири өз қериндашлиримиз болуш билән биргә, бу милләтниң вәкили салаһийити болмиш шәхсләр, уқумушлуқ әрбаплиримиздур!

кейинки сайламда уйғурларниң ”вәкили“ (”даһиси“) болидиғанға риқабәткә чүшкән вә аллиқандақ вәтән қутқузушқа даир бир фонд җәмийитиниң қурғучиси вә башлиқи болмиш җанаплиримиздин бирси ”мунчә пул бәрсәңлар мениң к г б да тонушлирим бар, мән қутқузуп чиқалаймән“ дәп, бу ”тиҗарәт“тин 35 миң доллар пайда үндүривалди! вәтәндин йеңи чиққанларниң бу йәрдики һимайисизлики, амалсизлиқидин пайдилинип, чевиқиғиму алмай гидийип йүрмәктә! капир болғачқа таңла мәһшәрдики сораққиғу ишәнмәйду, әмма мушу дунядиму милләтниң қенини ичкән дегән ләнәткә қелишини ойлимиған! чүнки бу йәрдә чөнтәк толса болди, вәтән бәрибир униң әмәс!

йәнә бир уйғур к г б ниң маслишиши билән, сотта қоюветиш қарари чиқирилған әһвалда бу инқилапчиларни авал к г б ға, кейин өйигә соливелип, йәнә 30миң доллар пул тәләп қилип, вәтәндин чиққан тиҗарәтчиләр билән содилашқан...

йәнә бир мисал: вәтәндин чиққан инқилапчиларниң йәрлик бир

сәбдиши болған икән, у һидайәт тапқандин кейин динниму шундақ яхши үгәнгән икән. у һәтта диний тәблиғләрниму шундақ яхши келиштүрәркән. тәқвалиқи, вәтәнсөйәрлики кишини тәсирләндүрәркән. у айәт, һәдисләрдин җай ـ җайиға кәлтүрүп сөзләйдиған болса кишиниң зоқини кәлтүрәркән. у мана шундақ ”тәқвалиқи“ билән вәтән үчүн

Page 145: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

ишлитилидиған пулдин 50 миң долларни йевалған! лекин төләш, төлитиш тоғрисида гәп болиши мүмкин әмәс, чүнки у вәтәндин чиққан бичариларниң салаһийәт һөҗҗәтлири, бу йәрдики орни, игисизлики җәһәтләрдики аҗизлиқидин пайдилинип, сүр көрситип бу иштин вақтлиқ қутулуп кәткән (әмма һаман бир күни бу һесап елиниду вә елиниши керәк!). һәтта сәптин чиқириветилгәндин кейинму йәнә ”муҗаһит“лиқ нами билән вәтәндин чиққан тиҗарәтчиләрни тутуп кетип, уруп ـ думбалап нурғун пул алған! бунисиниң қәбиһлик дәриҗиси нәччә һәссә еғирлиқини һәрбир әқли нормал адәм һис қилалайдуки, бу қилмиш инқилапчилар билән хәлқниң арисиға зиддийәт селиштәк сәлбий вәзийәт яритиш ролини ойнайду һәм бундин кейинки инқилап ишлириға нурғун ишәнчсизлик уруқи терийду!

бундин башқа орта асия җумһурийәтлиридики қериндашлиримиз билән болған тиҗарәт шерикчиликидиму вәтәндин чиққанлар ”какасалтаң“ болуп кетидиған вақәләр көп садир болиду, һәтта йәрликләр билән шерикләшкәнләрдин ”тумшуқиға йемигән“ләр йоқ десиму болиду. дәсләпки йилларда өйләргә мал чүшүриләтти. вәтәндин чиққан бирәрсиниң туққини болса шуни панаһ тартип шуниң өйигә мал чүшүришәтти. мана шундақ әһвалларда өй игиси (туққан) оғрилар билән шериклишип ― оғриға ”иқтисадий учур“ни сетип, кечиси өйгә келиңлар, дәп буливалған ишларму көп көрүлгән иди .

омумән бир милләт болуш сүпитидә улар бизниң ”вәзнимиз“ни обдан билгәчкә, аҗизлиқлиримиздинму обдан пайдиланған вә башқа милләтләргиму ”пайдилиниш усули“ни үгәткәниди. бизгә ”дөлитимиз“ сүпитидә хитайниң игә болмайдиғанлиқи, сориқи йоқ җан, ”молла бозәк“ икәнликимиз толуқ чүшинилгәндин кейин һәрқандақ

Page 146: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бир сәһра ـ қишлақлиқ, сараң яки аран йүргән авариларму бизни қорқутуп ”дакомент“ сорайдиған болушти! әгәр биздә өзара миһриванлиқ, қериндашлиқ һисияти мәвҗут болған болса бунчилик сандики қериндишимиз болған бу әлләрдә миңлап инқилапчи изсиз сиңип кәткән болатти; уларниң қанат астиға елиши вә ярдими хасийитидә нурғун ишлиримиз көңүлдикидәк йүрүшкән болатти. әмма бу қериндашлар миллий һисиятини йүттүргән, ”совет адими“гә айланған, ким болуп яшаш мәсилиси әһмийитини йоқатқан болғачқа, параван яшаш шараити яритиш үчүн милләтла әмәс, туққан, қериндиши болсиму һеч хиҗил болмастин ”товар“ға айландуруштин янмас һалға кәлгәнлики әмәлийәттур (дәл шу сәвәпләр көздә тутулған һалда бу йәрдики вәтәнпәрвәр тәшкилатларға өз ара миһриванлиқни, әнәниләрни, диний етиқадни, миллий туйғуларни әслигә кәлтүрүштин ибарәт әмәлий қәдәмдин иш башлаш, йоған гәпләргә есилмаслиқни көп қетим язмишлиримизда мәслиһәт бәргәнидуқ.(

вәтәндики хәлқниң қаршилиқ һәркәтлири һәққидә гәп кәчкәндә бу йәрдики бәзи уйғурлар(ахирқи көч болған 1962 ـ йиллири келип йәрләшкән пишқәдәмләр ичидики бир қисми) аз ـ паз һисидашлиқ кәйпиятида болса, көплири:

― қолидин кәлмигәндикин шүк турса болмамду? хитайниң әһвали яхшилиғу? қорсиқи ач қалмиғандикин болдиғу?

― саңа немә, өйүң бар, машинаң бар, у яқтики хәқ немә болса өзлири чиқишивалмамду, ― дейишип, өзлирини миллий тәқдиримизгә алақисиздәк көрситиду. уларға әгәр миллий дөлити болмиған милләт узақ мәвҗут болуп туралмайду, илгири пәрғанә вадисида бир милйондин көпрәк уйғур болған икән, әмди қени шулар? десиңиз, миллий чеграни

Page 147: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

писәнтигә елип кәтмигәчкә тәсир қилмайду. чүнки уларға пәрқи йоқ, яшисила болди, ким болуп яшаш бәрибир!

омумән, орта асиядики қериндашлиримиз бирәр сиримиздин хәвәрдар болуп қалса, бирәр аҗизлиқимизни билип қалған болса буни козер қиливелип, давамлиқ ”сеғип ичидиған енәк“кә айландуривалиду. епини тапсила ”шуливелиш“ нийитидә болиду. нәтиҗидә вәтәндин чиққанларда йәрликләрдин өзини қачуруш, ишәнмәслик, һәрқанчә йеқин туққини болған тәқдирдиму йәнила мәлум арилиқ сақлаш,... шәкилләнди. бу бир милләт үчүн йоқулушни тезлитиш амили, бирликни бузғучи һаң, һалакәтниң аламити, халас!

сабиқ импирийидә ”миллий чегра“ни йоққа чиқиришни мәхсәт қилған сиясәт һәммә саһәләрдә әксини тапқан: армийидә айрим миллий ротилар, мусулманчә тамақ,... дегәндәк чегралар болмиған. алий мәктәпләрни пүттүргәнләр һечқандақ чәклимисиз хизмәткә тәқсим қилинивәргән. йәни, уйғур ― уйғурлар райониға, қазақ ― қазақистанға,... әмәс, пүтүн иттипақниң хаһлиған йеригә тәқсимләнгән. мана бундақ әһвал миллий чеграниң йоқулишини илгири сүргән. миллий чеграни ”чоң билип кәтмәйдиған“, ассимилатсийә(еритиветиш) гә қаршилиқ туйғуси болмиған, миллий сүпәтниң өзгирип кетишигә қарита һеч йүрики ечишмайдиған, тартишмайдиған роһи һаләт яритилғачқа уйғурлар муһитидин бәкму йираққа хизмәткә тәқсим қилинған ашулардиму бир амаллар билән уйғурлар арисиға көчүп келиш хияли вә тиришчанлиқи болмиған (чүнки, маддий мәишәт һәммидин үстүн туридиған болғачқа шундақ болиду. униң у җайларда хизмити бар, өйи бар, иҗтимаий орни бар; әмма буларниң һәммисини ташлап, пәқәт миллий сүпәтни сақлаймән

Page 148: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

дәпла уйғурлар арисиға көчүп кәлсә, бу ـــــ намратлиқ, һалакәттин дерәк берәтти, әлвәттә. шу сәвәпләргә көрә у өмүрвайәт шу җайларда туруп қелишқа, йоқулуш ― ерип түгәш қисмитини көзини парқиритип қарап туруп тән елишқа, бойсунушқа мәҗбур. бу аҗайип әпчиллик билән тәйярланған иҗтимаий тәртипни тонуп йәткәндила совет дәври җинайитиниң дәриҗисини мөлчәрләш мүмкин. әмма, буни миллий вә инсаний өлчәмләр нуқтисидин баһалиғандила шундақ, ”совет дәвридә қорсиқимиз тоятти“ дегән өлчәм билән бу җинайәтни чүшәнмәк мүмкин әмәс). мана шундақ қилип ”совет адими“ барлиққа кәлтүрүлгән. топлишип яшаш шараитидин мәһрум, йирақларда, ят милләт арисида яшиғанлар мәйли қандақ бир неминиң ”намзати“ яки ”кандидати“ болишидин қәтийнәзәр, иккинчи әвладиға барғандила миллий кимлики түгәйду. ”миллийлик“ни сақлаш үчүн чоқум топлишип яшаш, әң аз бир мәктәп болушқа лайиқ санда топлишип яшаш зөрүр. униңсиз, ”миллий һисияти волқандәк партлап туридиған“ от йүрәк адәм болған биләнму ерип түгәшни тосуп қалалмайду. лекин, орта асия уйғурлириниң көпчиликидә ким болуп яшаш мәсилиси, өзини ким дейишниң зөрүрийити мәсилиси диққәттин чәттә қеливатқанлиқи ечинишлиқтур.

миллий чеграни тонимаслиқ йәнә исимлардинму билиниду. илгири биз фамилиләр ахиридики рус қошумчилирини рус импирийиси ғулиғандин кейинки йәттә йилғичиму көтүрүп йүрәмду, дәп ағринған икәнмиз. әмди билдуқки, исимлар пүтүнләй русчә қоюлған әһвалларму хели еғир икән. "уйғуршунаслар вә уйғур алимлири" дегән бир китапни көрүп қеливидим, шуниң өзидила бу уйғур ”алим“лириниң хели нурғуни русчә исимлиқ икән! (алимлар ичидила бунчилик адәм русчә исимлик болса, алим болмиған

Page 149: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

пухралар арисида қанчилики шундақкин?) бу китаптин йәнә миллий сиңдүриветиш урунушлирини көрүвелиш мүмкин. шу китапта тонуштурулған уйғур ”алим“лири орта асия, һәтта сабиқ импирийиниң һәр булиңиға чечиветилгән. тәбиийки, уларниң әнә шу һалда йоқулуп изи өчүши чоқум. чүнки ят милләтләр арисида йәккә һалда миллий сүпәтни сақлаш мүмкин әмәс!

орта асия уйғурлиридин бир достимиз бариди, у вәтән азадлиқи үчүн өзини беғишлиған бир пидаи иди. көп яхши ишларни қилған бу йигитниң қиливатқан яхши иши вә улуғ ғайисигә рәп йимәйдиған бир гепи мени бүгүнгичә азаплайду: биз униң машинисида бир гүмрүктин өтүвататтуқ, у гүмрүктә тохтап, гүмрүк хадими билән қучақлишип көрүшти, йеқинчилиқ билән әһваллашти. андин йолни давам қилдуқ. шу чағда у маңа һелиқи гүмрүк хадимини тонуштуруп :

—өзи бишкәклик, дадиси "уйғур болғанниң пайдиси шуниң пайдисини көриватиду. уйғур болған болса гүмрүктә ишлийәлмәйти, — деди.

йүриким ечишип кәтти һәм һәйран қалдим . — униң ата ـ аниси қазақ әмәсмиди? — дәп

соридим. —яқ. анисиму, дадисиму уйғур, пәқәт шу

балисинила "қазақ" дәп яздуруп қойған ـ дә, — деди у. бу достимизниң "уйғур болғанниң пайдиси йоқкән, дәп,... мана шуниң пайдисини көриватиду" дегән сөзләрни чоңқур тәсирләнгән, һәвәс қилған, әқиллиқлиқиға қайил болғандәк тәләппузда ейтиши маңа авусиниң "қазақ" боливалғинидинму бәкрәк еғир кәлди! у бу ”устилиқ“қа һәвәс қилған икән, тәбиийки, өзиму балилирини шундақ яздурушни һар алмайдиғанлиқи билинип туратти. у өзи бу милләтниң азадлиқи үчүн көрәш қилимән, дәйду ـ ю, әмма авуниң ”қазақ“ боливалғинини һеч әйп санимайду!

Page 150: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

орта асияда бу хил кәйпиятқа дуч келиш таңсуқ бир иш әмәс, путлишипла туридиған иш. әгәр орта асияда уйғурларға қарши ашкарә қирғин (2 ـ дуня уриши дәвридики йәһудий паҗиәси яки 30 ـ йиллардики сталинниң қирғини кәби) елип бериливатқан болса, қачидиған йери болмиса ”уйғур болғанниң пайдиси йоқкән“ дәп миллий кимликини йошурса яки көз бояш характеридә өзгәртивалса уни тоғра чүшинишкә болатти. әмма һазир йошурун йәкләш болсиму, ашкарә чәкләш, қирғинчилиқ йоқ. у һалда уйғурлиқини ”йүттүрүш“ ниң қосақ ғемидин башқа немә сәвәби барикин?

шунчә уйғурниң дуняниң һәрхил булуң ـ пучқақлирида изсиз йоқуливатқиниға көзүңни парқиритип қарап турушуң, қолуңдин һечнемә кәлмәслики, худди қайнамға чөкүп кетиватқан адәмгә игиз тик яр үстидә қарап турған, әмма ярдәм қилалмиғанға охшаш әләм қилиду.

мана шундақ қилип бузиветилгән миллий аң нәтиҗисидә хәлқниң сиясий еңи, тарих қариши, кәлгүсигә қаришида еғир мүҗмәлликләр мәвҗут турмақта. мәсилән: ”вәтән уриши“ аталмисиниң ишлитилиши биз үчүн қанчилик тоғра? гитлер, сталин, мавзедоңларниң фашистлиқ дәриҗиси селиштурулса инсанийәткә салған зулми вә қирғинчилиқи, нормал тәрәққиятқа қарши қилмишлири җәһәттә қайсиси бесип чүшиду? буларни чүшиниш йетәрсиз. тәбиийки, инсанларни қирғин қилиш җәһәттә коммунистлар фашистларни аллиқачан бесип чүшкән. бу нуқтида мавзедоң пәхирләнгән һалда өзини чен шихуаңға селиштуруп: ”биз аллиқачан чен шихуаңдин ешип кәттуқ“ дегәниди!

фашстлиқ һәққидә гәп боларкән, әмәлийәт шуни испатлимақтики, коммунистлар натсистлардинму бәкрақ фашстлардур! натсистларниң тәсири 1945 ـ

Page 151: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

йили йоқулуп, 3 ـ импирийиниң харабиси орнида дүнядики әң тәрәққий қилған германийә барлиққа кәлди. ”самурай“ларниң уруш тәлвилири йоқалған японийиму әң тәрәққий қилған, заманивий дөләт болуп қалди. әмма коммунистлар хәлққә немә бәрди? улар инсанларниң хаслиқини, милләтләрниң баравәрликини паймал қилди. дәл коммунистларниң техиму ғалҗир фашистлиқидин, урушта ғәлибә қилған дөләт туруқлуқму тәрәққияти арқида қалди. һәтта мәғлуп болған дөләтләрниң ярдимигә муһтаҗ һалға чүшүп қалди. буниң сәвәби, бу түзүмниң инсанларни һорунлаштуридиған, риқабәт еңини өлтүридиған, иҗадчанлиқини боғудиған мустәбитликиниң ақибитидур.

тарихий қараш, сиясий қарашларниң бузилиши түпәйли, импирийә парчиланған бүгүнки дәврни намратлиқниң, җимики бәхтсизликләрниң түп сәвәби дәп тонуш хаһиши наһайити еғир икән. гәрчә шәхс сүпитидә биваситә пайдисини көрмисиму, шәрқий түркистанлиқлар орта асиядики мустәқиллиқ мәнзирисидин шундақ сөйинишиду. буни өз мустәқиллиқиниң муқәддимиси, дәп һис қилишиду. һәтта ”он күндә бир нан йесәкму мәйлиди“ дейишип кетиду. бу гәпләрни қиливатқанларниң оқумиған бичариләр, диһқан балилири икәнликиниму нәзәргә елип, бу мәмликәтләрдики хәлқләрниң ”с с с рниң вақтида яхшиди, әрзанчилиқ иди,...“ дәп вайсашлириға селиштурсақ, миллий сапа рошән көрүнүп туриду.

уруш, мустәқиллиқ һәркәтлиридин кейин йеңидин барлиққа кәлгән һәрқандақ дөләттә ишләпчиқириш вақтлиқ тохтиған, хәлқ турмуши изидин чиққан өткүнчи қийинчилиқ дәври болиду. худди кесәлниң мәңгүлүк вә әҗәллик азаптин қутулуш үчүн опиратсийә азабиға чидишиға тоғри кәлгинидәк, бу вақтлиқ қийинчилиққа чидашқа тоғра келиду. совет

Page 152: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

һөкүмити йеңи қурулған дәврләрдә бундақ қийинчилиқ болмиғанмиди? шу чағдики қийинчилиқни сүрәтләп, шундақ қошақлар тоқулған :

николайниң вақтида ширман иди нанимиз. палшивикниң вақтида күнҗүрә болди нанимиз. бундақ вақтлиқ маддий қийинчилиқни авам хәлққу

чүшәнмәстин маддий мәишәтни өлчәм қилсун, уқумушлуқларму буниңдики мәнәвий пәрқни билмәмдиғанду? хели көп уқумушлуқлардинму охшаш зарлинишни аңлидуқ. һәтта аталмиш ”... ниң депутати“, ”... ниң кандидати“ дегәнләрдин тартип, таки ”вәтәнни азад қилидиған“ сиясийонларғичә: ”с с с р пәйтидә қорсиқимиз тоятти, горбачев дегән беләт...“ дәп ғиңшийдикән. шу йәрликләрғу мустәқиллиқ тоғрисида хиялму қилишмиған әһвалда аллаһниң мәрһимити билән өзлири интилмигән нәрсигә туюқсиз еришип қалғини үчүн униң қәдир ـ қиммитини билмисун, сән ”вәтәнниң мустәқиллиқи үчүн көрәш қилимән“ дәп сиясий билән һәпилишип йүргән туруқлуқ, бу мустәқиллиқниң (гәрчә биваситә нәсивәң болмисиму) қәдрини билмисәң, пәқәт һайвани истәк бойичә ”қорсақ тоятти“ дәпла мустәмликә дәврини сеғинсаң, әгәр вәтинимиз азад болуп қалсиму хитайларниң дәвридә түзүкрақ иди, демәй қаларсәнму? пәқәтла қосақ тоқлуқ мәхсәткә айлинип қалғанда инсанниң һайвандин пәрқи немидә қалиду? чүнки, инсанлар һайванлардин мәнәвийити билән аҗрилип туридиғу?

бүгүнки намратлиқниң парчилиништин бирдинигә пәйда болмиғанлиқини, әксичә, иқтисадий вә сиясий боһранниң парчилинишни кәлтүрүп чиқарғанлиқини уқумушлуқларму чүшәнмәмдиғанду? совет импирийисиниң афғанистанға қилған таҗавузи, бу

Page 153: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

урушта күндилик уруш чиқими үчүн 250 300ــــــ милйон америка доллири мәбләх сәрп қилиш, бу урушниң он йиллап давам қилиши дөләт малийәсини қурутуп қәрзгә боғуп қоймасмиди? бу урушни қозғиғанлар кимләр? коммунистлар әмәсму? таҗавузчилиқ урушиниң узаққа созулиши, һәрбий һазирлиқ мусабиқиси қатарлиқ сәвәпләр импирийини ичидин порлаштуруп, бүгүнки намратлиқниң ”асаси“ни яритип болған әмәсму? бу намратчилиқ үчүн кимни тиллаш керәк икән? демәк, орта асияда намратлиқ һәққидики вайсашлар миллий сапаниң төвәнликидин келип чиққандур.

коммунистларниң ”пишшиқлап ишлиши“ билән ”милләт“ қилип ясап чиқилған орта асия җумһурийәтлиридики мустәқиллиққа еришкән қериндашлиримиз коммунистлар бәлгиләп бәргән ”милләт“ сизиқида чөгүләп, беши айлинип қалғачқа, улар бизни ـــ ـــــ өзлириниң қериндишини дүшмән һесаплаватиду. әксичә, тарихий дүшминимиз болған хитайларни болса өзлиригә йеқин көриватиду (буму фашист коммунистларниң инсан еңини бузуш җинайәтлириниң җүмлисидин). хитайларниң орта асия җумһурийәтлиригә беридиған ярдими ”қизил чиққан адәмгә су бәргәндәк“ ярдәм болуп, ”қизил“ чиққан адәм наһайити қаттиқ уссайдиған болсиму су бериш һаятиға хәвп кәлтүриду. хитайларниң орта асия җумһурийәтлиригә бериватқан ярдими әнә шу суға охшайду. вақтлиқ алғанда тәләпни қандурғандәк қилғини билән, нәтиҗә етибари билән җанни алидиған әҗәл дориси ролини ойнайду! мана бу нуқтини йәрлик мәтбуатлар арқилиқ бу қериндашлиримизға чүшәндүрүш, йәрлик һөкүмәтләрни агаһландурушму ”даһи“ларниң иши иди, әлвәттә!

1998- йили, дикабир, ташкәнт

Page 154: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ
Page 155: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

Орта асия

уйғурлирида ”мәшһур шәхсләр“ илгири вәтәндики көпчиликимиз, чәтәлләрдә ―

хусусән орта асия җумһурийәтлиридә мәшһур уйғурларниң көпликини аңлайтуқ, шундақла буниң растлиқиғиму ишинәттуқ. бу йәрләр бизгә сирлиқ, алимларла йетишидиған, инқилапчиларла туғулуп өсидиған аҗайип макан болуп туюлатти. мустәқиллиқтин кейин бу йәрләргә келишкә имканийәт яритилди, кәлдуқ. һелиқи биз бармиш дәп аңлайдиған ”мәшһур уйғурлар“ колликтип йоқутулғанму қандақ? я болмиса бу йәрдә ”... ниң кандидати“, ”... ниң намзати“ дегәнләрдин болмақ асан гәпму? яки ”уйғурларға көйинип“ шәртләр төвәнлитилгнликтин шундақ һал келип чиққанму, әйтавур, бундақ ”намзад“, ”кандидат“ларниң вай дәп кәткүчилики йоқлиқи оттуриға чиқип, бизни бәкму үмидсизләндүривәтти!

бундақ ”кандидат“ вә ”намзад“ларниң һә десила учрап туриши, йәнә келип бу ”мәшһур“ларниң гәп дәп қилип йүргән сөзлирини аңлиған шәрқий түркистанлиқларниң инкасида билинип турған пассип тәсир йоқарқидәк соалларни туғдуриду.

техиму моһим бир тәрипи шуки, улар ”миллийлик“ хусусида қанчилик чүшәнчигә игиду? мана буниси техиму шүбһилик. шундақ болсиму уларниң ичидики бизгә зөрүр иһтияҗлиқ кәспләрниң билгинлирини издәш, сөһбәтлишиш, уларниң миллий тәқдиримиз һәққидики қарашлирини билип беқиш керәк. азрақла ”илишидиған йери“ болсила униң қәлбигә миллий

Page 156: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

муһәббәт уруқини терип, уни өз кәспи бойичә миллий мәнпәәтимиз үчүн қанчилик хизмәт қилалиса шунчилик төһпә қошушқа чақириш, үндәш, риғбәтләндүрүш керәк. мана бу орта асияда даһилар қилишқа тегишлик әң моһим ишларниң бири .

әгәр бизниң ”даһи“ларниң ”қурултай“дин ешинип чолиси тәгмәй кетивәрсә, моһим қуруқ гәпләрдин ешиналмай чолиси тәгмисә, бу мәшһур уйғурларни издәшни башқилар бурунрақ есигә елиши, улардин тамамән тәскири мәхсәтләр йолида пайдилинип кетиши мүмкин. чүнки, уларниң адәмлик сүпәтлирини бәлгиләйдиған икки моһим амил ― диний етиқад вә миллий туйғу ― бузиветилгәчкә уларда ким үчүн ишләш, немә үчүн ишләш моһим әмәс, бәлки ”маашни ким бериватиду“си моһим!

йүзә игиләнгән әһваллардин қариғанда бәзи ”мәшһур уйғурлар“ шу дөләтләрдә миллий мәнпәәтләргә қарши вәзипиләрдә (мәсилән: ”шәрқий түркистан мәсилиси яки уйғурлар мәсилиси“ бойичә) ”мәслиһәтчи“, ”мутихәсис“ сүпитидә пайдилиниливатқанлиқи мәлум. болшивикларниң миллий чеграни йоқутуп, омумий ”совет адими“ яритиш урунушлириниң мәһсули болған бу адәмләр һәқиқәтәнму миллий туйғулиридин мәһрум қилинғачқа мааш бәрсила кимгила болмисун ишләверидиған һалға кәлгән.

мән бу йәрдә бир пишқәдәм развидчикниң өз ағзидин ”мәнму шәрқий түркистанлиқ, мән 40 ـ 50, ـ йилларда үч хил исим билән үч қетим вәтәнгә барған“ дегәнликини аңлидим. у һәр қетимда охшимиған исим қоллинип вәтәнгә үч қетим барған болса демәк, җасуслуқ вәзиписи өтигили барған! тәбиийки, у чағда у миллий мәнпәәт үчүн әмәс, болшивик мәнпәәти үчүн ишлигили барған, миллий мәнпәәтниң зийини үчүн барған! у чағдикисигә илаҗ йоқ дәрмиз, әмма

Page 157: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

мәсилиниң маһийәтлик йери шуки, бүгүнгә кәлгәндиму униң шәрмәндә тарихидин уялмаслиқи! инсанлиқ еңи бузиветилгәчкә у хиҗил болуш орниға, бу ишни иптихарлинип тилға алған! мана бу ечинарлиқ дәриҗидики миллий сапа!

"уйғуршунас вә уйғур алимлири" дегән китаптин қариғанда 236 нәпәр ”уйғур алими“ барикән. көп қисми һелиһәм һаят икән. китапниң түзилишидин кейин йәнә қанчилик ”алим“ қатарға қошулди, техи! бунчилик алим қаримаққа оттуз милйон шәрқий түркистанлиқ ичидиму йоқ. шу қәдәр зор әқлий күч байлиқи ичилмиған боздәк, миллий мәнпәәтләр үчүн үнүмлүк пайдилинилмай турупту. бу ”боз“ни ечиш сиясийон әрбаплиримизниң вәзиписи әмәсму? улардин тоғра муддиа йолида пайдилиниш, уларни миллий ғайә йолиға йетәкләш ойлап көрүлдиму? биз бир топ, һәтта он миңлап пүчәк адәмләрни топливалғандин көрә мана шундақ билим игилиридин бирнәччини сәпкә қетивалсақ пайдиси техиму зор болмасму?

орта асиядики өзгиришләрдин кейин уйғурларниң әһвалида җиддий сәлбий тәрәққиятлар барлиққа келиветипту. ялғуз иқтисадий җәһәттила чекиниш болуп қалмай, мәдәнийәт, маарип, иҗтимаий ـ сиясий орун,... дегәндәк, һәммә саһәләр бойичә тик сизиқ бойичә төвәнләш көрүлмәктикән. буниң сәвәплири тәһлил қилинғанда мундақ һалға дуч келимиз:

уйғурларға мустәқиллиқтин һечнемә тәгмигәчкә вә йеңи ”хоҗайин“ларда импирийә дәвридикидәк ”җаһанни тәңшәп тутуш (тәң етивар бериш)“ сиясити болмиғачқа, етиварға еришәлмәсликтин төвәнләш келип чиққан. шуңа уларда мустәқиллиқтин рәнҗиш роһий һалити еғир икән. ”с с с р вақтида уйғурларға хели етивар бериләтти, моһим йәрләрдә ишләйти, йәкләнмәйти, әмди һәммә җумһурийәттә уйғурлар ташливетилди...“ дейишидикән. мана шуниңдин шуни

Page 158: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

көривелиш мүмкинки, илгирики ”мәшһур уйғурлар“ худди ток тохусидәк, әнә шу ”етивар бериш“ниң мәһсули икән ـ дә! һаят долқунлирида өз күчи вә өз иқтидариға тайинип, һәр хил тосалғуларни йеңип үзүп чиққанлар әмәскән, дегән хуласә келип чиқиду .

шундақла бүгүнки риаллиққа, тәбиий риқабәткә бәрдашлиқ берәлмәй сәптин қелиши, сотсиялизим түзиминиң әнә шундақ ”тәң етивар бериш“ атлиқ йөләп турғузушлири инсанларниң тәбиий қаршилиқ күчини, риқабәт иқтидарини паләч қилип қойидиғанлиқиниму чүшәндүриду. йәнә бир тәрәптин шуниму чүшинип қоюш керәкки, коммунистларниң мустәмликиләрни идарә қилиш усулида шундақ бир оюн бар: шу мустәмликидики асасий милләткә муқабил қоюш, дүшмәнлик териш, өчмәнликниң нишанини бураш үчүн, башқа аз санлиқ милләтләргә сәл етивар бәргәндәк қилиду. мәсилән: шәрқий түркистанда хитайлар қазақларға әнә шундақ муамилидә болғандәк қилиду (буниму пәқәт ойлап селиштурушқа әқли йетидиған шәһәрликләр көрсун үчүн, шәһәрләрдә қилиду. яйлақтики қазақлар бәттәр хорлуқ ичидә). буниң билән уйғурларниң хитайға болған өчмәнлики бөливетилиду. хели көп сандики кишиләр гоя җаниҗан мәнпәәтлирини қазақлар тартивалғандәк, диққитини қазақларға тикивалиду. хитайларниң еришмәкчи болғиниму дәл шундақ нәтиҗидур .

худди шуниңдәк, болшивикләр дәвридики ”етивар“ беришму әнә шу рәзил мәхсәт үчүн қилинған һарамзадиликтур. мана әмди ундақ ”етивар бериш сиясити“ болмиғини үчүн, әзәлдин һөкүмәт өзи тәңшәйду“ дәп көнүккән хәлққә ― риқабәт еңи пүтүнләй ухлап қалған хәлққә истиқбал тепиш йолидики иқтисадий, әқлий риқабәтләр еғир кәлгән. демократик түзүм қанундики барабәрлик бәлгилимиси

Page 159: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

мустәмликә дәвридә болмиған әвзәлликләргә игә. буниси коммунистларниңкидиму болған, әмма бу коммунистларниңкидәк қәғәз йүзидики нәрсә әмәс. шундақ болсиму, ”давагәр сус кәлсә қази мутиһәм бопту“ дегәнни әстә тутмақ лазим. йәни, милләтләр арилишип олтурақлашқан шараитта һаман миллий сүркилиш мәвҗут, һаман һакимийәт бешидики милләтниң бир аз ”алаһидә боливелиш“, ”йәкләш, чәкләш“лири мәвҗут. лекин, бу қанунда бәлгиләнгән алаһидә һоқуқ әмәс, туғма ”қол ичигә игилиш“ қануни. шуңа, һәқ ـ һоқуқни дава қилип тепип елишни билиш керәк. бу демократик түзүмниң тәлипи. сотсиялизимдикидәк ”һөкүмәт өзи тәңшәйду“ дәп олтуривәргәндә, бу һоқуқлар апирип берилмәйду.

демократик түзүмниң әвзәлликлирини авам хәлқниң, болупму мустәбит коммунист түзимидә яшап көнүп қалған хәлқниң билмәслики тәбиий әһвал. улар көнгини бойичә һөкүмәтниң бәргинигә шүкри ейтип олтуришида гәп йоқ. әмма һелиқи зикри кәчкән ”мәшһур шәхсләр“, ”алим“лар немишкә бу һәқтә хәлққә башламчи болмайду? ”йәкләшләр“ һәққидә гәп болғанда шуни селиштуруп көрмәк җаизки, тарихта йәһудийларға ким ”етивар берип, тәңшәп“ муамилә қиптикән? улар икки миң йил миллий хорлуқ ичидә яшиған, ”етивар бериш“ әмәс, нормал яшаш һоқуқлириму дәпсәндә қилинған әһвал астида өз тиришчанлиқиға тайинип дунядики орнини тиклиди, шундақла дуняниң сиясий, иқтисадий сәһнисидә алаһидә орунға игә болди. шуңа уйғур алимлири хәлққә буларни әтраплиқ чүшәндүрүш, миллий роһни ойғутуш җәһәттә тиришчанлиқ көрситишлири керәк. гезит, радиодики ашу мәвҗут имканийәттин үнүмлүк пайдилиниш асасида, йәнә қанунда бәлгиләнгән бәлгилимиләргә қариғанда кәм болуп қеливатқан тәрәпләр болса тәләп қилип қолға кәлтүрүши керәк.

Page 160: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бир милләт мәшһур шәхслириниң мәшһурлиқи мана шундақ алаһидә тарихий шараитта қаймуққан хәлқни йетәкләп, уларни тоғра йолға башлаш, уларға истиқбални, ахирқи мәнзилни көрситип бериштур!

йоқурида тилға елинған китаптики уйғур алимлири арисида нурғун қануншунасларму бар икән. улар шу җумһурийәт қанунлирида уйғурлар үчүн қанчилик һоқуқ имканийәтләр барлиқини тәтқиқ қилип, хәлққә чүшәндүриши, һазирқи әмәлий иҗраси билән болған пәрқләр, йәнә немиләрни толуқлаш керәк? йәни, қанунда бәлгиләнгәнләрдин немиләр иҗра қилинмайватиду, буларни хәлққә көрситип бериши, хәлққә йетәкчилик қилип, уларниң қанун чүшәнчисини өстүриши керәк әмәсму? әгәр бундақ йетәкчилик болмайдикән, илгири болшивик қизил терор сияситиниң дәһшитидин йүрики қалмиған бу хәлқ өзлириниң һәқ ـ һоқуқлири һәққидә, қанун арқилиқ капаләтләндүрилидиған имканлири һәққидә даваға җүрити болмай кетивериши чоқум (мана буниңдин илгирики түзүмниң дәһшити билинип туриду. қорқуп үгәнгән хәлқ һелиғичә һушиға келәлмигән.(

мән миллий туйғулар темисида бир ”вәтәнпәрвәр даһи“ билән сөзлишип қалғанидим. у: ”аста ـ аста боливатиду, болиду. бурун бу йәрдә(?!) қаттиқ бесим ичидә идуқ, ғиң қилдурмайти. вәтәнниң гепини қилишқа йол йоқти. әмди техи мустәқил болғили йәттә йил болди, буниңяғи болмамду“ дегәниди. бу гәптин бундақ бирнәччә мәна аңлишилиду: сабиқ совет иттипақиниң сиясий әһвалини вәтәндикиләр билмәйду, дегәндәк қараш вә шу түпәйли дейиливатқан чүшәндүрүш; иккинчиси, у заманда бу йәрдә қаттиқ бесим болғанлиқи, вәтән үчүн сөз ـ һәркәт қилишниң мүмкин әмәслики тоғрисидики гәп болуп, буниңда икки хил аңлам мәвҗут: бири, гоя

Page 161: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

вәтәндә бундақ имканийәт болғачқа заман ـ заман инқилап болуп туриватқандәк, бу яқта (у заманлар) бундақ имканийәтниң йоқлиқидин бу хусуста иш қилинмиғандәк балиларчә тонуш; йәнә бири, вәтән үчүн сөз ـــ һәркәт қилиш үчүн чоқум рухсәт қилинған, хәвп ـ хәтири болмиған шараит керәктәк бимәнә тонуштур! бу йәрдиғу әмди болсиму бундақ әркинлик барлиққа кәпту, вәтәндә һелиғичә давам қиливатқан зулум, басқин, қәтлиамларға қаримай, хәлқ көрәшни тохтатқини йоқ! бу сөзләрдин йәнә бир мәна аңлишилип туридуки, даһиларму вәтәнниң һәқиқий әһвалини толуқ билмәйдикән! һәтта улар вәтәнниң әһвалини өзлириниң әһвалиға қариғанда көп яхши дәп қарайдиғандәкму қилип туриду! бу қаришимизни қуввәтләйдиған йәнә бәзи гәпләрниму аңлидуқ: ”силәр бай, пулни нәгә ишлитишиңларни билмәй қалисиләр, биздә пул йоқ, гезитимиз тохтап қалғидәк һалда...“. мана булар бу сиясийонларниң өзи шуғуллиниватқан сиясиниң обектиниму түзүкрәк чүшәнмәйдиғанлиқини билдүриду! байлиқ мәсилиси ― турмуш сәвийиси, турмушқа қоюлидиған тәләпкә бағлиқ. мәсилән: бу йәрдә өзини пулсиз бичарә һесаплаватқанларниң һеч болмиса бир нимкәш машиниси болидикән, буму болмиса әттигәндә сүт, қаймақ, сериқ май, мурабба(варинә)ләр тизилған дастиханда нашта қилиду. вәтәндә өмүр бойи путиға аяқ киймәйдиғанларниң көпликидин сөз ачмайли, шу бай көриниватқан бир нәччә байму өйлиридә қайнақ суға қетип қалған нанни чилап ичиду. булар йәнә қанчә он йилда орта асиядикиләрниң турмуш сәвийиси билән тәңлишәр? буни даһилар обектв чүшәнмики лазим.

алдинқи қетимқи язмишлиримизда орта асия уйғурлири тәшкиллинип, қанунда бәлгиләнгән һәқ ـ һоқуқлирини тепишқа тиришиш вә бу қануний орнидин пайдилинип вәтәнгә даир ”чоң гәпләр“ни

Page 162: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қилиш тоғрисида язғанидуқ. әмма улар тәзини тапқичә дуня миқясида уйғурларни уҗуқтуруп, земинни мәңгү давагәрсиз қалдурмақни көзлигән хитайлар балдуррақ тәзини тепип, орта асия һөкүмәтлиригә бесим ишлитип, дөләт рәһбәрлиригә ”шәхсий ярдәм“ләр қилип сетивелип, һәр хил чарилар билән қистап, уйғурларниң һәммә немисини тартқузивәтти. әң мустәбит болған, фашист һесаплинидиған коммунистлар дәвридиму бар болған уйғурчә мәтбуат, пикир сәһнилири, тәтқиқат юртлири, мәктәпләр бир ـ бирләп тақиветилди яки минимум һалға кәлтүрүлди (мәсилән: уйғуршунаслиқ иниститути пәқәт уйғур мәдәнийәт мәркизигә айландуруп қоюлди. ваһаләнки, дуняда азсанлиқлар үчүн берилидиған ”мәдәнийәт мәркизи“ қуруш һәққи бир йәрдә 7-12 дин артуқ адими болған һәрқандақ бир милләттә болидиған әң төвән дәриҗидики муәссәсә болуп, пүтүн сүрүк бир иниститутниң бундақ бир күлкилик дәриҗигә чүшүрүлиши пәқәт уйғурларға қилиниватқан һақарәттур)! мана мушундақ әһвалда ― дөләт қануниға хилап миллий кәмситишләргә қарши намайиш, йиғилиш, мәтбуат шәкиллири арқилиқ дава қилип чиқип, бу һәқни тәләп қилип елиш һәрһалда хитайдин вәтәнни қайтуривелишқа қариғанда асан болсиму, шуниңға чамиси кәлмигәнләрниң йоған гәпләрни қилиши кимниң күлкисини кәлтүрмәйду? яки униси асанрақму? чүнки, хитай йирақта, варқирап тиллавәрсә, йиғин ечивәрсә, хитай һечнемә қилалмайду, вәтәнпәрвәр саниливериду, җан кәтмәйду, шундақ әмәсму ?

буниңлиқ биләнла қалмай, хитайларниң пиланлиши вә орта асия җумһурийәтлириниң маслишиши билән уйғурларни омумийүзлүк әдәпләш, чиңрақ нәпәсму алдурмаслиқ, башқа һәқ тәләплиридә болушқа җүритини йоқ қилип ташлаш үчүн йәнә бәзи

Page 163: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

ойдурма ”терорлуқ“ паалийәтлири оттуриға чиқирилмақта !

хитайлар уйғурларни, уйғур инқилапчилирини пүтүнләй йитим қалдуруш үчүн бир талай қанлиқ вақәләрни пәйда қилип уйғурларға артмақта. аталмиш бишкәктә хитай сақчилириниң оққа тутулуш вақәси, өзбекистанға һуҗум қилған динчи горупларда уйғурларниң болиши вә әсир чүшүши, чечәнистанда уйғурларниң руслар қолиға әсир чүшүши, қазақистанда қазақ сақчилириниң өлтүрилиши,... қатарлиқ вақәләрни хитай җасуслири пәйда қилғанлиқи, хитайларниң җасуслуқ органлири пиланлиғанлиқи, бәзилирини орта асия һөкүмәтлири билән шерик һалда ” һәқ ـ һоқуқ давасиға қарита алдини елиш характерида чәк қоюш үчүн баһанә ойдуруш“ иһтияҗи билән пәйда қилинғанлиқи ап ـ айдиң болсиму, бу җанаби мәшһур уйғурлардин шуанға қәдәр кәскин рәддийә садалири чиққини йоқ! техиму мәсхирилики, вәтәнни азад қилидиған тәшкилатлардинму инкар қилиш садалири чиқмиди! инқилаптики бирләмчи хизмәтләр вә иккиләмчи хизмәтләрни, йәни қайси ишниң интайин моһим вә пиринсипаллиқини, қайси ишниң анчә моһим әмәсликини аңқиралмай, яғунчаққа қатқан ешәктәк беши чөгиләп қалған бу сиясийонларға вай! сән қандақ инқилапчи сән? инқилап үчүн әң ـ әң зиянлиқ муһит пәйда қилидиған, хәлқарада уйғурларниң вәтән даваси үчүн интайин пассип тәсир пәйда қилидиған мушундақ зор вақәгә сүкүт қилип, қандиқисиға инқилап қилмақчидиң? сениң тәшәббусуң ”тенчлиқ усули“ әмәсмиди? бу таза сениң услубиңға уйғун иш идиғу? мана булар шуни ениқ чүшәндүридуки, бу йәрдики ”мәшһур уйғурлар“ пәқәт маашқа ишләшкила көнгән һисиятсиз машина адәмләр, тәшкилатлар болса

Page 164: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

ким үчүн ишләватқини ениқ болмиған мүҗимәл тәшкилат вә мәҗһул шәхсләрниң увисидур!

мән 1948 ـ йиллардики "шәрқ һәқиқити"ниң уйғурчә санлирини көргәнидим. бүгүнки орта асиядики тәрәққиятларниң бири шу болғанки, әмдиликтә ташкәнттә уйғурчә журнал түгүл, уйғурчә билидиған уйғурниңму тайини қалмиғили турупту! ”уйғур болғанниң пайдиси йоқкән“ дегән форма бойичә тәдириҗий ваз кечиш әвҗ еливатса керәк.

һазир һеч болмиғандиму бирнәччә җумһурийәтниң демократик ”қалпақ“и болғинидин, сөздә мәтбуат әркинликидин пайдилинип, илгири дейиш чәкләнгән сөзләрни сөзливелиш, илгирики ”чәкләнгән районлар“ға бөсүп кирип, совет сияситиниң җинайәтлирини хәлққә тонутуш пәйти кәлди. уқумушлуқларниң, ”алим“ларниң буларни хәлққә билдүрүш вәзиписи бар, әлвәттә. мәсилән: сабиқ иттипақта һәммә милләттә аздур ـ көптур мухтарият йәрлири болған, кавказ районида аз нопуслуқ милләтләрниңму миллий аптоном җумһурийәтлири болған. қазақистанда үч наһийә уйғур, қирғизистанда йүзмиңларчә уйғур, өзбекистанда (1928 ـ йиллар) бир милйондин артуқ уйғур болған туруқлуқ уйғурларға мухтарият ― иттипақдаш җумһурийәт болмиғандиму аптоном җумһурийәт ― берилмигән. буниңдики сиясий арқа көрүнүш немә? бу һәқтә издиниш, коммунистларниң қара нийити һәққидә тәтқиқат елип берип хәлққә билдүрүшниң вақти кәлди. мухтарият берилмигәндин ташқири, худди илгири ”йәһудий болғини җинайәт“ болуп, дуняниң һәммә йеридә харланғандәк, ”мән уйғур“ дегәнниң җинайәткә мәнидаш болуп қелиши, қәтлиамға учриши, уйғурлиқидин тенишқа мәҗбур болишидики ишәнчлик сәвәпләр, совет сияситидики муддиа, йәтмәкчи болған нишан үстидә тәтқиқат елип бериш,

Page 165: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бу тарихий җинайәтни ечип ташлап, ”җан һәләкчиликидә милләттин танған“ларни қайтидин миллий кимликини әслигә кәлтүрүшкә чақириш әнә шу алимларниң, милләтчиләрниң, вәтәнпәрвәрләрниң, ”даһи“ларниң иши әмәсму?

кәчмиш паҗиәлиримиз һәққидики тәтқиқат нәтиҗилири вә пакитларни дуня җамаәтчиликигә елан қилиш, бәхтсизликимизни пүтүн инсанийәткә аңлитиш һәрһалда өзимиз билән өзимиз қурултай ечип, ... вақт зая қилғандин яхши әмәсму?

бүгүбки дуня, 30 - йиллардики ситалин паҗиәси, йәһудий паҗиәси, татарларниң, чечәнләрниң себирийигә сүргүн қилиниши қатарлиқлардин сөз етишиду, әмма һечким 30 - йиллардики "уйғур қирғинчилиқи", уйғурмән дегәнниң өлүмгә йол хети болуп қалғанлиқини билмәйду. буларни дуняға билдүрүшниң замани кәлмидиму?

1998- йили, дикабир, ташкәнт.

Page 166: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

Чәтәлдики Уйғурларға

Мәслиһәт биз лап етиш, униңдин, буниңдин шәпқәт күтүш

билән вақтни зая қилип, мустәқил болуш пурсәтлирини қолдин берип қойиватимиз; дүшмәнгә тенч тәрәққий қилиш пурсити яритип берип, ишимизни күнсери қийинлаштуруп қойиватимиз! хитайниң сиясийонлири шәрқий түркистанниң шималидики нопус нисбити асасида ишәнч билән: ”шималда мәңгүлүк тенчлиқ әмәлгә ашти!“ дейишмәктә. җәнупқа пойезниң келиши әмәлгә ашқандин кейин қисқа муддәттә бу йәрдики нопус нисбити бузуп ташлиниду. буни асас қилған хитайлар ― һәтта бизниң көп адәмлиримиз, тәшкилатлиримиз үмид күтидиған америкидики демократик хитайларниң сиясәт тәтқиқатчилири ― ”җәнуптиму бөлүнүшниң ишқа ешиш иһтималлиқи күнсери йоққа чиқмақта“ дейишмәктә! һәтта бизниңкиләр хам тамада боливатқан ”мустәқиллиқни бериветиш“ әмәс, әң пассип күчләр үмид қиливатқан фидратсийә һәққидиму бу ”демократлар“ ”нопус нисбитидики кәскин пәрқ бу йәрниң миллий алаһидилик“ини көмүп ташлайдиғанлиқини, у һалда ”фидратсийә тоғрисида ойлап олтурушқиму орун қалмайду“ғанлиқини билдүрүшмәктә !

хитай демократлири һакимийәтни алса бәлким диң шиявпиңниң ”бир дөләттә икки хил түзүм“

Page 167: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

сәпсәтисини тәтүрсигә пайдилинип, вәтинимизни йәнила сотсиялистик риҗим астида ― мустәбитлик усулда башқуриши мүмкин. чүнки улар коммунистларниң бу кәң мустәмликини ечиш, пайдилиниш, башқуруш, йилтиз тартиш,... җәһәтләрдә ”қолға кәлтүргән мувәппиқийәтлири“, ”тәдбирчанлиқи“ға апирин ейтиш позитсийиси билән: ”миллий истиқбалимиз үчүн алдинқилар қилалмиған, қилишқиму җүрәт қилалмиған, һәтта тәсәввурму қилалмиған наһайити зор пайдилиқ ишларни вуҗудқа чиқарди“ дейишмәктә. уларму миллий мәнпәәт үчүн (дүшмини болған) коммунистлар билән охшаш муқам товлимақта. охшимиған сәпләрдә охшаш мәхсәт үчүн иш қилмақта: бизниң мунапиқ тәбиәтлик кишиләр тәрипидин игиләнгән тәшкилатлиримиз билән келишимләр қилип, коммунистлар үмид қиливатқан ”тенч тәрәққият пурсити“ яритиш үчүн ортақ һәссә қошмақта! биз бичарилик билән тамада боливатқан хитай демократлири бүгүн пәқәт бизниң йиға ـ заримиздин коммунистларни ләнәтләштә пайдилиниду; әмма әтә өзлириму охшашла йиғлитиду, халас!

мустәбит коммунист түзими шараитида қаршилиқ һәркәтлири һисидашлиқ қозғайду, чүнки мустәбитликкә қарши туруш нормал вә тоғра. шуңа, демократ хитайларму бизниң йиға ـ заримиздин өзлириниң сиясий ғайиси үчүн пайдилиниду. чүнки аримизда бир охшашлиқ мәвҗут: һәр иккимиз коммунист хитайға қарши! әмма бу пәқәт һазирқи өткүнчи сиясити болуп, әгәр улар тәхткә чиқип қалса охшашла бизни йиғлитиду. у һалда бүгүнки охшашлиқимиз түгәп, уларму дүшминимизгә айлиниду. әмма демократик түзүм шараитида әйни шу қаршилиқ һәркәтлиримиз һиссидашлиқ қозғимай, ”терорлуқ“ һесаплинип, нәпрәтлик қарши елиниду.

Page 168: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

чүнки, демократийә шараитида сиясий ғайиләр җисманий тоқунуш, һәрбий һәркәтләр билән әмәс, сиясий көрәш шәкли (аваз, кишиләр райи) арқилиқ әмәлгә ашқачқа, ғәйри сиясий һәркәтләр қарши елинмайду. мана шу һалда бизниң писхик хамлиқимиз йәнә бир бәхтсизликкә елип бариду. ”чөҗиниң шумлиқидин тохуниң әмчики йоқ“ дегәндәк, биздә аваз арқилиқ мустәқиллиқ елиш муһити аллиқачан йоқалди (әмма бу тоғрида кишиләрни үмидләндүрүшкә тиришип, сүрән селиватқанлар пәқәт дүшмәнниң пайдисиға ишләйдиған малайлардур)! биринчидин, өз вәтинимиздә аз санлиққа айландуқ; иккинчидин, писхика җәһәттики хамлиқимиз түпәйлидин шу аз авазимизму бирликкә келәлмәй, бирмунчилар дөтлүк билән, йәнә бәзиләр ялақчилиқ тәбити билән хитайға аваз бериштәк шәрмәндә мәнзирини яритиши мүмкин! дәл шуни чүшинип йәткән хитайлар бу ишни аваз арқилиқ қарар қилишни биздин бурунрақ тәклип беридиғанлиқи, шуниң билән һәммә үмидимизни ”авазниң нәтиҗиси“ билән көмүп ташлайдиғанлиқи сөзлиридин билинип турмақта. хитай демократик һәркити рәһбәрлиридин бири болған яң җийәнли шундақ дәйду: ”биз милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини етирап қилимиз һәм бу һоқуққа һөрмәт қилимиз, әмма бу һоқуқниң тәләпкарлири колликтип болидиғанлиқи, шәхс болмайдиғанлиқи үчүн уни(өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини) мутләқләштүриветишкә болмайду...“ . бу гәпниң орани шуни чүшәндүриватидуки, хәлқимиздики сайлам чүшәнчисиниң нөлгә йеқин болуштәк сапасизлиқидин пайдилинип, сайламни өз муддиасиға уйғун нәтиҗигә йөнләндүрүп, андин ”зор көпчиликниң райи айрилмай яшаш болди“ дәпла ишни түгитиштур.

Page 169: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

мана шундақ қисмәткә дуч кәлгәндә уйғурниң кәлгүсини қандақ тәсәввур қилиш керәк? униң кәлгүси истиқбали немә болиду? нәсли қуруп, изи өчәмду? дуня һаятлиқ сәһнисидә уйғур йоқ боламду? буларни җиддий ойлимақ лазим. һазирғичә бизниң миллий тәқдиримиздә көринәрлик вә үмид қиларлиқ сәкрәш болғини йоқ. бу һалда кетивәрсәк, тәбиийки йоқулуп кетимиз! шәрқий түркистан мәңгү хитай земини болуп кетиду, у земинда уйғурни сақлап қелиш үмиди йоққа чиқиду. чүнки, бизниң мәвҗутлиқимиз билән хитайлар өзлирини хатириҗәм һис қилалмайду, ундақ икән, бизни бу земинда пүтүнләй еритип түгитиш, өлтүрүп түгитиш нишанини ишқа ашурмай қалмайду. бу һәқтә хитай башқани җияң земин вәтинимизгә келип, ишләпчиқириш ـ қурулуш қисимлириға сөзлигән сөзидә йоқулидиғанлиқимиз вә бу йоқулушни аңлиқ қатлимимизниң ”тарихниң муқәррәр тәрәққияти“ дәп тонуп, һазирдин башлап ”көнүккәч“ туриши керәкликини бишарәт бәрди: ”һәрмилләт оқутқучи ـ оқуғучилар шундақ бир һикмәтни билишлири керәкки, дөләтләр ара алмаштуруш вә һәмкарлиқниң үзлүксиз күчийишигә әгишип, дунядики тил түрлири барғансери көпәймәйду, әксичә барғансери азийиду. бу тәрәққиятниң нәтиҗиси“ тилниң йоқулидиғанлиқини тоғра тонушқа қилиниватқан бу ”бишарәт“ ― ”миллитиң йоқулиду, буни тоғра чүшән, әҗәплинип кәткүчилики, вай дәп кәткүчилики йоқ“ дегәнгә ишаридур. уйғур тили йоқалған әһвалда уйғурни қандақ тәсәввур қилисиз ?

хитайлар демократийигә өткән тәқдирдә ”әркин шаллаш“ вуҗудқа келиду. һазирқидәк һакимийәт тәрипидин мәҗбурий чарилар билән йөләп турилидиған ”миллийлик“ ― һакимийәттики бирқанчә қорчақ вәкил, мәктәпләргә қобул қилиштики сан чәклимиси, һәтта миллий мәктәпләрниң өзиму тәбиий

Page 170: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

риқабәт иқтидариға тайинип мәвҗутлиқини сақлиши керәк болиду. миллий тил ـ йезиқниң хизмәт үстидә ишлитилмәслики пухраларниң алдиға шундақ бир таллашни қойиду: я хитайчә оқуш арқилиқ яшаш шәртлирини һазирлаш; я ”милләтчилик“ мәйданида туримән, дәп намратлиқ ичидә боғулуш(һазирниң өзидиму уйғурчә мәктәпләрниң йоқулишини тезлитидиған башқуруш чарилири йолға қоюлмақта: йеза мәктәплиридә расход, мааш қатарлиқ иқтисадий йүк мәктәп турушлуқ кәнтниң үстигә артип қоюлмақта. балилири оқуйдиған диһқанлар һәр бала бешиға мәктәп селиқи төлиши керәк! бу һалда намратлиқтин аран яшаватқан хәлқ балилирини оқутмаслиқ йолини таллашқа мәҗбур болиду. пиланлиқ туғутму бу йол билән қобул қилдурулиду)! һаят қиянлириниң ”әркин таллиши“да биз тәбиий риқабәт күчигә игә әмәс. у һалда ассимилатсийә техиму тезлишиду. һечким пиланлиқ, мәҗбурий ассимилатсийини йолға қоймайду, шундақла қануний ”етивар бериш“ләр арқилиқму ”миллийлик“ қоғдалмайду. худди тәмсилдики ”қолуңдин кәлсә яғ чайна“ дәйдиған бир хил вәзийәт барлиққа келиду. бундақ вәзийәттә иқтисадий күчи аҗиз, шундақла иқтисадий тәрәққият йошурун күчиму, җапаға чидап игилик тикләш роһи вә адитиму болмиған, пәқәт интайин тутамсиз бир хил тиҗарәт шәклини вә иптидаий ишләпчиқиришни иқтисадий мәнбә қилған, риқабәт еңи, аваз нисбити, мәдәнийәт сапаси төвән уйғурлар капиталистик җәмийәт машинисиниң рәһимсиз чишлиқ чақи арисида йәнчилип чапсанла йоқулиду.

бәзиләр буни үмидсизликни тәрғип қилиш дәп әйплимәкчи болар, үмидварлиқ қуруқ һәм романтик болмаслиқи, мәлум риал асасқа таянған болиши лазим. ”паланчикам бизни азад қилип қойиду“

Page 171: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

дегәндәк үмидләрдин, йеқимсиз аңлансиму бешимизға келиватқан риаллиқни әйнән сөзләш, хәлқни агаһландуруш, асассиз үмидләр билән өз ـ өзимизни бәзлигәндин, уйқуни ачидиған ”зарлиниш садаси“ яхширақ дәп қараймән. милйондин төвән нопуслуқ бәзи милләтләрниң мәвҗут болуп келиватқанлиқиға ноқул селиштурма қилиш билән өзимизни алдисақму бикар! чүнки, бизниң әһвалимиз һечқандақ бир милләтниң әһвалиға охшимайду, һечқандақ бир мустәмликә әлниң әһвалиға охшимайду. дүшминимизниң әһвалиму һечқандақ бир мустәмликичиниң әһвалиға охшимайду!

шәрқий түркистандики әһвал дуня тарихидиму мисли көрүлмигән алаһидә бир хил дәриҗигә йәтти. сиртқи көрүнүши бир хил, ички маһийити бир хил бундақ устилиқ билән түзүлгән иҗтимаий тәртипни әйнән тәрипләшкиму әқил аҗизлиқ қилиду. хәлқниң уһ дегүдәк мадари қалмайватиду. төрт тәңгә пул тапидиған йолиму түгәп бармақта. қаршилиқ һәркәтлирини иқтисадий асастин җиддий мәһрум қилиш үчүн аз сандики байларниң пулини соруп ташлаш пилани түзүп чиқилип иҗра қилинмақта, соруп түгитилмәктә. чәтәлгә чиқиш мәсилиси күнсери еғирлап, пәқәт сиясий сәвәпләрдин ташқири рәсмийәт беҗириш җәряни қийин болиши, иқтисадий қийинчилиқ (паспортниң қиммәткә тохтиши), техиму ечинишлиқи, дипломатийә йоли арқилиқ қошна әлләргә қилиниватқан бесим түпәйли чәтәлләрдики игисиз иттәк ечинишлиқ әһвалимиз әмди бизгә һаятлиқ йоллириниң түгәп бериватқанлиқини көрситип турупту. бу һалда шәрқий түркистанда ― вәтән туприқидики хәлқимиз ичидә нәслини сақлап қелиш йолидики җиддий тәдбирләрни йүргүзүш, бу йолдики паалийәт, һәрқандақ тиришчанлиққа имканийәтләрму түгәп бериватқан икән, чәтәлләрдә

Page 172: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

болсиму уйғурларниң дуня һаятлиқ сәһнисидин йоқулуп кетишиниң алдини елиш чарилирини җиддий әмәлийәткә айландуруш керәк. чәтәлләрдә тәхминән үч милйончә уйғур дуняниң һәрқайси җайлирида тарқақ һалда яшайду (асасий қисми орта асия җумһурийәтлиридә, болупму қазақистанда). бу йәрләрдики нисбәтән кәң имканийәтләр, демократийә түзими тәмин етидиған әркинлик, сөз, мәтбуат, йиғилиш өткүзүш әркинликидин пайдилинип, милләтни сақлап қелиш көришигә җиддий атланмақ керәк. өзимиз һорунлуқ қилмисақла чәтәлләрдә бундақ имканийәтләр мәвҗут. вәтән сиртидики ”миллий мәркәз“ пүтүн шәрқий түркистан хәлқигә вәкиллик қилалмисиму (гәрчә улар қилчә тартинмастин вәтән ичи вә сиртидикиләрниң ”бирдин ـ бир қануний вәкиллик оргини“ дәвеливатсиму, улар вәтән хәлқиниң арзуси, ғайиси, етиқади... ни өзидә әкс әттүрәлмәйду), вәтән сиртидикиләргә вәкиллик қилиш үчүнму беқиндилиқтин қутулиши шәрт .

шундиму (пүтүн инқилап һәркитигә рәһбәрлик қилалмисиму) тәшвиқат вә хтисаслиқларни тәйярлашта рол ойниса бәк чоң иш қилған болатти. чүнки чәтәлдә бәк қамлашти дегәндә тәшвиқат вә адәм тәрбийиләшнила қилғили болиду. әмма һазир диққитимиз қурултай ечишлар билән болуп кәткәчкә бу ишларға баш қатуриватқан тәшкилат йоқ. бу ишларни үнүмлүк елип бериш үчүн сиясий, иқтисадий җәһәтләрдә беқиндилиқтин толуқ қутулмақ лазим. уйғурлар яшаватқан бәзи дөләтләр сиясий җәһәттә уйғурларни қорчақ қиливалғини йәтмәй, пул ианә қилған яки пул бериду дәп үмид қилинған байларму өзиниң қарашлирини ”биллә бериш“кә уриниду. қобул көрүлмисә иқтисадий ярдәмни рәт қилиш иһтималлиқи бар. иқтисадий җәһәттә мустәқил болмай туруп һәрқандақ тәшкилат вә һәрқандақ шәхс

Page 173: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

инқилапчи болалмайдиғанлиқи, хитайларниң намратлаштуруш сияситидә көзләнгән нишандур. бәзи мунапиқ пулдарларниң ”инқилапчи“ болуп қелишиму мана шуниң йәнә бир тәрипидур. сиясий тәшкилатларниң иқтисадий җәһәттин беқинди һаләттә турувериши тасадипиймиду? яки амалсизлиқтинмиду? бундақ беқиндилиқ билән немә қилғили болар? ”бай пул бериду“ дәпла бирлирини рәһбири орунға дәвәт қилидиған тәқдирдин қутулалмиған тәшкилатларға пул арқилиқ хитайлар өз адәмлирини киргүзивәтмәсму? һәтта баш ролни қолиға еливалмасму? ”иқтисадий мустәқиллиқ болмай туруп инқилапчи болғили болмайду“ дегән бу тиормимизға бирнәччә мисал бериш артуқ болмиса керәк.

мәсилән: байлиққа болған һерисмәнлик яки муһтаҗлиқ түпәйли бирәр пели мәҗһул адәмниң сахавитигә қәрздар болуп қалсиңиз тәбиий һалда ”йигәнниң йүзи уйитар“ дегән вәзийәткә чүшүп қалисиз ― үзүл ـ кесил инқилаби мәйданда болалмайсиз! сизгә бир немиси өтүп кәткән адәмгә ихтиярсиз һалда бәзи сирлириңизни дейишиңиз мүмкин; һеч болмиса униңға нәпрәтлик қараштин ”йегиниңиз“ йүзиңизни қизартип туриду. бундақ мисаллар турмушиңизда сизгә йолуқуп туридиған аддий ишлар әлвәттә!

тәшкилатлиримиз хәлқниң қәлбини утуш, муһәббитини қазиниш үчүн хитайдин һесап елиш әмәс, чәтәлләрдә хитайға ишләп йүргәнләрдин һесап алалисиму чоң гәп иди (җисманий җәһәттин һесап елишқа йәнила имкан йоқ, пәқәт мәнәвий җәһәттин). әмма төрт тәңгә пулни дәп, сәпни мунапиқларға, билимсиз пүчәк адәмләргә толдуруш адәттики иш болуп қалди. йәнә тар мәзһәпчилик билән адәмләрниң сиясий мәйдани, пак яки напаклиқиғиму қаримай йениға тартиш билән тәшкилатлар

Page 174: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

пүчәкләштүрилидиған әһвалларму бар. бу қилмиш ― асасий мәхсәтниң вәтән үчүн иш қилиш әмәс, пул топлаш, нам қазиниш икәнликини испатлап турмақта!

төвәндә мән чарә ـ тәдбир сүпитидә ойлиғанлиримни оттуриға қойимән, буни һазирчә бир чақриқ дейишкиму болиду. әгәр зор көпчиликниң етирап қилишиға еришсә (уйғурлиқимиздин бундақ бир мәнзириниң болишини тәсәввур қилалмаймән), толуқлаш вә түзитишләр арқилиқ програм қилишқиму болар. бу ой ـ хияллиримни оттуриға қоюш алдида буниңға аваз қошуш үчүн қандақ идийивий һаләт, роһий тәйярлиқ керәк болидиғанлиқини билдүридиған бундақ шуарни оттуриға қойимән, бу шуар төвәндики чақириқ (програм)ниң мәнәвий асаси:

уйғурлуқ сүпитим йоқалған әһвалдики мәвҗудлуқумниң керики йоқ! уйғурсиз муһиттики баяшад һаятниң керики йоқ!

1 . һәр дөләттики уйғурлар бир районға топлишип яшашни ишқа ашуруш. буниң билән диний етиқадни, тилни, миллий өрф ـ адәтләрни, әнәниләрни сақлап қелишқа асас яритиш. миллий тил ـ йезиқни сақлаш үчүн миллий мәктәпләрни ечишқа земин яритиш.

2 . авазни бирликкә кәлтүрүп, шу дөләт (шу район) һакимийәт қатлимида вәкилимиз болишини қолға кәлтүрүш. кимики топлишип олтурақлишиш чақириқиға қошулмиса, уни милләт әзаси дәп тонимаслиқ (әмәлийәттиму бундақ йәккә яшаш бир әвлад давамлашса униң миллий сүпити йоқ болиду), һәтта миллий мунапиқ һесаплаш. миллий топлумдин айрилған һалда, йәккә қилинған һәрқандақ ”вәтәнпәрвәрлик“ паалийитини сахта дәп тонуш.

3 . ортақ фонд (һөррийәт фонди) қуруш. һәрким (өзини җоңгулуқ әмәс, шәрқий түркистанлиқмән дәйдиған һәр бир шәхс) киримиға мунасип айлиқ яки йиллиқ пул тапшуруш.

Page 175: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

1 ( ортақ фонд асасида омумға тәәллуқ кархана, ширкәт,... шуниңдәк иқтисадий муәссәсәләрни барлиққа кәлтүрүш.

2 ( һөррийәт фондиниң сәрплиниши. биринчи басқучта пәқәт әқлий күчкә мәбләх қилип ишлитиш. обекти: омумән тәрбийиләшкә әрзийдиған, оқушқа һерисмән яшларни алий билим юртлирида заманивий илим ـ пән билимлиридә мутихәсис қилип йетиштүрүш. конкрет усули вә шәртлири: шәрқий түркистанлиқ болиши, уйғур тилини билиши, диний етиқади болиши, вәтән, милләткә садиқ болиши, иҗтимаий келип чиқиши сап болиши керәк (миллийлик, милли сүпәтни көп тәкитлишимизниң сәвәби чәтәлдә оқуп ”йетишкән“ләрниң бәк ”мәдәний“ болуп кетип, бу ”явайи“ миллитидин узақлишип кетишини пәрәз қилғинимиз һәм бәзи өрнәкләрни көриватқинимиз үчүндур). шундақла оқуштин кейин (оқуш арқилиқ еришилгән) иҗтимаий орун вә раһәт турмуш билән мәст болуп, бәхтсиз хәлқни, мунқәрзликтики вәтәнни унтуп қелиш, үгәнгән саһәси бойичә вәтән, милләткә хизмәт қилишни хиялидин чиқириветиштәк вапасизлиқниң алдини елиш үчүн, һәр бир оқуғучи билән ”фонд“ арисида тохтам болуш, вәдә орунланмиса ишлитилгән тәрбийиләш хираҗитини үч һәссә қайтуривелиш (бу җазанә шәкиллик әмәс, бири, мәбләхниң өзи, иккинчиси, җаза, үчинчиси тәләп қилинған хизмәт һәққи) қатарлиқ үнүмлүк тәдбирләрни қоллунуш.

4 . һәрбир аилә бирдин балисини (әң болмиғанда бирдин балисини) һөррийитимиз үчүн әң иһтияҗлиқ болған кәспләрдин биридә али мәлуматлиқ қилишни өзлириниң миллий бурчи һесаплаш. әқлий мусабиқә қанатяйдуруп, миллий сапани йоқури көтүрүш.

5) . явропа, америкида) аилидә балиларниң уйғурчә сөзлишини қаттиқ тәшәббус қилиш. миллий тилниң

Page 176: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

йоқулишиниң алдини елиш. шәхсләрниң вәтәнпәрвәрлики, милләтпәрвәрликини әмәлийитигә қарап баһалаш: кимики һәқиқий милләт сөйәр болса, вәтән сөйсә униң бу һисияти аилисидики балиларни тәрбийиләштин, миллий сүпәтни сақлаш дәриҗисидин әкс етиду, дәп тонуш. шуңа мушу өлчәм бойичә әгәр балилирида ”уйғурлуқ елментлар“ өчкән болса, у кишиниң вәтәнпәрвәрлики, милләтсөйәрлики сахта болған болиду. буни шундақ һесаплаш, әксичә һалдики ”инқилапчилиқ“ини алдамчилиқ, җан беқиш васитиси қиливелиш, дәп елан қилиш !

6 . һәрҗайда ”мәдәнийәт өйи“ (күтүпхана, мәҗлисхана...) болуш. бу йәр ”ғерипсинип“ қалмаслиқи үчүнму түрлүк чарә ـ тәдбирләрни қоллунуш. бу йәрдә уйғурларға, шәрқий түркистанға аит матириялларниң һәммисини тапқили болидиған нишанға йетиш. һәптидә бир күн мәлум саәттә вәтәндашлар бу йәргә җәм болуп, өз ара ”һаллишиш“, тилни унутмаслиқ мәшқи тәриқисидә сөһбәт өткүзүп туруш. бу йәрдә һәммә адәм уйғурчә сөзләшни, һәтта шу йәрдә туғулуп өскән балиларму уйғурчә сөзләшни қанун қилиш. диний тәблиғ, сиясий ликсийиләрни сөзләш вә аңлаш қатарлиқ күнтәртипләр болуш. йетәкчиләр амминиң тәлипи, шу заман, шу вақтниң алаһидә тәлипигә көрә мәхсус темиларда нутуқ сөзләп туруш, соалларға җавап берип туруш, мәсилиләрни йешип, идийивий чегишләрни һәл қилип туруш.

7 . имкан бар һәр йәрдә бирдин қәрәллик гезит, нопуси көпрәк җайларда қәрәллик журнал чиқириш. бу арқилиқ тилниң саплиқини қоғдаш, идийини бирликкә кәлтүрүш, билидиғанлар мәхсус темилар бойичә муһакимә мақалилири елан қилип туруш. сиясий чүшәнчиләрни ортақлишиш имканлирини яритиш. нопус, земин тоғрисида һазирқидәк он адәм он хил гәп қилидиған чәләңгүш қилиқларни түгитиш.

Page 177: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

8 . пули бар, балиси йоқлар балиси бар, әмма иқтисадий қийинчилиқи бар вәтәндашларға ярдәм қилип, худди өз балиси һесаплап балиларни оқутушқа ярдәмлишиш.

9 . һәр бир чәт мәмликәттики уйғур зиялилири шу мәмликәттики әң нопузлуқ сиясий(һәрбий) истратегийә, сиясий (һәрбий) тактика, разведка, ахбарат, дипломатийигә аит әсәрләрни тәрҗимә қилиш яки шуларниң җәвһирини йиғинчақлаш асасида әмәлийитимизгә бирләштүрүп китапчә түзүп чиқип, өзликидин үгәнгүчи (чәтәл тили билмәйдиған) кәң аммиға дәрслик муһити тәйярлап бериш.

10 . һәр мәмликәттә шу йәрниң тили билән давани қанатяйдуруш. дәрт ـ әләм, зулум ـ ситәм, хорлуқ, зорлуқлар һәққидики гәпләрни уйғурчә мәтбуатта бесип, уйғурлар билидиған әһвални йәнә уйғурларға ейтип бериш үчүн пул сәрп қилишниң һеч қиммити йоқ. уйғурчә үчүн: сиясий, һәрбий, дипломатийә, қанун, ахбарат,... қатарлиқ саһәләр бойичә сават характерлиқ нәрсиләрни; хәлқара вәзийәт йүзлинишидә уйғурларға, хитайға алақидар йеңи хәвәрләр, вәзийәт һәққидә лилла мулаһизиләр (би тәрәп һалда илгири сүрүлгән, хәлқни мушу саһәләр бойичә саватқа игә қилиш көзләнгән мулаһизиләр) берилсә хәлқниң еңини йетәкләшкә мәлум үними болиду. шу мәмликәтниң тилида қилинидиған дава паалийити мәтбуат билән чәкләнмәй, нутуқ сөзләш, үналғу лентиси тарқитиш,... қатарлиқ техиму җанлиқ шәкилләрдә болиши керәк. чәтәл тилидики мәзмун чоқум чәтәлликләргә һелиғичә билинмигән тәрәплиримиз һәққидә, хитайларниң бизниң һәққимиздә чәтәлләргә қаратқан езиқтуруш характеридики тәшвиқатлириға рәддийә бериш мәзмунлирида, вәтән ичидә боливатқан қанлиқ көрәшлиримизни һәрхил натоғра тонуш вә натоғра

Page 178: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

шәрһийләшләрниң алдини елиш мәхсәт қилинған тоғра мулаһизә; шундақла хата вә ғәрәзлик бурмилап чүшәндүргүчиләргә рәддийә типидики мәзмунлар, омумән чәтәлликләргә ـــ ـــــــ дуня җамаәтчиликигә билдүрүш зөрүр болған мәзмунлар болиши керәк. нутуқ вә үналғу лентисидики тәсирләндүрүш үнимини өстүрүш үчүн бир бөлүк өсмүрләрни, әң болмиғанда яшларни шу йәрниң тилида өлчәмлик, раван, җанлиқ сөзлийәләйдиған натиқ қилип йетиштүрмәк лазим. биздин йетишкичә шу йәрликләрни тәклип қилип сөзлитиш (нутуқ текситини тәйярлап бериш асасида) керәк.

алаһидә әскәртишкә тегишлик бир әһвал шуки, ”вәтәндә болған“ қилип көрситилидиған ялған хәвәрләрниң уйғурчә мәтбуатларда елан қилиниши мәсилиси. ”ялған хәвәр тарқитиш“ илгири к г б ниң мәхсус бир бөлүминиң вәзиписи иди. омумән коммунистларда ялған хәвәрчилик адити барлиқи көпчиликкә сир әмәс. әгәр бизниң ”инқилапчилиримиз“ниң қилип йүргини коммунист ахбарат системисиниң орунлаштуриши болмисила, хәлқ, вәтән, милләткә ”көйинидиған“ бу кишиләр бундақ қилиқни тохтутиши керәк. бу инқилавимизни абройсизландуруш роли ойнайду. гәрчә бу ”ақкөңүл“ адәмләр хәлқни ”ғидиқлаш“, ”қенини урғутуш“ роли бар дәп қиливатқан яки хитайларниң давамизни туюқ йолға башлаш, абройсизландуруш үчүн тәминлигән ялған хәвәрлирини раст дәп ишинип қиливатқан болишиму мүмкин. нимила дегән билән буниң пайдисидин зийини чоң иш .

миллий роһ тәрбийисини чиң тутуп, әвладларда йоқури мәртивиләргә еришкәндә, бай болғанда, алий шан ـ шәрәп сәһнилиригә чиққанда вәтән, милләтни унутмайдиған роһни йетилдүрмәк керәк. ”уйғур болмай яшиғинимниң һеч әһмийити йоқ!“ дегән қараш

Page 179: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

шәкилләнмигичә қаршилиқ роһи туғулмайду. немә болсиму яшисила биргә һесап қилидиған адәмләр хитайға айлинип яки өзини җуһут дәп яшисиму, яхши яшисила башқисиниң пәрқи болмиғачқа, униңда миллий кимликниң йоқулишиға қарап туруп йүрики ечишип кетидиған туйғу болмайду. у һалда қаршилиқ роһидин сөз болиши мүмкинму?

шәрәп сәһнисигә чиққанда вәтән, милләтни есимиздә тутуш дегинимиздә, дунявий шөһрәткә наил болуш несип болуп қалғанлиримиз шу шөһритимиздин пайдилинип вәтән, милләт һәққидә бир еғиз сөзләп қойсақ, тәшкилатлиримизниң йилларчә қилған паалийәтлиридин күчлүкрәк тәсир қозғиши мүмкин. мәсилән: полшилиқ химийә алими марийә кюри тунҗи радийактиплиқ елиментни тапқанда (гәрчә бу чағда у фирансийидә йәрләшкән вә фирансийилик алим кюри билән той қилған болсиму) бу елиментқа миллитиниң намини қоюп, ”полоний“ (бу елиментниң химийивий бәлгиси: Po ) дәп атиған. бу арқилиқ чаррусийиниң мустәмликисидики вәтини полша (полшаниң өз тилида атилиши ”полония“) ни дуня җамаәтчиликигә мәңгү унтулдурмаслиқ, ташқа моһур басқандәк мәңгүлүк хатирә мунар тикләшни мәхсәт қилған. кейин у йәнә бир радийактиплиқ елимент (радий ــــ R)ни кәшп қилғанда алдирап кетип Po ға миллитиниң намини қойғиниға өкүнгән. сәвәби, кейин тапқан радийниң радиактиплиқ хусусийити техиму күчлүк, техиму қиммәтлик елимент болғачқа, алдирап кәтмигән болса бу елиментни ”полоний“ дәп атимақчикән. худди шуниңға охшаш, биздә шундақ роһ болиши керәкки, ”әгәр мән химийә алими болуп, радийни тапқан болсам униңға ’уйғур‘ дәп нам берәттим (у чағда униң химийилик бәлгиси U болатти)! әгәр мән пакистанлиқ физик абдисалам болуп қалған болсам, у байқиған микро зәррәтни мән

Page 180: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

байқиған болсам униңға ”шәрқий түркистан зәррити“ дәп ат қояттим!... қатарлиқлар .

бир йүрүш күчлүк тәдбир қолланмиғанда йоқулуш наһайити тез әмәлгә ашиду. бир әсир, йерим әсир адәм өмри үчүн узун мәзгил һесаплансиму, милләт өмригә нисбәтән бәк қисқа вақт. шуңа йоқулушқа көзимизни парқиритип қарап турмайли! милләтни улуғвар қуруқ гәпләр әмәс, әмәлий тәдбир қутқузуп қалалайду. һәр бир шәрқий түркистанлиқ башқиларға бәс қилип олтурмай, өзиниң қолидин немә кәлсә шуни қилиши, милләт алдики бурчини ада қилиши керәк. чүнки аллаһниң дәргаһидики һесабимизму айрим, һәрким өзи үчүн җавапкар!

1998- дикабир, ташкәнт. 2001- йили, истанбул.

Page 181: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

Хитайларниң Һөкүмранлиқ

Усули хитайларниң һөкүмранлиқ усули интайин устилиқ

билән ишләнгән, интайин сахта, асанла адәмни қаймуқтуридиған, тутсиму зәһәр, йесиму зәһәр, пурисиму зәһәр болған бир хил мәһсулатқа охшайду. буни мәлум бир дәврдики һакимийәт кәшп қилған әмәс, у қәдимдин келиватқан хәтәрлик, зәһәрхәндә, сахта, һилигәр миллий писхикиниң мәһсули болуп, һәр дәврдики һөкүмранлар варслиқ қилип давамлаштуруп кәлмәктә һәм күнсери мукәммәлләштүрмәктә. дәвримиздә бундақ һөкүмранлиқ усули, һөкүмранлиқ шәкли таза пишип вайиға йәтти. шуңа униң зәһәрликлики хели көп адәмләргә, сирттин күзәткүчиләргә шерин болуп көриниду; униң рәзиллики гүзәл болуп көриниду вә шундақ мәдһийлиниду; униң паскинилиқи қусурсиз пак көрситилиду; униң җаллатлиқ қиличи дәстә гүлләр билән йепилиду; вәһшийлики шерин ـ сухән сөзләр билән пәрдазлиниду ...

бундақ рәзиллик билән толған миллий писхикини қәдимқи түрк тарихлирида батур, қәһриман әҗдатлиримиз толуқ чүшинип йәткән һәм хуласилигән; кейинки әвладларниң ”һөл хишқа дәссәп“ салмаслиқи үчүн көктүрк қағани билгә қағанниң қериндиши колтегинниң қәврә тешиға шундақ оюп қойған:

"табғач (хитай)ниң сөзи татлиқ, йипәк рәхтлири юмшақ икән, татлиқ сөз һәм юмшақ йипәклири билән алдап, йирақ болған милләтләрни өзигә

Page 182: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

йеқинлаштуридикән. йеқинлишип орунлашқандин кейин, яман чүшәнчиләрни тарқатқили башлайдикән. яхши, алим кишиләрни вә яхши, батур кишиләрни алға бастурмайдикән. бир киши өзгириш қилса униң хәлқигә, һәтта бөшүктики уруқ ـــ ـ әвладиғичә рәһим қилмайдикән. татлиқ сөзигә, юмшақ йипәклиригә алдинип көплигән түрк хәлқи өлдуқ."

хитайларниң һөкүмранлиқ усуллиридин бири: ”уруп патқаққа киргүзиветип, арқидин тартип чиқирип һәшқаллиға еришиш“ болуп, буни диһқанчә аддий тил билән сүрәтлисәк мундақ:

авалқи заманларда бизниң һәр биримизгә 20 дин нан тоғра кәлгән болса, бир заманлар өтүп, һеч билинмәйла 10 дин нан тоғра келидиған болуп қалиду. бу һаләтни әң уқумушлуқлиримиздин бир нәччиси хели узундин кейин туюп, буниң сәвәпчиси кимдур, дәп издинип, буни хитайниң қандақ ـ қандақ усул билән шу тәқлиттә рояпқа чиқарған шумлуқ икәнликини чүшинип, техи авам хәлқ туйғучила, хитайлар бирәр ”хиянәтчи әмәлдар“ дегәндәк ”сиясий қурбанлиқ“қа һәммә җинайәтни артип, нанни 12 гә көпәйтип бериду. биз ғайәт надан болғинимиз үчүн буни түнүгүнкигила селиштуруп, ”иккиси артти, немила дегән билән хитайда иман болмисиму, инсап бар, җума, бәрмисиму немә дейәләйтуқ?“ дәймиз ـ дә, чәксиз һәшқалла ейтип, шүкри қилимиз. йәнә заманниң өтүшигә әгишип, нан тәдириҗий азийип, 6 гә чүшиду. биз буни туюп, ”бу хитайларниң хапилиқикән, әмәсма!“ дәп болғичила, хитай сиясийонлири дәрһал алдини елип, ”миһриванлиқ“ көрситип, йәнә бир ”сиясий қурбанлиқ“қа һәммә мәсулийәтни артип, нанни 8гә көтүриду ـ дә, ғиңилдашқа башлиған хәлқниң ағзини япиду. мәдһийәдин ағзимиз юмулмай қалиду, бихудлишимиз. йәнә күнләр өтүп, бир қәрнәдин кейин нанниң сани 2

Page 183: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

гә чүшиду. қосақ тоймиғансери, қосақ ғемидин ешиналмай, әқлимизму зәиплишип кәткәчкә, ачлиқтин зарлисақму, нанни ким тартивалди? дегәнгә әқлимиз йәтмәйду. буни туюп бир хуласигә кәлгичила хитай йәнә һарамзадилик қилип нанни үчкә авутуп бериду. шуниң билән һәр вақлиқимизға бирдин нан тоғра кәлтүргән бу аҗайип илтипат бизни мәст қиливетиду... йәнә заман өтүп, биркәмдә нан пүтүнләй йоққа чиқиду, ливимизни чишләп қалимиз. бу чәктин ашқан тәлвиликни әйпләшкә бизниң әқлимиз йәткичила, хитайлар охшаш усул билән бир нан илтипат қилиду. бу ”өлмәсликниң дориси“ дегәндәк, пәқәт ачлиқтин өлмәсликкила бериливатқан, һаятлиқ үчүн әң төвән чәктики тәминат болсиму, биз уни нөлгә селиштуридиған болғачқа ”өлүп қалмаслиқимизға сәвәпчи болғини үчүн“ хитайларға һәшқалла ейтиш позитсийисидә болимиз .

мана шундақ қилип һәқ ـ һоқуқлиримиз туйдурмастин бир ـ бирләп тартивелиниду; хәлқ аста ـ аста көндүрүлиду. һечким бир муддәт авалқиға селиштуруш, йирақ өтмүшкә селиштуруш хиялида болмайду. һечким ”хитайлар бәрибир хитайдин алғач кәлгинини бәрмәйдиғу? бәрди дегәндиму өзимизниң әмгәк мевисиғу?“ дегәнләрни ойлап көрмәйду. хитайдин әкәлгәнни бәрмәйду, арқимиздики запастин азғинисини алдимизға елип қоюп бәрдим дәвалиду; қошнимиз, қериндишимизниң қолидин тартивалғанни берип қоюп, бәрдим, дәвалиду. мана шундақ, ”бурнимизниң учинила көридиған“ дөтликимиз түпәйли, һәқ ـ һоқуқлиримиз, ненимиз тәдириҗий тартивелинип, төвән дәриҗилик һайван һалитигә чүшмәктимиз. кишиләр, болупму коммунист түзимидә яшиған кишиләр сахта тәшвиқатниң аздуришиға көп учриғачқа фашистлиқ дегәндә гитлерни көз алдиға кәлтүриду, әң вәһший, әң

Page 184: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

инсанийәтсиз түзүм тоғрисидиму тәсәввуриға натсистизим келиду. әмма һечким коммунист түзими (сотсиялизим) билән натситизимниң нурғун охшашлиқлири барлиқини, бәлки техи сотсиялизимниң бәзи васитилири рәзилликтә натисстларни бесип чүшидиғанлиқини ойлап көрмигән !

уруш дәвридики әнгилийә баш вәзири венистон черчил бу һәқтә шундақ дегәниди: ”натсист түзүми коммунизимға охшашла әң яман характерлиқ хусусийәткә игә ...“.

биз бу охшашлиқларни төвәндики селиштурмилардин көрүвалалаймиз: ахбарат әркинлики мәсилисидики охшашлиқ. гитлер тәхткә чиққандин кейин тәшвиқат министири гиббилисниң қоли билән пүткүл ахбарат системисини, җүмлидин пүткүл идийивий сәпни чиң тутуп, ”идийивий ятлишиш“ниң алдини елиш, германийиликләрниң меңисигә бирла хил идийә, бирла хил чүшәнчә, бирла хил пәлсәпә, бирла мәнтиқә, бирла нәзәрийәни ― натсистзимни сиңдүрүш, башқичә ой ـ пикир, охшимиған сиясий қарашларниң мәйданға келишигә йол қоймаслиқ, һәтта охшимиған қарашларниң мәйданға келишидики земинниму қалдурмаслиқ үчүн, китап, гезит ـ журнал, кино ـ тятер, дәслик матирияллири, һәтта язғучиларниң қандақ темида йезишиғичә бир хил әндизә бәлгиләп қойған. пәқәт һакимийәтниң идиалини әкс әттүрүшкила мәҗбур қилинған. бу муддиани үнүмлүк әмәлгә ашуруш үчүн һәр кәсп, һәр саһәниң һакимийәт тәрипидин сүний қораштуруп берилгән ”кәспий“, ”илмий“ тәшкилатлири болған. мана шу тәшкилатлар арқилиқ саһәләр үнүмлүк контрол қилинған.

әмди бу җәһәттики контрол қилишларни коммунистларниңки билән селиштуридиған болсақ,

Page 185: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

хил ـ хилиға, гүл ـ гүлигә җипис келиــ диғанлиқиниـкөримиз: коммунистларда ”әдәбият ـ сәнәтчиләр бирләшмиси“ дегән ”аммиви тәшкилат“ бар болуп, бу тәшкилат астида ”язғучилар җәмийити“, ”фотографлар җәмийити“, ”киночилар җәмийити“, ”усулчилар җәмийити“, ”рәссамлар җәмийити“, ”музикантлар җәмийити“,... дегәндәк бирнемиләр бар. бу гитлерниң әндизисидин әйнән көчүрүп келингәндәкла қилиду. буниң билән һәран мәтбуат, йиғин, қурултайлар арқилиқ, әдәбийәт ـ сәнәтчиләр коммунистлар бәлгилигән нишанға йетәклиниду, уларниң қандақ йөнүлүштә меңиши көрситип турилиду, ”таптин чиқип кәткән“ләрниң ”нохуниси“ елинип, тапқа чүшүрилиду. ахбаратниң қамал қилиниши, чәтәл ахбаратлириниң өз рәңгидә, әсли мәзмунида келиши вә бу йәрдики вәқәләрниң, хусусән коммунистларниң яғлимичилиқини ечип ташлаш, сахта чүмпәрдисини йиртиветиш иһтимали болған вәқә, һадисиләр һәққидики хәвәрләрниң сиртқа чиқип кетишини қаттиқ қамал қилиш җәһәтләрдиму натсистларниң әндизиси әйнән қобул қилинған. бу мәхсәт үчүн ишкни тақивелиш, ташқи дунядин алақисини үзиветиш қатарлиқ тәдбирләр һәр икки түзүмдә охшаш қоллинилған.

коммунистлар ениқ қилип, һәр заман шундақ бир шуарни тәкрар оттуриға қойиду: ”идийини, һәркәтни, қәдәмни бирликкә кәлтүрүш“. мушуниңға мәзмундаш шуарлар натсистлардиму болған. бу шуарниң нәқәдәр инсанийәтсиз, нәқәдәр йолсиз, инсанларниң барлиқ қилмишини, һәтта ой ـ хияллириниму чәкләйдиған, бир қелипқа чүшүрмәкчи болидиған мустәбитлик чиқип туриду. инсанларниң ”идийисини ـــ ــــ ой ـ хиялини“ бирликкә кәлтүрмәкчи болуштинму артуқ зорлуқ боламду ?!

Page 186: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

сиясий тәшкилатлар, мәпкүрә сиңдүрүш уюшмилири, мәктәпләрдики охшашлиқ. натсистларда ”гитлерчә яшлар иттипақи“ болған болса, коммунистларда ”ленинчә яшлар иттипақи(комсомул)“, ”коммунистик яшлар иттипақи“ қатарлиқ яшларниң меңисигә кичикидинла зәһәр қуюш көзләнгән тәшкилатлар болған. натсистларда ”адолиф гитлерчилар мәктипи“ болған болса, коммунистларда ”маркисизим ـ ленинизим иниститути“, һәр дәриҗилик (наһийидин тартип мәркәзгичә) коммунистик партийә мәктипи, иттипақ мәктипи қатарлиқлар бар.

натсистлар ”хайл гитлер(яшисун гитлер)!“ни салам сөзи орнида ишләткән болса, хитай коммунистлири мавниң дәвридә ”мавҗуши вәнсүй (яшисун мав рәис)“ни салам сөзи орнида қолланған!

гитлер ашкарә ерқчилиқ сиясити йүргүзгән, ерқчилиқ қануни арқилиқ қул қилинған милләтләрниң кишилик һоқуқини инкар қилған болса, коммунистлар ”барабәрлик“ шуари астида әйни шу мәхсәтни ишқа ашурмақта. буниси маһийәттә техиму қәбиһ вә хәтәрлик!

гитлер полшани бесивалғанда, полша зиялилирини нуқтилиқ йоқутушни тәләп қилған. шу чағда у мундақ дегән: ”полша хәлқиниң даһиси болуп қелиш иһтималлиқи болғанлики киши җәзмән йоқутулиши керәк, уларниң әгәшкүчилириму тазилиниши лазим... “ . коммунистлар ”оңчи“, ”йәрлик милләтчи“ намида 30 йилларда (сталин), 50ـــــــ ـ йилларда хитай коммунистлири кәң көләмлик қирғинчилиқ елип берип, миллитимизниң вә башқа езилгүчи милләтләрниң мунәввәр кишилирини йоқатқан. бу йоқутуш йәнә 60 ـ йилларда ”мәдәнийәт инқилаби“ намидики һәркәт арқилиқ, 70 ـ йилларда ”биргә зәрбә бериш, үчтин һесап елиш“ намлиқ һәркәтләр арқилиқ

Page 187: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

йоқутулған. 80 ـ йиллардин башлап ”бөлгүнчи“, ”топулаңчи“ нами билән йоқутуш давамлашмақта!

гитлер қул қилинған милләтләрниң санаәтлишишигә, омумән пән ـ мәдәнийәт җәһәттә тәрәққий қилишиға чиш ـ тирниқи билән қарши турған. у: ”силавянларниң санаәт билән шуғуллинишиға йол қоймаслиқ керәк, улар пәқәт йеза игилики билән шуғулланса, германийини ашлиқ билән тәминлисила болди, уларниң өзлиригә қалдурулған ашлиқ җенини беқишқила йәтсә болди. биз йүз милйонлиған әхмәқ силавянларниң ичидики әң мунәввәрлирини өзимизниң тәлипи бойичә өзгәртишимиз, қалғанлирини болса өзлириниң чошқа қотанлириға солап қойишимиз керәк...“ дегән. мана бу натсист сиясити билән бүгүнки коммунистларниң шәрқий түркистан вә шәрқий түркистан хәлқигә қиливатқанлирини селиштуруп көридиған болсақ кәм йерини тапалмаймиз, әмма ешип чүшидиған тәрәплири бар. хитайлар шәрқий түркистанниң мәңгү хам әшя базиси болуп қелишини, пухралириниң мәңгү санаәт мәһсулатлирини истимал қилғучи болуп қелишини үмид қилиду вә шундақ бәлгиләнгән сиясәт иҗра қилиниду. йәни, шәрқий түркистанда мәһсулат пишшиқлап ишләш қарши елинмайду. 80 ـ йиллардин кейинки ислаһат шамилида хитайниң өзидики хитайларда ”йеза ـ базар карханилири“ дәйдиған аиливий түстики кичик көләмлик завод ـ фабрикилар, карханилар наһайити раваҗланған болсиму, әмма бу сиясәттин шәрқий түркистанлиқлар нәсивидар болалмиди. әксичә, хитайларниң һәқиқий нийитини билмигән бәзи кишиләр ”ислаһат, ечиветиш“ниң дәсләпки нағра ـ сунийини аңлапла һаяҗинини басалмай, кичик завод ـ фабрикиларни бәс ـ бәстә қурушқан иди. лекин наһайити қисқа муддәт ичидә малийә ـ банка, баҗ, базар башқуруш тармақлири

Page 188: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

түрлүк баһанилар билән бесим ишлитип, ”бурнидин булақ“ қилди. бирмунчә машина ـ үскүниләр пулға яримас әски төмүр ـ тәсәккә айлинип дат бесип ятти. заводларни тақашқа, кәмбиғәл аилиләрниң балилиридин қобул қилинған өз ишчилар синипимиз тарқашқа, әмдила барлиққа келәй дегән ”миллий буржуазийә“ заваллиққа йүз тутушқа мәһкум қилинди. нурғун кишиләр буниң мәркәзниң бир туташ мустәмликә сиясити икәнликини чүшәнмәй, уни мәһәлливий амилларға, натоғра пәзиләтлик шәхсләрниң дүшмәнликигә бағлап қаримақта. шуни ениқ чүшиниш керәкки, мустәмликичиләр мустәмликә әлниң санаәтлишишини, илғар бир тәбиқиниң мәйданға келишини һәргиз хаһлимайду.

әмди хитай коммунистлири билән япон фашистлириниң охшашлиқлиридин бирнәччә мисал көрүп өтимиз.

японийә таҗавузчилири манҗурийини бесивалғандин кейин, 20 йил ичидә бәш милйон аһалә көчүрүшни пиланлиған. бу йәргә 1944 ـ йилиғичә көчүрүлгән аһалә йәрликләрдин тартивелип игиливалған йәр бир милйон 521 миң гиктарға йәткән. япон көчмәнлири ичидә 86 миңдин артуқ ”пидаи көчмән“ болуп, буларниң йеши 16 ,яш арилиқида 19ـ қолида қорали бар иди. булар һәм таҗавузчи қошун, һәм төмүр йол, ташйол, һәрбий иншаатларни қоғдайдиған қошун, һәм хәлқни бастуридиған һәркәт әтриди иди. коммунист хитайларниңму шәрқий түркистанда үч милйон чамисида бир қошуни бар, улар һәм йәрлиримизни игиливалған көчмән аһалә һесаплиниду, һәм запас һәрбий қисим һесаплиниду, қолида қорали бар ишләпчиқириш ـ қурулуш армийисидур(қисқичә: иш ــ қур қисимлири.(

японлар шәрқий шималда хәлқниң өзигә қалдурған ашлиқини әң төвән чәккә чүшүрүп, көпини булап

Page 189: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

еливалғачқа (йоқурида гитлер дегәндәк), диһқанлар бала ـ қазаға гириптар болған: шинән өлкиси ваңкуй наһийисидә ашлиқ алаһидә кәмчил болғачқа мушу наһийиниң шәнту кәнтидә он күн ичидә 30 киши өзини өлтүривалған(хитай мәтбуатлиридики сан)! 1962 ـ йили шәрқий түркистанда шу йиллиқ ашлиқ диһқанларға қалдурулмастин хитайниң апәт болған җайлириға тошуп кетилгәчкә пәқәт бай наһийисидила он миңдин артуқ адәм ачлиқтин өлгән!

японлар ички моңғул мустәқиллиқини қоллиған вә ярдәм бәргән. шу чағда буниңға қарита коммунистлар (мавзедоң) хитапнамә елан қилип, моңғулларниң японийә ярдими астидики мустәқиллиқини ”маматлиқ йоли“ дегәниди. әксичә болса, йәни, хитайларниң қолида болса ”һаятлиқ йоли“ боларкәнмиш!

бир өйгә оғри кирсә униң ким болиши өй игисигә нисбәтән пәрқсиз болиду: һәммиси ләнәтгәрди оғри! қандақтур ”сақиниң оғурлиғинидин, бақиниң оғурлиғини яхширақ“ дәйдиған мәнтиқә йоқ! лекин, хитайлар тәшвиқатлирида һәмишә ”миллий мустәқиллиқ һәркәтлирини“ бөлгүнчи дәп төһмәт қилиш билән биргә, бимәниликтә учиға чиққан һалда: ”җаһангирларниң қул қилиши, бозәк қилиши...“ға учрайсиләр дегән лавза гәпни қилишиду. йоқарқи мисалға кәлсәк, японларниң моңғулларға мустәқиллиқ үчүн ярдәм бәргәнликини мустәсна қилип, уларниму таҗавузчи дәп қариған тәқдирдә, моңғуллар үчүн хитайму, японму охшашла таҗавузчи һесаплиниду. әмди, ”оғриниңму осалрақи, инсаплиқрақи болиду“(хитайларниң чүшәндүриши бойичә) дәп қаралса бу ”баһалаш“та шүбһисизки, японлар яхширақ болуп чиқиду. униң тәрәққий қилған, мәдәний милләт икәнлики, бу кәмгичә моңғулларниң сәвийәсиму шуниңға мас һалда тәрәққий қилидиғанлиқиниму демәй турайли, японийә

Page 190: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

моңғулларға чегридаш болмиғанлиқи, нопусиму хитай кәби ”итниң қурутидәк“ көп болмаслиқи җәһәттин көчмән көчүриши чәклик болатти. нәтиҗидә ”көп санлиқ ичидә еритиветиш“ қисмити башлириға кәлмәс иди. әмди көрүң, мавзедоң тәсвирлигән ”һаятлиқ йоли“ моңғуллар үчүн қандақ шәкилдики һаятлиқ йоли болғанлиқини бүгүнки әмәлийәт ениқ көрситип турупту: һазир ички моңғулда аһалиниң %95ини хитайлар игиләйду, моңғуллар асасән ерип түгиди! мана бу һаятлиқ йоли“ниң моңғулларни елип кәлгән мәнзили!

коммунистларниң фашстлиқини уларниң ”терордин пайдилиниш“ һәққидики йиртқучларчә тәшәббуси билән, гитлерниң ”роһий вә җисманий терорлуқтин пайдилиш“ формулисиниң һәйран қаларлиқ дәриҗидики охшашлиқтин техиму рошән көривелиш мүмкин:

филикс держиниски 1918 ـ йили шундақ дегән: ”биз тәшкиллик терор тәрәпдаримиз,... ч е к (чека) сод мәһкимиси әмәс... чека инқилапни қоғдаш вә дүшмәнни йәңмәккә мәҗбур. чеканиң қиличи бәзи мәсумларниң бешиға чүшкән тәқдирдиму“. униң бу сөзи тоғридин ـ тоғра ленинниң тәлиматидин кәлгән. болшивик инқилабиниң ахирлирида чекачилар рәсмий 200 миң кишини өлтүргән. уларни суда тунҗуқтурған, сумба тиққан яки өлгичә думбалиған. техиму ишәнчилики, 300 миң киши, һәтта униңдинму көпрәки мәһәлливий қозғилаңларниң бастурилишида яки чеканиң йиғивелиш лагирлириниң яман шараити түпәйлидин өлгән. буларниң һәммиси терорлуқни яқтуридиған партийиниң әмрини орундаш үчүн қилинған. һечким чекани лениндәк у қәдәр чоңқур күшкүртмигән. идиалист коммунистлар садизимчилиқни тәнқид қилғанда ленин 1918 ـ йили июнда шундақ дегән: ”болмиған гәп! терорниң

Page 191: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

ениргийиси вә аммиви түри тәшвиқ қилиниши керәк“, чекаға қарши болған коммунистларни мәсхирә қилип, уларни: ”нәзәр даириси тар зиялилар, кичик хаталар үчүн өзини упритип йиғлишиду“ дегән. ленин қобул қилған маркист асаслиридин биригә көрә ”шәпқәтсизлик билән аммивий терор“ елип беришни буйриған иди. нәзәрийә бойичә болғанда, коммунистлар ахирқи инқилап дүшмини болған қораллиқ күчләрни йоқатқандин кейин нә чекаға, нә терорға иһтияҗи қалмаслиқи керәк иди. ленин қобул қилған маркисизим асаслиридин биригә көрә инқилап билән азад қилинған ишчилар, диһқанлар бирлишип пурулетарият диктатурлиқи қуруши керәк иди. бу қараштин илһам алған явропа санаәт ишчилириму аммивий һалда қозғулуп, дуня инқилавини барлиққа кәлтүрәтти. бундин туғулған җәмийәт болса бесим билән әмәс, амминиң ирадиси бойичә башқурилатти. пәқәт ички уруш ахирида әмәлийәт маркисизим нәзәрийәлиригә рәп кәлмиди. ишчилар, диһқанлар арисида иш ташлаш, намайишлар болуп коммунистларға қарши шиддәтлик инкаслар көрүлди. питроград йенидики крошитат деңиз базисида 1921 ـ йили мартта йүз бәргән қозғулаң буниң шиддәтликрақи болди. 1917 ـ йилидин бери инқилапниң авангартлири болған қизил деңизчилар коммунистларни әйпләйдиған бир хитапнамә елан қилди вә коммунистларниң ”ишчиларға әркинлик орниға чеканиң қийин ـ қистақханилирида зулум кәлтүргәнликини, бу терорлуқниң чарлиқ жандармисиниңкигә қариғанда нәччә һәссә еғир боливатқанлиқини“ билдүрди .

әмди коммунистлар көрүнишигә болсиму чекани инқилап қилған хәлқ үчүн қурбанлиқ қилмаққа мәҗбур болуш басқучиға чүшүп қалғаниди. ленин үмидсизликкә чүшти вә: ”биз кәң аммини

Page 192: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

ишәндүрәлмидуқ“ деди. ақивәт хәтәрлик көринәтти. ленин чүшәндики, пәқәт коммунистлардин ибарәт азчилиқни тәшкил қилидиған бир горуһниң һакимийәтни тутуп туриши үчүн пәқәт зорлуқ күчкә тайиништин башқа йол йоқ иди. бу қетим (маркисизим нәзәрийисидин узақлашқан һалда) диктатурлуқниң зорлуқ күчигә тайинидиғанлиқини билдүрди. 1922 ـ йили йеңи бир җаза қануни тәклип қилип, сод комиссари димитри иванович курискийгә шундақ язди: ”сод терорни чәклимәслики керәк,... пәқәт уни керәк қилған асасни өлчәм қилиш керәк. терорни бир пиринсип сүпитидә қануний қилиш керәк вә бу ишни қилидикәнмиз, терорни гүзәлләштүрүшкә вә көңүл ризаси билән қобул қилинидиған һалға кәлтүрүшкә тиришишимиз керәк. пәқәт әң кәң мәнидә низам қилиш керәк“. буниң билән коммунистлар бир тәрәптин хәлқни дәһшәткә чүшүрсә, бир тәрәптин партийә ичидики демократларни тазилиди. ленин партийә ичидә (әзаларниң) талаш ـ тартиш қилиш, қарарларни рәд қилиш вә өз қарашлирини сақлап қелиш йоллирини йоқ қилип, партийәни пәқәт тамамән итаәт қилидиған, йүксәк орун вә мәнпәәт тәмин етидиған бир тәриқәткә айландурди. партийә әзалири бир ”йеңи синип“ болуп шәкилләнди. бу ”йеңи синип“ өз мәишитини сақлап қелиш үчүн чекадәк терорчи органға иһтияҗлиқ иди. чүнки бу йеңи синип наһайити аз санлиқ болғачқа кәң хәлқ аммисиниң ирадисигә вәкиллик қилалмайдиған вә уни әкс әттүрмәйдиған болғачқа хәлқниң ишәнчиси, йөлиши, қоллишидин мәһрум болғачқа җасуслуқ, терорлуқ йоли билән һакимийәтни сақлашқа мәҗбур болғаниди. 30 ـ йилларда 20 милйон адәмниң һаятиға тохтиған, тарихчилар тәрипидин ”сталинизим“ дәп аталған аммивий қәтлиам әмәлийәттә ”ленинизим“дур !

Page 193: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

”уһ дегүдәк имкан бәрмәслик“, җинайәтлириниң ечилип қелишиға қилчилик йочуқ қоймаслиқ, қилчилик нәп бәрмәслик хитайларниң һөкүмранлиқ усулидики бир алаһидилик.

башқа мустәмликичиләр мустәмликә әлниң оқуш, мәдәнийәт тәрәққият ишлириға ярдәм бәрмигән дегәндиму, чәк қоймиған. оқушқа имкани болсила йолни тосмиған. миллий алаһидиликкә, миллий әнәнигә, диний етиқадқа аит оқуш вә башқа паалийәтләргә өзлириниң мәпкүрисини арилаштурушқа (коммунист болмиған мустәмликичиләрдә), өзиниң әндизисиға чүшүрүшкә урунмиған. шуңа уларниң өзлирини ағдуруп ташлайдиған инқилапниң тәшкилатчилири, сиясий даһиларниң һәммиси дегүдәк истилачиларниң мәктәплиридә, һәтта шуларниң дөлитидә йетишкән. йәни, улар өзиниң күшәндилирини өзлири тәрбийиләп бәргән. мәсилән: гәнди әнгилийидә оқуған, пакистанниң дөләт атиси муһәммәд али җиннаһму әнгилийидә оқуған. сун җоңшән, җияң җеши қатарлиқлар японийидә оқуған. ветнамниң мустәқиллиқиға рәһбәрлик қилған ху җижмин қатарлиқлар фирансийидә оқуған. җәвһәр дудайевни руслар өзлири йетиштүргән ...

бу җәһәттә хитайлар интайин пит көз вә ичи қотур болуп, бундақ ишниң болишини тәсәввур қилишму тәс! уларниң мәдәнийәт таҗавузчилиқи, идиологийә һуҗуми техиму дәһшәтлик болуп, буни шуниңдин көривелишқа болидуки, йирақ өтмүштин йеқин өтмүшимизгичә әҗдатлиримизниң хитайларға қарши көрәшлиридә хитайларниң улуғ ـ ушшақ һәммиси дүшмән дәп қарилип, һәммиси өлтүрилидикән! балилириниң чатриқи йириветилидикән! чүнки чаян балиси чаян, бөрә балиси бөрә болуп чиқидиғанлиқи үчүн шундақ қилидикән. ”бөрә балисини миң йил

Page 194: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бақсаң, икки көзи җаңгалда“ дегән тәмсил шуниңдин қалса керәк. хитайниң балисиму чоң болса хитай болиду дәп қарилидикән. әмди көрүңки, ”вәтинимизгә қанунсиз киргән оғри хитайлар, таҗавузчи армийиниң һимайисидә туриватқан хитайларниң һәммиси дүшмән“, дегән уқумни хели уқумушлуқ адәмлиримизгиму аңлиталмаймиз. һәтта хитайлар тәрипидин биваситә хорланған, бәхтсизликниң чоңқур һаңлириға иттириветилгән бир адәмгиму ”вәтинимиздики хитайларниң чоң ـ кичик һәммиси дүшмән“ десәк аңлиталмаймиз. мана бу йерим әсирлик идиологийә һуҗуминиң ғәлибиси! бәлки бизниң бүгүнки ”мәдәний дуня“ниң модиси болған ”течлиқ“ шуарини үгинивалғинимиз болишиму мүмкин!

башқа мустәмликичиләр мустәмликә земинлириниң йәр исимлирини өзгәртиш, тарихниму сиясий иһтияҗ үчүн сүний ойдуруп ясаш,... шәрмәндиликини қилмиған. мәсилән: руслар орта асияниң истила қилиниш тарихини йошурмиған, ”земин пүтүнлики“ни миң йиллап илгири сүрүп тарих ясимиған. әмма хитайлар тарихтин бери өзлириниң ”ялған гәпни үч қетим тәкрарлисаң растқа айлинур“ дегән тәмсилигә әмәл қилип, қошна мәмликәтни ”бизгә қарайти“ дәп лапни йезивәргән. буниңда хошамәтчи орда тарихчилириниң падишаһни ғалип, шаһиншаһ көрситип, яхшичақ болуш, тарихта ”бүйүк падишаһ“ намини қалдуруш ғәризидә ағзиға кәлгиничә йезивәргәндин башқа, ениқ сиясий ғәрәзму бар иди. улар алдинқи қетимқи таҗавузчилиқ һәркитини яки стила нәтиҗисини кейинки қетимқи земин давасида пакит қилип көрситиштәк шәрмәндә хусусийәткиму игә.

һәммидин диққәтни қозғайдиғини улар сиясий етиқадидин қәтий нәзәр, мустәмликә сияситидә охшаш мәйданға игә икәнлики, сиясий иһтияҗ үчүн алдинқи

Page 195: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

әвладта мәлум қарар елинған, мәлум мәсилә, тарихий вақә,... гә тутилидиған миллий мәйдан бекитилгән болса, кейинкиләр мушу сүний келишилгән паролни һеч еғишмастин тәкрарлаш, өзи тоқуған ялғанға алди билән өзи қәтий ишиниш, шу ишәнчиси билән бу ялғанни расттәкла әстайидиллиқ билән тәкрарлаш адитидур. мәсилән: мәрһум ледиримиз муһәммәд имин буғраниң чу җия хуа билән йезишқан хәтлиридин мәлум болидуки, гоминдаң һөкүмитидә мәдәнийәт министири болмиш чу җия хуа (илим әһли туруқлуқ) ”мәңгү айрилмас бирқисми“ нәзәрийисини икки миң йиллиқ йилтизға бағлап сөзләйду. һеч номус қилмастин ”җоңгуда хитайдин башқа милләт йоқ“ дегәнــ ни базарға салиду. һәтта шәрқийـــــтүркистанлиқларниң қәдимқи әҗдадини хитайларға бағлайду. бүгүнки коммунистларму гоминдаңчи хитайлар билән әйни бир муқамни товлимақта!

башқа мустәмликичи милләтләр ичидә бир горуһ һәққанийәтни яқлиғучи кишиләр өз миллити қул қиливатқан милләтләргә һисидашлиқ қилидиған әһваллар, һәтта мустәмликә милләтләр сепидә туруп мустәмликә сиясәткә қарши туридиған, урушларда езилгүчиләр үчүн җенини пида қилидиған ишларму көрүлидикән. мәсилән: җәнубий америка мустәқиллиқ һәркитиниң даһиси симун боливар әсли өзи испанийилик болсиму, испанийә мустәмликичилиригә қарши көрәш қилип, бу қитәни мустәқиллиққа ериштүргән; җәнубий африқида, һиндистанда бирмунчә енгилизлар йәрлик хәлқниң мәйданида туруп, енгилиз мустәмликичилиригә қарши турған, йәрлик хәлқниң көришигә ярдәм бәргән. лекин, хитайда бундақ иш йоқ. биринчидин бу милләтниң узун заман қуллуқта яшиши, һайвандәк харлиниши, ... сәвәплиридин уларниң қәлбидә инсанға ич ағритиш туйғуси өчкән, һәққанийәт туйғуси өлгән; иккинчидин,

Page 196: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

һөкүмран горуһ сиясий иһтияҗ үчүн тоқуп чиққан ялған пакит, сахта тарихни пәқәтла хәлқарани алдаш, мустәмликә әлни алдаш үчүнла ишлитип қалмай, (”өзәңниң ялғиниға алди билән өзәң қәтий ишинишиң керәк“ дегән форма бойичә) өз хәлқиниңму қан ـ қениға сиңдүриветидиған болғачқа, уларниң илим әһлиму, сиясийониму, һәрбийсиму, деһқиниму, моздузиму,... һәммиси дүшмәндур. һәммисидә мустәмликичилик тәбиәт бар. мана бу хитайларниң ”қилчиму йочуқ қалдурмаслиқ“ хусусийити!

кордларниң түрмидики сорақларда қийин ـ қистаққа елинғанлиқини инкар қилған һөкүмәт тәрәпни осал қилип, мәһбусларни тәкшүргән дохтурлар колликтип имза билән дуня җамаәтчиликигә ашкариливәткән икән. буниңда диққәт қилишқа тегиш бирқанчә тәрәп бар: бири, дохтурларниң һәққанийәт туйғуси, өз миллитиниң мәнпәтини әмәс, һәқиқәтни асас қилиши; иккинчиси, шуларда ашундақ һоқуқниң болиши, имканийәтниң болиши; үчинчиси кордларниң биздин тәләйлик икәнлики, һәрһалда уларниң қисмити һәққидики риаллиқниң ашкариланғанлиқи. әмма тәләйсиз уйғурларда бундақ имканму йоқ. биринчидин, сиясий мәһбусларни уйғур дохтурларға көрситиши натайин; иккинчидин, тәкшүрткән тәқдирдиму бичарә дохтурлар хитайлар тәрипидин алдин тәйярлап қоюлған диагноз қәғизигә қол қойиду, халас; үчинчидин, ”колликтип имза“ үчүн бир ариға келишиму, кәлгән тәқдирдә елан қилишму мүмкин әмәс. әгәр елан қилған тәқдирдә уларниму охшаш қисмәт ― өлүм күтиду!

йочуқ қалдурмаслиққа даир йәнә бир мисал ядимға кәчти, гәрчә кичик штәк қилсиму бир тәптин диққәтни чекидиған тәрипиму йоқ әмәс: хәлқарада United National сөзи һәрқайси әл тиллириға ”бирләшкән

Page 197: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

милләтләр тәшкилати“ дәп тәрҗимә қилиниду. National демисиму милләтни билдүрүш билән биргә миллий дөләтни билдүриду. бу уқумда милләт демәк, бир дөләткә игә(милләт демәк, бир дөләтниң хоҗайини), дөләт демәк, бир милләтниң әҗдадлиридин тартип яшап келиватқан вәтини, дегән уқум аңлишилип туриду. дөләт билән милләтниң чәмбәрчәс бағланған бир пүтүнлүк икәнлики, дөлити йоқ милләт болмиғандәк, милләтсиз дөләтниму тәсәввур қилғили болмайдиғанлиқи билинип туриду. лекин, хитайлар бу аталғуни бирләшкән дөләтләр тәшкилати“ дәп тәрҗимә қилиш билән, мустәмликә милләтләрдә туғулуш иһтимали болған (”бизниң немишкә вәкилимиз йоқ“ дәйдиған) гуманлиқ соалниң алдини алған. демәк хитайлар ашунчилик ишлардиму диққәтсизлик қилмайду!

хитайларниң шәһәр ― йеза қурулуш пиланиниң тутруқсизлиқидиму қәстәнлик болуп, униңға дүшмәнлик нийити йошурунған. шуңа, хәлқни намратлаштуруш қәдимини тезлитиш үчүн, һәмишә қарисиңиз бу пилан ”хата болуп қалиду“. бу йеңилишлиқниң дәрдини бичарә пухра тартиду. бултур бағни бузуп кәткән йол, бу йил өйни бузуп маңиду... хитайниң өзидә хитай пухралириниң өйи әмәс, етизлиқидин дөләтниң бирәр қурулишиға лазим келип ишлитилсә диһқан толуқ рази қилинидикән яки һәр айлиқ, йиллиқ иҗарә бекитип қоюлидикән. һәтта бир хитайниң етизлиқиға бир тал истолба (сим яғичи) чүшкән тәқдирдә бу хитай шу истолба игилигән йәрдин һәрйили қанчилик ашлиқ алидиған болса буни тәхминән һесап қилип, төләм берилидикән яки йиллиқ иҗарә төлинидикән. әмма шәрқий түркистанда пүтүнсүрүк өй чеқип ташлинип, игилири кочида қалдурулған һалдиму һеч йүзи қизирип кәтмәстин ”йәр дөләтниң...“ дегән пәтива биләнла қутилиду. миң

Page 198: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

йиллардин бери әҗдадтин ـ әвладқа олтуруп яшап келиватқан, атидин балиға мирас болуп келиватқан өй ــ һойла, бағـــ ـ варан бирдинла кәлгиндиләрниң башқуришида болуп қалиду, гоя улар бу йәрни өзлири билән биллә әпкәштә көтүрүп кәлгәндәк хиҗил болмай гәп қилиду! орта асиядики қериндашлиримизниң мустәмликә дәврини сеғинишида мәлум ”асас“и бардәкму қилиду. руслар қул қилинған хәлқләрниң инсаний һоқуқлириниң бәзисини тартивалғини билән, һайвани иһтияҗларни толуқ қамдиған икән. йәни, қорсиқини обдан тойғузуп туруп хорлиған икән. шуңа қорсақ вәҗидин көп адәм уни яхшиди, дәп сеғиниватқанлиқи расттур. әмма хитайниң көзи кичиклики шу йәрдики, һәм қорсиқиңни ач қойиду, һәм болишиға думбалайду!

диң шиявпиң шундақ дегән: ”миллий територийилик аптономийини йолға қоюшта, иқтисадини йүксәлдүрмисәк аптономийә дегинимизму қуруқ гәп болуп қалиду“ . әмма йүзи қелин коммунистлар чәмйүзлүк билән ”йәрлик хәлқни бай қилдуқ әмәсму?“ дәп көчмән хитайларни көрситиши мүмкин. чүнки улар көчмәнләрни шәрқий түркистанниң йәрлик аһалиси дейишни адәткә айландуруш, һәмминиң меңисигә шундақ қуйиветиш үчүн ашундақ һилини қолланмақта. мәсилән: пичан наһийиси тәвәсидин нефит ачидиған чағда йәрликләр билән нефит ачқучи хитайлар арисида рәсмийәт үчүнла қилишип қойидиған келишимдә ”кәлгүсидә нефит ишчилириниң %× и йәрлик хәлқниң пәрзәнтлиридин қобул қилиниду“ дейилгән икән. кейин һәммисигила хитайлар қобул қилинған. наһийиниң қорчақ һакими көп ишларниң қәғәз йүзидила болидиған алдамчилиқ рәсмийити икәнликини билмәй, коммунистлар улуғ, шәрәплик вә тоғра дәп сиңдүрүлгән мәпкүрә асасида гөшбашлиқ

Page 199: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

билән ахмақлиқ қилип, һелиқи келишимни әслитипту: ”йәрлик хәлқниң балилирини алимиз дегәнтиңлар, мана әмди сапла хитайларни алдиңларғу“ дегәндә, хитай әмәлдарлар ”булар йәрлик хәлқниң балилири болмай, бир йәрдин кәп қалғанлармикән? буларму мушуйәрдә туғулған! сизниң каллиңиз җайидиму, қандақ?...“ дәп аччиқлапту вә бу һакимни миллий хаһиши еғир, дәп һесаплап әмилидин елип ташлапту.

коммунист түзимидә һәрбир адәм өз орниға бағлап қоюлған болиду, худди путини чүшәп отлаққа қоюветилгән малдәк. һәр адәмниң мәхпий архипи болиду. буни өзи тәвә орунниң партийә тәшкилати тутиду. униңға немиләр йезилғанлиқини мәсул кишидин башқилар көрәлмәйду. буниң билән вә йәнә нопус түри түпәйли бир җайдин йәнә бир җайға көчүп җайлишиш, шәһәрдин ـ йезиға, йезидин шәһәргә кирип җайлишиш контрол қилиниду. бир адәм бир җайға йөткүлүп маканлашмақчи болса ”бурунқи турушлуқ йериңдин хәт әкәл“ дейилиду, ”архипиңни әвәткүз“ дейилиду. униң архипидики мәхпий баһасини билмәй туруп, һәрқандақ йеңи орун бу адәмни қобул қилалмайду. бу усул нәтиҗисидә нәгила барса нәзәрбәнд даирисидин чиқип кетәлмәйду яки йеңи барған йеридиму тәқипләш улап давамлаштурилиду. шуңа сирттин кәлгән бирав йеңи маканға асанлиқчә сиңип кетәлмәйду. бу түзүмниң шәһәрдин ـ шәһәргә, һәтта бәзи пәвқуладдә заманларда мәһәллидин ـ мәһәллигә бериш үчүн башлиқидин хәт елип меңишқа тоғра кәлгинидин, йочун адәм йеңи макан туталмайдиған болса, йәнә бир тәрәптин пухралар ичидә наһайити нурғун ”қулақ“лар ”йеңи синип“ җасуслуқ оргиниға бағланған болғачқа һечким нәзәрдин қечип қутулалмайду. мәһәллә комитети, аяллар мудири, кәмбиғәлләр мудири, иттипақ секритари,... дегәндәк конкрет иши болмиған

Page 200: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

мәмурлар, һәтта задила мааш берилмәйдиған болсиму бирәр әмәлгә охшап кетидиған нам үчүн күн бойи палақлайдиған ғалчилар болиду. буларниң һәммиси халис җасуслар яки ”пидаи җасуслар“ дур.

советләр импирийисидә 30 ـ йилларда диний муәссәсәләр тамамән тақилип, иҗтимаий орун болуштин қалған иди. 40 ـ йилларда дуня урушидики қийин йилларда сталин йәнә хәлқни сәпәрвәр қилишта динға иһтияҗ һис қилди. шуниң билән совет җәмийитидә ”рус правислав чиркав ишлири консейи“, ”диний ишлар комитети“ дегәндәк бир немиләр пәйда болди. әмма болшивикләр уни коммунист тәшвиқатиниң бир қисми қиливалғаниди. худди шу формиға тәқлид қилип иш тутидиған хитай коммунистлири болса динни ”сиясий кеңәш“, ”диний ишлар идариси“ қатарлиқ орунлар арқилиқ тизгинлигән болуп, охшашла коммунист тәшвиқатиниң бир қисми бу арқилиқ елип берилиду.

илмий саһәдә коммунистларниң беши дәрттин қуримайду: коммунистлар һәм билимликләрдин қорқиду, һәм билимликләргә муһтаҗ болиду. уларға сиясий иқтисад вә башқа иҗтимаий темиларда тәтқиқат үчүн рухсәт берәй десә техи; ғәрп капитализиминиң тәрәққият сирлирини тәтқиқ қилиш муқәррәр һалда коммунист түзүминиң начарлиқини испат қилип, көти ечилип қалиду; әгәр уни тәтқиқ қилмиса һакимийәтни сақлап қелиш үчүн зөрүр болған күчкә еришәлмәй, аҗизлап кетиду. бу зиддийәтләрни бир ـ биригә путлаштурмай һәл қилиш дайим қолай болмайду. шуңа коммунистлар, пәнләр акадимийисидин тартип әң төвән илмий саһәләргичә идиологийә җәһәттин толуқ ишәнчкә еришәлигән ”йеңи синип“ әзалиридин башлиқ қойиду. шундақла, алимлар, мутихәсисләр вә башқа билим адәмлирини ”йеңи синип“ әзаси болушқа (партийигә киришкә)

Page 201: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қизиқтуриду, шәртләрниму хели төвәнлитиду, түрлүк йоллар билән мәҗбурлайду. мәсилән: илмий унван дәриҗилири, мааш дәриҗилири, туралғу өй,... қатарлиқ һәммә нәрсә ”баһалаш“ арқилиқ болидиған болғачқа, алдинқи шәрт һаман партийигә болған садақити болиду. бундин башқа уларниң аҗизлиқлиридин пайдилинип уларни шу саһә ичидики ”агент“, ”пайлақчи“ яки ғалчиларға айландуривалиду. һечким һечйәрдин бир хали булуң тапалмайдиған, һечким һечйәрдә әркин қимирлиялмайдиған муһит яритилиду. һәркимниң идийивий әһвали, нарази котулдашлиридин тартип иш ـ һәркитигичә йоқуриға йәткүзүлүп туриду.

мушундақ мунасивәтлик сәвәпләр билән коммунист җәмийитидә алим, мутихәсисләрниңму сахта өрнәклири яритилиду. чүнки бундақ ”алим“, ”сәнــ әткар“лар коммунистлар тәрипидин пүдәпـــйоғунутулуду; қаш ـ қапиқиға қарап ”унван“ берилиду яки төвән чүшүрилиду, йоқутулуду .

омумән коммунист җәмийитидә ”амити кәлгән“ ”алим“, ”сәнәткар“, ”әдип“ләрниң коммунистлар билән бир мәхпий иш бирлики барлиқини қияс қилишқа болиду. техиму конкретрақ ейтқанда, коммунист түзүмидә җасуслуқ йоли билән сүний нопуз тикләш, үгиниш үлгиси, талант игилири яритиш йоли билән хәлқниң қизиқиши, муһәббити сиясий нишанларға тоғрулунуду. мәсилән: советтә михайил шолоховниң сүний яритилиши, қәһриман үлгиләр, әмгәк нәмуничилири (ситихановчилар)ниң яритилиши; хитай коммунистлирида болса, даҗәй, дачиң қатарлиқ сотсиялизимниң бүйүк символлуқ нәмунилириниң яритилиши, явшөйән, хаврән,... қатарлиқ қизил дәврниң ”улуғ язғучилири“, лей фиң, ваң җи,... қатарлиқ қәһриманларниң яритилиши, шундақла мустәмликә районлиридиму коммунистларни һимат

Page 202: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қилған бәзи талантлиқ әдипләр, худди совет иттипақида болғинидәк, талантлиқ, ”хәлқ сөйгән язғучи“ ясап чиқиш үчүн уларниң бир аз ”оң“ға майил әсәр елан қилиши, һөкүмәткә тәнқидий, һәтта қарши мәйданда туридиған қәһриман болуп көриниши, омумән ”бир аз әркә“ликигә йол қоюлиду вә уларниң һәқиқий түрдә хәлқ тәрәптә икәнлики испатлиниш арқилиқ хәлққә сөйдүрилиду. андин бәзи идийиләр уларниң тилидин тарқитилса, уларни шу саһәдә ”қулақ“ қилип қолланса һечким улардин гуман қилмас һалға келиду. ... ”питтин постума айрийдиған“ коммунистларниң бу ”истиқбаллиқ талант игилири“ниң шунчә таптин чиқишлирини билмәй қелиши бәкму гуманлиқтур. әйни шуниң дәватқанлириниң йеримини десәң саңа сорун йоқ, күнму йоқ, әмма униңға мәйдан кәңри, күлкилик әмәсму ?

натсистзим инсанларниң мәпкүрисини бузуп машиниға айландуруп қойғаниди, гитлерчә яшлар иттипақи қатарлиқ орунларниң вә мәмликәт бойичә омумлашқан ахбаратни қамал қилиш, бирла хил идиологийә тәшвиқати түпәйли өсмүрләр гитлерни дадисидинму бәкрәк сөйидиған қилинған. нәтиҗидә әгәр дадилар өйләрдә таҗавузчилиқ уришиға, натсистизимға қарши гәп қилип қалса бу балилар дәрһал ес ـ есчиларға, гестапоға мәлум қилидиған вәзийәт шәкилләнгән; коммунистлардичу ?

худди шундақ инсанлиқ һес туйғуни бузуш һәркәтлири болған. мәсилән: болшивикләр тиклигән бир үлгә павлик морозов 1932 ـ йили аталмиш ”кулак“лар ― ”хәлқ дүшмәнлири“ тәрипидин өлтүрүлгән 14 яшлиқ өсмүр. униң дадиси коммунист болишиға қаримай, ”кулак“ларға қилиниватқан инсанийәтсиз зулумға чидимай, өйидә ”кулак“ларни йошурған, бала коммунист тәрбийисидә адәм

Page 203: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қелипидин чиққачқа, дадисини паш қилип, ”қәһриман“ болған(уни болса башқа ”кулак“лар өлтүривәткән). 1965 ـ йилиға кәлгәндә москвада һәйкили тикләнгән, қизил пионер сарийиға униң нами берилгән. барлиқ ”совет балилири“ униңдин үгинишкә чақирилған. худди шундақ үлгиләр коммунист хитайларда болмидиму? балилар дадилириға қарши қоюлмидиму?

коммунистларниң адәмни машиниға айландуриши. коммунистлар шуарлирида һәмишә тәкрарлап туридиған ”қәдәмни, һәркәтни, идийини бирликкә кәлтүрүш“ дегинигә асасән, адәмләрни һәқиқәтәнму ”конупкиси мәркәздә болған бир хил машина“ға айландурди. һәммә адәмни бир хил ойлашқа мәҗбурлаш, бир хил пикир қилишқа, бир хил сөзләшкә мәҗбурлаш нәтиҗисидә инсанларда машина адәмләрдәк бәзи аламәтләр пәйда болмайму қалмиди. қайси конупка бесилса шуниңға көрә бир тәрәпкила айлиниш, қайси аваз конупкиси бесилса шу авазнила чиқириштәк кәшпият барлиққа кәлди .

”беригадир яки әтрәт башлиқи биз үчүн ойлайду“ дегән машиниларчә көнүкүш ― сотсиялизимниң бир җинайити болуп, адәмләрниң тәпәккүр қилишини, пикир қилишини, иҗадчанлиқини боғудиған қилмишниң муқәррәр нәтиҗисидур .

машиниларму ишләйду, әмма уни адәм башқуруп турмиса өз ишини тепип қилалмайду. худди шундақ сотсиялизим шараитида яшиған адәмләрдә издиниш роһи өлүп қалиду. чүнки улар узақ бир заман башқурғучиларниң буйриғининила қилған, хата болсиму немишкә? демәстин қилған, нәтиҗисиз болсиму қилған; арқидин түнүгүн қилғининиң әксини қилишқа буйрулсиму охшашла қилған, немә үчүн? дейишкә адәтләнмигәнлики үчүн, турмуш, һаятқа вә хизмәткә қарита мустәқил қараш роһи бәрбад болған.

Page 204: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

буни бүгүнки совет харабисида барлиққа кәлгән мустәқил дөләтләрдики хәлқләрниң гаңгириған һалитидин техиму ениқ көривалғили болиду .

инсанлардики бундақ иқтисадий беқиндилиқ, өз мәшғулатиниму өз бешиға көрә қилалмаслиқи, кишилик ғорурни қурутиветиду. кишилик ғорури чәйлинип кәткән, өзиниң пикри, дуня қариши, идийиси,... омумән өзигә хас мәнәвийәтниң болишидин мәһрум қилинған бу адәмләр мәлум мәнидә һайванға йеқинлишип қалиду: мәдәнийәтсизлик, аччиқини алидиған йәр тапалмаслиқ яки билмәслик түпәйли бир ـ биригә аччиқ вә һақарәтлик тил ишлитидиған, пурсәт болсила бир ـ биригә зәһрини санчийдиған болиду. мана бу хусусийәтләрниң һәммиси миллитимиздин тепилидиған алаһидиликләр болуп, коммунизим вабасиниң зәһәрлишидин кәлгәндур!

бу мәдәнийәтсизлик бүгүнгә кәлгәндә бизни илим ـ пәнниң йеңи мөҗизилиридин нәсивисиз қалдурмақта: америкидики Microsoft ширкити дунядики барлиқ милләтләрниң тил йезиқида програм ишләйду. шуңа уйғурлар уларға уйғурчә програм ـ системларни заказ қилмақчи болған икән, улар унимапту. ”силәрниң сапасиңлар бәк төвән, компютер ишлитидиған қанчә адәм болмақчиди? бу қәдәр қалақ, мәдәнийәтсиз бир милләт үчүн юмшақ детал ясашниң һеч истиқбали йоқ“ дәпту! бир қәдимий милләтниң, дуняға нәшириятчилиқниң асаси болмиш мәтбәәни, қәғәзни тәқдим қилған, алтә миң йиллиқ мәдәнийәт тарихиға игә бир милләтниң бүгүнки һали мана шундақ икән! хитайларниң ”ярдими“, ”көңүл бөлиши“ арқисида явайи бир милләт орниға чүшүп қапту! мана шу сөз бизниң дуня милләтлири қатарида һеч орнимизниң қалмиғанлиқини, йеңи пән ـ техника сәмәрилиридин нәсивисиз қалған һәм қалидиғанлиқимизни, шу йосун,

Page 205: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

аста ـ аста һаятлиқ сәһнисидинму йоқулишимизни көрсәткәндәк болуп, қаттиқ чөчүп кәттим! көзүмгә яш кәлди. мана бу хитайниң һөкүмранлиқ усулиниң нәтиҗиси! бу ширкәтниң 2000 ـ йили үчүн тәйярлиған мәһсулатлирида һәтта тибәт тили, татар тили қатарлиқларниңму болиши, уйғур тилиниң йәнила болмаслиқи техиму йүрикимни ечиштуривәтти! буниңдики қисмәтниң учурини һис қилғанлардин йәнә кимләр барикин?! әмдиликтә "әйнәк" намлиқ китапта тилға елинған бир учурни ― 28 миң оқуғучи ичидә 3 миңи шәрқий түркистанниң йәрлик милләтлиридин болғанлиқини әсләп өтсәк, бу сапани йоқури көтүрүш ”хитайниң беши есән болсила“ әмди үмид күткили болмайдиған иш икәнликини пәрәз қилиш тәс әмәс!

1999- йили, ташкәнт. 2001 – йили, истанбул.

Page 206: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

Даһиларға Мәслиһәт ”даһиларға мәслиһәт“ дегән бу тема қаримаққа бәк

йоған гәптәк, мениң әһвалимға бақмай бундақ гәп қилип олтурушум ”қоңичә күлгидәк“ қилиқ болуп туюлар. әмма шәйх сәидиниң бир һикмәтлик сөзи маңа җүрәт һәм илһам ата қилип, ”қап йүрәклик“ билән улуғларға мәслиһәт бәрмәкчи болуп қалдим. сәидиниң сөзи мундақ:

"бәзидә каллиси өткүр данадин чиқмайду дурустрақ тәдбир ـ мәслиһәт. бәзидә уқушмай бир гөдәк надан, оқ атса нишанға тегиду һәйвәт. " йәнә шу сөзму маңа мәдәт бәрди: "сөз бир сәдәпкә

охшаш. у көңүл дәрясидин чиқиду. әгәр һәрбир сәдәпниң ичидә мәрвайит болмисиму, әмма мәрвайит болуш иһтимали бар. шуңа һәрбир сәдәпкә диққәт билән қараш лазим" . даналар әгәр бу сөзләрниң пәрқигә барса, мениң бу ”сәдәплирим“ни йениклик билән ташливетиштин бурун инчикирақ тәкшүрүп көрәр вә шу анда бирәр данә ”инҗу“ тепивелип қалса әҗәп әмәс, дегән үмидтә бу ”мәслиһәт“кә қәләм тәврәттим.

чәтәлдики даһилар (вәтән ичидә қан кечип, җан бериватқанларға мәслиһәт беришкә өзимизни салаһийәтлик дәп қаримиғачқа чәтәлдики ”даһи“лар көздә тутулди) қилишқа тегишлик моһим ишлардин биринчиси иқтисадий асас тикләш. бу қандақтур нәсиридин әпәндимдәк җаңгалдики көлни тепипла ”көл мана, ғаз һаман көлгә чүшиду“ дәп олтуруш әмәс. йәни, ”... фонди“, ”... җәмғәрмиси“ дегәндәк бирнемиләрни қуруп қойсила иқтисадий асас

Page 207: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

тиклигәнлик болмайду. бизниң демәкчи боливатқинимиз һәқиқий, исми җисмиға лайиқ болған иқтисадий асастур. мәйли даһи, мәйли тәшкилат әгәр алди билән иқтисадий мәнбә бәрпа қилмайдикән, уларниң улуғвар шуарлири қуруқ гәп, шундақла, уларниң қолидин иш келишигә ишинишму гөдәклик .

алдинқи мәвзулиримизда ”иқтисадий җәһәттин мустәқил болмай туруп инқилапчи болғили болмайду“ дегән қарашни илгири сүргәнидуқ, бу йәрдики тәшәббусму дәл шу мәхсәт үчүндур. ундақ болмайдикән, һәрбир пул бәргүчи пул билән биллә өзиниң ”қиммәтлик қараш“лириниму таңиду (башқа милләтләрдиму пул бәргәнләр қарашлирини биллә таңамду ـ йоқму, әмма уйғурларда шундақ), буниң билән худди башланғуч мәктәпниң оқуш китабидики ”аққу, белиқ, қисқуч пақа“ дегән чөчәктикидәк, һарвини бири һаваға, бири көлгә, бири деңизға тартиш вәзийити келип чиқмай қалмайду. бу иқтисадий мәнбә қанчилик нурғун сандики пул дөвиси, алтун дөвиси, җаваһиратлар дөвиси болсиму болмайду (бундақ пулдин қанчиликини из ـ дерәксиз түгитип, ”чава йегән мүшүктәк“ көзимизни парқиритип олтуруп кәлгәнмиз). у чоқум җанлиқ һаләттики, айланма һәрикәтлик мәнбә болиши керәк. шундила у мәңгүлүк һаятий күчкә игә болиду вә дава һәркитини қуримас мәнбә билән тәмин етиду.

иккинчи қәдәмдә, бу мәбләхтин пайдилинип ихтисаслиқларни йетиштүрүш керәк. бундақ қилмай ”ахунум қаббәлдин“ дегәндәк башқа һәрқандақ иш қилинса, худди нахшини йоқури авазда башлап қоюп, ахириға үн йәтмәй хиқирап қалғандәк рәсвачилиқ келип чиқиду. ихтисас игилирини йетиштүрүш мәсилиси тилға елинғанда ихтиярсиз һалда мәрһум ледиримиз муһәммәд имин буғрани есимгә алдим. бу зат инқилаплиримизниң мәғлубийәт сәвәплирини

Page 208: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

йәкүнләп, заманивий билимләргә игә кишилиримизниң йоқлиқиға бағлиған һәм бир түркүм яшларни чәтәлгә елип чиқип оқутуш нийитидә болған. илгирикиләр һис қилип болған бу бошлуқни бүгүн бизниң йәнә ”һис“ қилип олтуришимиз баш ـ баштақлиқимизни, өткәнләрниң тәҗрибә ـ савақлирини бир тийингә алмай, девәңлик билән өзимиз билгәнни қилидиғанлиқимизни, шундақ қилип, охшаш сәвәп билән, охшаш усулда мәғлуп болуп, охшаш ”савақ йәкүнләп“ кетиверидиғанлиқимизни чүшәндүриду (бу тәрипини ойлисам мениң язғанлиримниму чағлиқ адәмниң оқуйдиғанлиқини, чағлиқ савақ алидиғанлиқини ойлап, роһим чүшүп кетиду .(

чәтәлдикиләргә ихтисаслиқларни тәрбийиләш һәққидики мәслиһәтлиримизни беришимиз бәзи ”әқиллиқлар“ базарға селиватқан ”алди билән ихтисаслиқ адәмләрни тәрбийиләш, андин бу адәмләр йетишип чиққандин кейин (әң аз чарәк әсир шүк туруп, хитайға тенч тәрәққият пурсити бериш), андин бу адәмләр арқилиқ мустәқиллиқ һәркитимизни әқиллиқләрчә башлаш“ нәзәрийисигә охшимайду. мәслиһәтимизниң сәвәби чәтәлләрдики уйғурлар үчүн буниңдин башқичирәк муҗадилә йоқ, йирақта туруп хитайға мушт атқили болмайду. вәтән ичидикиләр болса қандақтур бир горуһ чәтәлдә тәрбийиләнгән ихтисаслиқниң йетишип чиқип өзлиригә рәһбәрлик қилишини күтүп туралмайду яки күтүп турмаслиқи керәк. улар қолидин кәлгән барлиқ чарә ـ тәдбирләр билән, әң қолай, әң аддий усуллар билән дүшмәнгә арам бәрмәслик, дүшмәнни раһәтсиз қилиш һәркитини тохтатмай давам қилиши керәк!

мениңчә үчинчи басқучта немә қилиш керәклики тоғрисида баш қатуришимизниң орни йоқ. чүнки иккинчи басқучта тәрбийиләп йетиштүрүлгән

Page 209: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

мутихәсисләр үчинчи басқучта немә қилиш керәкликини тәтқиқ қилип бәлгиләйду. ихтисас игилирини йетиштүрүш дегинимиздә кәсип таллаш наһайити моһим. чүнки, мал дохтурлуқ,... аграномлуқ,... дегәндәк кәсипләрдә оқуп вәтәнни қутқазғили болмайду (бундақлар мәмликәтниң өзидиму оқуватиду.(

бундин башқа тәҗрибә ـ савақларға асасән бизниң дәп қоюшимизға тегишлик болған тәрәпләр даһиларниң өзлири һәққидә болуп, бу төвәндики мәзмунларни өз ичигә алиду :

сиясәт, истратегийәни тоғра бәлгиләш, тактикиға маһир болуш; өзиниң характери, пәзилити дурус болуш; чәтәлләрдики уйғурлар мәсилиси; қоманданлиқ орни мәсилиси. әмди бу мәсилиләрни билгинимизчә тәпсилирақ баян қилишқа тиришимиз:

өтмүштики сиясийонларниң һаятидин өрнәк кәлтүрсәк техиму чүшинишлик болар. гитлер сиясий сәһнигә чиқиш һәркитидә ғәлибә қилиш үчүн зөрүр ишлар сүпитидә шундақ йәкүнгә кәлгән: 1. аммивий һәркәтни қандақ бәрпа қилиш йолини билиш; 2. амма арисида тәшвиқат йүргүзүш асасини игиләш; 3. роһий вә җисманий терорлуқтин пайдилиниш; 4. әң тәсири бар күчләрниң (орни муқим күчләрниң) қоллишини қолға кәлтүрүш.

гитлерниң ”әң тәсири бар күчләр“ дегинидә көздә тутқини чиркав, армийә, ички кабент, дөләт башлиқи қатарлиқлар болуп, чиркав ― бизгә нисбәтән ейтқанда ислам дини вә вәтинимиздики мусулман хәлқимизниң қоллиши демәктур (әпсуски, бизниң даһилиримизниң диний чүшәнчиси вә етиқади нөл яки нөлгә йеқин болғачқа бу қоллашқа еришиши мүмкин әмәс). армийә, ички кабент, дөләт башлиқи ― бизгә нисбәтән бирәр дөләтниң қоллишини қолға кәлтүрүштур. әгәр

Page 210: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бу бир йүрүш ”орни муқим амиллар“ниң қоллиши болмиса, шахтики қуштәк бир иш болуп қалиду.

аммивий һәркәтни бәрпа қилишта нутуқниң роли интайин моһим. нутуқ тәшвиқат йүргүзүш асаси һесаплиниду. буларниң һәммиси амма арисидики паалийәт болуп, буни бизниң бәзи даһилиримизға охшаш ”мәстүрә хотундәк“ өйгә бекинивелип, аммидин айрилған һалда қилғили болмайду! тәшвиқатта нутуқниң моһимлиқини тонуш үчүн, гитлерниң бирнәччә еғиз сөзини нәқил қилсақ артуқ кәтмәс: ”нутуқтин ибарәт сирлиқ күч, пәқәт нутуқниң күчила ― йирақ қәдимдин тартип һазирғичә изчил түрдә тарихтики әң улуғ диний вә сиясий һәркәтләрни илгири сүридиған күч болуп кәлмәктә“. ”пәқәт нутуқниң күчигә таянғандила, андин кәң хәлқ аммисини тәсирләндүргили болиду. улуғ һәркәтләрниң һәммиси хәлқ һәркити, һәммиси инсанийәттә болидиған қизғинлиқ вә һисият волқанлириниң партлиши ...“.

әмди диний мәсилигә кәлсәк, динниң хәлқни қозғаш, иттипақлаштуруш күчини йеқинқи заман тарихлиримиздин икки қетим җакаланған җумһурийитимизни барлиққа кәлтүргән инқилап һәркәтлиридин көривалалаймиз. ундин башқа, күнимиздә хитайларниң йерим әсирләп елип барған атизим тәрбийиси вә мәдәнийәт таҗавузчилиқи нәтиҗисидә йоқулушқа йүз тутқан миллий әхлақ, миллий қияпәтләр,... 1996 ـــــــ 1998ــــــــ йилиниң башлириғичә орта асияда елип берилған диний тәрғибат, тарқитилған үналғу лентиси вә китаплар сәвәбидин әслигә келип, ”модирин қияпәт“ сүпитидә пайпақ тартиш вә бешини пахпаритип йүрүшни қобул қилған қизлар, мәдәний заманниң бир хил кәйпи билип һарақ, тамакиға үгинип қалған йигитләрниң зор бир қисми миллий әхлақ әнәнилирини әслигә

Page 211: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

кәлтүрүп, той қилишта җөрисигә диний вә миллий әнәниләргә уйғун йүрүш ـ туриши болушини шәрт қилидиған вәзийәт барлиққа келип, хитай коммунистлириниң йерим әсирлик тиришчанлиқи бошқа кәтти вә уларниң ютивелиш, еритип түгитиш пиланини нәччә он йил кечиктүривәтти .

бу вәзийәткә ”даһи“ларниң алтә ахшам баш қатуруп йезивелип, сәһнигә чиққанда йәнә инҗиқлап аран оқуп беридиған ”нутуқ“лири билән мәңгү еришкили болмайти! азад болалмаслиқимизни мусулманлиқимиздин көргүчи бәзи даһиларға қарита ихтиярсиз һалда бәзи соаллар туғулиду. хиристиянларниң тои қилиш адити, өрф ـ адитини (чиркавда никаһ қилиштин башқисини) әйнән доривелип, өзлирини мәдәнийәтлик санайдиған бу адәмләр хиристянлиқни қанчилик, исламни қанчилик чүшинидиғанду? бүгүнки дуняниң илим ـ пән, мәдәнийәт чоққисида болмиш исраиллар шәриәт дөлити қурди, тәврат шәриитини қалақлиқ демиди; нурғун явропа вә америка дөләтлириниң сайламдин кейики йеңи башқанлири вәзипә тапшуривелиш мурасимида инҗилни тутуп қәсәм қилиду, хиристян дини уларниң ”мәдәний“ болушиға путлашмайду, әмма бизниң билимданлар(даһилар) бәк ”мәдәнийәтлик“ болғачқа динни қалақлиқ һесаплап, хәлқтин узақлишип кетиду... уларниң динни қалақлиқ дәйдиған ”илғарлиқ“и асаслиқи хитайларниң атизим тәрбийисиниң мәһсули болуп, қошумчә ғәрп ислам дүшмәнликидин кәлгән. гәрчә улар өзлирини коммунистларға қарши инқилапчи, батурлардин санисиму, роһи дунясида ихтиярсиз йилтиз тартип кәткән риаксион мәпкүриләр ипадилинип чиқиду. улардин шундақ сорисақ бәлки җавапқа сөз тапалмай инҗиқлиши мүмкин: сиз динни биваситә тәтқиқ қилип

Page 212: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

баққанму? башқа динлар билән селиштуруп баққанму? қуранни оқуп бақтиңизму? тәврат, инҗилничу?

әмди нутуқ мәсилисигә кәлсәк, натиқлар ― асасән диний саһәмиздин, диний затлиримиз ичидин чиқидиғанлиқини көримиз. шундақла уларниң амма арисидики паалийитиму җанлиқрақ. лекин, уларниң тематик даириси пәқәт дин биләнла чәкләнгәнлики, тақ ленийилик тәрбийә алғанлиқи сәвәплик, сиясий нишанлар тоғрисида, истратегийә, тактика, истихбарат, ... җәһәтләрдә йетишсизлик һис қилиниду. башқа уқумушлуқлар билән арида өзара толуқлаш”аңлашмиси“ қилиш имкани болмиғачқа бу иш бир қелипта саңгилап кетивәрмәктә! мән әрәпләрниң мәшһур диний алимлири язған китапларни оиуватқан чағлиримда, уларниң ғәрплик алимлардин нәқил алған җайлирини оқуп һәйрану-һәс қалдим! улар нәқил қиливатқан бәзи китапларни бизниң "исламчи"лиримиз әмәс, зиялилиримизму асан қобул қилалмайдиған дәриҗидики китаплар икәнлики нәзәргә елинса, ихтиярсиз һалда бизниң өлималиримиз көз алдимизға келиду: бизниңкиләр "капир болуп кетиш"тин қорқуп, диний мәзмун тешидики һечқандақ китапни оқуп бақай демәйду. буниңдин йәнә шундақ гуман туғулишиму бәк мәнтиқилиқ болиду: әҗәба буларниң имани бәк зәип, өзиму ишәнч қилалмайдиған дәриҗидә охшимамду?

дүшмини ортақ болған күчләр билән иттипақлишиш, башқа һакимийәтләрниң өктичилири билән ”иттипақ түзмәслик“(гәрчә сиясий ғайиси охшаш болсиму) сиясити қоллиниш. ”иттипақ түзмәслик“ниң зөрүрийити шу йәрдики, йоқарқи баянимизниң мәзмуни бойичә бизниң бир нишанимиз мәлум дөләтләрниң қоллишини (орни өзгәрмәйдиған муқим күчләрниң қоллишини) қолға кәлтүрүш болған икән, у һалда биз һечқандақ чәтәл һакимийитиниң

Page 213: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

чишиға тегидиған ишни, җүмлидин мәвҗут һакимийәтниң өктичилири билән иттипақ түзүш хаталиқини садир қилмаслиқимиз керәк. әксичә болғанда шу дөләттики паалийитимиз чәклимигә учрапла қалмай, нормал һаят кәчүриватқан муһаҗирлиримизму бесимға учрайду, нәзәрбәнткә чүшүп қалиду. булар пәқәтла нәзәрийә әмәс, бешимиздин өткүзгән аччиқ әмәлийәтниң савақлиридур.

ортақ дүшмән алдида иттипақ түзүш әң кәң омумлашқан истратегийә. бу һәқтә тарихтин кичиккинә мисал кәлтүрәйли: иккинчи дуня уриши дәвридики әнгилийә баш вәзири черчил коммунизимға болған өчмәнлики җәһәттә дуня бойичиму мәшһур иди. шундақ болишиға қаримай, германийигә қарши турушта совет иттипақини қоллаш мәйданида турған. гитлер германийиси совет иттипақиға таҗавуз қилиш һарписида (1941 ـــ йили 21 ـــ июн, шәнбә) черчилниң хусусий катиби колвел черчилға һәмраһ болуп йүргинидә шундақ сориған:

― сиз коммунистларниң әшәддий дүшмини туруп, германийигә қарши урушта совет иттипақини қоллисиңиз, пиринсипиңизға хилаплиқ қилған болмамсиз?

― пиринсипқа азрақму хилаплиқ қилған болмаймән. мениң пәқәт бирла мәхсидим бар, у болсиму гитлерни йоқутуш. бу мәхсәт мениң турмушумни техиму аддийлаштуривәтти. әгәр гитлер дозаққа таҗавуз қилидиған болса, мәнму һеч болмиғанда төвән палатада иблисқа һисидашлиқ қилидиған бир баянат елан қилимән.

йәнә шу заманда, розвелт (америка башқани) черчилға хәт йезип: ”мән түнүгүн өз алдимға ахбарат ـ мәтбуат саһәсидикиләрни қобул қилип, балқан йерим арилида тарқилип келиватқан қәдимқи юнан диний

Page 214: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

җәмийитиниң бир һикмәтлик сөзини ейтип бәрдим. чүнки бу бизниң нөвәттики дарлан ـ де гол мәсилисигә мувапиқ келидиғандәк туриду. һикмәтлик сөз мундақ: ’балилирим, бешиңларға чоң балайи ـ апәт кәлгәндә мәхсәт ـ мурадиңларға йетивалғичә (көврүктин өтүвалғичә) шәйтан билән һәмсәпәр болуңлар “ ‘.

мана бу бир сиясийонниң һалқилиқ пәйтләрдә асасий мәхсәт үчүн қандақ сиясәт йүргүзүш керәкликини чүшәндүридиған әң образлиқ чүшәндүрүштур.

бизниң сиясийонлиримиз болса, һелиғу ортақ дүшмәнгә қарши турушта ”иблисқа һисидашлиқ қилиш“ мәйдани тутушкән, һәтта өз сепидикиләргиму хотун кишичә қейдаш билән мунасивәтни тохтитивалиду. бәзи ”вәли“лар болса сараңдәк җөйлүп: әқидиси сап болмиғанларни (вәтән, милләт дәйдиғанларни демәкчи ― а) җиһад сепимизгә қатмаймиз, пәқәтла ”аллаһ дәйдиғанлар билән қилимиз“ дәйду (уларниң әқидисиниң қайси дәриҗидә саплиқини ”қимарда уттуривәткән пулни инқилапниң мәблихидин төливетиш“ тоғрисидики тәкливидин билгәнидуқ). әгәр бири сениң дүшминиңни йоқатмақчи болса, сән униң әқидиси, ахирқи нийити,... қатарлиқларни сүрүштүримән, әқидиси дурус болмиғанларни хитайға қарши урушқили қоймаймән, дәп туривалсаң, ким сени сараң демәйду? шәйх сәиди шундақ дегән: ”йиланни өлтүрмәкчи болсаң дүшминиңниң қоли билән өлтүр, һеч болмиғанда бир пайдиға еришисән: я дүшминиң йиланни өлтүриду, йиландин қутулисән; я йилан дүшминиңни чеқивалиду, дүшминиңдин қутулисән“. буни демисәкму, аллаһниң вәдиси вә өзигә хас қудрәт кәрими шуки, залимни залимниң қоли билән, пасиқни пасиқниң қоли билән йоқутуштур! диққәт қилишқа

Page 215: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

тегишлик нуқта шуки, уларниң ”ислам“ күнлүки астида көтүрүп чиққан бимәнә қарашлири һәргизму ислам пиринсипи әмәс! әгәр нийәт шум болмисила исламда бу һәқтики пиринсиплар наһайити очуқ, наһайити кәң, наһайити әмәлийәтчил, бәкму мувапиқтур. ислам алимлиридин доктур абдулла әззәм шундақ қурларни язиду:

”йетәрлик сәвийидә ислам тәрбийиси билән тәрбийиләнмигән мусулманлар билән биллә уруш қилимизму?

”бу соал бәзи сәмимий мусулманлар тәрипидин қоюлмақта. уларниң бир қисми сәмимий мусулманлардур вә улар сорайдуки, афғанистанлиқларға охшаш арисида сәмимий мусулманларму, ялғанчиларму бар болған, арисида тамака вә шивар (бирхил чекимлик) чекиш йейилип кәткән вә бир қисми тамака елиш үчүн қораллирини сетиватқан бир милләт билән биллә қандақ уруш қилимиз? йәнә улар шундақ кишиләрки, өзлириниң һәнәфий мәзһибигә мутәәссиплик қилиду вә бир қисми тулум я тумар есивалиду. биз булар билән биллә қандақ уруш қилалаймиз?

”мән силәргә шәри дәлилни көрситиштин бурун ейтимәнки: йәр шарида йоқарқи ишлардин халий бир мусулман милләтни маңа көрситип беқиңларчу! биз бу ишлар бар дәп мусулман тупрақлирида капирларни қоюп қоямдуқ?

”җавап: уруш қилиш лазим. чүнки уруш қилиш икки зиянниң чоңрақидин сақлиниш, мудапиәлиниш қаидиси үстигә қурулған. бу мәсилә тоғрисида "әдлийә һөкүмлири" намлиқ журналда бир бөлүк маддилар бар:

ـ 26” мадда: хәлқ аммисиға келидиған зиянлардин сақлиниш үчүн шәхсләргә келидиған зиянларға чидашлиқ берилиду.

Page 216: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

ـ 27” мадда: чоң зиян, кичик зиян (йәни униңға чидаш билән)ни тартиш арқилиқ йоқ қилиниду.

ـ 28” мадда: икки бузуқчилиқ билән учрашқанда, бузуқчилиқи азрақ болғанни қилиш арқилиқ зийини көп болған бузуқчилиқтин сақлиниш керәк.

ـ 29” мадда: икки яманлиқтин зийини азрақ болғини таллиниду.

”демәкки, икки яманлиқниң зийини азрақ болғинини таллаш лазим. қайсисиниң яманлиқи көпрақ? русларниң афғанистанни ишғал қилип, уни қуран оқуш мәни қилинидиған, ислам диниға етиқад қилиш мәни қилинидиған ”капир дөлити“гә айландурушму? яки арилирида гунаһ мәсийәт вә хаталиқ тепилидиған бир милләт билән биллә дүшмәнгә қарши җиһад қилишму?

” ибни тәймиййә "мәҗмуулфәтва" намлиқ китапта мундақ дәйду:

”әһли сүннәт вәлҗамаәниң асасий қаидилиридин бири: яхши, яман пүтүн мусулманлар билән бирликтә җиһад қилиштур. чүнки аллаһ бу динни бәзи гунаһкар вә ислам динидин несивисини алалмиған кишиләр билән күчләндүриду. пәйғәмбәр әләйһиссаламму һәдистә мундақ дәйду: ’җиһад әгәр гунаһкар әмирләр вә яки гунаһ ـ мәсийәтлири көп болған әскәрләр билән бирләшмигәндә бәрпа қилинмайдиған болса, иккиниң бирини қилиш лазим келиду, я улар билән бирликтә җиһад қилишни тәрк етиш (буниң нәтиҗиси дин вә дунялиқта зийини наһайити көп болуп, башқилар ислам диярлириға һөкүмран болиду); яки гунаһкар қоманданлар билән бирликтә җиһад қилиш (буниң нәтиҗиси болса гунаһкар, пасиқ, паҗирлардин мудапиәлиниш вә ислам қанунлириниң һәммисини бәрпа қилиш мүмкин болмисиму көп қисмини иҗра қилиш имканийити қолға келиду (‘ .

Page 217: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

”әгәр уруш ― җиһад капир, йәһудий, хиристян, вә коммунист ― динсизләргә қарши болидикән, улар билән уруш қиливатқан мусулманлар қанчилик пасиқ вә гунаһкар болишиға қаримастин улар билән бирликтә дүшмәнгә қарши җиһад қилиш пәрз болиду.

”имам шәвкани "нәйлул әвтар" намлиқ китабида мундақ дәйду:

”капирларға қарши пасиқ кишиләрдин ярдәм сораш пүтүн алимларниң ортақ пикри билән җаиздур.

”пәйғәмбәрәләйһиссалам қәзман тоғрисида мундақ дегән: ’шүбһисизки, аллаһ бу динни гунаһкар кишиләр билән күчәйтиду “‘.

идийивий талаш ـ тартиш ― тәрәпләргә бөлүнүш ― өтмүштиму болған. һәрким өзиниң сиясий ғайисинила қоғлишип, парчилиниш билән җаң җжҗоңниң ямпишиға чиққан. җумһурийәтниң завалидин ”үч әпәнди“ мәмнун болғаниди. чүнки бу җумһурийәт уларниң мәпкүрисигә уйғун әмәсти ـ дә! немишкә бундақ қуруқ гәпни раст қилимиз дәп, нәқ нанни хәққә тартқузуп қойимиз? дегәнни ойлап, пәйлигә һай бериш һечкимниң әқлигә кәлмигән. алди билән хитайдин қутулуштин ибарәт бир ортақлиқни алдинқи орунға қоюп, башқа талаш ـ тартишни тохтитип турайли, демигән. худди бүгүнки күндиму әйни шундақ қуруқ гәп талишиш түпәйли охшимиған пикирдикиләр бир ـ биригә өлүм тиләш мунқәрзликимизни мустәһкәмлимәктә.

бәзи қоңалтақлар дәймиш: ”мән бу ишларни бузиветәлигәнликимдин пәхирлинимән, болмиса демократчилар ғәлибә қилип қалса, тәхткә шулар чиқип, дөләтни шулар сорайти әмәсму!“(демәк, хитайниң сориғини яхширақ, демәкчи!) (мана бундақ шум нийәтләрни хәлқ унтуп қалмаслиқи, уни вә униң пүткүл әвладини ләнәтләш керәк!). тарих әйни бойичә тәкрарланмақта. әйни заманда ишниң хитайлар

Page 218: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

тәрипидин уҗуқтурулиши охшимиған пикирдики ”үч әпәнди“ни гоя хитайлар улар үчүн қисас елип бәргәндәк хурсән қилған болса, бүгүнки күндә заманимизниң ”төрт ишан яки төрт сопи“си әйни шундақ мәмнун болушмақта! шәхсий мәнмәнлик милләтниң тәқдиридин үстүн! милләтниң азадлиқидин моһим! сениң дегиниң болуп, вәтән азад болсиму керәк әмәс! мениң дегинимдәк болмиса хитайға чеқип қоюп болсиму ишиңни буздуриветимән! бу шумлуқлар чахчақ әмәс, раст болған иш, раст болған гәпләр!

тактика ― пәнтни билиш мәсилиси. бизниң даһилиримизда шуар, сиясәт, тактика, тәшвиқат, һәркәт һәммиси бир қелипта! буларниң арисида пәрқ болиши керәк. ”қуйруқ көрситип өпкә сетиш“ни билиш керәк. бу һәқтә бир әмилий мисал: таһир йолдаштин мухбир сорайду:

― силәрни кимләр қоллайду? ― бизни пүтүн дуня мусулманлири, һәққанийәтни

сөйгүчи барлиқ хәлқ қоллайду. конкрет күчләр һәққидә соралғанда, мәсилән: ― шәрқий түркистан муҗаһидлири билән иш

бирликиңлар барму? ― йоқ. ― иран қоллайду, дегән гәпләрни аңлаймиз, бу

растму? ― яқ, иран билән һечқандақ иш бирликимиз йоқ. ваһаказа... бизниң улуғ даһилар болса өзиниң бүйүкликини

билиндүрмәк, өзини риклам қилмақ (инқилапқа қанчилик зиян болсиму)үчүн күчинип туруп лап атиду: бизниң таһир билән алақимиз бар, осамә бин ладин билән иш бирликимиз бар,... иран бизгә бир милйон доллар бәрди, йәнә бәрмәкчи,... дегәндәк билҗирлайду. таһир йолдаш бир сиясийончә тәпәккүр

Page 219: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қилип, ғайиси, көришигә пайдилиқ болишини алдинқи орунға қоюп туруп пикир қилиду вә шундақ һәркәт қилиду. мәсилән: шәрқий түркистан муҗаһидлири билән алақәм бар дәп ялғандин по атқан билән хитайдин ибарәт бүйүк бир күчни өзигә дүшмән қиливалиду, бу униң ишини қийинлаштуриду, сиясий нишанға пайдисиз. бизниң ”ишанлар“, ”вәли“ләр болса инқилапниң асасий йөнүлиши үчүн пайдилиқму, зиянлиқму дегән нуқтида әмәс, қандақ қилсам өзәмни чоң көрситимән, дегәнни асасий орунға қоюп пикир қилғачқа ялған лапни атиду, нәтиҗидә инқилабимизни таянч базилардин, ”көчәт йетиштүрүш“ мәйданлиридин, әң болмиғандиму хәлқимиз хатириҗәм тиҗарәт қилидиған имканийәтләрдин тамамән мәһрум қилип, инқилапқиму, авам хәлққиму мислисиз зиян кәлтүриду. бу қәдәр зиянни бу бәхтсиз хәлқ ашу айламбашларниң бир қетимлиқ пори үчүнла тартиду, наһайити узун муддәт тартиду! улар бундақ сәзгүр сиясий мәсилиләрни билидиған типтики адәмләрму әмәс. мәсилиниң қизиқ йери шуки, улар инқилапниң пайдиси үчүн дипломатик услупта даңқан пути гәп қилип һәқиқий әһвални йошурушниғу әсла билмәйду, һеч болмиса ялған гәп билән өзини көптүрүп өз путиға өзи палта чапмиса болатти!

коммунист импирийисигә қул болишимизниң һарписида бир җаң җжоңниң ойниған сиясий шаһмити бизниң тарихий қисмитимизни бәлгиләп қойғанлиқи, сиясини билмәй гүрүлдәйдиған сараңлиримизниң ойлинишиға йетиду .

тоғра вә лилла болуш. бу бир мусулман үчүнму мөминлик сүпәтни бәлгиләйдиған моһим шәртләрдиндур. чүнки мусулманлар тоғра вә лилла болушта өз қериндишиниң һәтта атисиниң зийиниға гуваһлиқ беришкә тоғра кәлсиму адиллиқни җари қилиш үчүн қилчә иккиләнмәй гуваһлиқ беришкә

Page 220: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

буйрулғандур. тоғра лилла болмаслиқ мәнмәнликни мәнбә қилиду, кибир вә тәмәннани асас қилиду. бу болса хаталиқни тән алмаслиқ, тоғра пикирни қобул қилмаслиққа елип бариду. ваһаләнки, булар һәрқандақ бир сиясий тәшкилатни һалакәткә елип бариду. ленин мундақ дегән: ”бир сиясий партийиниң өзиниң хаталиқиға тутқан позитсийиси ― у партийиниң әстайидил яки әмәсликини, өз синипи билән әмгәкчи хәлқ тапшурған вәзипиләрниң һөддисидин һәқиқий чиқиш ـ чиқмаслиқини өлчәйдиған өлчәмдур. өзиниң хаталиқини ашкарә иқрар қилиш, хаталиқниң сәвәплирини ашкарилаш, хаталиқ садир болған шараитни тәһлил қилиш ― җиддий вә әстайидил бир сиясий партийиниң бәлгиси...“. ”бурунқи барлиқ инқилабий партийиләр шуниң үчүн йоқалғанки, улар өзлирини бәкму қалтис чағлап кәткән, өзлириниң күчлириниң мәнбәсиниң нәдиликини билмигән, аҗизлиқлирини сөзләштин қорққан. әмма биз йоқалмаймиз, чүнки биз өзимизниң аҗизлиқлирини сөзләштин қорқмаймиз, бәлки у аҗизлиқлиримизни йеңишни үгинивалалаймиз “.

гәрчә бу ”қизилбаш ленин“ниң сөзи болсиму, хаталиқини тонуш, һәқни тонуш, тәкәббур болмаслиқ һәққидики аллаһниң буйриқиға итаәт қилмиған, өзини мусулман дәвалған туруқлуқму бир ”қизилбаш“чилик кичик пеил болалмиғанларға сәлбий җәһәттин әмәс, иҗабий өрнәк қилиш мәхсидидә кәлтүрдуқ. бир ”қизилбаш“ниң мусулманларға иҗабий үлгә болуп қелиши әмәлийәттә (чүшәнгән қәвм үчүн) әйптур.

тоғра вә лиллалиқ тоғрисида гәп кетиватқанда, ”қапийиси кәлгәндә атаңни айима“ дегәндәк, шу бапта бир тарихий мисални кәлтүрүш билән өз әмәлийитимизгә селиштуримиз: африқа уруш мәйданида италийә, германийә қошунлирини йәңгән әнгилийиниң ғалип генерали вавил кейин

Page 221: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

германийиниң ”африқа түлкиси“ дәп аталған маршали роммел тәрипидин тармар қилинғанда черчил төвән палатада нутуқ сөзләп роммелни шундақ махтиған: ”биз интайин җасарәтлик вә уруш қилишқа маһир бир рәқипкә дуч кәлдуқ. әгәр биз уруш кәлтүрүп чиқарған бузғунчилиқларни һесапқа алмисақ, у бир улуғ генерал“. бу нәқилдин ғәрәз шуки, черчил гәрчә дүшмини тоғрисида гәп қиливатқан болсиму, улуғ бир сиясийон болушқа мунасип һалда униң иқтидарини кәң қорсақлиқ билән етирап қилған. бизниң даһилар болса дүшмини тоғрисида әмәс, өзигә әгишип кетиватқанлар ичидики иқтидари барларни етирап қилмиғандин ташқири, ”даһи“лиқ орниға тәһдит болуп қелишидин сақлиниш үчүн, башламчилиқ билән униң йеғирини татилап хәққә көрситиду, һәтта ”йеғир“ тапалмиса бөһтан тоқуп болсиму уни ”икки пул“ қиливетишкә тиришиду. униң кишиләргә баһа бериш өлчими кишиләрниң өзигә болған қулчилиқи яки тәнқидий қариши болуп, қулчилиқ қилғанлар яхши, болмиса яман баһалиниду.

буниң сәвәплирини тәһлил қилғанда әсли чиқиш нуқтисиниң тоғра әмәслики, халислиқ, сап нийәт, рия арилашмиған сап муддиадин туғулмиғанлиқи аңлишилиду. бизниң даһилиримиз ишниң бешидила (шәрқий түркистан үчүн бир иш тәвритиш көңлидин кәчкән минуттин башлапла) өзлирини шәрқий түркистанниң тәхтидә олтурғандәк һис қилиду. шуңа уларға һәрқандақ шәкилдики тәнқидий пикирләр ашу дәхлисиз нопузға қилиниватқан һақарәттәк туюлуп еғир келиду, қобул қилалмайду. дәл шундақ болғанлиқи үчүн улар өзигә ”хош“ дәп турғанларни йеқин көриду, ишәнчлик, нийити сап һесаплайду (һәтта мунапиқлиқи, хитай җасуси икәнлики тоғрисида нурғун миш ـ мишларниң болишиға вә бу сөз ـ чөчәкләрниң һәқиқәткә йеқинлиқини

Page 222: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

испатлайдиған нурғун аламәтләрниң оттурида болишиға қаримайду); пикир бәргәнләрни аси һесаплайду.

башқа дөләт вә милләтләрниң даһилири ишниң бешидила өзини ”дөләт атиси“ санивелип, шу бойичә өзиниң җенини сақлаш, өз нопузи (”дөләт атиси“лиқ нопузи), шәхсийити үчүн һәрқандақ номуссизлиқни қилиш позитсийисидә болмиған. улар җәңниң алдинқи сәплиридә, җәңчиләр арисида болған, түрмиләрдә ятқан, қанчә ـ қанчә өлүм хәвпигә дуч кәлгән, тарих уларни (мәлум мәнидә) ихтиярсиз һалда дөләтниң тәхтигә чиқирип қойған. мәсилән: җәнубий америка мустәқиллиқ һәркитиниң даһиси симон боливар әслидә даһиниң адютанти иди, даһи өлгәндин кейин қоманданлиқни зиммисигә алған. гәрчә у җәнубий америкидики нурғун дөләтни мустәқил қилған бүйүк даһи болсиму, лекин техиму бүйүк ғайиләрни ишқа ашуруш үчүн һоқуқни вақтлиқ мәркәзләштүрүшни тәләп қилғанда сәпдашлири тәрипидин рәт қилинған. шуниң билән у истипа берип кетип қалған вә игисиз, һәмраһсиз һалда ахирқи өмрини толиму ечинишлиқ өткүзгән. өзини даһилиқ орунға қойивелип, андин көрәш қилмиған. кейинму мәңгүлүк даһилиқ тамасида болмиған.

хитай компартийиси қурулған дәсләпки чағда чен душию баш секритар болған. мавзедоң у чағда пәқәт хунән өлкисиниң вәкили иди. мавзедоң асасий һоқуқни қолиға алғанға қәдәр арилиқта чючюбәй, ли лисән, ваң миң, җаң гутав қатарлиқлар патийиниң бешида болған, бәзилири төвән чүшүрүлгән, бәзилири хаталишип партийидин қоғлап чиқирилған.

сабиқ югсилавийиниң башқани титому партийиниң аддий әзаси сүпитидә инқилапқа иштрак әткән. он йиллап әнә шундақ аддий җәңчи болушни баштин кәчүрүп, кейин башлиқ болған.

Page 223: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

демәк, буларниң һечбири биринчи күнидин башлапла ”төр“дә болғини йоқ, техиму моһими төрдә болуш шерин чүшини чүшигиниму йоқ. шундақла дәсләптә ”төр“дә болғанлардин ахирида тәхткә чиққанларму асасән йоқ. дөләтниң тәхтигә кимни чиқириш тарихниң тәбиий тәрәққиятидики бир нәтиҗә болуп, аллаһ кимгә несип қилса шу чиқиду, дегән гәп.

омумән, салаһийәт, қабилийәткә бақмай ”даһи“лиқ тамасида болуш ноқул шөһрәтпәрәстликтин болиши натайин. техиму моһими билмәсликтиндур. ”һәдистә шундақ дейлгән: ’мән билгәнни билгән болсаңлар, аз күләттиңлар, көп йиғлайтиңлар‘. худди шундақ, бу ’даһи‘ ларниң ’даһи‘лиқ давалири билмәслик земинида барлиққа кәлгән пайдисиз өсмидур. билмигәнлики үчүнла бу ишни шундақ асан, пәқәт ’төр‘дә олтуруп бәрсила болидиған яки сәһнидә рәсимгә чүшсила болидиған иш һесаплап, униң дуня тарихидики һеч даһи дуч кәлмигән алаһидиликкә игә, қийинлиқ дәриҗисиму һечқандақ охшиши болмиған дәриҗидики мүшкүл бир нишан икәнликини һис қилалмаслиқтинла әнә шундақ ’көп һиҗийиш‘ келип чиққандур. болмиса буни талашмастин бир ـ биригә өтүнүш келип чиқатти. кимниң қолидин келидиғанрақ болса көпчилик намидин шуниңға һавалә қилинатти... “ бизниң ”даһи“лар болса худди тул хотун анисидин қалған яғачтавақ билән кона чөчәкни ”хәқ тиқивалиду“ дәп пийидила йүргинидәк, ”даһи“лиқ орунниңла койида болуш, әндишә, сарасимә, гуман түпәйли нервиси аҗизлишип, ”дүшмән“, ”вәтән“ уқумлири вә бу һәқтики сиясий нишанни йүттүрүп, әнә шу тутруқсиз ғәм, ”асмандики ғазниң шорписи“ни қоғдаш койида бәнт болуп қалидиған ишлар көрүлүп туриду.

сап әқидә тиклийәлигән, вәтән, милләт үчүн халс нийәттә хизмәт қилидиған даһи, өзиниң пәзилитигә

Page 224: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

наһайити диққәт қилиши керәк. йоқарқи аччиқ кинайиләр вә тарихий мисаллардин бир әқлий йәкүн чиқирип, бу ”сәдәпләр“ ичидин керәклик ”инҗу“ни тепивалар дәп ишинимән.

уюштуруш вә тәшкилләш зөрүр болған ишлардин бири (йоқурида тилға елинған малийә вә билим әһли мәсилисидин кейин яки бирла вақтта қилишқа тегиш иш) чәтәлдики уйғурларни тәшкилләш вә уюштуруштур. бу һазирқидәк шәклән вә коммунаниң һашасиға муамилә қилғандәк қилинидиған уюштуруш әмәс, конкрет нуқтилири вә тәләплири алдинқи мақалимизда програм тәриқисидә көрситилгән иди. чәтәлләрдики уйғурларда миллий туйғу, бурч туйғуси, миллий тәқдиргә көңүл бөлүш вә қайғуруш туйғуси, инсаний һоқуқ туйғуси, мәнәвий үстүнлүк туйғуси, риқабәт еңи ойғутушни мәзмун қилиду. биз адәттә мәңгүлүк истиқбал мәсилисидә йирақни көрәлмәймиз, әмма конкрет хизмәттә чоң гәпләргә есиливелип йеқинни, бурнимизниң түвини көрәлмәймиз. йоқурида дейилгән уюштуруш ― бурнимизниң түвидики хизмәтләрдур. мәсилән: бир қәдәр нопусимиз көпрақ болған әлләрдә қануний йоллар билән тегишлик һәқ ـ һоқуқлиримизни қолға кәлтүришимиз керәк! бу йеқиндикисиниң һөддисидин чиқалмай туруп, вәтән азадлиқидин лап етиш кичик балини йоған қәғәз парчиси билән голлап, униң қолидики һәқиқий пулни алдап еливалғандәк бир мәнзирини көз алдимизға кәлтүриду. иш һәмишә кичиктин чоңийиду, аилидин җәмийәткә йүзлиниду...

әмма, ишниң тайини болмиғини, салаһийәт вә қабилийәтниң тайини болмиғини билән, бәзиләрдә гәп бәк йоған икән: ”әгәр һәрбир шәрқий түркистанлиқ мәнчилик иш қилса бу кәмгичә вәтән азад болатти“! уларниң махтиниватқан ”иши“ хитай консулханисиниң бирәр чакири билән уларниңкигә

Page 225: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

чағанлап яки уларниң дөләт байримини қутлиғили барғанда кәмпут йигәч қилинған сөһбәт икән. бундақ сөһбәтләр, дипломатийә арқилиқ вәтән азад қилишниң җүмлисидики әмәлий хизмәтләрмиш! бу хилдики тенчлиқчилиқниң бир хил мунапиқлиқ тәрғибатидин башқа нәрсә әмәслики, дүшмәнни һеч заман ”тәсирләндүргили болмайдиғанлиқи...“ тоғрисида илгири нәшир қилинған китапларда конкрет тохтилинған иди. тенчлиқчиларниң вәкиллиридин бири, әң йоған даһимиздин бири тенчлиқ усули һәққидики көз қаришимизниң өзигә рәп кәлмигинигә қарита: ”вәтәндин йеңи чиққанлар дуняниң ишлирини таза чүшинип кәтмәйду...“ дегәниди. биз бундақ ғитмәкләргә шуни дәймизки, чәтәлдә туғулған яки чәтәлдә чоң болған шуарвазлар хитайниң әһвалини ― писхикисини, йүзи қелинлиқини, ачкөзликини,... ― таза чүшинип кәтмәйду! ач ـ ялиңач хәлқниң аһу ـ зарини таза чүшинип кәтмәйду; таяқни биваситә өзи йәп бақмиғачқа таяқ азабини таза чүшинип кәтмәйду! вәтәнни көрмигән яки хатирисидин көтүривәткәчкә вәтән муһәббитини таза чүшинип кәтмәйду! пичақниң сөңәккә йәткәнликини таза чүшинип кәтмәйду! шуниң үчүнму әнә шундақ хотунларчә усул билән лөмшүп, мисилдап, дүшмән тәсирләнгәндә яки америкиниң ичи ағрип кәткәндә ишимиз пүтиду дәп олтуришиду! әмма у чағқичә сәкратқа чүшкән хәлқниң һали немә болиду? дүшмәнниң сани, күчи қайси һалға йетиду? таза чүшинип кәтмәйду!! биз әмди бу ағзида шә елип, көтидә сепил соқидиғанларға түрк милләтчилириниң бир шеирини әслитип өтимиз:

“Bayrakları bayrak yapan üzerindeki kandır , Toprak eğer uğurunda ölen varsa vatandır !”

Page 226: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бу ”чүшинип кәткән“ аварилар өзлиричә вәтән хәлқини һечнемә билмәйдиған, мәдәнийәтсиз һесаплап, өзлирини уларниң ”рәһбири“ болушқа салаһийәтлик көрсәтмәкчи болушса керәк. биз уларға шундақ аддий мисаллар билән җавап беримиз: қоғунниң сәрхили қоғунлуқта, буғдайниң уруқлуққа ярайдиғини буғдайлиқта йетилиду; буғдайлиққа үнүп қалған бирәр тал пиләктин сәрхил қоғун, қонақлиқниң қириға үнүп қалған буғдайдин сортлуқ уруқ алғили болмайду. хәлқ бар йәрдә сәнәт, хәлқ бар йәрдә шу хәлққә хас мәдәнийәт, хәлқ бар йәрдә шу хәлқниң өзигә хас қәһриманлиқ тарихи ярилиду; хәлқ бар йәрдә шу хәлққә хас талант... йетилидиғанлиқи аддий уқумдур.

бу даһиларға йәнә шуниму әслитип қоюш зөрүрки, 1979 ـ йилида өй ـ мүлүклирини әрзан сетип қачқан хитайлар, 1997 ـ йилида ғулҗидин қачқан хитайлар, һәтта хитай һөкүмити тосувелишқа амалсиз қелип, ”қачқанларға үч йиллиқ қамақ җазаси берилиду“ дәп бәлгилимә чиқиришқа мәхбур болған әһвалдики ”хитай қач ـ қач“лири ― һәр һалда германийидә яки түркийидә ечилған ”һәйвәтлик қурултай“дин қорқуп кетип қачқанлар әмәсиди, буни ”чүшәнгән“ даһилар ― мәҗлисвазлар инкар қилалмиса керәк!

ـ 1998 йили шәрқий түркистанда ”хизмәтләрни көздин кәчүргән“дә хитай баш секритари җаң земин ишләпчиқириш ـ қурулуш қисимлириниң кадирлириға ачқан йиғинида шундақ дегән: ”коммунистлар һакимийәтни алғанға йерим әсир болуп қалди, мушу күнгичә ’миллий бөлгүнчиләр ақ қилди, миллий бөлгүнчиләр көк қилди‘ дәп қақшап олтуруш әйп әмәсму? ким сениң қолуңни тутивалди? уларниң нәслини қурутуп ташла! бири мидирлиса биригә қошуп аз ـ тола мунасивитила болса онни, йүзни йоқ қил! уларниң қимирлишиға мутләқ имкан қойма! йәнә

Page 227: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

улар мәвҗут болаламдикин көрүп бақайли! бу җәһәттә қилчиму бихәстәлик қилишқа, юмшақ қоллуқ қилишқа қәтий йол қоюлмайду! юмшақ қоллуқ қилинидикән, юмшақ қоллуқ қилғучиларни қаттиқ сүрүштүрүш керәк, сәвәбини тепип чиқиш керәк!...“. (бундин башқа бу йиртқучлар бешиниң тилниң йоқулишидин милләтни йоқутидиғанлиқиға қилған ишаритиниму әскә салимиз) бу дәһшәтлик мәхсәтни, бу явуз нийәтни бизниң ”әқиллиқ тенчлиқчилар“ уқамдиғанду? мушу йиртқучларға ”нәсиһәт“ аңлиталаймиз, ”ич ағритишини қолға кәлтүрәләймиз“ дәп ойламдиғанду? яки биз ”дадаңни өлтүргәнгә анаңни бәр“, ”оң тәстигиңгә урғанға сол тәстикиңниму тутуп бәр“ дегән пиринсипқа қәтий әмәл қилишимиз керәкмикән ?!

ахирқи гәп қоманданлиқ орни мәсилиси. инқилап ― ”даһи“ниң бихәтәрлики үчүн қәйәр яхши? дегәнни асас қилип қанат яйдурулмайду. шундақла қоманданлиқ шитап дүшмәнниң оқи йәтмисунни асас қилип интайин йирақ бир йәргә бекитилмәйду. әксичә, инқилапниң истиқбали үчүн қандақ болғанда әң пайдилиқ болиду? дегән асаста бәлгилиниду вә бәлгилиниши керәк!

йогславийә компартийисиниң мәркизий комитети дәсләпки чағларда изчил түрдә чәтәлдә болған. бу уларниң һәркити үчүн зор қолайсизлиқларни кәлтүргән. кейин тито бу вәзийәтни оңшаш үчүн мәркизий комитетни дөләт ичигә көчүрүшни оттуриға қойған вә көчүргән иди.

бизгә һазир ”мәмликәт ичигә көчүрүш“ниң һаҗити йоқ, чүнки мәмликәт ичидики һәркәтләр қандақтур чәтәлдики қоманданниң ишаритисиз йиллардин бери давам қилип келиватиду һәм давам қилиду. бу йәрдә тохталмақчи болғинимиз, чәтәлләрдики һәркәтләрниң мәркизи қәйәрдә болиши керәк, дегән мәсилә. һазир бу орган ”миллий мәркәз“ аталмиси билән

Page 228: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қелиплишиватиду, хәйр мәйли, ”миллий мәркәз“му дәйли, униң орни мәсилисидә әркин алптекин әпәндиниң қарашлирини тоғра дейишкә болиду. орта асия, болупму қазақистан ”миллий мәркәз“ниң орни болушқа әң мувапиқ җайдур. әгәр хәлқара тәсир вә башқа шәртләрни нәзәрдә тутқанда америкида болса йәнә бир аз мувапиқ. әмма түркийә бу җәһәттә намзатлиққиму ойлишишқа болмайдиған җайдур. бу җәһәттила әмәс, һәрқандақ бир түрдики дава һәркитимиз түркийәдә әң истиқбалсиздур. һәтта явропадики уйғурлар яшаватқан дөләтләрму шуниңға охшишип кетиду. йәни, улар һеч болмиғандиму бизни ”козир“ қилип сетип йийишкә муһтаҗ дөләт болмаслиқи керәк. буни чоңқур тонуп йәтмәй, у йәрдә ”дава“ асан, вәтәнпәрвәрликниң ”тәннәрқи“ әрзан тохтайдиған тәрипигила қаривалсақ туюқ йолға кирип қалимиз. худди нәсиридин әпәнди өйдә үзүкини йүттүрүп қоюп, ”йоруқтирақ издәй“ дәп кочиға чиқип издигәндәк бимәнә иш болиду.

түркийидә даваниң истиқбали йоқ, дейишимизниң сәвәплири шуки, мәмликәттә мутиәссип, тар пикирлик, мунапиқ тәбиәт, бидәтчи моллилар һазирқи илғар яш моллиларға йол бәрмигәндәк, ”ветнамниң тағ йолида бузулуп қалған машина“ йолни тосивалғандәк, түркийәдиму өзиниң вәзиписи, әсли қурулушидики мәхсәтниң немилики есидин көтүрүлүп кәткән, немә қилидиған орун икәнликиниму билмәйдиған, кимгә вәкиллик қилидиғанлиқиму мүҗмәл һалға кәлгән, мааш алидиған, җан сақлаш орни тәриқисидә қатнап турушнила билидиған шәхсләрни өз ичигә алған аталмиш шәрқий түркистан тәшкилатлири у йәрдә даваниң тәрәққий қилишиға путликашаң болидуки, һеч мәнпәәти йоқ. түркийә һөкүмитиму бу қорчақ орунлар арқилиқ инқилабимизни оюнчуқ һалиға кәлтүривалғини үчүн, уларсиз бирәр ишниң

Page 229: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

болишиғиму йол қоймайду. улар билән болса һеч иш ақмайду. улар худди ”калиниң пишмайдиған йери“ дегәндәк һалға кәлгән болуп, уларни түзитишниңму имкани йоқ.

буниңға кичиккинә асаслар: 1997 ـ йили фивралда әнқәрә вә истанбулдики намайиш җәрянида бир бәтлик тәшвиқат вариқини оқуғучилар йезип, бастуруп тарқатқан иди. буни вәқф орунлаштурмиған иш болғачқа дәрһал ”һөкүмәтниң диққити қозғалған“, буни кимләрниң бесип тарқатқанлиқи сүрүштүрүлгән. иккинчиси, әйни шу күнләрдә кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә түрк милләтчилириниң ”түрк очақлири“ шәрқий түркистан үчүн имза паалийити уюштуруп, түркийәниң һәрқайси җайлирида имза топлиған (үч милйондин ашса вә я бәш милйондин ашса милләт мәҗлисигә сунуп, милли мәҗлис арқилиқ хәлқарада көтүрүп чиқиш үчүн қилғанмиш). бу ишқа мәдристә йетиватқан ”йетимәкләр“ өзликидин тәшкиллинип бир нәччә доқмушта тәшвиқат тахтилири билән ”яйма“ ечип, имза топлашқа иштрак қилған иди. һәтта қизғинлиқидин йеғиватқан ямғурғиму қаримай давамлаштурғаниди. иккинчи күни бу иш ”вәхпә“гә уқулуп, у йәрдин: ”у иш түрк очақлириниң иши, у ишқа арилашмай ишиңларни қилиңлар“ дегән йолйоруқ йетип келип, яш йигитләрниң қизғинлиқиға соғуқ су сепилгән иди. мәсхирилики, бу йигитләрниң у иш түпәйли тохтап қеливатқан ишиниң йоқлиқи болуп, униңсиз бикарчилиқта ғәйвәт қилиш яки қилиқсиз чахчақлар билән күни өтәтти. шундақ болсиму уларға "қилидиған ишиңлар болмиса ухлаңлар" дегән буйруқ берилгән иди! уларни һечким бирәр пайдилиқ һәркәткә, ишқа, һәмәлгә тәшкиллимигән, өзлири вәтән үчүн кичиккинә болсиму иш қилайли дәп тәшкилләнсә, чәкләнгәнлики немини чүшәндүриду?

Page 230: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

шәрқий түркистан үчүн башқилар паалийәт уюштурса, бу иш шуларниңла иши болуп қелип, шәрқий түркистанлиқларға мунасивәтсиз болуп қелиши әқил қобул қилғусиз бимәнилик болупла қалмай, уларниң ”өз иши“ зади немиду? дегән соал туғулиду. бәлким бәзиләр буни мәлум шәхсниңла қилмиши, вәқфкә вәкиллик қилалмайду, дәр. немила болмисун у вәқфтә ишләйдиған адәм, бу бири. иккинчи, әгәр униң гепи вәқфниң мәйдани билән бирдәк болмиса бундақ мунапиқ тәбиәт адәмләрни милләт вә дөләткә вәкиллик қилидиған бир орунда қалдурмаслиқ әқәллий интизамдур! вәтән давасида иҗабий рол ойнимай сәлбий рол ойнайдиған, хәлққә башламчилиқ қилиш орниға хәлқниң ”қуйриқи“ болуп қалған, һәтта хәлқни назарәт аситда тутушқа тиришидиған, шүк турушқа үндәйдиған бундақ орунлар дава паалийәтлиридә путликашаңдин башқа нәрсә әмәс!

чәтәлдики тәшкилатларниң яримаслиқта дүшмәнниму, дүшмәнниң достлириниму хатириҗәм қилған дәриҗидә икәнликини шуниңдин көривелиш мүмкин: бундақ тәшкилатлар (ашкарә) йиғин, қурултайлар чақириду, шу дөләттин, (мәсилән түркийәдин) бирмунчә адәм қатнишиду, һәтта дөләт рәһбәрлири телеграмма әвәтип рәңвазлиқ қилиду, залларни берип қолайлиқ яритип бәргәндәк қилиду. әмма биз орта асияда әмәлий паалийәт қилған бир нәччәйлән бу йәргә келип җим йүргән болсақму бизгә ишинәлмәй апирип сорақ қилидиған, йошурун тәқип қилидиған ишларниң болғини буни қисмәнликтә испат қилиду. бири, көринип турған, һәммә иши бәлгилик болған, нийити, иқтидари мәлум болуп хатириҗәмлик қазандурған, қаранчуққа айланған нишан; йәнә бири, бәлгисиз, немә қиливатқанлиқи, немә қилмақчи икәнлики, немиләр қилалайдиғанлиқи на ениқ болған нишан болғачқа әнә шундақ икки хил муамилә

Page 231: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

туғулғандур. йоқурида зикри кәчкән қурултайларға орта асиядин вәкилләрниң келиши, болупму өзбәкистандин вәкил келәлишиму шундақ бир һәқиқәтни оттуриға чиқириду: улар худди ”мәргән чиш“и суғуриветилгән йолвас яки нәштири тартиветилгән йиландәк зәрәрсиз һалға кәлтүрүлгән, көргәзмә буюмиға айландурулған, халас (”қара нурлуқ чирақ“!)! бу хилдики ”көргәзмә“ мәңгү ойнилип, бәзиләрниң көңлини ачса, бәзиләрни мәнпәәтләндүриду .

һәтта түркийидә (башқа дөләтләрдиму шундақлиқи билиниватиду) башқа түрдики бирәр паалийәт, ейтайлуқ, мәшрәп, сөһбәт шәклидики адәм топлинидиған бир иш болсиму, бу ишниң бешиға дәрһал хитай айғақчилири, мунапиқлар дөвилишивалиду ـ дә, бу ишниң асасий ”тәшкиллигүчиси“, ”актип иштракчиси“, һәтта мәвҗутлиқини сақлап турғучи ”таянч хадим“ боливалиду. шундақ қилип, һечбир иш, һәрқандақ халий булуң қалмай айғақчиларниң назарити астида болиду. ахбарат йәрлик һөкүмәткә вә хитайға йетип туриду. мәйли немә қилмақчи болуң, төрт адәм бир йәргә келип болғичила, худди йирақ җаңгалдиму таһарәт қилған һаманла төрт ـ бәш чивин дәрһал пәйда болғандәк, пайлақчи, айғақчи, мунапиқлар ”сорунниң игиси“ боливалиду.

қораллиқ һәркәтни әйпләйдиған бу даһилар барин инқилабини, ғулҗа қозғилиңини әйпләшкә җүрәт қилаламду? шәрқий түркистанни йерим әсирлик мәҗлис ечишлар, йелинип ـ ялвурушлар әмәс, дәл ашу икки қетимлиқ қан төкүш дуняға тонутмидиму? буни қени ким инкар қилалайду ?!

чәтәлләрдики ”течлиқпәрвәр“, қан төкүшни тәшәббус қилмайдиған тәшкилатлар қан төкүшни тәшәббус қилғучиларни әйплимәй, өзлириниң

Page 232: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

өлүмдин қорқидиғанлиқини, шу сәвәптин қан төкүшни яхши көрмәйдиғанлиқини хәлқ алдида иқрар қилса вәтәнпәрвәрлик қилған болиду, бу ялған хәвәрләр билән гезит чиқарғандин, өз ـ өзини перзидент, рәис, дериктор,... сайлашқила ярайдиған қурултайларни ечиштин техиму пайдилиқ болиши мүмкин. чүнки улар дәватқан сипайә йоллар һеч пайда бәрмиди, һәм бәрмәйду. әксичә хәлқни бихудлаштуруш, ахмақ қилиш, вақтини, зиһнини зая қилиш ролини ойнайду. шуңа қопалрақ атисақ бу хаинлиқ йолидур! уларниң бундақ йолни таллиши қандақтур бәк чүшинип кетиштин, инсанпәрвәрликтә буддистларниң раһиплиридәк ”йоқури пәллигә“ йәткәнликидин әмәс, ”йип билән мом кәтмәйдиған“ асанлиқидиндур. бу худди әмгәктин қачидиған һорунлар иш еғир кәлди демәстин кәтмән яманкән, оңдикән, галкән дәп баһанә тапқиниға охшайду. бизниң ”тенчлиқпәрвәр“ләрму қурбан бериш еғир кәлгәндә әнә шундақ мәдәний баһаниләрни тепишиду. йоқарқи һорунларға қарита конилар: ”кәтмән оңда әмәс, гәп қоңда“ дәптикән, бүгүнкиләргиму бу тәмсил билән җавап бериш мувапиқ.

мустәқиллиқимизниң имкани бар ـ йоқлиқи һәққидә көп мунақишә, муназириләр болуп туриду. бу мәсилидә ”имкансиз“ десәк, бу имкансизлиқ қандақтур дүшмәнниң көплики, күчлүклики,... бизниң аз вә аҗизлиқимиз қатарлиқ сәвәпләрдин әмәс, бәлки өзимизниң хуй ـ пәйлидин болиду ...

1999- йили, фиврал, ташкәнт. 2001- йили истанбул.

Page 233: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

Даһиларниң Әқәллий Шәртлири даһилар мол сиясий, истратегийә билимигә игә

болиши, һәрбий, дипломатийә, ахбарат, аммиви мунасивәт қатарлиқларниму муәййән дәриҗидә билиши керәк.

техиму моһим бир нуқта, бәлким униң билим сәвийисидинму моһим бир нуқта миҗәз ـ хулқ, хуй ـ пәйлидур. даһи кәң қорсақ, әпучан болиши, әмма пиринсипал болиши; чиқишқақ, әмма юмшақбаш әмәс, қаттиқ қол, шундақла миһриван болиши керәк. шиға учмайдиған, махташ, мәдһийә тама қилмайдиған болиши керәк. болмиса асанла шәхсийәтчиликкә, шөһрәтпәрәстликкә еғип кетип, чоң ишқа тәсир йәткүзиду. мәсилән: хошамәт қилған адәмләр сиясий җәһәттин ишәнчсиз болсиму, иқтидарсиз болсиму өзигә тартиш, моһим орунға қоюш; өзигә пикир бәргәнләрни (гәрчә бу тоғра пикир, омумий ишқа пайдилиқ болсиму) яман көрүш, чәткә қеқиш, қейдап мунасивәтни үзүш, һәтта уларни башқиларғиму яман көрситиш үчүн төһмәт қилишқичә берип йетиду.

бизниң хуй ـ пәйлни билим сәвийәсидинму моһим орунға қойишимизниң сәвәби шуки, билимни толуқлап кәткили болиду. чүнки бу наһайити зор иш болғачқа қанчилик билимлик болишидин қәтийнәзәр бир адәм бәрибир һөддисидин чиқалмайду. бир рәһбәрләр колликтипиниң ортақ ишлишини тәқәзза қилиду. ундақкән, билим җәһити ашу колликтип тәрипидин толуқлинип кетиду. әмма миҗәз ـ хулқ яхши болмиса уни толуқлиғилиму, өзгәртклиму болмайду. чүнки, ”сүт билән киргән хуй җан билән

Page 234: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

чиқиду“! миҗәзи оңлуқ адәм анчә билимлик болмисиму бир горуһ билимлик кишиләрни мувапиқ тәшкиллийәлисә бу ишни мувәппиқийәтлик елип бериш мүмкин. шуңа қол астидикиләргә достанә болуш (сүний әмәс, йүрәктин), ишиниш, илһамландурушни асас қилиш керәк. алдамчилиқ, ”мүшүкниң сүритини йолвас көрситиш“ яримайду. ялған чоң гәпләргә тайинип топни сақлап қалимән дейиш әхмәқлиқ, халас. чүнки, ялғанчилиқниң һаман мези чувулидиған болғачқа у чағда әң төвән чәктики ишәнчму йемирилип кетиду. өзигә әгәшкән адәмләрниң шәни һәққидә төһмәт характиридә гәп тарқитиш арқилиқ башқиларниң нопузи йоғинап кетишиниң алдини елиш хиялида болушму охшашла сараңлиқ!

башқиларниң пикир мәслиһәтлирини елишқа етивар берипла қалмай, әксичә, пикир бәрмәслик, җим боливелиш әһвали көрүлсә ”еғиз татилап“ маһирлиқ билән кишиләрниң көңлидикини чиқарғузушни билиши керәк. һәммә адәмниң әқил ـ параситини толуқ җари қилдуралайдиған болиши керәк. бу һәқтә шуни әслитиш артуқ әмәски, шу қәдәр мустәбит болған коммунистларму һакимийәтни қоллириға алғичә наһайити кичик пел, мулайим болуп хәлқ райини утқан иди. алдинқи язмишлиримизда дегинимиздәк, ”даһи“ көрәш қайнамлирида тәбиий шаллинип чиқиду, шуңа әмәлийәтниң синиқидин өткән, көрәш долқунлирида чениққан, зиддийәт тоқунушларни маһирлиқ билән һәл қилип, кишиләрниң мәйлини утқан кишиләр тәбиий һалда әнә шу орунға мушәррәп болушқан. тарихта һечқачан бизниңкидәк, аллаһ несип қилған тәбиий даһилиқ елиментлири болмастинла, өзлири ”даһи“ болимән дәпла оттуриға чиқивалидиған ишлардин күткән нәтиҗә чиққан әмәс, тарих һаман бундақларни шаллап ташлиған, һаят қиянлири

Page 235: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бундақларниң ана ـ манисини көзигә көрсәткән! дәл шу ”тәбиийлик“ болмиғачқа, уларда даһилиқ хусусийәтләр тепилмайду, ”сәллә йоған иман йоқ, давза йоған бир нан йоқ“ дегәндәк әһвалда турмақта.

полаттәк қаттиқ ирадилик болуш. бизниң инқилап һәркитимиз шәрт ـ шараит нуқтисидинла әмәс, сәпәрвәр қилиш обектиниң надан вә бириҗәлики нуқтисидинму наһайити қийиндур. у һалда ирадә қәтий болмиса асанла ғайини ташлаш, ваз кечиш, һәтта мунапиққа айлинип кетиш келип чиқиду. бир балиниң оқуш расходини қаршилаштәк кичиккинә иһтияҗ түпәйли ирадиси сунуп, тәйвән хитайлириға сеғинип баридиған адәмләр, тәйвәндики аталмиш ”ш... өлкилик һөкүмәт иш беҗириш орни“ға берип хитайлардин ярдәм тилигән адәмләр һәм уларниң әвладлири һәргизму милләтниң қайғусини қилмайду. у қәдәр зеди пәст адәмләрдин немини күтүш мүмкин? йәнә, ”инқилап үчүн“ дәп пул йиғип, бир қисмида җалап ойнап, бир қисмини покуниға бесивалғанлар; узақ өтмүштә бир қетим билип ـ билмәй қилип салған ”инқилап“ини дәсмайә қилип, өмүр бойи нан тепип йәйдиғанлар; яки анчә ـ мунчә мәҗлис ечиш билән өзини иш қиливатқан көрситип алдамчилиқ қилидиғанлар; шәхсийитигә тақалмиғичә мунапиқларни дост тутуштин янмайдиғанлар пәқәт сахтипәзләрдур. бундақ адәмләрниң вәтән милләтниң тәқдиригә көйиниши ялғандур !

диний чүшәнчиси болуш. бу нуқтиға һазирғичә сәл қариливатиду. хәлқимизниң диний етиқадқа болған садақити нуқтисидин ейтқанда әгәр бу нуқтиға сәл қаралса кәң хәлқ аммисиниң қоллишидин мәһрум қелип, омумхәлқ һәркитини вуҗутқа кәлтүрүш қуруқ гәп болуп қалиду. ваһаләнки, хәлқниң зор көпчиликидин айрилған һәркәтниң ғәлибә қилишидин үмид күткили болмайду! бу нуқтиға һәтта

Page 236: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

дүшмәнлиримизму сәл қарашқа петиналмай, сиясий кеңәш дегән бир немисигә бирмунчә мунапиқ моллиларни йиғивелип, мааш берип, өз сияситиниң җарчиси қилип пайдилиниватиду. һәтта муҗаһидларниң ледири салаһийитидә оттуриға чиқирип, хәлқниң диний етиқад қизғинлиқидин өзлириниң мәнпәәти йолида устилиқ билән пайдилинип нурғунлиған вәтәнсөйәр, милләтсөйәр, муттәқи адәмләрни ”қара нурлуқ чирақ“ болуп әтрапиға йиғиватиду. хитайлар мәмликәт ичидики тәшвиқат матирияллири, ички матирияллири,... қатарлиқларда бу мунапиқ ”ледир“ларниң исмини атап ”тәнқид қилиш“ арқилиқ, уларға нопуз қазандуруп(чүнки хәлқимиз дүшмән тиллиған адәмләрни өз адимимиз, дәп қарашқа адәтләнгән, шуңа дүшмән мушу нуқтидин пайдилинип, улар үчүн нопуз тикләватиду), мәмликәт ичидики хәлқтә уларға тәлпүнидиған, шуларниң йениға беришқа тиришидиған интилишни күчәйтип, һәқ йолға өзини беғишлиған адәмләрни уларниң ”тағири“ға солап бәрмәктә. бу мунапиқлар динни бурмилап, интайин догма чүшәндүрүп, хәлқниң пулини алдиғандин башқа, җениниму отқа тиқиватиду. буниңдин биз бир әқил тепишимиз керәк.

көргәнла адәм, һәтта бәк билимлик шәхс болғандиму даһи болалмайду. у өзгичә хусусийәт вә тәбиий тәшкилләш талантиниң намайәндиси. шуңа даһилиқ қолдин кетәрмикин дәп әнсирәп қитиғурлуқ қилиш даһиға ярашмайду. көргәнла адәмниң даһи боливалалмайдиғанлиқиға чоңқур ишәнгән, даһини көрәш долқунлири тавлап чиқидиғанлиқи, муәййән тарихии шараит уни сәһнигә чиқиридиғанлиқини етирап қилғандин кейин, даһи кичик пел болуш билән биргә, аддий әскәр болушқа һәрқачан тәйяр роһи һаләттә болиши керәк .

Page 237: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

венистон черчил 1 ـ дуня уриши мәзгилидә деңиз армийә вәзири иди, икки йилдин кейин мәғлубийәтлик ”чанаққәлә опиратсийиси“ түпәйли өктичиләрниң бесими билән ”бәлгисиз вәзирликниң вәзири“ дегән орунға чүшүрүлгәндә мәнсипидин дадил истипа берип, алдинқи сәпкә берип урушқа қатнашти. униң әслидики һәрбий унвани маюр болғачқа вәзирликтин бирақла баталиюн командирлиқиға чүшкән иди. әмәлдин чүшүп адәттики әскәр болуштин қорқмаслиқ бир хил җасарәттур.

ـ 2 дуня уришида әнгилийә, америка, канада, фирансийә бирләшмә армийисигә қоманданлиқ қилишқа қоюлған изинхауерниң һәрбий унвани қол астидики бәзи генералларниңкидин төвән иди. шундақ болсиму униң тәшкилләш иқтидариниң йоқурилиқи нәзәрдә тутулуп шундақ қилинған. ваһаләнки, һәрбий унвани униңдин йоқури болған генералларму шәхсий шөһритини дәп хуй қилип, чоң ишқа тәсир йәткүзмәстин униң қоманданлиқини қобул қилған иди. буни һәм һәммимиз өзимизниң бәзи ипадилиримиз билән селиштуруп бақсақ бәзи нәрсиләр чүшүниләр дәп ойлаймән. болупму даһилар техиму салмақ ойлап көрәр.

1999- йили, фиврал, ташкәнт, 2001 – йили, истанбул.

Page 238: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

”Әқиллиқ“ Уйғурларға инқилап, вәтәнпәрвәрлик темилирида гәп

кетиватқанда мәмликәт ичи вә сиртида һәмишә бирмунчә ”әқиллиқ“ уйғурларға дуч келимиз. бу ”әқиллиқ“ уйғурлар түрлүк сәвәпләр билән ”көп“ниң нәзиригә илинип қалған яки өзлири ”көпниң диққәт етиварида мән“ дәп ойлайдиған кишиләрдур. бу кишиләр һәр ишта әнә шу ”иҗтимаий орни“ға мунасип болушқа ― шуниңға яриша сөзләш, шуниңға яриша иш тутуш, шуниңға яриша мәйдан, нуқтиийнәзәр ипадиләшкә ― тиришиду. әмма тәқдир бәзидә бу адәмләр билән қеришқандәк, уларни ”диққәтниң сирти“да қойиду. шуниң билән бу һәммидә ”биринчи“, һәммидә ”алдинқи“ болуп үгәнгән, ”әтиварлиққа көнгән“ адәмләр өзини диққәттин чәттә қойған ишлар(саһәләр, темилар) тоғрисида чөкүрүш, пәсләштүрүш, мәсхирә қилиш, әһмийитини йоққа чиқириш вә ахирида әнә шу хуласиләргә мувапиқ һалда өзиниң әқиллиқчә иш тутушта йәнила ”биринчи“ икәнликини испатлашқа, бу әһмийәтсиз ишлар түпәйли қиммити төвәнлимәйдиғанлиқини тәкитләшкә тиришиду.

”инқилап, вәтәнпәрвәрлик тоғрисида гәп болғанда“ дәп башлиған идуқ, шу темида бу ”әқиллиқләр“ дәйдуки, ”мән баштила билгән, буниң ахири шундақ чүшәтти! силәр сараңму? һәйранмән, бир иш дегәнни алди билән обдан күзитип, тәһлил қилип, нәтиҗә чиқамду ـ йоқму, нәтиҗә чиққидәк болса андин қилидиған гәп әмәсму?! мән шуңа бундақ иштин нери

Page 239: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

турғанмән!...“(бу гәптин у йәнә ”әқиллиқ“, йәнә ”биринчи“ чиқиду.(

тиҗарәт шундақ болиду: пайда чиқишиға көз йәтсә қилиниду; зиян тартиши көринип турса әмәс, азрақла шундақ иһтимал болса ваз кечилиду. әмма вәтәнпәрвәрлик шундақ нәрсики, у йүрәктә йенип турған колликтип сөйгүниң түрткиси һәркәткә айландурған улуғвар ғайидур. униң алаһидилики шу йәрдики, кейинки нәтиҗини көрүш тамайидики шәхсийәтчилик мәзмунлирини өз ичигә алмайду. яхши нәтиҗә үмидидә һәркәт қилинсиму, уни шәрт қилмайду. йәни, ”бериш ـ елиш“ тәртивидә болидиған тиҗарәткә әсла охшимайду. пүтүнләй беғишлаш типидики пидакарлиқ үстигә қурулғандур. инқилап, вәтәнпәрвәрлик қатарлиқ хәлқ аммиси үчүн болидиған һәркәтләрниң һәммиси өзини беғишлаш һәркити болғини үчүн, нәтиҗә етибари билән әмәс, нийәтниң яхшилиқи билән қиммәткә игә. буни тиҗарәтниң өлчимидә өлчәш ― шәхсийәтчи, нәпсанийәтчиләрниң, җениға, мелиға тәвәккүл қилалмайдиған өлүмтүк ”еғиз вәтәнпәрвәрлири“ниң бимәнә сәпсәтиси, халас! уларниң ”әқиллиқ“лиқидики бимәнилик тәмсилләрдики "анамниң өлүшини билсәм бир тавақ кепәккә сетивалмамтим" дегәнгә охшаш әмәсму? наваи шундақ дегән :

” мөрүвәт барчә бәрмәктур, йимәк йоқ, пүтүввәт барчә қилмақтур, демәк йоқ. )өзи йемәй бериш ― адимигәрчилик, демәстин ишләш ― мәртликтур (“ . вәтәнпәрвәрликму худди шундақ. аддий бир

ойлиниш темисини десәк, техиму рошән болар: әгәр ғәлибигә алдин һөддә қилғили болса (бу қетимқи һәркәт билән шәрқий түркистан азад болиши муқәррәрликигә һөддә қилғили болса) ким вәтәнпәрвәр болмас? ким инқилапқа қатнашмас? һәтта

Page 240: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

шу күндә хитайға актип ғалчилиқ қиливатқанларму тоғра йолға қайтип, инқилапқа қатнишиши мүмкин! хош, у һалда хуласә шуки, ”әқиллиқ“ларниң мәсхириси өзлириниң шәхсийәтчиликидин ваз кечип, һәқиқий түрдә инқилап һәркәтлиригә қатнишалмайдиғанлиқидин ибарәт әсли қияпитини йепишниң чирайлиқ тони, халас!

бизниң уйғурларниң инқилап, һөррийәт арзуси һазир бәңгә хияли кәби түс алди, риаллиқ билән сиғишалмайдиғандәк бир һалда. мана әмди, ”әқиллиқ“ларниң сепи көпийидиған, ”тәлвиләр“ниң сепи азийидиған болди. мана әмди, һәқиқий түрдә оғул балиниң оғул балсини синайдиған вәзийәткә дуч кәлмәктимиз! мушундақ бир вәзийәттә инқилап қилимән дейиш әслидә қиммәтлик роһ болсиму, ”әқиллиқ“ләрниң нәзиридә худди кичик балидәк яки әхмәқ адәмләрдәк күлкилик түстә көриниду.

демисиму рәһимсиз риаллиқ инқилапчиларниң диллиридики улуғвар нийәтлирини чәйләп, шерин чүшлириниң вәтвәрикини чиқирип ташлап, уларни аилә шадлиқидин, бала ـ чақисидин, әң әқәлли өлчәмдики һаятлиқ шәртлиридинму мәһрум қиливетиду. бу паҗиәлик нәтиҗә ”әқиллиқ“ларниң сәпсәтилирини қуввәтләндүрүп бәргән кәби, улар мәсхирә оқлири билән ”худа урғанни худабәрдикам кәмқушлап урупту“ дегәндәк үстиләп зәрбә бериду. буларниң һәммиси һаятқа, турмушқа, сиясий ғайигә, адәмлик шәртлиригә,... қандақ өлчәм билән қараш мәсилиси болуп, йиланниң ”мән әгри әмәс, йол әгри“ дегинидәк, өлчәм пәскәш болса, улуғвар шәйиләрни пәст көрситидиғанлиқида гәп йоқ! мәсилән: коммунистик өлчәмдә улуғвар, гүзәл баһаланған нәрсиләр идиалистларниң өлчимидә рәзилликтур, пәскәшликтур,... бу шу хуласигә кәлтүридуки, баһа, қарашлар өлчәмгә бағлиқтур. истетикида шундақ бир

Page 241: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

сөз бар: гүзәллик туйғусиму хаслиққа игә. өлчәм мәсилисини матиматикилиқ бир мисал билән тәсвирлисәк, сан оқи (х сизиқи)ниң бәлгиләнгән җайи моһим. әгәр қуруқлуқниң игизлики, суниң чоңқурлиқидин ибарәт селиштурминиң чегрисини ”деңиз йүзи“дин ибарәт сан оқини өлчәм қилмай, башқа бир өлчәм бекитилгән болсиди, чогери чоққисиниң игизлики 8611 метир кәлмәй, башқичә чиқатти. көринип туруптики, хуласә өлчәмгә бағлиқтур. җаһансазларниң мәнтиқиси бойичә ”хиялпәрәст“ләрниң яшаш мәнтиқиси әқилсизлиқ болуп, ”өлүп кетидиған җанға җанни қийнап немә кәпту?“ дейилиши мүмкин. девәңләр, биғәмләрниң мәнтиқиси бойичә ”өлүп кетидиған җанға“ йәп ـ йевелиш, ойнивелиш, ”яшивелиш“ тоғридәк қилиду. ғайиликләр худди шу ”өлүп кетидиған җанға“ өлмәс мәна бәрмәкчи болиду, уларға буниси тоғридәк туйилиду...

өтмүштики бир һикайәмдә: ”һаятни сақлап қелиш үчүн йәп ـ ичишни, йәп ـ ичиш иһтияҗини тәмин етиш үчүн ишләшни, бала тепишни, балилирини беқишни, өзлири үчүн өй(ува) ясашни һайванларму билиду...“ дегән қурларни язғиним есимдә. йоқурида саналған һәдди ـ һәркәтләрдә һайванларму адәмләргә охшаш икән, у һалда пәрқ немидә? тәбиийки, инсан мәнәвийити билән һайванлардин айрилип туриду. мәнәвийәт (сиясий ғайә, дин, вәтән, милләт үчүн шәхсийитидин, барлиқ қиммәтлик нәрсилиридин ваз кечиш ― қурбан бериш роһи) ― инсанлиқтур. бу мәнәвийәттин мәһрум болғанларниң һаят ― турмуш җәһәттики иптихари пәқәт һайванлардиму болидиған мадди вә җисманий шәрт һәм тәләпләрниң силиқрақ шәкли, халас. (мәсилән: һайванларму өзигә ”өй“ селишни билиду; уларниң от ـ хәс, пахалларда тизған чаңгиси өзигә нисбәтән өйдур. улардиму җинсий

Page 242: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

муһәббәт болиду,уларму бала тапиду вә бала бақиду; уларму йәп ـ ичиду; ваһаказа...) демәк, ”әқиллиқ“ларниң өлчиминиң қайси дәриҗидә, қандақ сүпәттә икәнлики булардин толуқ аңлишилған болса керәк.

бәзи ”әқиллиқ“ уйғурлар: ”өзиниң аилисини әпләп бақалмай туруп, вәтән, милләт ғемидин гәп етиш күлкилик“ дәп инқилапчиларға зәһәрхәндилик қилиду. бәзиләр болса инқилап ишлирини күлкә қилип, пүчүкләштүрүп техиму бимәнә һалда: ”мән милләтниң мунчә әзаси(өзиниң балилирини демәкчи)ни беқип қатарға қошуватимән, мана шуниң өзи мениң һәссәм“ дәйду.

бу хилдики ”улуғ нәзирийиләр“гә бир ـ бирләп җавап беримиз. ”балилирини бақалмай туруп милләтниң ғемини йәймән дейиш...“ тоғрисида: балилирини бақалмай туруп вәтән милләткә хизмәт қилиш мүмкин әмәсмикән? бу нәзәрийә интайин бимәнә! чүнки бәзилиримизниң қолидин келидиған бәзи ишлар билән дүшмәнни хапа қилғили, хәлқни хош қилғили болиду, әмма буни аилә игилики үчүн һүнәр ـ кәсп орнида қолланғили болмайду. йәни бундақ иш үчүн һечким һәқ бәрмәйду. демәк, униң у ”һөнири“ билән бала баққили болмайду, әмма милләткә хизмәт қилғили болиду. буни һәрким чүшәнсә керәк. әгәр балилири биләнла болуп кетип яки авал балилиримни мән йоқта қийнилип қалмайдиған шараитқа йәткүзүп қоюп, андин хизмәт қилимән дейишму бир хил баһанә. чүнки, бизниң һазирқи әһвалимиз, шәрт ـ шараитимизда бир өмүр бу нийитимизни ишқа ашуралмаслиқимиз тәбии. йәнә бир тәрәптин, әгәр бу нийитимизни рояпқа чиқарған тәқдирдиму ”шәйтан(пул) вәсвәсиси“ бизни җаһандарчилиқниң кочисида биридин ـ бирини қизиқ

Page 243: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

көрситип, барғансери өз патқиқида чөктүриветиши мүмкин.

һәдистә: ”питнә қилғучиларниң: ’бир обдан аилисини вә балилирини ташлап кетипту‘ дегәндәк сөзлиригә қулақ салмаңлар...“ дейилгән. қурбан бериш (җан яки башқа қиммәтлик, сөйүмлүк нәрсиләрдин кечиш) болмиған болса вәтәнпәрвәрлик,... шундақ гүзәл атақ болармиди? шеһитләргә җәннәт бериләрмиди?

”ғит қисип бала беқиш“қа кәлсәк, бу бир хил даналиқтәк қилсиму, униң бир тәрипи ”һайванлиқ“ икәнликини йоқурида ейтип өткәнидуқ, демәк униңму һеч қалтислиқи йоқ!

ғәрпниң миллий ғайисизлики, миллий чеграларни унутқан ”бәйнәлминәл“ идийисини дориғучи чәтәлләрдә яшаватқан бәзи ”әқиллиқ“ уйғурлар: ”нәдә болсаң шу йәрниң тили ана тилиң, җениңға қайси әсқатса шу тилни ишләтсәң болди“ дәйду. һәр милләт тәрәққият мусаписини өз айиғи билән бесип өтүшлири керәк. башқилар йетип барған мәнзилгә ”тақлапла беривелиш“ хамлиқ болиду, һули мустәһкәм болмайду. көчмән чарвичи болған қирғизлар, қазақлар русийә инқилаби түпәйли бирдинла шәһәрлишип қалған; фиодал һәтта йерим қуллуқтики хитайлар бирдинла сотсиялизимға көчүп келип қалғандәк теги бош болиду .

ғәрпликләр бүгүнки тәрәққият мәнзилигә қәдәмму ـ қәдәм кәлгән. бүгүнки күндә омумий инсанлиқтин гәп қилидиған, течлиқ шуарини күчәп товлаватқан ғәрпликләр милләтчиму болған, таҗавузчиму болған,... улар әмди миллий туйғулардин ада ـ җуда болғандәк, омумий инсанийәт нуқтисидин мәсилигә қарайдиғандәк көрүнсиму, пишип йетилгән милләт болғачқа миллий зулумға, таҗавузчилиққа учриған һаман миллий туйғулири партлап чиқиду. дөләттин

Page 244: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

ибарәт бу миллий чеграларниң маддий түригә игә болмиған биздәк бир мустәмликә милләт мәнәвий җәһәттин миллий чегралиримизни қоғдашқа мәҗбурмиз. ғәрпликни дорашқа маддий имканлиримиз, сиясий шәртлиримиз лайиқ болмиған әһвалдики бундақ дорамчилиқимиз чапсанрақ йоқлушқа елип бариду.

әмди ашу ”әқиллиқ“ уйғурларниң һазирчә балилирини яхши оқутқанлиқини инқилап қилғанға барабәр қоюши, вәтәнпәрвәрлик санишиниң ички маһийитини тәһлил қилип көрәйли: у бир оғлини йетиштурсун, һәтта бу оғул нобил мукапати алсун, у уйғур тилини билмисә униң илмий әсәрлиридин уйғурлар нәсивидар болалмайду. у уйғурларсиз муһитта, вәтән муһәббитини тәбиәттин әмәс, китаптин үгәнгән һалда, милләткә тәқдирдашлиқ туйғуси болмиған һалда өскәчкә униңда өзи йәткән илим ـ пән йүксәкликидин миллитимни қандақ пайдиландуримән? дегән ойниң болишини, ашу шан ـ шәрәп йүксәклики(ейтайлуқ нобил мукапати тапшуривелиш мурасимидики сөзләйдиған нутқи)дин, дуня җамаәтчиликиниң өзигә диққитини тиккән пурситидин пайдилинип миллити үчүн икки еғиз гәп қилиш иһтималини тәсәввур қилиш мүмкинму? милләтниң дәрди, истики һәққидә йиллардур бизниң инқилапчилиримиз дуняниң диққитини чекәлмигинидин аңлиталмайватқан мәхсәтни аңлитай дегәнни ядиға аларму? әгәр у сиясий бойичә йетишип чиққан бир сиясийон болсун, у һалда у шәрқий түркистан һакимийити үчүн көрәш қиларму яки өзи турушлуқ дөләттә сиясий сәһнигә чиқиш үчүн сайлам риқабәтлири ичидә палақларму? буларниң һәммисини тәсәввур қилғили болидиған ишлар. оқурмән унтуп қалмиған болса биз чәтәлдики уйғурлиримиз нәқәр

Page 245: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

чапсан өзгирип, уйғурлиқини өчүривәткүси келидиғанлиқидин мисаллар бәргәнидуқ.

"әқиллиқ" уйғурларниң қитиғурлуқтики методи нормал һәсәтхорлардин хели пәрқлиқ болуп, булар әқиллиқ болғачқа, һәсәт "мәдәний тон"ға оралған болиду :

бир адәмниң мәлум җәһәттики үстүнликигә (өзидин байлиқи, өзидин әқиллиқ, инавәтлик, әхлақлиқ, билимлик яки башқа һәрқандақ бир үстүнликигә) һәсәт қилғучилар бу үстүнлүкни инкар қилишқа амалсиз болған яки һәсәтхорлиқини йошурған һалда һәсәт қилмақчи болғанда адәмни нишанға алмастин шу үстүнлүкни тәмин әткән асасни йоққа чиқиришқа, әйипләшкә, шәрмәндилик қилип көрситишкә вә бу арқилиқ униңдин мәйданға кәлгән үстүнлүкни әһмийәтсиз бир нәрсигә айландуруп қоюшқа уриниду.

бу бир хил мәдәний яки ақилларчә һәсәтхорлуқ болуп, көп һалларда кишиләр буни сезивалалмайду. мәсилән: мәлум бир адәм бир яхши өй салди, униң бу өйи кишиләрниң һәвисини кәлтүргән болса көпчиликниң райиға, конкрет пакитқа(яхши икәнлики әмәлийәт болған нәрсигә) тоғридин тоғра қарши мәйдан тутуш билән чандуруп қойидиған дөтлүкни ―кона услуптики һәсәтхорлуқни қилмастин, һәвәс қозғаватқан асасни әһмийәтсизгә чиқириветиш урунишида болиду: ”апирин, апирин! өй қалтис селинған,... әмма,... йеқинда бу йәргә йол чүшүп чеқип ташлиниду ـ дә, қилған әҗри бир тийин, бикар аваричилиқ...“ дегәндәк услупта йоққа чиқириду. худди шундақ, бәзиләр инқилапни вә инқилапчиларни әйпләштә ”сән хата қилдиң“ десә әйп болидиған болғачқа, өзи қатнишип бу җәһәттиму ”биринчи“ болалмиған бу инқилапни әхмиқанилиқ билән қилинған һәркәт дәп испат қилишқа, өзиниң адәттә ипадилинип туридиған ”вәтәнпәрвәрлик“иниң ялған,

Page 246: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

”еғиз вәтәнпәрвәрлики“ икәнлики ашкарилинип қеливатқан бу вәзийәтни өзгәртип, өзиниң ”әқиллиқ“лиқи түпәйли бундақ қамлашмиған ишқа ”билип“ қатнашмиғанлиқи вә қатнашмайдиғанлиқи тоғрисида, әгәр у бундақ ишни қип қалидиған болса чоқум интайин пухта, әқиллиқчә қилидиғанлиқи, тоғрисида башни айландурғидәк көп сөзләш билән, өзиниң йәнила вәтәнпәвәрлики... ни испат қилишқа уриниду.

уларниң нәзәрийилиригә көрә бу ишниң техи вақти кәлмигән болуп (вақти кәлгән болса биз қатнашмайтуқму, дегәнни раст қилиш үчүнла шундақ сәпсәтә мәйданға кәлтүриливатиду!), һазирқи шараитта дүшмәнгә қарши көрәш қилимән дейиш худди қиш пәслидә қоғун пишуримән дегәндәк бимәнилик икән! вақти кәлгәндә бу иш ”күздә қоғун пишқандәк“ла мувәппиқийәтлик болар икән! вақти кәлмәстин қилинған иш һаман әнә шундақ мәғлубийәт билән тамамлинармиш! растинла вақти кәлмигәндиму? қандақ болса вақти кәлгән болатти? буларға җавабимизни охшимиған нуқтилардин баян қилимиз:

диний әқидә бойичә: бир мусулман вәтинигә капирлар аяқ басқан минуттин башлап, әр ـ аял, қери ـ яш мусулманға җиһад пәрз болиду. бу шундақ тәхирсизки, аяллар еридин, балилар дадисидин, хизмәтчиләр хоҗисидин рухсәт алмастин атлиниши зөрүр! бу бойичә болғанда вақти икки әсирдин бери кечикмәктә!

һәрбий илим бойичә: биз күчсиз, дүшмән күчлүк әһвалда уни техиму күчийивелиш, вәтинимизниң тағ ـ дәрялирини өз юртидәк биливелиш, йәрлишиш, аҗиз һалқилиримизни техиму тәпсилий тәтқиқ қилип, мидирлаш имканийитимизни қоймаслиқ шараитини һазирливелишиға пурсәт бәрмәслик үчүн, дүшмән аяқ

Page 247: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

басқан күнидин башлапла уни хатириҗәм қилмаслиқ керәк. бу һалдиму икки әсирдин бери кечикмәктимиз! дүшмән бүгүн күчлүк икән, биз аҗиз икәнмиз, у һалда әтичу? бизгә келидиған ярдәм барму? йоқ! әтә икки тәрәп қариму ـ қарши йөнүлүштә илгириләйду: дүшмән техиму күчийиду, биз техиму аҗизлаймиз! у һалда әтини күтүш һәргизму ақиланилиқ әмәс! бүгүн һәркәтни башлаш пайдилиқ!

сиясий бойичә: дүшмән ичкириләп киргәндин кейин бизни парчилаш, диққитимизни чалғитиш,... қатарлиқ тактикилар үчүн пурсәт вә тәҗрибә мәйданиға игә болиду. буниң үчүнму дүшмән аяқ басқан минуттин башлап қаршилиқ қилиш керәк иди, бу җәһәттин ейтқандиму икки әсир кечиктуқ. болғулуқ болуп, шу кәмгә кәптуқ, әмди пайдилиқ пурсәтни күтмисәк биһудә қурбан беришкә елип бариду, дегүчиләргә җавап шуки, күтүш билән, һеч иш қилмай һайванларчә өз нәпсимиз билән болуп өлсәк техиму биһудә болмасму? хитайлар күндин ـ күнгә күчийип, хәлқарада тәсири ешип бериватиду, бу һалда сиз дегән һелиқи пайдилиқ пурсәт кәлгичә милләтниң һали немә болар? төмүр йоллар қош релислиқ болғандин ташқири, өмүчүк торисиман бағлинип кетишини, һәр биримизгә йүздин хитай тоғра килишини күтимизму? ”ирақтин тиряқ елип кәлгичә йилан чаққан адәм өлүп болғандәк“ әқиллиқләрниң дегән ”вақти“ кәлгичә хитайларниң ассимилатсийә пилани асасән орундилип болған болиду!

”әқиллиқ“ уйғурларниң бир таиписи нәқ мунапиқлардур. дүшмән ”қулақ“лиридур. улар ”әқл“ини ишлитип, ”уйғурниң ишида һеч үмид йоқ, үмид болмиған ишқа упринип, униң арқисидин әқлий күч, пул вә җисманий күч сәрп қилғандин көрә, бәрибир түгәйдиған бу милләтни бүгүн мушунчилик пулға яраватқан пурсәттә анчә ـ мунчә сетип пул

Page 248: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қилсам дәмали мән болсамму дүшмәндин нәп алған болмамдимән“ дәп чот соқушиду - дә, сетишни башлайду. тарихтики мунапиқларму шундақ ойлашқан, бүгүнкилириму шу! әмма, худаға шүкриләрки, милләт һала йоқалғини йоқ, нәччә әвлад мунапиқни охшашла бай қилип кәлмәктә! йәнә қачанғичә, қанчилик мунапиқни бай қилиду, техи!

1999- йили, фиврал, ташкәнт. 2001 – йили, истанбул.

Page 249: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

Мунапиқларни қандақ тонуш керәк?

шәрқий түркистанлиқлар мәйли вәтән ичидә, мәйли

чәтәлләрдә болмайли, мәлум адәмләрни ”мунапиқ“, ”хитай җасуси“, ”қулақ“, ”хаин“,... дәп йүримиз. гоя бу адәмләр растинла шундақ болуп қалған тәқдирдә уларни өлтүриветидиғандәк бир хил қизғинлиқ билинип туриду. әмма уларға нәпрәт билдүрүш, улардин ада ـ җуда болуш, салам ـ саәт қилмаслиқ,... қисқиси, нәпритимизни бир хил ”гәндичә“ тинч усулда ипадиләп, дүшмәнгә қарши көрәшниң әң асан, әң әрзан, әң бихәтәр түрини болсиму қилайли, дәп тәрғип қилинғанда болса, бирдинла йелимиз чиқип, ”раст мунапиқму, әмәсму, худа билиду. пакитимиз болмиғандикин...“ дәп тил чайнашқа башлаймиз. пакит ― җисманий җәһәттики җазаниң тәқәззаси. хата болуп қелип увалиға қалмаслиқ үчүн пакит тәләп қилиниду. лекин, биз пакит болған тәқдирдиму бир мунапиқни өлүмгә мәһкум қилалмаймиз(қилсаққу болатти, әмма җүритимиз йоқ. мәйли ашкарә, мәйли йошурун имканимизму йоқ). ундақ икән, мунапиқларға нәпрәт билдүрүш тәшәббусиниң көздә тутқини бир хил мәнәвий кәйпият ― дүшмәнгә ишлигүчиләргә қарита өткүр нәпрәт кәйпияти яритиштур (әгәр бизниң қолимиздин дүшмәнгә қарши бирәр иш келиду, дейилсә мушу келиду .(

ундақ икән, бир адәмниң раст мунапиқму, әмәсму (бу тәрипини аллаһ билән өзи билиду), униңдин қәтийнәзәр, у адәм көпниң нәзиридә мунапиқ, җасус, ғалча дәп тонулған икән, уни мәнәвий җәһәттин җазалаш керәк, дегәндин ибарәт. хатасидин

Page 250: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қәтийнәзәр бу бизниң дүшмәнгә вә дүшмән ғалчилириға мадара қилмайдиғанлиқимизни, нәпрәтлинидиғанлиқимизни билдүриду. буниң мәнәвий әһмийити һәргиз қиммитини йоқатмайду, әвладларға беридиған писхик тәсири, савақ елиши көздә тутулғанларға беридиған мәнәвий тәсири тамамән охшаш. бу худди һәҗдә шәйтанға таш атқанға охшайду. у йәргә тикләп қоюлғини таш, пәқәт шәйтанниң символлуқ вәкили, биз униңға таш етиш арқилиқ шәйтандин нәпрәтлинидиғанлиқимизни ипадиләймиз .

бизниң ”яхши адәм“лиримиз мунапиқларни, җасусларни таки хитай сақчи идарисиға мәлумат елип маңған вақтида ”мели билән“ тутивалмиғичә яки сақчи идарисиниң җасуслуқ бөлүмидә доклад бериватқан йеригә ”үстидин чүшүп“ тутивалмиғичә уларни аламәтлиригә қарап җасус демәйдиғандәк қилиду. пакит мәсилисини сүрүштә қилишқа һазир бизниң һечқандақ имканийитимиз йоқ !

мунапиқлар, җасуслар һәққидики пакитлар тоғрисида шуни билиш керәкки, бизгә бундақ пакит пәқәт шәрқий түркистан шәһәрлиридин бирәрини дүшмән қолидин тартивалалисақ (шундақтиму зәрбимиз туюқсиз болуп, қисқа муддәтлик уруш нәтиҗисидә тартивалсақ), шу шәһәрлик сақчи идарисиниң архиплирини дүшмән елип қачалмиған яки көйдүриветишкә үлгүрмигән болса шу шәһәр тәвәсидики җасусларға аит пакит шу йәрдин тепилиду; болмиса хитай сақчи идарисида җасуслуқ бөлимидә ишләйдиған миллий сақчилардин бирәрси һәқиқәткә қайтип, қолидики җасус архиплирини ашкариливәтсә пакитқа еришимиз. ундин башқа әһвалда развидка илмидики ”әқлий йәкүн“ усулидин пайдилинимиз. йәни, шу кишиниң әһваллири мунапиқ яки җасуслуққа йеқин болса тамам, бу бизниң һазирчә асасимиздур.

Page 251: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бизниң җасуслуқ һәққидики сәвийәмизниң нөлгә йеқин болиши түпәйли хитайлар аримиздики пайлақчи, айғақчилирини ниқаплаш, пәрдазлап көрситиш үчүн баш қатуруп кәтмисиму, чиқим тартип йүрмисиму болғидәк. чүнки биз бу ишқа шундақ аддий қараймизки, бир айғақчи намаз оқусила болди, биз уни имани камил мөмин дәп баһалаймиз; он тәңгә ианә қилсила болди, биз уни вәтәнпәрвәр бай, дәп махтаймиз; бирәр намайишқа қатнашқан(чәтәлләрдә) яки адәм йиғилған сорунларда дин, вәтән, милләт темилирида ”виҗдани билән“ бирнәччә кәлимә қайнап сөзлигән болсила биз уни вәтәнпәрвәр инқилапчи һесаплаймиз. бундақ асан гол болидиған хәлққә қарши хитай җасуслуқ системиси һечқанчә күч сәрп қилип олтурмиса керәк!

әнә шундақ бихуд вә һаңвақтилиқимиздин пайдилинип, бәзи тухуми бузуқ адәмләр, мунапиқларниң әвладлири ашкарә йосунда хитай ғалчилириға, айғақчиларға, мунапиқларға чапан япсиму көңлимизгә шәк кәлмәйду. инсан писхикисиниң йошурун қатламлири ― ”йошурун аң“ һәққидә көп тохталдуқ, миллий аҗизлиқлиримизни мушу усулда тәһлил қилдуқ, йәнә бир қизиқ әһвал бар, уму әнә шу ”йошурун аң“ға мунасивәтлик :

һәдиси паһишә болуп кәткән бирсиниң йенида паһишиләрни әйиплисә, у бир амаллар билән паһишиләрниң гунаһсизлиқини испат қилиш урунишида болиду, башқа бир "һәқиқий әйпкар" (яки "әсли әйпкар")ни көрситиш арқилиқ, обектни азад қилишқа уриниду. бундақ урунушлар ихтиярдин ташқири бирхил инкас болуп, буни ”хапилиқни опчилаштуруш яки хапилиқни суслаштуруш“ дәп аташ мүмкин. униң бундақ ”суслаштуруш“ арқилиқ йеникләтмәкчи боливатқини сөзи боливатқан паһишилар әмәс, бәлки өзиниң һәдисидур. нәсиридин

Page 252: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

әпәндиниң хурҗун йүттүривәткән гунаһини хотуни алдида ”сус“рақ көрситиш үчүн тоқуп чиққан ”базардики җими адәм хурҗун йүттүрди“ дегини әмәлийәттә ”хапилиқни опчилаштуруш“, ”гунаһни суслаштуруш“ оюни болуп, хәқниң хурҗуни немә болиши моһим әмәс, моһими өзиниң гунаһини ”кичикләштүрүш“ урунишидур .

мана шундақ, паһишилар һәққидики дәһшәтлик әйпләшләрни сәл ـ пәл пәскариға чүшүрүш, униң әйибини көтүрүшүп беридиғанға иҗтимаи түзүлмидин сәвәп ахтуруп баһанә издәшләрниң һәммисидә униң кәң қосақлиқи, паһишиларға ечиниши ипадиләнмәйду, әксичә пүтүн урунуштин мәхсәт өзиниң һәдисини ақлаш, гунаһини кичик көрситиш урунишидур. йәнә мәсилән: хотун ـ қизлири йерим ялиңач йүридиған бирси тәбиий һалда һиҗап тоғрисидики гәпниң белигә тепишкә тиришиду. униң тәтүрисичә бир пәтиваниң оттуриға чиқишиға вә шу һөкүмниң җәмийәттә күчкә игә болишиға арзумәнд болиду. буму униң диний чүшәнчисидики мүҗимәллик, таза толуқ чүшинәлмәслик яки ғәрпләшкән ”илғарлиқ“и түпәйлидин таллиған көз қаришиниң мәһсули әмәс, бәлки хотун ـ қизлириниң йүрүш ـ туриши әйпләнмәйдиған иҗтимаи тәртипкә болған ихтиярсиз интилишниң мәһсулидур.

худди шундақ, мунапиқниң әвладлири, өзлиридә мунапиқлиқ болғанлар ихтиярсиз йосунда мунапиқларни ақлап кетиду. сөзи боливатқан мунапиқниң ”мунапиқ“ дейилишидики сәвәпләрни йетәрлик дәп қариғили унимайду, мунапиқлиқниң шәртлирини чоңрақ қилишқа уриниду. буниң билән өзиниң яки мунапиқ дадилири, достлири,... ниң шәрти мунапиқлиққа тошмайдиған болишини, ”кичик, әрзимигән гунаһлар“ болуп қелишини аңсиз йосунда

Page 253: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

арзу қилғанлиқиниң нәтиҗисидур. мана буларниң һәммиси ”йошурун аңниң иқрари“дур!

башқа дөләтләрниң паспорти билән, һәтта иқамити билән пат ـ пат вәтәнгә баридиғанлар кишини ойға салиду. һечқандақ сиясий паалийәтләргә қатнашмиған адәмләрниму ”сөһбәт“кә мәҗбур қилидиған хитайлар бундақ көп қатнайдиғанлардин пайдиланмай қаларму? биз хитайларниң қандақ мәхлуқ икәнликини билмисәк иди! техиму адәмни ойға салидиғини, бәзи адәмләр сиясий паалийәт сорунлириниң һәммисидә бар, китапларда, гезит ـ журналларда ”мубарәк исми ـ шәрипи“ көзгә челиқип туриду, һәтта тәшкилатларда рәһбирий орунда көзикиду. әмма улар дәхлисиз берип келәләйду. һеч тәһдиткиму учримайду, бу немә үчүн? бәлким бәзиләр ”уларниң чәтәл паспорти яки чәтәл иқамити болғанлиқидин хитайлар қол селишқа петиналмиған“ демәкчи болар .

сәудий әрәбистанида бир йоқури дәриҗилик уйғур әмәлдар болған, исми муһәммәд шаһ, бу кишиниң мәвҗутлиқидин өзлиричә хәвп һис қилған хитайлар вәтәнгә барғанда уни аста тәсир қилидиған зәһәр билән зәһәрлигән, бир заман өткәндә зәһәр тәсиридин ағриған бу адәм америкиға давалинишқа барған. у йәрдә дәл мушу диагноз қоюлған вә зәһәр қайтурушниң замани өткәнлики, давалаш имканлириниңму йоқлиқини ейтип, қайтип кетишкә үндигән. у қайтип келип көп өтмәй вапат болған. проффиссор әнвәр байтур әнқәрәдә хитай әлчиханисиға чақиртилған, у йәрдин қайтип келип өйиниң балкунидин ”чүшүп“ кәткән! 1963 ـ йили өктәбирниң ахирлирида к г б сиясий иһтияҗ түпәйли америкилиқ проффиссор фиридириһ баргхорнни ”җасус“ дегән бөһтан билән тутқун қилди. бу америкилиқ ялә унверситетида сиясий билимләр мутихәсиси иди. 2 ـ дуня уриши дәвридә москвадики

Page 254: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

америка әлчиханисида ишлигән, кейин германийә ташқи ишлар министирликидә болған. америка башқани киннединиң дости иди. демәк коммунистлар бишәм болғачқа зөрүр тепилса һечнемидин янмайду. ... хрушшев тәхттин чүшүшкә йеқин (1964- йили) москвадики ғәрбий германийә әлчиханисиға к г б ниң мәхпий аңлаш үскүнилирини тазиливетишкә әвәтилгән техник счвергман москва әтраплирида сәйли қиливатқанда нитратлиқ һардал гази атидиған қорал билән етилған (бу химийивий мадда гөшни черитиш хусусийитигә игә), буму коммунистларниң өзигә дүшмән һесаплиған адәмләрни чәтәлликиди, дипломат иди, чоңиди, кичикиди, дәп айрип олтурмайдиғанлиқиға бир мисал. хитайларниң кейинки заманда түркийә пухралирини тутқун қилип, "вәдәнамә" яздурушлириға даир мисалларни демисәкму һәммигә мәлум.

демәк, бизниң һазирқи зикри кечиватқан әпәндилиримиз улардинму йоған әмәстур? бу мисаллар чәтәл паспорти түпәйли хитайлар өзлиригә қарши бир адәмгә тегәлмәйду, дегүчиләргә кипайә қилар дәп ойлаймән. бундин башқа ”қатнаш вақәси“, ”уқушмаслиқтин“ кочида лүкчәкләрниң уруп қойиши түпәйлидинму ”бәхтсизлик“ йүзбәрмәй қаларму? сиясида оюн азму ! ?

әмди, ”бу адәмләрни анчә хәтири йоқ, әрзимәс адәмләр һесаплап (кичик көрүп) чеқилмайватса керәк“ дегүчиләр болса, бундақ әпәндиләрниң диққитигә шуларни һавалә қилимиз: 11 яшлиқ балилар 12ــــــ мәктәптин янғичә хитай балилири билән урушуп қелип, таш етишипту, арида бириниң теши бир хитай балисиниң бешиға тегип қанитиветипту, шуниң билән ”буниң наһайити зор сиясий арқа көрүниши бар“ дәп һесаплиған хитайлар балини түрмигә қамап, қорқутуп сорақ қилип, пәрдә арқисидики ”үгәткүчи“ни

Page 255: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

тапмақчи болупту. бу шәрқий түркистанда һәмишә учрап туридиған вақәләрниң аддийла бирси. әнә шу кичик балиларниң таш етишини кичик көрмигән көзи кичик хитайларниң, зеди пәст коммунистларниң хуй ـ пәйлини билидиғанлиқимизнила ейтип өтсәк йетәрлик болса керәк. у һалда җаң земин авуларниң йезниси болған тәқдирдиму сиясий ишқа сала йемәйдиған коммунистларниң буниңға сәл қаримайдиғанлиқи чүшинишлик болар .

йәнә бәзи моһим ”рәһбәрләр“ барикән, уларниң бир туққан қериндашлири хитайға ишләйдиған ғалча, җасус икәну, өзлири ”бизни азад қилидиған“ қошунда ”ләшкәр беши“кән! мәсхирилик әмәсмидур?! бәзи ”даһи“лар ”инқилаби тәшкилат“ни қурупла арқидин хитайға, шәрқий түркистанға бималал берип ”чөгиләп“ келидикән! тәшкилатлар, ”вәтәнпәрвәр аммә“ буларни һеч илға қилип олтурмайдикән. чүнки сән гуманлиқ десәңму, у маңа ярап қалған, маңа мәнпәәти өткән, юртдишим яки маңа ”хош ـ хош“ дәп инавитимни қилидиған йеқиним болғачқа мән бу ”яхши миҗәз“ ”ақкөңүл“ адәмни яхши көрүверидикәнмән! һеч болмиса уни җасус дейиштә әң қаттиқ турғучилардин бири маңа яқмайдиған бирси болғачқила, униң зитиға мән у яман дегән адәмни яхши дәп туривалидиған гәпкән! әнә шундақ қилип шәхсий мунасивәтләр сиясий чәк ـ чегримизниму бузуп ташлайдиған гәпкән! бу қандақ истил? қандақ миллий туйғу? мушундақ ”поқи билән булмиқи арилишип кәткән“ тәшкилатлар билән бизниң ”иш“имиздин үмид күткили боларму?

бир қетим түркийигә берип кәлгән адәмниң паспортини тартивалидиған хитайлар чәтәл иқамитидики бәзи адәмләрниң иқамитидин ”қорқуп кетәмдикин“, уларға гәп қилмайдикән. улар пат ـ пат берип ـ келип туридикән. чәтәлдә болса инқилапларға

Page 256: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

― хитайға қарши тәшвиқатларға биваситә арилишип туридикән. бәзи чәтәл тәвәсидикиләр вәтәнгә барса уларниң сода ـ тиҗарәт ишлири, мәбләх селиш шараитлири бәк еқишқа кирип кетидикән, бәзиләр һәтта пиринсипқа чүшмәйдиғанла илтипатларғиму еришип қалидикән! җаң земин уларниңму йезнисимидур?

илгири бир мәһәл инқилапниң алдинқи сепидә палақлиған, намайишларда тәшкилатчилиқ қилип, өзини көрсәткән, хитайниң байриқини көйдүрүштә пидакарлиқ қилғанлар бир заман өткәндә қарайсәнки, хитайға худди "қоғунлуқниң йолидәк" қатнайдиған, хитай консулханиси билән чоңқур достлуқ мунасивитиға игә адәмгә айлинидикән; һәтта шундақ болғачмикин, хитайлар ундақларниң көзигиму иссиқ көринишкә башлап, "хитай" дәп атиғучиларға "нәсиһәт" қилип ағзи қуруп кетидиған, һеч номус қилмастин: "хитай десәңлар бизниң аччиғимиз келиду, ундақ демәңлар, немишкә ундақ дәйсиләр? хәнзу десәңлар болмамду?..." дәйдиған дәриҗигә йетип баридикән; әмма шу һалдиму һечким уни мунапиқ дейишкә унимайдикән! бизгә йәнә қандақ шәрт лазим иди? бу худди "көзигә зәдивал тартивалған" дегәндәк, корлуқ әмәсму? чәтәлләрдә һәммә пул билән өлчәнгәчкә мана шундақ болидиған гәпкән! мунапиқлар пулниң сайисидә һөрмәтлик шәхс болуп, җамаәт ичидә алаһидә орунда туриверидикән!

чәтәлдики тәшкилатларни асасән мунапиқ вә җасусларниң увиси дейишкә болиду. орта асиядикиләр икки йүзлүк җасус болуп, импирийә парчиланғандин кейин хитай тәрипидин сетивелинған к г б җасуслири ― икки йүзлүк җасуслар һәм к г б ға ишләйду. к г б болса қәрәллик һалда ”дөләт иһтияҗи“ үчүн хитайға керәклик ахбаратларни сетип бериду.

Page 257: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

мәсилән: чиңрақ нәпәс алғилиму болмайдиған өзбәкистандин чәтәлдә ечилған қурултайларға вәкил беришини тәсәввур қилғили болмисиму, лекин бариду. җәзмәнки һөкүмәтниң шәртлик рухсити барлиқи ениқ. йәнә бундақ дейишимиздә һәр қандақ бир уйғур башқа сәвәпләр билән тутулуп қалсиму ”араңларда шәрқий түркистанчилар барму? көрситип бәр. сияси қачақлар барму ـ йоқ...“ дәп көзигә киривалидиған өзбикистан сақчи тәрәп әҗәба һелиқи вәкилләрни билмәмдиғанду? телифунлар мәхпий аңлаштин өтиду, факслардин бир нусқиси сақчи идарисигә чүшиду. уйғурларниң базирини чарлап ”китап оқуйдиғанлар барму ـ йоқ? гезит оқуйдиғанлар барму ـ йоқ?“ дәп тәқип қилиду. йәрлик уйғурларниң йүрәклири пәқәтла түгигән һалда, адәттики гәпләрни қилиш үчүнму алди ـ кәйнигә нәччә қарайду. ”уйғур мәдәнийәт мәркизи“ гә сайланған бири аз өтмәйла әткәсчиликтә әйплинип қамалди. башқа шәклән миллий қурулушларға сайланған уйғур ”даһи“лар дәрһал к г б ға тәклип қилинидиған өзбекистандин чәтәлгә вәкил берип шәрқий түркистан йиғинлириға иштрак қилса буни қандақ чүшиниш, қандақ чүшәндүрүш мүмкин? ... чәтәлдики тәшкилатларда җасус, мунапиқ болмиған пак адәмләр бар дейилсә улар пәқәт шөһрәтпәрәст әхмәқләр, аддий калла, меңә фонкисийиси аста инкаслиқ бичарилардур, халас!

”шунчә көп адәм җасус боларму?“ дегүчиләргә шуларни һавалә қилимиз: хитай унчә көп адәмни маашлиқ җасус қиливалмайду, пәқәт азрақ қолайлиқ бериш, бирәр илтимасини орундап қоюш, һеч бир тиҗарәт, ашкарә кирим мәнбәси болмиғанларға азрақ пул бериш билән уларни ишқа салиду. уларниң һәммиси қәрәллик мәлумат йоллап туруш мәҗбурийити алған җасусму әмәс, пәқәт хитайниң алдиға бир иш билән барғанда яки пәвқуладдә әһвалда

Page 258: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

хитайларниң чақиртиши билән гәп сорилиши вә бир ـ икки еғиз тапшуруқ берип қоюлиши мүмкин. 30 ـ йилларда бәзи наһийәләргә тәвә ”бәглик“(йерим наһийә)ләрдә пәқәт бирла хитай боларкәнмиш, бу баҗгир хитай болуп, пүтүн бәгликниң хәлқи әнә шу бир хитайға баҗ тапшуридикән. униңдин башқа нә мәмур, нә әскәр болмиған әһвалда әнә шу бирдин бир хитайға бир юртниң хәлқи баҗлирини өзлири әкилип бәргәнликини әскә алсақ, биз шу хәлқниң бүгүнки әвлади, хитайларни ”икки бармиқи билән“ ла бай қилған хәлқниң әвлади болғачқа хитайға әрзан ишләверидиған, чоң һәқ тәләплиридә болмайдиған болши тәбии.

әмди хитайларниң пайлақчи, айғақчиларни ишлитиш усули һәққидә иглигән әһваллиримизға асасән тәһлил қилип, еришилгән йәкүнлиримизни қисқичә баян қилимиз (бу һәқтә мәхсус китап йезиш нийитимиз болғачқа бу йәрдә артуқ тохталмаймиз). хитайларниң пайлақчи, айғақчиларни ишлитиш усули худди тибәтликләр көчкәндәк усулда болидикән. һәр бир һаҗәтмәнгә, ”қәрздар“ға, алдиға кәлгәнлики һәр бир адәмгә бир еғиздин болсиму тәләп қойиду. бу йосун адәм наһайити көп болидиған болғачқа йерими тапшуруқни орундиған яки пайдилиқ ахбарат бәргән тәқдирдиму уларниң пайдилиниши үчүн йетиду. мәсилән: чәтәлгә чиқидиғанларниң бир контрол һалқиси аманлиқ идариси болуп, уларниң алдиға һәммә адәм беришқа мәҗбур, шу чағда улар һәрбир адәмгә (әң болмиғанда) ”қайтип кәлгәндә биз билән көрүш“ дәп тапилайду. бәзиләрдин болса көпрақ гәп сорайду, бәзиләргә көпрақ тәләп қойиду. у йәргә киргән һәрким (гунаһи болмисиму) қорқуп туридиған болғачқа, улар немила десә қуллуқ билдүрүп, ишни пүттүрүшкә тиришидиған гәп, башқа чариму йоқ. қайтип барғандин кейин хели көп адәм ”вапасизлиқ“

Page 259: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қилип уларниң алдиға көрүшкили бармисиму, бу тәрипи анчә қаттиқ сүрүштә қилинмайду, буниңдин билинидуки, уларға дейилгән ”көрүшүш“ ”болса болмиса“ ”мундақла“ дәп қоюлған гәп болуп, буниңда ахирқи қетим бир қорқутуп, йүрикини муҗуп қоюш, қайтидиған йериң бу, һәддиңни билип йүр! дегини болса, йәнә бир тәрәптин, мунапиқ тәбиәтлик адәмләрниң өзини ашкарилиши үчүн бир пурсәт, бишарәттур! чүнки, йәнә бир түркүм адәмләр әстайидиллиқидин бу тапилашни җәзмәнлик дәп қелиш яки қорқуш, вәя бәзилири өзиниң садақитини көрситип қоюш нийитидә чәтәлдин қайтип келипла улар билән ”көрүшкили“ бариду. мана бу хил һәммини ғәлвирдин өткүзүш усули билән бир түркүм адәмләр даимий ”өзини қачуруп туруш“ түпәйли ”ишәнчисиз“гә айрилиду. бәзиләр гаңсадәк сориғанни дейиши билән ”вақтлиқ пайдилинишқа болидиған“, сиясий җәһәттә ”пак“ яки ”саддә аммә“гә айрилиду; сориғанниму дәп, соримиғанниму дәп, йәнә техи ”йолйоруқ“ сорап, тапшуруқ тәләп қилип аз бир қисимлири ”ишәнчлик“ типиға айрилип, рәсмий ишитатлиқ айғақчи болуп қалиду. бәзи һалларда ашу ”саддә аммә“ниң бәргән галваңларчә мәлумати ичидин хитай ахбарат системиси ”гөһәр тепивалидиған“ әһваллар болиши чоқум .

мана шундақ қилип, қайтип кәлгәндә ”көрүшкили“ бармиғанларму кейинки қетим йәнә чәтәлгә чиқиш үчүн бармиса қутулалмайду, ”көрүшкили“ бармиған ”гунаһи“ түпәйли йүрики зирилдап туриду(мушундақ қатму ـ қат өткәлләр коммунист түзиминиң һәр саһәсидә толуп ятқачқа инсанлар һаман бир хил вәһимә ичидә яшайдиған әһвал шәкилләнгәндур), шу ”көришидиғанлар“ни көзүмму көрмисун дегәнләр аридики дәллалларға һөддә берипла қутулиду. әмди чәтәлдики муһаҗирлиримизға кәлсәк, улар вәтәнгә

Page 260: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бериш үчүн виза тәләп қилип хитайниң алдиға бариду. буму пайдилиниш үчүн хитайларға тәшәббускарлиқ һоқуқи бериду. йәнә башқа, чәтәлдә оқуш, тиҗарәт билән йүргәнләрму паспорт алмаштуруш, узартиш иһтияҗлири түпәйли хитайниң алдиға беришқа мәҗбур (бу қисмәт йәнә бир ”тиҗарәт“ни мәйданға кәлтүргән болуп, хитай консули билән ”мунасивити бар“ бирлири виза биҗириш, паспорт узартиш, алмаштуруш қатарлиқ ”кәсип“ләр билән шуғуллиниду. хитайниң алдиға беришни хаһлимиған яки ”барсамму тонуш болмиғандикин бәрмәйду“ дәп ишәнч қилалмиған саддә адәмләр аридики дәллалларға пайда беришкә мәҗбур болиду. хитайлар бәзи адәттики айғақчиларға әтәй мааш берип йүрмисиму, әнә шундақ ”өз йеғида қоруш“ усули билән бундақларниң ”тиҗарити“гә асанлиқ яритип бәрсила маашини шу йолдин һәл қиливелип, бу ”яхшилиқ“ниң бәдилигә тапшуруқларни орундиғач келивериду.(

бу һаләт һәммә яқ миналаштуруветилгән чәкләнгән районни әслитиду. нәгила қарисиңиз ”һөл хиш“, нәгила дәссимәкчи болсиңиз путиңиз астиға тоғриланған ”һөл хиш“қа дуч келисиз! бу һалда бизниң әсли тәбиити ــмиздики бихәстәлик, сәл қараш, аддий чағлаш писхикимизму өз ролини җари қилдуриду ـ дә, бәзи соралған соалларниң бәкла аддий, ”һечкимгә дәхлиси йоқ“лиқиға қарап, һеч гумансизла җавап бериветимиз (бунчилик ушшақ гәпләр билән җасуслуқни бағлап қараш мүмкин әмәстәк туюлиду яки ундақ бир тәсәввур хиялимизға кәп бақмайду). бу җавабимизниң хитай үчүн қиммәткә игә ахбарат икәнликини әқлимизгә задила кәлтүрмәймиз. шундақ қилип, аңлиқ пайлақчилардин башқа аңсиз һалда ахбарат беридиғанларму наһайити көп .

Page 261: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қисқиси, мунапиқлар һәққидики ениқ пакитлар тоғрисида гәп қилип олтуруш заман етибари билән бир аз күлкиликтур. шуңа омумән иш ـ һәркитидә бинормаллиқ көрүлгән адәмләрдин гуманлинишқа болиду. җамаәт нәзиридә тоғра яки хата һалда мунапиқ, җасус атилип қалған адәмләрму һәқиқәттин анчә йирақ әмәс болиши мүмкин. чүнки ата ـ бовилиримиз ”шамал чиқмиса дәрәх лиңшимайду“ дегән. ундин башқа йоқурида тәкитлигинимиздәк, шундақ атилип қалған икән шу бойичә муамилә қилсақ, һәрһалда бизниң мәйданимиз ипадилиниду.

1999- йили, фиврал, ташкәнт. 2001 – йили, истанбул.

Page 262: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

Вәтән Ичидики

Қериндашларға Хитап қан төксә вәтәндикиләр төкиду, җан бәрсиму

вәтәндикиләр бериду. шундақ болсиму чәтәлдики аталмиш вәтәнпәрвәр тәшкилатлар өзлиричә һазирқи дуняниң заманивий мәпкүриси болған тенчлиқ йоли, сөһбәт йоли, кишилик һоқуқ,... қатарлиқларни қобул қилип ”қатарға“ өтүшүп, җан бәргәнләрни ”терорчи“лиқта әйплигүдәк дәриҗиләргиму йетидиғинини көримиз. улар вәтән ичидикиләргиғу ”устадлиқ“ қилидикән, өзлириниң әһвали қанчилик? чәтәлдики һәркәтләрдин үмид күтүшкә, шуниң биләнла биғәм олтурушқа әрзигүдәк бир иш барму? булар һәққидә илгири "җәннәтниң ачқучи", "әйнәк" қатарлиқ китапларда қисмән баһалар берилгән иди. шундақ болсиму, биз вәтәндики қериндашларниң орниға өзимизни қоюп тәсәввур қилип көргинимиздә омумән чәтәлдин баридиған әрзимәс, кичиккинә давраңниң қанчилик һәйвәтлик туюлуп кетишлирини, нурғун кишиләрни көләңгүдәк үмидләргә гол қилип, рәсимдә көргән қараүрүк вәҗидин ағзиға сериқ су йиғилип, түприкини ютқандәк, еғиз тамшип йүридиғанлиқини,... көз алдимизға кәлтүришимиз анчә тәс әмәс .

чүнки бундақ роһи кәйпият биздиму болған. әмдиликтә вәтәндин йеңи чиққан бирмунчә адәмниң зарини аңлайдиған болсиңиз ичиңиз серилип кетиду. һәр кимдә миң бир пушайман! ”әгәр бундақлиқини билгән болсам чәтәлгә чиқмас икәнмән! өлсәмму вәтәнниң туприқида өлмәсмидим! бир хитайниң болсиму бешини йериветип өлсәмчу!... чиқсақла биз

Page 263: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қошулуп кәткүдәк қошун, киришип кәткүдәк иш бар, дәп ойлаптикәнмән, мәндәк адәмләргә иһтияҗи бар, барсамла улар (чәтәлдики ’даһилар‘)хош болуп кетиду, дәп ойлаптикәнмән ...“ .

һелиғичә бәзи натоғра мәхсәттики адәмләр чәтәлдики һәркәтләр һәққидә лилла бир гәпни көтүрүп беришниң орниға, немишкидур адәм омундуридиған һикайиларни сөзләп барди. бу хәлқимизниң ғәпләт уйқусини давам қилишини, һечқандақ бир қаршилиқ усули ― өзиниң чамиға яриша қаршилиқ усули вә өз әһвалиға мувапиқ азадлиқ йоли үстидә издиниш яки һеч чариси қалмиған тәқдирдә қул болуп шәрмәндиләрчә яшиғандин көрә бир дүшмәнни, дүшмәнниң бир муһиматини йоқ қилиш бәдилигә мәртләрчә өлүш йолини таллишини чәкләп кәлди. бу һалда кетивериш дүшмәнниң охшимиған йоллар билән бизгә юқтуруп қойған тенчлиқ тәлвилики, өзимиздики биғәмлик, асассиз тамалар давам қилиш билән, дүшмәнниң вәтинимиз туприқида ”онға бир“ һәтта ”йүзгә бир“лик нисбәттә көпийивелишини вақт билән тәмин етиду. шуңа лилла гәпни қилиш тәхирсиз зөрүрийәт болуп қалди.

бәзиләр вәтән хәлқи әнә шундақ үмидләргә бағлинип, һәрһалда өзини йоқутуп қоймай келивататти, әгәр чәтәлдә һеч ишниң йоқлиқини, улар үчүн бирәр ишни вуҗудқа чиқириватқанлар, чиқириш иһтимали, һәтта чиқириш нийитидә боливатқанларниңму тайини йоқлиқини билсә үмидсизликтин бирақла түгишип, қуллуққа тән берип кәтмәсму? дәп қорқушиду. бу қараш қаримаққа тоғридәк қилсиму маһийәттә наһайити хатадур. әгәр игиз тик ярниң қапбелидә туруп қалған бири ағамча дәп йиланниң қуйриқиға есиливалған болса, униң балдуррақ буни билгини яхшиму? яки бирдәм болсиму көңли тоқ вақт өткүзгини яхшиму? чәксиз деңизда

Page 264: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

таянчсиз қалған бири биртал пахалға қоли илишсә буниңдин қуруқлуққа аз қаптимән, дәп өзини ташлап, һушини йоқатса яхшиму? яки көзини йоған ечип, қолиға илишкән нәрсиниң өзидинму бичарә һалда су йүзидә әләңләп турған бир тал пахал икәнликини балдуррақ билсә вә һушидин кәтмәсликкә тиришип, күчини йиғип қирғақ тәрәпкә азрақ болсиму силҗиғини яхшиму ?

ливан язғучиси җибран хелил җибран шундақ дегән иди: ”кишиләр маңа:‹әгәр сән татлиқ ухлаватқан қулни көргиниңдә уни һәргиз ойғатма, бәлким у әркинликни чүшәватқандур› дәйду. мән уларға: ‹әгәр силәр татлиқ ухлаватқан қулни көрсәңлар ойғитип, әркинлик һәққидә сөзләп бериңлар› дәймән “. мана шундақ! уларниң давамлиқ биғәм ухлиғинидин ойғунуп риаллиққа йүзләнгини яхширақ!

кейинки чағларда чәтәлләрдә зиярәт һәм тиҗарәттә болған бәзи тонулмиш язғучилиримиз вәтәнгә қайтип барғандин кейин елан қилған сәпәрнамилирида бәзи ялғанларни қетип, чәтәлдики ишларни, болупму чәтәлдики уйғурларниң әһвалини көптүрүп мәлум қилип, һорун вә биғәм миҗәзимизгә йәниму биһуш дориси ичүргәниди. ундин башқа уларниң ағзаки тарқитип йүргән бәзи лаплири кишини техиму ойға салиду: чәтәлләрдики уйғурларниң ”вәтән қутқузуш сандуқи“ дегән сандуқи бармиш, йерим әсирдин бери улар закатлирини, ианилирини вә башқа вәтәнгә атиғанлирини (қәғәз пул қиммәттин қалмисун дәп) алтунға айландуруп мушу сандуққа ташлайдикән. һазир бу сандуқтики алтун қанчә он тонниға йетипту. вақти кәлгәндә көп дөләт қисимлири кәби бирәр һәрбий иттипақниң барлиқ чиқимини берип болсиму ишларни бир тәрәп қилғудәк иқтисадий асасимиз барикән. иккинчиси, түркләр дәптурләрки, силәр, шәрқий түркистанлиқлар бикар чиқим тартип

Page 265: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

йүрмәңлар, һазир биз икки саәттә үрүмчигә йетип берип зәрбә берәләйдиған айропланларға игә болдуқ, вақти кәлсә силәрниң ишиңларни тез тоғрилаймиз!... буниңда диққәт қилишқа тегишлик икки нуқта бар: бири, техи ”вақти кәлмигән“ликини билдүриватиду (бу тарихтики вә бүгүнки течлиқчиларниң муқамиға нәқәдәр охшаш, һә!). у һалда вақти қачан? вәтинимизгә йүз милйон хитай йәрлишивалғандин кейинму? һазирчә уларға дәхли қилмай туруп турайлиму? иккинчи, чәтәлгә чиқип мән бу лапларни хели тәкшүргән болсамму бундақ бир миш ـ мишқа дуч кәлмидим. әгәр ялған болсиму шундақ бир сөз ـ чөчәк тарқилип йүргән болсиди, у әпәндини саддилиқидин мушу коча параңлириға ишинип, гәп дәп көтүрүп бериптикән, бичарә, десәк болатти. лекин, бу ялғанниң бу йәрдә ”изниси“му йоқкән! у һалда бу әпәндини немә дәп чүшиниш керәк? у бизни бихудлаштуруп хитайлар үчүн вақт қазинишип бәрмәкчиму? йәнә бәзи бурадәрләр вәтәндә шу әпәндини зиярәт қипту. ”биз чәтәлгә чиқмақчи боливатимиз, чәтәлгә чиқсақ бизгә немә мәслиһәтиңиз бар? чиққинимизға чушлуқ чәтәлдә биз арзу қилған, биз қошулуп кәткүдәк бир иш барму?“. ”чиқмақчи болған болсаңлар бопту, бир йил, бир йерим йил сәври қилған болсаңлар болатти, бизниң ишимизниң пүтишигә шунчиликла бир заман қалди“. бу гәпләрни көпчилик өзи тәһлил қилип бақса болиду. униң бир қара қорсақ диһқан әмәс, көзгә көрүнгән язғучи икәнликини нәзәрдин сақит қилмай ойлап көрәрсиз.

вәтәндикиләрниң чәтәлдики паалийәтләр, инқилапчилар, йолбашчилар һәққидики чүшәнчиси бәкму романтик болуп, бу һәқтики гәпләр еғиздин ـ еғизға тарилиш җәрянида домулитилған сериқ қардәк барғансери йоғинап, бәкму һәйвәтлик түскә кириду. бу гәпләрни аңлиған адәм җәзмән шүк йетип ғалип

Page 266: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қошунниң йетип келишини күтүштин башқини ойлиғусиму кәлмәйду. мәсилән, мән вәтәндики вақтимда бир йили олимпикни өткүзүш нөвитини бейҗиң, истанбул, сидний талашти. буни авазға қоюп таллаш боливатқан мәҗлис зали алдида тибәтликләрниң намайиш қилип, хитайларниң раса абройини чүшүргәнликини уқуп бәк хош болғанидуқ. уларниң намайиши хитайниң авазға еришишидә сәлбий рол ойнап, мәғлуп болишини тезләткәниди. чоқум ғәлибә қилимиз дегән үмидтә болушқан хитайлар мәмликәт ичидә хели дағдуға қозғиған болуп, бу түпәйли нурғун бай хитайлар нәччә миң сомлуқ поҗаңзиларни елип, ғәлибини тәбрикләшкә тәйярлинишқаниди. мәғлубийәт хәвири йетип кәлгәндә бу хитайларниң һөңрәп йиғливәткәнликиму уқулди .

мән шу чағда тибәтликләрғу шу нәқ мәйданға йетип берип намайиш қипту, бизниңкиләр немишкә бармиғанду? уларниң башқа техиму моһим иши чиқип қелип баралмай қалғандиму? дәп көп ойлап кәткәнидим. чүнки дәл мушундақ сорунларда паалийәт қилиш ”тенчлиқчилар“ниң пиринсипиға чүшәтти, шундақла әгәр мушундақ түрдики паалийәтләрдинму пайда чиқиду, дейилсә дәл мушундақ үнүмлүк сорунларға чоқум бериш керәк иди. чәтәлгә чиққандин кейин андин буниң тегидики рәсвачилиқни көрүп йәттим. биринчидин, бундақ бир сорунға берип паалийәт қилишни тәшкиллигүдәк тәшкилатниң тайини йоқкән, бирәри тәшкилләй десиму қалғанлири тәтүр туривелип, пүтүшкичә вақти өтидикән; иккинчидин, бундақ сорунларға бериш үчүн кетидиған чиқимни үстигә алғудәк иқтисадий асаси бар тәшкилат йоқкән; үчинчидин, ”вәтәнпәрвәр“ләрму бундақ ишларға ”коммунаниң һашаси“дәк муамилидә болғачқа, һәммә чиқими атчот қилип берилмигән

Page 267: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

әһвалда һечким бундақ ”қиммәткә тохтайдиған вәтәнпәрвәрлик“ни қилмайдикән! демәк, нәсиридин әпәндимниң ”несиға җавап йоқ“ дегинидәк бикарға вәтәнпәрвәрлик йоқкән !

бир дөләттә қурултай ачса һәрқайси дөләтләрдин вәкилләр өмики келип қатнишидикәну, әмма һелиқидәк моһим хәлқара сорунларға паалийәт үчүн беришқа пул йоқ яки чол йоқкән . йерим әсирдин бери ашунчилик иш үчүн чиқим қилалиғудәк бир иқтисадий фондниң йоқлиқиниң өзи һәммә мәсилини ― чәтәлдики ишниң қайси дәриҗидә икәнликини чүшинивелишқа йетәрлик болса керәк.

чәтәлләрдә уйғурчә нәшир қилинған мәтбуат буюмлириниң сүпитидики нуқсанларни көрүп шундақ ойлиған икәнмән: ”уларниң ичидә тил ـ әдәбият хадимлири йоқ болсиму, һәрһалда ғәйрәт қилип чиқириветипту. әгәр мәндәк бирәрсиниң чәтәлгә чиққанлиқини, шундақ йәрләрдә ишләп қелишни хаһлайдиғанлиқини уқупла қалса җан дәп апиривалса керәк“. вай, әпсусәй! миңларчә әпсуски, чәтәлдики тәшкилатлар, гезит ـ журнал ― мәтбуатлиримиз адәм таллашта қәдимий хитай падишаһлириниң (бүгүнкилириму шундақ) ”дөт болса болсун, садиқ болсун“ дегән кадир ишлитиш мизанини қоллинидиғанлар икән(бирақ, улар тәкитләйдиған ”садиқ“лиқ қандақтур вәтәнгә болған садиқлиқ, сиясий ғайигә болған садиқлиқ әмәс, шу ”даһи“ға, шу чүпрәндә идийивий қарашқа, юрт, мәһәллә, қәбилә, тәрәп дегәндәк пәскәш өлчәмләргә қаритилиду). йәнә бир тәрипиму бар, бундақ тәшкилат яки мәтбуат дегәнләрниң бир адәмни тәклип қилип ишләткүдәк әһвалиму йоқ, хотунлар қолда палаз тоқуғандәк, һечқандақ ”машина ـ үскүнә“, ”дәстигаһ“ , ишчи ـ хизмәтчи,... болмиған ”бир ат, бир қамча“ дегәндәк әһвалда болғачқиму һечким ـ һечкимни кәл дегидәк

Page 268: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

мадди вә иҗтимаий сәвийә йоқкән! дәсләпки чағларда өзәмчә даһилар иши көпликидин ешиналмай, диққәт қилалмайватқан, байқиялмай қалған моһим нуқтилар һәққидә нурғун тәклип пикирләрни һазирлапму йүргән икәнмән, әмди ойлисам күлгүм келиду. нәдә бундақ тәклипләрни қобул қилғудәк адәм вә орун болсун? сәһнидики дикратсийидә көрүнгән завут вә мәһсулат һәққидә пикир бәрсә қандақ болиду? худди шундақ бир һал икән! бу завут, һәйвәтлик турхунлар, сехлар... һәммиси ”пәрдә чүшкән“ һаман йоқ.

қисқиси, ”чәтәлдә бир иш бар“ дегән хиял омумән болмаслиқи керәк. шәйх сәидиниң: ”нәй үни йирақтин яхшидур пәқәт“ дегинидәк, чәтәлдә вәтән даваси хусусида боливатқан қалтис ишлар пәқәт уларниң ялған хәвәрләргә толған гезитлиридики һәйвәтлик рәсимләр, көптүрмә ахбаратлардинла әнә шундақ һәйвәт аңлиниду. әмәлийәттә һеч иш йоқ болуп, чөлдики езитқудәк йеқин кәлсә йоқ. демәк, чәтәлдә һеч иш йоқ, һәм бир ишниң болишиму мүмкин әмәс. әднаси, ахирқи көрәшлиримиздә рәсвачилиқ териған, шунчә көп пулға вә адәмгә зиян салғанлардин һесап алғудәкму тәшкилат чиқмиған турса, хитайдин һесап елиш тоғрисида гәп болиши мүмкинму? (һесапни җисманий җәһәттин алмайти, әлвәттә) әксичә тәрәпдар авутуш мәхсидидә дост ـ дүшмәнниму илға қилмастинла бундақ мунапиқларни ”төр“игә тәклип қиливатқан ”инқилабий даһи“лардин неминиму күтүш мүмкин? униңсизму бу тәшкилатлар тазиму ”дашқайнақ“(ода хенимниң омичидәк) хаин, мунапиқ, гуманлиқ шәхсләр арилишип кәткән: акиси хитай консули билән алақидар болса, иниси ”инқилабий қошун“ ниң ”қазан беши“да; өзи тәшкилатларда ”рәһбирий орун“да әмма җимики иқтисадий муамилиси, тиҗарити хитайға алақидар, бималал

Page 269: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

берип ـ келип туриду. уларни чүшиниш қандақ тәс болса чүшәндүрүшму шундақ тәс!

ишни өзлириғу қилмисун,"қизилкөзлүк, көрәлмәслик вә я өзи қилалмаслиқ, қилай дәп бәл бағлиғанларға түмән бөһтанимиз бардур" дегәндәк, әгәр бирси тәшәббускарлиқ билән бирәр иш қилиш нийитидә қәдәм басса униңға тәһдит, тосқунлуқ қилидиғанлиқиниму алаһидә тилға елип өтүшкә тоғра келиду .

”бузмиғичә қурғили болмайду“, конисини өривәтмәй туруп орниға йеңини дәссәткили болмайду. худди шуниңдәк, чәтәлләрдики мәҗлисваз, ички зиддийәттин ешиналмайдиған тәшкилатларниң һәқиқий қияпитини тоғра тонуп, ”түтүнниң аччиқини мора билиду“ дегәндәк зулум чекиватқан хәлқ зулум зәнҗирини пачақлап ташлаш йоллирини өзи издимигичә, вәтәндин айрилғиниға узақ болған, дилида вәтән муһәббити ғувалашқан, пәқәт ”мода“ қоғлишипла ”вәтәнпәрвәр“ боливалған яки буни бир хил тиҗарәткә, җан беқиш йолиға айландуривалған бир топ сәмимийәтсиз адәмләрниң қолидин бу иш кәлмәйдиғанлиқини тонуп йәтмигичә, тенчлиқпәрвәрләрниң өтмәс матасини пүтүнләй инкар қилип, бу йолниң бизгә тамамән пайдисизлиқини, йоқулушқа елип баридиғанлиқини етирап қилмиғичә һәқиқий әмәлий көрәшкә киришиш мүмкин әмәс!

йоқуридики мавзулиримизда қистуруп өткинимиздәк, чәтәлләрдә бәк қамлашти дегән тәқдирдә пәқәт тәшвиқат вә адәм тәрбийиләшни қилғили болатти. әгәр сағлам елип баралиса бу тәшвиқатниң мәлум иҗабий роли барлиқини инкар қилмаймиз .

адәм тәрбийиләш җәһәттә асасән һечқандақ әмәлий бир қәдәм ташланғини йоқ. тәшвиқатму сағлам әмәс. немила болмисун бу ишлар көңүлдикидәк болғандиму

Page 270: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

мустәқиллиқ һәркитимиздә пәқәт кичиккинә ”қистурма күй“ болалайти, халас. вәтән ичидики һәркәтла әзәлдин әбәткә асаслиқ һәл қилғуч әһмийәткә игә һәркәт һесаплиниду. ундақ икән, асасий һәркәт қилғучи кәң хәлқ аммисини ялған көрүнтиләр билән голлап, җим йетишқа үндәш хаһишлириға үзүл ـ кесил хатимә бериш, хәлқни бихудлуқтин агаһландуруш интайин моһим. вәтән сиртида вәтән үчүн дәп пул чиқиридиған аз сандики кишиләрни вә һеч үними болмисиму тирикчилик паалийитини қоюп туруп вәтән даваси үчүн меңиватқан аз сандики адәмләрни һесапқа алмиғанда, чәтәлдикиләрдә өз ғеми, өз тирикчилики, бала ــ ــــ чақа беқиш һәләкчилики аллиқачан вәтәнни унтулдуривәткән, вәтән муһәббити йүрикидин өчкән адәмләрдур. ”паалийәттики“ бир қисим ”вәтәнпәрвәрләр“му буни бир хил тиҗарәт сүпитидә пайдилиниду. пайда чиқмиса ташлайду яки тәтүрисичә иш тутиду. омумән, ағзидин башқа һечнемисини дәсми салмайдиғанларниң вәтәнпәрвәрлики ишәнчисиздур.

чәтәлләрдә бизниң азадлиқ йолимиз компютерлар арқилиқ тәтқиқ қилиниватармиш, дегән лапларниму аңлиғанидуқ. буни қандақ адәмләрниң көтүрүп барғанлиқини билмәймән, һәрһалда бу дүшмәнниң ”уйқу дориси“ тарқитишқа мәсул адәмлири болиши мүмкин. чәтәлгә чиққандин кейин көрдуқки, бу йәрдә қандақ қилғанда нан тепип йегили болиду? һәтта қандақ қилғанда әмәтниң ненини қолға чүшүргили болиду? дегән мәсилә компютерсизла чала сават башлар ичидә тәтқиқ қилинидикән !

чәтәлдә оқуватқанлар ичидин ”даһи“ чиқиши тоғрисидики тамаму бир хил хам хиял. чүнки чәтәлдә оқутиливатқан кәспләрдин әң ”нан тегидиғини“ дохтурлуқ икән, пәқәт шуниңдила бу бичарилар башқиларға һаҗити чүшмәй(шундиму

Page 271: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

вәтәндашларниң пат ـ ағрип қелиши һәм ағриған һаман башқисиниң йениға бармай өзиниң алдиға келиши һәққидики тама билән) өз күнини көрәләйдикән. болмиса өз күнини көрүш мәсилисиму қийинрақ болидикән, бу һалда бизгә даһи болуп бәргидәк кәспләрдә адәм тәрбийиләш имкансизлиқи чәтәлдә бала оқутуш арқилиқ вәтән қутқузуш шерин чүшиниму көпүккә айландуриду. бундин башқа бизниң чапсан айнип кетидиған юмшақ башлиқимизму чәтәлдә оқуғанлардин үмид күтишимизни йоққа чиқириду.

вәтән, хәлққә, милләткә техиму көпрәк иш қилип берәлигән, милләтниң мәвҗутлиқи вә кәлгүсидики мустәқиллиқимиз үчүн ”уруқ селиш“ җәһәттиму үнүмлүк ишларни қилалиған зиялилар чәтәлләрдә әмәс, дүшмәнниң төмүр тапини астидики вәтәндә икәнликини, әмәлий көрәшләр бойичиму азадлиқ йолида һәқиқий көрәш қилған вә қиливатқан инқилапчиларниң вәтәндә икәнликини, уларниң йол расходини һечким атчот қилип бәрмисиму, хизмити үчүн һечким камандиропка бәрмисиму иш қилидиғанларниң вәтәндә икәнликини шуанда һәқиқий һис қилдуқ. ундақ икән, вәтәндики қериндашларға хитабимиз төвәндикичә:

һәркәтниң мәңгү мәхпийликигә сәл қаримаслиқ, бу мәхпийлик таки азадлиққичә давам қилсиму артуқлуқ қилмайду. һәрикәт башлиништа кичик горуппа һалитидә болса шу һаләтни давам қилдуруш, шәхсий(йәккә) һәрикәт шәклидә болса шу һалитини узаққичә давамлаштуруш керәк. аталмиш чоң горуппиларниң, катта тәшкилатларниң, аталмиш бүйүк партийиләрниң ағзидики лаплириға қизиқип, уларға қошулуп кетиш азғунлуқтур. бу пәқәт хитайларниң топлап овлиши үчүн, аз чиқим билән көп йоқутиши үчүнла пайдилиқ болуп, бизниң

Page 272: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

мәхсәтлиримизгә һеч пайдиси йоқ. әң йеқинқи заманда испатландики, хитай тириторийисидә һәрикәт қиливатқан, бир қәдәр әмәлий көрәш тәҗрибисигә игә, пишқан, истихийилик шәкилләнгән горуппилар чәтәлләрдә пәйда болған, қуруқ гәпни чирайлиқ қилип, лапни йоған ـ йоған етип қойғандин башқа қолидин иш кәлмәйдиған алдамчи тәшкилатлар (чоң иһтималлиқ билән дүшмән тәрипидин орунлаштурулған ”қара нурлуқ чирақ“лар)ға гол болуп, уларниң аталмиш ”бир туташ қоманданлиқи“ни қобул қилипла һәптә арилиқида топи билән тутқун болуп кетишти. омумән, вәтәндикиләрдә чәтәлдә бизниң қалтис чоң тәшкилатлиримиз бар, улар аҗайип зор ишларни қиливатиду, һәм қилиду, дегән хамхиял арқисида чәтәлгә тәлпүнүш хаһиши болмаслиқи керәк. шундақла бундақ хаһиш ақибитидә ”һөл хишқа“ дәссәштин қаттиқ сақлиниш керәк. бундақ хамхияллар билән вақт зая қилип бихуд йетиш техиму хаинанә қилмиштур! чүнки, чәтәлләрдә бундақ улуғ инқилапниң һөддисидин чиқалиғудәк тәшкилатму, ундақ улуғ даһиму йоқ! чәтәлләрдики һазирқи мәвҗут тәшкилатлардики илләтләрни давалап сақайтишниң худди кона өйни бузуп орниға йеңи өй селиштәк тәслики(униңдин көрә ақ йәргә өй салмақ асанрақ), һәтта сәл яхшилаш, аздур ـ көптур ишқа ярайдиған һаләткә кәлтүрүш имканлириниңму йоқлиқини тонутушниң зөрүрийити бар. һәрқандақ талантлиқ адәмму бу пайдисиз шараит ичидә чапсанла набут болиду. һечқандақ рол ойниялмайду. чүнки бу муһит ”бәзлишивалған йәр“гә, ”калиниң пишмайдиған йери“ дегәндәк бир һаләткә келип қалғанки, уни өзгәртиш һечкимниң қолидин кәлмәйду. мана буларни толуқ тонуп йетип, чәтәлдин үмид күтүштин қол ююп, хәлқ өзиниң көрәш йолини, көрәш усулини тепиши, шу

Page 273: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

бойичә һәрикәт қилиши техиму ақиланирақтур. вәтән ичидики тәшкилат яки шәхсләр һәрикәт пилани, адәм исимлири қатарлиқларни чәтәлдикиләр билән ортақлишидиған хаталиқни задила садир қилмаслиқи шәрт. болмиса чәтәлдики шуарчилар буниңдин лап етишиниң хам әшяси сүпитидә пайдилиниши мүмкин. чүнки улар өзлири ”өгзидә“ болғачқа ”иттин қорқмайду“, вәтән ичидикиләр палакәткә учрайду !

чәтәл һәққидики хамхиялларни әвладлиримизниң каллисидинму пак ـ пакиз тазиливетишимиз керәк. ундақ болмайдикән, нурғун от йүрәк яшлар, қолидин иш келидиған инқилапчилар вәтән ичидики бурухтумлуқтин ичи пушуп, чәтәлләрдә ”җуш уруп раваҗлиниватқан инқилап қайнамлириға өзини етип, қошулуп кетиш“ нийити билән чәтәлгә чиқип, биһудә набут болуп кетивериду.

қериндашлар, чәтәлләрдә бу яшлар өзини беғишлап қошулуп кәткүдәк қайнам ـ ташқинлиқ инқилап һәркәтлири йоқ! бундақ һәркәтни вуҗутқа чиқарғили болидиған пайдилиқ вә алаһидә муһитму йоқ! уларни қарши елип, ”кәл, мана бу сәптә орнуң“ дәйдиған нә адәм, нә тәшкилат йоқ! һәқиқий йүрикидин вәтәнгә хизмәт қилишни ойлап чәтәлгә чиққанларниң биринчи тәсирати аччиқ пушаймандин ибарәт икәнликини силәргә сәмимий билдүрүп қоймақни вәзипәм дәп һесаплаймән. йәнә бир тәрәптин, иқтидарлиқларниң чәтәлгә еқиши мәмликәт ичидә сапани техиму төвәнлитиветиду. техиму ечинишлиқи, чәтәлдиму аңлиқ бир тәбиқә шәкилләндүрәлмәйду. әксичә өзлириму шу шараитниң бесими астида җанбақарға, бәк виҗданлиқ болғанлири һеч ишқа арилашмай, аилиси биләнлә болидиған ”тенч пухра“ға айлинип қалиду.

илгирики язмишлиримизда омумән таҗавузчи һөкүмәттә хизмәт қилиш, йәни, һөкүмәттин мааш

Page 274: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

алидиғанлики орунда ишләшниң натоғрилиқи тоғрисида баян қилған идуқ. тәтқиқатлиримизниң чоңқурлишиши шуни көрсәтмәктики, бундақ хизмәтләрдә болуш бир хил хаинлиқтур! бу һәқтики издинишлиримиз төвәндикичә:

таҗавузчи һөкүмәт хизмитини қилидиғанлар миллий өчмәнлик һисиятим бар десиму, бундақ өчмәнлики дилида қеливәргән һалда хаһлимисиму хоҗайинниң тапшуриқини орундашқа мәҗбур болиду. ейтайлуқ, бир катип милләтләр иттипақи һәққидә бир матириял йезип чиқишқа буйрулса ”йезишни хаһлимаймән“ дейәләмду? бир миллий сақчи, бир муҗаһид тутқунни уруп қийнашқа буйрулса яки бир муҗаһидни өйидин тутуп келишкә буйрулса, дилида һәрқанчә қарши болсиму, мааш бәргәнниң тапшуриқини орундимай қутулалмайду! идариларда пат ـ пат елип берилидиған ”ипадә билдүрүш“ йиғинлирида һәрадәмдин ирадисигә, истикигә қарши ”ипадиләр“ елинғандин башқа, язма шәкилдиму ипадә елиниду. бундақ язма һөҗҗәтләрдин дүшмәнләр тәшвиқатта хаһлиғанчә пайдиланса боливериду! мәсилән: ”барин әксил инқилавий топилиңиға қандақ қарайсиз?“ дегән соални чөридигән һалда ипадә тәләп қилинса һечким көңлидикини ейталмайду һәм мушу бир қетимлиқ қуруқ гәпни раст дәвалимән дәп бешидин җуда болушни һечким хаһлимайду. әксичә ирадисигә хилап һалда бәхтимиз үчүн көрәшкән қәһриманларни ”ақчи, көкчи, ешәк оғриси, думбақчи“ дәп тиллап ипадә беришкә мәҗбур болиду. мана булар омумән хитайдин мааш алидиғанларниң ниспий хаинлиқиниң дәлилидур.

һөкүмәткә ишләйдиғанлар өтмүштә маашлиқ орун, алаһидә имтиязлирини сақлап қелиш үчүн һеч хиҗил болмастин манҗучә тәқийә вә кийимләрни кийгән, узун чач қойған болса, бүгүн бизниң әң аңлиқ

Page 275: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

тәбиқимиз болған хизмәтчи, кадирлар хитайниң чағинида кочиға чиқип ”яңгир “ ойнашқа мәҗбур болмақта. чүнки мааш бериватқан хоҗайин немини буйриса шуни қилиду ـ дә! шуниң үчүнму буларни хаин дегән қарашниң асаси бар дейишкә болиду. пәрқ пәқәт хизмәт орниға қарап хаинлиқ дәриҗисиниң игиз ــ пәс болишида. була әмәс, рәсмий җасусларниңмуـбәзилири көпрәк қазанч кәлтүриду, бәзилири анчә әпләштүрәлмәйдиғу!

уйғурларниң хитайларға сетилип ишлиши, бир ـ бирини чеқиши худди қушханида бир ـ биригә йөләп, четип бағланған, қан азгилиға беши саңгилитилған, қассапниң боғузлинишини күтүп ятқан қойларниң һәммиси өлидиған турупму бир ـ бирини чаққиниға охшайду. қассап селиштуруп баһалаш мусабиқиси елан қилиду: ”ким яхши йетип бәрди, җим йетип бәрди, аз тепишлиди... көримиз, һә, мана...“ дәп қизиқтуриду. қойлар бир ـ бирини чеқишқа, өзини актип көрситишкә башлайду: ”мән шүк йетип силини күтиватимән, маву йенимдики бәк типчәкләп кетиватиду, көзлириниму алайтиватиду, силигә аччиқ қиливатамдикин дәп гуманлинип қалдим...“ өлүш һәммигә. җасусларғиму, хаинларғиму рәһим қилинмайду, хитай һечбиримизни аяп қоймайду. өлүш нөвити пәқәт вақт тәртибидики илгири ـ кейинлик, халас!

хитайлар йәрликләргә һазирлап қойған иҗтимаи шараитниң нәтиҗиси шу болидуки, йәрликләр диһқан, падичи яки башқа әң еғир ишларғила ярайдиған ишчи һалиға чүшүрилиду. мәдәнийәт саһәсидин, сода саһәсидин тәдириҗи сиқип чиқирилиду һәм иккинчиләп ундақ саһәләргә кириш салаһийитидин мәһрум қалиду.

1999- фиврал, ташкәнт. 2001 – йили, истанбул.

Page 276: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

Азадлиқ Йолидики Дәсләпки

Аяқ Излири йол аяқ билән из чиқирип меңивериштин һасил

болиду. бизниң азадлиқ йолимиз кимләрдур тәрипидин ясилип тәйярлап қоюлған әмәс. бизниң алдимизда йәнила чатқаллиқ дала, қарлиқ тағ, сусиз чөл созулуп йетипту. пайдилинишқа болидиған аяқ излириниму йоқ дейишкә болиду. у һалда биз ишни йәнила нөлдин башлаймиз. өз аяқлиримиз билән мушу қақас дала, сусиз чөл, чатқаллиқ вә қарлиқ тағлар үстигә биз из салимиз. бу из билән арқиму арқа меңивериштин бир йол һасил болиду, иншааллаһ!

"җәннәтниң ачқучи" да ”җан кәтмәйдиған, әң бимәнә қанунлардиму җинайәт саналмайдиған“ бир хил көрәш шәкли тонуштурулған иди. мана шу хил көрәш шәклини азадлиқимиз үчүн селинған дәсләпки аяқ йол һесаплаш мүмкин.

мунасивәт қилмаслиқ яки ”соғуқ мунасивәт уриши“ елан қилиш. бу ”гәндичә“ бир хил қаршилиқ болуп, дүшмәнләрдин башқа, миллий башлиқлар, сақчилар, амма тәрипидин мунапиқ, сатқинлиқи муәййәнләштүрүлгән шәхсләр, сиясий кеңәшкә бағланған ялақчи моллилар,... ға қаритилиду. улар билән алақә қилмаслиқ, тои ـ төкүн, нәзрә ـ чирақ ишлириға чақирмаслиқ вә арилашмаслиқ, салам ـ саәт қилишмаслиқ, қуда ـ баҗа болмаслиқ,... қатарлиқлар. бу усул оттуриға қоюлғандин кейин бәзи җайларда синап көрүлгән, үними наһайити яхши болған. илгирики тонушлири тәрипидин бирдинла

Page 277: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

ташливетилгән, бирдинла тонумасқа селинған миллий сақчилар йиғлиғудәк һалға келип, йелинип ”қәлб чүшәндүргән“. кишиләр йәнила аңлимиғандәк муамилидә болушқан. һәтта бәзилириниң ата ـ аниси салаға кәлгән. бәзилири сақчи идарисидин алмишип кәткән, бәзилири бирақла хизмәтни ташлап чиқип кәткән. дүшмән бу түпәйли кишиләргә җинайәт артишқа амалсиз қалған. чүнки қанунда кимләргә салам қилиш, кимләр билән иҗтимаий алақидә болуш бәлгиләнмигән ـ дә!

"мусулманлар немә үчүн арқида қалди?" дегән китапта бу һәқтә әмәлий мисаллар билән җанлиқ сүрәтләнгән. әгәр мунапиқлар, сатқинлар абройсизландурулмастин, бесимға учримастин давамлиқ сатқинлиқ билән шуғуллиниш шараитиға еришсә, кишиләрниң мәнәвий бесими түпәйли болсиму сиқилиш, оңайсизлиқ һис қилишқа мәҗбур қилинмиса, у һалда униң өткүзгән мунапиқлиқ гунаһиға әнә шу йол қойған қәвмму шерик болиду, дәп көрситилгән. шундақла, қолимиздин һеч иш кәлмәйду, дәп олтуруш яки азрақ, әрзимигән тиришчанлиқ көрситиш(мәзгил характерлиқ) биләнла чәклинип, ”һәрқанчә қилсақму бәрибир икән, қурбан бәрсәкму, пул чиқим қилсақму һеч нәтиҗә чиқмайдикән“ дейиш интайин хата вә куфриға барабәр сөздур. йәнә шу китапта мувәппиқийәт қазанған явропалиқлар билән мусулманларниң җан вә мал чиқими җанлиқ, пакитлиқ селиштурулған. бу сан ـ сипирларниң тәпсилати үчүн әнә шу китапқа қарашни тәвсийә қилимән. пәқәт хуласә сүпитидә шуни қәйт қилмақчимәнки, бизниң қурбанлиримиз изчил, тохтавсиз әмәс. худди от өчәй дәватқанда азрақ отун селип, йәнә өчәй дегәндә йәнә бир тутам отун салғандәк болуп келиватиду. ваһаләнки, бу хил усулда бир даш қазан қайниғудәк

Page 278: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

отун сәрп болуп түгәйдуки, бир чөгүн су қайнимайду, отунму бикар зиян, мәхсәтму һасил әмәс.

әвладларниң қәлбигә милләт сөйгүси, вәтәнгә муһәббәт, дүшмәнгә нәпрәт чүшәнчилирини чоңқур орнитиш. бу җәһәттә балиларни наһайити кичикидинла хитайларни дүшмән көридиған роһи һаләт ичидә өстүрүшкә тиришиш лазим. писхолугийиниң йошурун аң нәзәрийисигә асасланғанда балилар анисиниң қосиқида җанлиқ һаләткә келип мидирлашқа башлиғандин тартипла авазларни аңлашқа, хатириләшкә башлайдикән. бу замандики хатириләр йошурун аңда сақланғачқа, кейин есигә алалмисиму, әмма униң мәнәвийитини тәшкил қилишта роли наһайити чоң болидикән. шуңа алтә айлиқ болған балилиримизға бир нәрсә туталиғудәк болғандила оюнчуқ тапанчиларни елип бәргинимиздә униңға: ”атә, хитайларни ат! хитайлар бизниң дүшминимиз! хитайлар бизниң вәтинимизни бесивалған “ дәп сөзләп туруш керәк. бу чағдики сөзлиримиз гоя ”гәп уқмайдиған боваққа бикарла дейиливатқан“дәк қилсиму, униң вуҗудиниң дүшмәнгә болған нәпрәт билән пүтүлишидә тәсәввурдин һалқиған дәриҗидә моһим роли барлиқини писхологийә пени испатлимақта! шуңа ”уқмайду“ дәп аддий қаримастин зерикмәстин униң қулиқиға қуюп туруш керәк. бу хил йошурун аң тәрбийисини балида һәқиқий ”әс“ пәйда болған яшқичә изчил давамлаштуруш керәк.

бәзиләр тәшәббус қилған қан төкүшниң әң иптидаий шәкли нөвәттә бизниң әмәлийитимизгә тоғра келидиған бирдин ـ бир йолдур. "йәкму ـ йәк елишиш билән хитайларға күчимиз йәтмәйду, шуңа тенчлиқ усули, қирилип кетимиз, түгәп кетимиз, биһудә өлүш, сиясий йол... " дегүчиләргә шуни ейтишқа тоғри келидуки, әгәр бир күчтүңгүр, бәһәйвәт

Page 279: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

палван көз алдиңиздила аялиңиз яки қизиңизға есилса немә қиларидиңиз? күчүм йәтмигәндикин, көтүмни қисип сөһбәт өткүзәй, дәрмидиңиз яки әркәк болсиңиз һеч болмиса бирни үсүвелип өлүп кетәй, дәп етилармидиңиз? бизниң һазирқи әһвалимиз ундинму бәттәррақтур. шуңа, бизгә ”я мустәқиллиқ, я өлүм“ шуари бап келиду. күчимиз йәтмәйду дәп олтурсақ бәлким узунрақта түгәрмиз, әмма өмримизниң шу ошуқ йери шәрмәндә һаяттур! өзимизни атсақ түгәйдиған болсақ, бу шәрәплик түгәштур! әмма бир милйонға йәтмәйдиған милләтләр йиллар бойи елишип түгәп кәткини йоқ, әксичә биз түгимәктимиз. уттурлуқ қушханида яки өйләрдә союлидиған малдәк, өлүмни күтүп, билинмәйла түгимәктимиз!

миллий тилни сақлаш. милләтниң башқа милләтләрдин аҗрилип туришидики әң моһим миллий бәлгә тилдур. шуңа мустәмликичиләр һаман өзлириниң тилини зорлап теңиш, мустәмликә әлниң тилини унтулдуриветиш койида болиду. бу һәқтә франсийә язғучиси алфунс додниң "әң ахирқи дәрс" намлиқ һекайисидики мәшһур бир җүмлә сөзни қистуруп өтсәк, бу нуқтини чүшиништә үними бар дәп ойлаймән. өткән әсирдә пруссийә импирийиси (германийә) франсийигә таҗавуз қилип кирип, бу йәрдики мәктәпләрдә фирансуз тили оқутушни чәкләш, немис тили оқутушни йолға қоюш бәлгилимисини елан қилиду. бәлгилиминиң иҗраси башлинишниң һарпа күни ― франсузчә дәрс үчүн әң ахирқи күни мәлум мәктәпниң франсуз тили оқутқучиси ахирқи саәтлик франсуз тили дәрси өтиватқанда шу йезидики барлиқ чоң ـ кичик диһқанлар синипқа тиқиливелип дәрс аңлайду. бу мәнзирә әбидийлик хошлишиватқан қиммәтлик нәрсигә қиймаслиқни ипадиләйти, кишиләр буниңдин кейин франсузчә дәрс оқулмайдиған, франсуз тили

Page 280: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

әмәлдин қалидиған болғачқа ихтиярсиз йосунда мәктәпкә келип, ана тили билән видалишидиған бу саәттә ахирқи қетим фирансузчә аңливелиш истики билән йиғилишқан иди. мана шундақ бир арқа көрүнүшни яратқан муәллип, фирасуз тили оқутқучисиниң тилидин шундақ дәйду ” ׃ тил ― мустәмликә қәпизиниң қулупини ачидиған ачқуч“. демәк, әгәр биз тилимизни йоқатмисақ әнә шу ачқуч өз қолимизда болған болиду; тилимизни йоқатсақ, бу ачқуч йоқулиду, қәпәзгә әбәдийлик бәнд болимиз!

бу җәһәттә биздә сақлиниватқан мәсилиләр хели еғир: хитайчә билидиған бир түркүм адәмләр буни мәдәнийәтниң, билимданлиқниң бир хил бәлгиси сүпитидә тонивелип, өз ара алақидә хитай тили ишлитиду. һәтта өзини ”милләтчи“, ”вәтән сөйәр“ һесаплайдиғанларму (болупму шималда) хитайчини өзара алақә тили қиливалған әһваллар еғир. бу би ихтияр йосунда миллий сүпәтниң йоқулишиға, қулчилиқ, ”хитай улуғ“ уқумини тән елишқа елип бариду. биз тил үгинишни қош қоллап қуввәтләймиз, әмма уни билим елиш васитиси сүпитидә пайдилиниш, дүшмәнни чүшиниш, дүшмәнниң сүиқәстлик пиланлирини билип туруш мәхсидидә пайдилинишни тәшәббус қилимиз. йирақ милләтләрниң тили бир мәзгил қизғинлиқ билән алақә тилиға айлинип қалса (чар русийә дәвридә йоқури тәбиқә арисида фирансуз тили алақә тили болуп қалған. бу тил мәдәнийәт вә ақсөңәкликниң бир хил ипадиси сүпитидә қобул қилинған), буниң анчә зәрәри йоқ. әмма арилишип олтурақлашқан чоң милләтниң тили, болупму һөкүмран милләтниң тилини йениклик билән қобул қиливериш толиму хәтәрлик!

биринчидин, хитай тили һәвәс қилип сөзләп кәткүдәк һөрмәткә сазавәр дост милләтниң тили әмәс; бәлки нәпрәтлик дүшмәнниң тили. иккинчидин, у

Page 281: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

дунявий абройға игә, ипадиләш күчи зор, тәрәққий қилған тилму әмәс. чәтәлләрдә бирмунчә дөләтләрдә хитайчиға қариғанда уйғур тили яхширақ ишләйду, хели көп мәмликәтләрдә түрк тиллири системи болиши сәвәбидин тилимизни уқтурғили болиду. бу йәрләрдә болса хитайчиниң задила базири йоқ! гирамматикилик хусусийәт, ипадиләш күчи җәһәттә хитай тили әң қалақ, иптидаий тиллар катигорийисигә мәнсуп болуп, бу җәһәттиму өзимизниң тили илғаррақ. үчинчи, хитайлар һазирқи һөкүмранлиқ орни түпәйли йеңилиқлардин, дуня заманиви илим ـ пенидин алдинрақ нәсивидар боливатқан тәрипини мустәсна қилғанда, униң тили арқилиқ миллий мәдәнийитидин бирнемиләрни үгинип кәткүдәк мәдәний милләтму әмәс. шуниң үчүн уларниң барлиқ чакина, пәс, һәтта явайилиққа мәнсуп қилиқлирини, адәтлирини қариғуларчә доруш, мәдәний өрнәк һесабида қобул қилиш бизни мәдәнийәт җәһәттә арқиға чекиндүрүш ролинила ойнайду, инсанлиқтин йирақлаштуриду, халас! мәсилән: дасқа су қуйивелип йүз ююш (қол юған йүдисидә йүз ююш) адити, тамақ йейиштики қилиқсизлиқлири, сорун таллимай йәл чиқириш, гални қирип көргәнла йәргә түкүрүши, вараң чуруң қилип йоқури авазда сөзлиши, инсанға хасـــ тәкәллуп сөзлирини билмәслики, сөзни бөлүп әдәпсизлик билән қистурулуп кириши, чала көрәңлик, асассиз кибир, әмәлпәрәслик, рәһимсизлик, әдәм гөши йейиш ,...

бу қилиқлардин бирмунчисини үгинивалдуқ. бир мисални селиштуруп көрәйли, бу йоқури авазда сөзләш адити болуп, бу қилиқни хитай язғучиси бәй яң ”рәзил хитайлар“ дегән китабида шундақ сүрәтлигән ׃америкида бир өлкилик хитайдин иккиси учришип қапту. улар кочидила, ким бар, ким йоқ демәстин адити бойичә чувулдишип сөзлишип кетипту. вар ـ вур

Page 282: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

қилип сөзлишишкә қоллирини тәртипсиз пулаңлитишлири қошулуп, әтраптики америкилиқларға җидәллишиватқандәк туюлупту. һәтта һелила бир ـ бирини өлтүридиған болди, дәп әнсирәп, бирлири сақчиға мәлум қилип қоюпту. сақчилар һолуққан һалда йетип келип, иккисини икки чәткә тартип: ”немә қиливатисиләр?“ дәп сораптикән, хитайлар: ”пичирлишиватимиз“ дәп җавап берипту.

худди шундақ бир вақә уйғурлардиму болған. орта асияда тиҗарәт қилип йүргән уйғурлар иҗаригә олтурған бир өйниң арқисидики йолдин өтүп кетиватқан чарлиғучи сақчилар бу өйдин чиқиватқан вараң ـ чуруңни аңлап туруп қапту. бирдәм күзәткән икән варқираш, қия ـ чиялардин әһвал чатақтәк билинипту. бу өйдә чоқум җидәл боливатиду, бәлким өлүм вақәлири йүз бәргән болишиму мүмкин дәп һөкүм қипту ـ дә, өйгә бесип кирип, уларниң һәммисини тутуп кетипту. улар адәттикичә сөзлишивататтуқ, дәп сақчиларни ишәндүрәлмәй, әһвал ениқланғичә нәччә күн түрмидә ятқан икән... мана бу "мәдәнийәтлик хитайлар"дин бизгә юққан "мәдәнийәт"тин бир өрнәк!

1999- йили, март, ташкәнт. 2001- йили, истанбул.

Page 283: Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издинишeynek.biz/elkitaplar/XTAYI1.pdf · ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ

Пайдиланған Китаплар қурани кәрим (уйғурчә тәрҗимиси( клаире хой; виктор осторивиский(чәтәлгә қачқан

моссад җасуси): "һилә йоли"(түркчә нәшри( җонн баррон: "KGB"(түркчә нәшри( фриуд: "роһий анализ тоғрисида"(түркчә нәшри( 》色情间谍》 ("шәһваний җасуслуқ ـــ ") ــ америка

мәркизий ахбарат идариси түзгәнKGB һәққидики матириял (хитайчә нәшри(

ший лейфу: "үч катибаш ـــــ ” сталин “, ” розвелт “ ,

”черчил “" "үч қанхор ــــــ

” гитлер “, ” муссолин “, ” туҗухедики “"

"генераллиқтин башқанлиққичә ـــــ ” изинхауер “, ” де гол “,

XXX: ”тито“" (уйғурчә нәшри( "җияң земинниң шәрқий түркистанда хизмәтләрни

көздин көчүргәндә сөзлигән сөзини үгиниш тезислири" (хитайчә ички матириял(

гитлер: " “KAVGAM” ("көрәшлирим" түркчә нәшри.(